20
Асмандики һоқуқ
Мат. 21:23-27; Мар. 11:27-33
Вә шу күнләрдин бир күни у ибадәтханиниң һойлилирида хәлиққә тәлим берип хуш хәвәрни елан қиливатқанда, баш каһинлар вә Тәврат устазлири билән ақсақаллар униң алдиға келип униңдин:Мат. 21:23; Мар. 11:27; Рос. 4:7; 7:27. — Бизгә ейтқин: Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа асасән қиливатисән? Саңа бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сориди.
У уларға җавап берип: — Мәнму силәрдин бир ишни сорай; силәр маңа ейтип бериңларчу, — Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш әрштинму, яки инсанлардинму? — дәп сориди.
Улар өз ара мулаһизә қилишип:
— Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» дәйду.«Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» — мошу диний әрбабларниң һәммиси Йәһя пәйғәмбәрниң йәткүзгән хәвиригә җававән: «Бизгә товва қилиш керәк әмәс» дегән вә Йәһя «мениң кәйнимдә келидиған» дәп көрсәткән Мәсиһниң келишигә ишәнмәй, униң чөмүлдүрүшини рәт қилған еди, әлвәттә. Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк, бу барлиқ халайиқ бизни чалма-кесәк қилип өлтүриду. Чүнки улар Йәһяниң пәйғәмбәр екәнлигигә ишәндүрүлгән, — дейишти.
Вә улар: — Униң һоқуқиниң қәйәрдин кәлгәнлигини билмәймиз, — дәп җавап беришти.
Әйса уларға: — Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа асасән қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди.
 
Рәзил иҗарикәшләр һәққидики тәмсил
Мат. 21:33-46; Мар. 12:1-12
У халайиққа муну тәмсилни сөзләшкә башлиди: — «Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа берип у йәрдә узун вақит турупту. Зәб. 79:9-10; Йәш. 5:1; Йәр. 2:21; 12:10; Мат. 21:33; Мар. 12:1. 10 Үзүмләрни жиғидиған мәзгил кәлгәндә бағвәнләрниң үзүмзарлиқтики мевидин униңға беришкә қуллиридин бирини улариниң йениға әвәтипту. Лекин бағвәнләр уни уруп-думбалап қуруқ қол яндуруветипту.
11 У йәнә башқа бир қулни әвәтипту. Лекин улар униму думбалап, харлап, йәнә қуруқ қол қайтуруветипту. 12 У йәнә үчинчисини әвәтипту; улар униму уруп яриландуруп, талаға һайдап чиқириветипту. 13 Ахирда үзүмзарлиқниң ғоҗайини: «Қандақ қилсам болар? Сөйүмлүк оғлумни әвәтәй; улар уни көрсә, һеч болмиғанда униң һөрмитини қилар?» дәпту. 14 Бирақ бағвәнләр униң оғлини көрүп бир-бири билән мәслиһәтлишип: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни җайливетәйли, андин мирас бизниңки болиду» дейишипту. Яр. 37:18; Зәб. 2:1, 8; Мат. 26:3; 27:1; Юһ. 11:53; Ибр. 1:2. 15 Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту. Әнди бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини уларни қандақ қилиду? «Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту» — бу Мәсиһниң Йерусалимниң сиртиға елип чиқилип кресткә миқлинидиғанлиғиға бир бешарәт. 16 У келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду».
Халайиқ буни аңлап: — Бундақ ишлар һәргиз болмисун! — дейишти.« Үзүмзарлиқниң ғоҗайини келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду» — бу сөзму бешарәт, әлвәттә.
17 Лекин у уларға көзлирини тикип мундақ деди:
— Ундақ болса, муқәддәс язмиларда «Тамчилар ташливәткән таш болса,
Буҗәк теши болуп тикләнди» дәп йезилған сөз зади немини көрситиду?«Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «Зәб.» 117:22. «Буҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар һаятиниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташливәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.  Зәб. 117:22; Йәш. 8:14; 28:16; Мат. 21:42; Мар. 12:10; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:4, 7.
18 Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду.«Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду» — «таш» болса Мәсиһ өзи, әлвәттә. 17-айәтни көрүң. Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «Матта»ға берилигән «қошумчә сөз»имиздики ««Зәб.» 117:22 тоғрилиқ» мәзмунни көрүң.  Йәш. 8:15; Дан. 2:34; Зәк. 12:3.
 
«Баҗ тапшурамдуқ?» дегән қилтақ
Мат. 22:15-22; Мар. 12:13-17
19 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири униң бу тәмсили өзлиригә қаритип ейтқанлиғини билип шу һаман униңға қол селиш йолини издиди; лекин улар халайиқтин қорқушти. 20 Шуңа улар униң кәйнидин марап, уни Рим валийисиниң һөкүмранлиғида сораққа тартишқа тапшуруш үчүн бир нәччә адәмләрни сетивелип, соқунуп киришкә әвәтти. Улар сәмимий қияпәткә киривелип, униң сөзидин йочуқ издәп жүрәтти. «улар сәмимий қияпәткә киривелип,...» — «сәмимий» грек тилида «һәққаний» дегән сөз билән ипадилиниду.  Мат. 22:16; Мар. 12:13. 21 Улар униңға мундақ соал қойди: — Әй устаз, силини дурус сөз қилидиған вә дурус тәлим беридиған, һеч қандақ адәмниң йүз-хатирисини қәтъий қилмайдиған, бәлки Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватқан адәм дәп билимиз. 22 Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?».«Рим императори Қәйсәр...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван берәләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән кишиләр уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.
23 Амма у уларниң һейлисини көрүп йетип уларға: — Немишкә мени синимақчисиләр? «Немишкә мени синимақчисиләр?» — мошу сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду. 24 Маңа бир күмүч динар көрситиңлар. Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — деди. Улар униңға: Қәйсәрниңки, — деди.«Маңа бир күмүч динар көрситиңлар» — «бир күмүч динар» грек тилида «бир динариус», Рим империйәсиниң пул бирлиги. Мошундақ пулниң йүзидә «адәмниң сүрити» көрситилгән болғачқа, Йәһудий моллилар мундақ пулни «муқәддәс ибадәтхана»ға елип киришини мәнъий қилған еди.
Бир динар тәхминән бир адәмниң күнлүк иш һәққи болатти.
25 Вә у уларға: — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди. «Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар» — Қәйсәргә Қәйсәрниң һәққи (униң сүрити болған нәрсә)ни тапшуруңлар — демәк, баҗ төләш керәк. Амма қандақ нәрсә үстидә «Худаниң сүрити» бар? Инсан өзи «Худаниң сүрити» болуп, биз пүтүнимизни Худаға тапшуришимиз керәктур («Яр.» 1:26-27ни көрүң).  Мат. 17:25; 22:21; Рим. 13:7. 26 Улар халайиқниң алдида униң сөзлиридин уни тутувалғидәк һеч қандақ йочуқ тапалмиди. Улар униң бу җававиға һәйрануһәс болуп, зувани тутулди.
 
Тирилишкә мунасивәтлик мәсилә
Мат. 22:23-33; Мар. 12:18-27
27 Вә «өлгәнләр тирилмәйду» дәп инкар қилидиған Садуқийларниң бәзилири униң алдиға келип соал қоюп мундақ деди:«Садуқийлар» — бу диний мәзһәп тоғрилиқ «Мат.» 16:1дики изаһатни вә «Тәбирләр»ни көрүң.  Мат. 22:23; Мар. 12:18; Рос. 23:8.
28 — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта бизгә: «Аяли бар, амма пәрзәнт көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — дәп язған.«Аяли бар, амма пәрзәнт көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — «Қан.» 25:5.  Қан. 25:5-6.
29 Әнди йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти. 30 Иккинчи қериндиши аялини әмригә елип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти. «Иккинчи қериндиши аялини әмригә елип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти» — бәзи кона көчүрмиләрдә «аялини әмригә елип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти» дегән сөз тепилмай, пәқәт «Иккинчи...» дейилиду. 31 Андин үчинчиси уни алди; шундақ қилип, йәттиси уни әмригә елип пәрзәнт көрмәй өлди. 32 Һәммисидин кейин аялму өлди.
33 Әнди тирилиш күнидә бу аял уларниң қайсисиниңки болар? Чүнки йәттиси уни хотунлуққа алған-дә?!
34 Әйса уларға мундақ җавап бәрди:
— Бу аләмниң пәрзәнтлири өйлиниду, ятлиқ болиду. «бу аләмниң пәрзәнтлири...» — грек тилида «бу заманниң оғуллири...». 35 Лекин у аләмдин несивә болушқа, шундақла өлүкләрдин тирилишкә лайиқ саналғанлар өйләнмәйду, ятлиқ болмайду. «... өлүкләрдин тирилишкә лайиқ саналғанлар...» — «өлгәнләрдин тирилиш» дегәнлик қизиқ ибарә болуп, һәммә адәм охшаш вақитта тирилмәйдиғанлиғини көрситиду. Биринчи тирилиш һәққанийларниңки, иккинчи тирилиш етиқатсизларниңки болиду. Бу һәқиқәт «Вәһий» 20-бапта көрүниду. 36 Чүнки улар йәнә өлмәйду, пәриштиләргә охшаш болиду; «өлүмдин тирилиштин туғулған пәрзәнтләр» болғачқа, улар Худаниң оғуллиридур.1Юһа. 3:2.
37 Әнди өлгәнләрниң тирилдүрүлүшини һәтта Муса пәйғәмбәр өзиму аян қилған; чүнки Тәвраттики «тикәнлик» дегән вақиәниң хатирисидә у Пәрвәрдигарни: «Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси» дәп баян қилған. «Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси» — «Мис.» 3:6ни көрүң.  Мис. 3:6; Рос. 7:32; Ибр. 11:16. 38 У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур; чүнки униңға нисбәтән һәммәйлән тириктур! «чүнки униңға нисбәтән һәммәйлән тириктур!» — бәзи алимлар «буларниң һәммиси» (Ибраһим, Исһақ, Яқупларниң һәммиси, демәкчи) униңға нисбәтән тириктур!» дәп тәрҗимә қилиду. Бизниңчә «һәммәйлән» һәр адәмниң роһиниң Худа алдида тирик екәнлигини көрситиду. «чүнки униңға нисбәтән һәммәйлән тириктур!» — Әйсаниң «тирилиш» тоғрилиқ бу сөзлири «Мат.» 22:32диму тепилиду. «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә улар тоғрилиқ азрақ шәрһ беримиз.
39 Шуниң билән Тәврат устазлиридин бир қанчиси баһа берип: — Устаз, яхши ейттиң, — деди. 40 Чүнки улардин һеч ким йәнә униңдин соал сорашқа җүръәт қилалмиди.
 
Қутқузғучи-Мәсиһ — Давутниң оғли һәм Рәбби
Мат. 22:41-46; Мар. 12:35-37
41 Әнди у уларға соал қойди: — Кишиләр Мәсиһни қандақсигә Давутниң оғли дәйду? Мат. 22:42; Мар. 12:35. 42-43 Чүнки Давут өзи Зәбурда: Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: —
«Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә,
Мениң оң йенимда олтарғин!» — дегәнғу?«Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, мениң оң йенимда олтарғин!» — «Зәб.» 109:1.  Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Ибр. 1:13; 10:13.
44 Амма Давут уни «Рәббим» дәп чақирған йәрдә, ундақта у қандақму униң оғли болиду?
 
Әйсаниң Тәврат устазлирини әйиплиши
Мат. 23:1-36; Мар. 12:38-40; Луқа 11:37-54
45 Вә барлиқ халайиқ қулақ селип аңлаватқанда, у мухлислириға мундақ деди: —
46 — Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Улар узун тонларни кийивалған һалда ғадийип жүрүшкә, базарларда кишиләрниң уларға болған саламлириға, синагогларда алдинқи орунларда, зияпәтләрдиму төрдә олтиришқа амрақ келиду. «...базарларда кишиләрниң уларға болған саламлириға, ... амрақ келиду» — тарих тәтқиқатлириға асасән Йәһудийларниң өз устазлириға қилған «салам»лирини интайин узун вә мурәккәп дәп билимиз.  Мат. 23:5, 6; Мар. 12:38, 39; Луқа 11:43. 47 Улар тул аялларниң барлиқ өй-бесатлирини йәвалиду вә көз-көз қилип ялғандин узундин-узун дуалар қилиду. Уларниң тартидиған җазаси техиму еғир болиду!Мат. 23:14; Мар. 12:40; 2Тим. 3:6; Тит. 1:11.
 
 

20:1 Мат. 21:23; Мар. 11:27; Рос. 4:7; 7:27.

20:5 «Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» — мошу диний әрбабларниң һәммиси Йәһя пәйғәмбәрниң йәткүзгән хәвиригә җававән: «Бизгә товва қилиш керәк әмәс» дегән вә Йәһя «мениң кәйнимдә келидиған» дәп көрсәткән Мәсиһниң келишигә ишәнмәй, униң чөмүлдүрүшини рәт қилған еди, әлвәттә.

20:9 Зәб. 79:9-10; Йәш. 5:1; Йәр. 2:21; 12:10; Мат. 21:33; Мар. 12:1.

20:14 Яр. 37:18; Зәб. 2:1, 8; Мат. 26:3; 27:1; Юһ. 11:53; Ибр. 1:2.

20:15 «Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту» — бу Мәсиһниң Йерусалимниң сиртиға елип чиқилип кресткә миқлинидиғанлиғиға бир бешарәт.

20:16 « Үзүмзарлиқниң ғоҗайини келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду» — бу сөзму бешарәт, әлвәттә.

20:17 «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «Зәб.» 117:22. «Буҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар һаятиниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташливәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.

20:17 Зәб. 117:22; Йәш. 8:14; 28:16; Мат. 21:42; Мар. 12:10; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:4, 7.

20:18 «Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду» — «таш» болса Мәсиһ өзи, әлвәттә. 17-айәтни көрүң. Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «Матта»ға берилигән «қошумчә сөз»имиздики ««Зәб.» 117:22 тоғрилиқ» мәзмунни көрүң.

20:18 Йәш. 8:15; Дан. 2:34; Зәк. 12:3.

20:20 «улар сәмимий қияпәткә киривелип,...» — «сәмимий» грек тилида «һәққаний» дегән сөз билән ипадилиниду.

20:20 Мат. 22:16; Мар. 12:13.

20:22 «Рим императори Қәйсәр...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван берәләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән кишиләр уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.

20:23 «Немишкә мени синимақчисиләр?» — мошу сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.

20:24 «Маңа бир күмүч динар көрситиңлар» — «бир күмүч динар» грек тилида «бир динариус», Рим империйәсиниң пул бирлиги. Мошундақ пулниң йүзидә «адәмниң сүрити» көрситилгән болғачқа, Йәһудий моллилар мундақ пулни «муқәддәс ибадәтхана»ға елип киришини мәнъий қилған еди. Бир динар тәхминән бир адәмниң күнлүк иш һәққи болатти.

20:25 «Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар» — Қәйсәргә Қәйсәрниң һәққи (униң сүрити болған нәрсә)ни тапшуруңлар — демәк, баҗ төләш керәк. Амма қандақ нәрсә үстидә «Худаниң сүрити» бар? Инсан өзи «Худаниң сүрити» болуп, биз пүтүнимизни Худаға тапшуришимиз керәктур («Яр.» 1:26-27ни көрүң).

20:25 Мат. 17:25; 22:21; Рим. 13:7.

20:27 «Садуқийлар» — бу диний мәзһәп тоғрилиқ «Мат.» 16:1дики изаһатни вә «Тәбирләр»ни көрүң.

20:27 Мат. 22:23; Мар. 12:18; Рос. 23:8.

20:28 «Аяли бар, амма пәрзәнт көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — «Қан.» 25:5.

20:28 Қан. 25:5-6.

20:30 «Иккинчи қериндиши аялини әмригә елип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти» — бәзи кона көчүрмиләрдә «аялини әмригә елип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти» дегән сөз тепилмай, пәқәт «Иккинчи...» дейилиду.

20:34 «бу аләмниң пәрзәнтлири...» — грек тилида «бу заманниң оғуллири...».

20:35 «... өлүкләрдин тирилишкә лайиқ саналғанлар...» — «өлгәнләрдин тирилиш» дегәнлик қизиқ ибарә болуп, һәммә адәм охшаш вақитта тирилмәйдиғанлиғини көрситиду. Биринчи тирилиш һәққанийларниңки, иккинчи тирилиш етиқатсизларниңки болиду. Бу һәқиқәт «Вәһий» 20-бапта көрүниду.

20:36 1Юһа. 3:2.

20:37 «Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси» — «Мис.» 3:6ни көрүң.

20:37 Мис. 3:6; Рос. 7:32; Ибр. 11:16.

20:38 «чүнки униңға нисбәтән һәммәйлән тириктур!» — бәзи алимлар «буларниң һәммиси» (Ибраһим, Исһақ, Яқупларниң һәммиси, демәкчи) униңға нисбәтән тириктур!» дәп тәрҗимә қилиду. Бизниңчә «һәммәйлән» һәр адәмниң роһиниң Худа алдида тирик екәнлигини көрситиду. «чүнки униңға нисбәтән һәммәйлән тириктур!» — Әйсаниң «тирилиш» тоғрилиқ бу сөзлири «Мат.» 22:32диму тепилиду. «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә улар тоғрилиқ азрақ шәрһ беримиз.

20:41 Мат. 22:42; Мар. 12:35.

20:42-43 «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, мениң оң йенимда олтарғин!» — «Зәб.» 109:1.

20:42-43 Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Ибр. 1:13; 10:13.

20:46 «...базарларда кишиләрниң уларға болған саламлириға, ... амрақ келиду» — тарих тәтқиқатлириға асасән Йәһудийларниң өз устазлириға қилған «салам»лирини интайин узун вә мурәккәп дәп билимиз.

20:46 Мат. 23:5, 6; Мар. 12:38, 39; Луқа 11:43.

20:47 Мат. 23:14; Мар. 12:40; 2Тим. 3:6; Тит. 1:11.