25
Һәр түрлүк қанун-бәлгүлимиләр
1 Әгәр икки киши бир нәрсини талишип қелип, һөкүм беришни тәләп қилип сот алдиға кәлсә, ундақта сорақчилар дәваға һөкүм чиқирип һәқдарни һәқ, гунайи бар адәмни гунакар дәп җакалисун. 2 Әгәр гунакар адәм дәрригә лайиқ болса, сорақчи уни өзиниң алдида йәргә ятқузуп, униң қилған гунайиға лайиқ санап дәррилисун. 3 Лекин пәқәт қириқ дәррила урулсун; шуниңдин зиядә урулмисун, көп урулса шу қериндишиң көз алдиңда кәмситилгән болиду.■2Кор. 11:24
4 Сән хаман тепиватқан калиниң ағзини боғмиғин.■1Кор. 9:9; 1Тим. 5:18
5 Әгәр бир йәрдә туридиған қериндаш ака-иниларниң бири бала йүзи көрмәй өлүп кәтсә, өлгән кишиниң аяли ят бир кишигә тәгмисун; бәлки униң ериниң биртуққан қериндиши униң қешиға кирип уни хотунлуққа елип, биртуққан қериндашлиқ бурчини ада қилсун; ■Мат. 22:24; Мар. 12:19; Луқа 20:28 6 өлгән қериндишиниң исми Исраилдин өчүрүлмәслиги үчүн аялниң тунҗа балисиға униң исми қоюлсун.
7 Лекин әгәр бу киши йәңгисини елишни халимиса, йәңгиси шәһәр дәрвазисидики ақсақалларниң қешиға берип: «Еримниң биртуққан қериндиши өз қериндишиниң исмини Исраилда қалдурушқа унимиди; у мән үчүн биртуққан қериндашлиқ бурчини ада қилишқа унимиди», дәп ейтсун.■Рут 4:7
8 Андин униң шәһиридики ақсақаллар уни чақиртип униңға несиһәт қилсун; әгәр у: «Мән уни хотунлуққа елишни халимаймән», дәп чиң турувалса, 9 йәңгиси ақсақалларниң көз алдида униң қешиға берип, униң путидин кәшини салдуруп, йүзигә төкүрүп: «Бир туққан қериндиши үчүн аилә қурушқа унимиған кишигә шундақ қилинсун!» дәп җакалисун. ■Рут 4:5 10 Шу кишиниң нами Исраилниң ичидә: «Кәши селинғучиниң өйи» дәп аталсун.
11 Әгәр икки адәм бир-бири билән урушуп қалғинида бириниң аяли өз еригә ярдәмлишип ерини урғучиниң қолидин аҗратмақчи болуп, қолини узитип урғучиниң җан йерини тутувалса, 12 ундақта сән униңға һеч рәһим қилмай қолини кесивәт.□«сән униңға һеч рәһим қилмай...» — ибраний тилида «көзүң уни һеч айимай...».
13 Сениң халтаңда чоң-кичик икки хил тараза теши болмисун.
14 Өйүңдә чоң-кичик икки хил әфаһ сақлима.□«әфаһ» — ашлиқ-данларниң өлчәм бирлиги, тәхминән 20 яки 27 литр.
15 Тараза тешиң топтоғра, дурус болсун; әфаһиңму топтоғра, дурус болсун. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда өмрүң узун болиду. 16 Чүнки кимки шундақ ишлар қилса, кимки наһәқ иш қилса, Худайиң Пәрвәрдигарниң алдида жиркиничлик санилиду.■Пәнд. 11:1
Амаләкләрдин келидиған хәтәрни йоқитиш
17 Мисирдин чиқип келиватқиниңларда Амаләкләрниң силәргә немә қилғинини есиңларда тутуңлар; ■Мис. 17:8 18 улар Худадин қорқмай, йолда силәргә учрап, силәр һерип-чарчап һалиңлар қалмиған чағда, кәйниңларда қалған аҗиз кишиләрни уруп йоқатмидиму? У Худадин һеч қорқмиди. 19 Шуңа, Пәрвәрдигар Худайиң мирасиң болсун дәп саңа егиләшкә беридиған зиминда, Пәрвәрдигар Худайиң әтрапиңдики барлиқ дүшмәнлириңдин аманлиқ бәргинидә, Амаләкләрниң намини асманниң тегидә әсләнмигидәк дәриҗидә өчүрүвәт; бу ишни унутма.
■25:5 Мат. 22:24; Мар. 12:19; Луқа 20:28
□25:12 «сән униңға һеч рәһим қилмай...» — ибраний тилида «көзүң уни һеч айимай...».
□25:14 «әфаһ» — ашлиқ-данларниң өлчәм бирлиги, тәхминән 20 яки 27 литр.