5
Җамаәттики бәзи әмәлий ишлар
Яшанған әрләрни әйиплигәндә қаттиқ сөзлимигин, бәлки уларға атаң сүпитидә несиһәт бәргин. Шуниңдәк, жигитләргә қериндашлириң сүпитидә сөзлигин.Лав. 19:32. Яшанған аялларға анаң сүпитидә, яш аялларға ача-сиңиллириң сүпитидә һәр ишта пак қәлб билән муамилә қилғин. Һәқиқий тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал.«һәқиқий тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал» — «һәқиқий тул аяллар» мошу йәрдә еридин җуда болған, қийинчлиқта турған аялларни көрситиду. «Һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал» грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду. Лекин, тул аялларниң пәрзәнтлири яки нәврилири болса, улар алди билән өз аилисигә нисбәтән ихласмәнликни үгинип, өз ата-анисиниң әҗрини яндурсун; чүнки бу иш Худани хурсән қилиду.Яр. 45:10,11; Мат. 15:4; Мар. 7:10; Әф. 6:1, 2. Әнди һәқиқий тул өтүватқан, ялғуз қалған аяллар болса, үмүтини Худаға бағлиған болуп, кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду.Луқа 2:36; 1Кор. 7:32. Лекин һозур-һалавәткә берилгән тул хотун һаят болсиму, өлгәнгә баравәрдур. Әнди башқилар тәрипидин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн сән уларға бу ишларни җекиләп тапилиғин. Лекин бириси өз туққанлиридин, болупму өз аилисидикиләрдин хәвәр алмиса, у етиқаттин танған дәп қарилип, капирлардин бәттәр болиду.Гал. 6:10.
 
Тул аял тизимға елинса, йеши атмиштин төвән болмаслиғи, бирла әрниң аяли болған болуши керәк, «Тул аял тизимға елинса, йеши атмиштин төвән болмаслиғи, бирла әрниң аяли болған болуши керәк...» — «тул аял тизимға елинса» дегәндики «тизим» бәлким җамаәт ичидики алаһидә ярдәм алғучи тул аялларниң тизимини көрситиду. Уларниң йәнә бәлким алаһидә дуа вә башқа һаҗәтмәнләрни йоқлаш хизмәтлири бар еди; йәнә келип улар қайтидин той қилмаслиққа вәдә қилиши керәк болуши мүмкин (12-айәтни көрүң).
«Бирла әрниң аяли болған болуши керәк» дегәнниң «бирла әрлик болған болуши керәк» яки «өз еригә садиқ болған болуши керәк» дегән башқа бир хил чүшәнчиси бар.
10 йәнә гөзәл әмәллири билән тәрипләнгән болуши, балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, мусапирларға меһмандостлуқ көрсәткән, муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуюп қойған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қолини узартқан, өзини һәр хил хәйр-сахавәт ишлириға беғишлиғанлар болуши керәк. «йәнә гөзәл әмәллири билән тәрипләнгән болуши, ... муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуюп қойған... өзини һәр хил хәйр-сахавәт ишлириға беғишлиғанлар болуши керәк» — «муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуйған»: — оқурмәнләргә аянки, «пут жуюш» Оттура Шәриқтики өрп-адәтләрдин еди, сәпәрдин кәлгән меһманларни қизғинлиқ билән күтүшни билдүрәтти. Бу ишниң өзи бәлким башқа етиқатчиларниң хизмитидә кәмтәрлик билән болушниң яхши бәлгүси еди («Юһ.» 13:1-17ни көрүң).  Яр. 18:4; 19:2; Луқа 7:38,44; 1Пет. 4:9. 11 Лекин яш тул аялларни тизимликкә киргүзмә. Чүнки уларниң ишқ һәвәслири қозғилип Мәсиһдин тенип, қайта никаһлинишни арзу қилиду; 12 шуниң билән, улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәплик әйиплик болиду. «... улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәплик әйиплик болиду» — «дәсләп бәргән вәдиси» бәлким уларниң һәр бириниң «Әйса Мәсиһ үчүн җамаәтниң хизмитидә болимән, қайта той қилмаймән» дегәндәк бир вәдисини көрситиши мүмкин. 9-айәтни йәнә көрүң. 13 Униң үстигә улар һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқуруп жүрүшни үгиниду; шундақла һорун болупла қалмай, ғәйвәт қилип, башқиларниң ишлириға чепилғақ болуп налайиқ ишларға валақлайдиғанлардин болуп қелиши мүмкин. «Униң үстигә улар һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқуруп жүрүшни үгиниду; шундақла һорун болупла қалмай, ғәйвәт қилип, башқиларниң ишлириға чепилғақ болуп налайиқ ишларға валақлайдиғанлардин болуп қелиши мүмкин» — демәк, әгәр ундақ майиллиғи болған тул аялларға җамаәт тәрипидин иқтисадий ярдәм берилгән болса («тизимланса»), улар техиму шундақ йолда меңип кетиши мүмкин.  Тит. 2:3. 14 Шуниң үчүн, бундақ яш тул аялларниң никаһлинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини халаймән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиға бизни һәр қандақ әйипләп-һақарәтләш пурсити чиқмайду. «бизгә қарши турғучиға бизни һәр қандақ әйипләп-һақарәтләш пурсити чиқмайду» — «бизгә қарши турғучи» Шәйтанниң өзини яки йәр йүзидә Инҗилға қарши чиққанларни көрситиду.  1Кор. 7:9. 15 Чүнки шундақ бәзи тул аяллар аллиқачан етиқаттин тенип Шәйтанниң кәйнигә кирип кәтти. 16 Әгәр етиқати бар бир әр яки аял кишиниң тул қалған туққанлири болса, у өзи уларға ярдәм бәрсун, жүки җамаәткә чүшмисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-чақисиз тул аялларға ярдәм қилалайду.«Әгәр етиқати бар бир әр яки аял киши...» — бәзи кона көчүрмиләрдә пәқәт «етиқатчи аял киши...» дейилиду.
 
Ақсақаллар тоғрисида
17 Җамаәтни яхши йетәкләйдиған ақсақаллар, болупму Худаниң сөз-каламини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргәнләр икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун. «Җамаәтни яхши йетәкләйдиған ақсақаллар, болупму Худаниң сөз-каламини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргәнләр икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун» — Инҗилда «ақсақаллар» дегәнниң башқа хил ипадиси «йетәкчиләр». «Филиппилиқларға»дики «кириш сөз», шундақла «Тебирләр»ниму көрүң.
«Икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун» — демәк, һәм җамаәтниң чоңқур иззитигә вә лайиқ болған иқтисадий ярдәмгә муйәссәр болсун (чүнки тәлим бериштә вә җамаәттин хәвәр елишта әстайидил болуш дайим көп вақитлири сәрп қилиниду).
  Рим. 15:27; 1Кор. 9:11; Гал. 6:6; Фил. 2:29; 1Тес. 5:12; Ибр. 13:17. 18 Чүнки муқәддәс язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма» вә: «Мәдикар өз һәққини елишқа һәқлиқтур» дейилгән. «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма» ... «Мәдикар өз һәққини елишқа һәқлиқтур»... — Тәврат, «Қан.» 25:4 вә Инҗил, «Луқа» 10:7.  Лав. 19:13; Қан. 24:14; 25:4; Мат. 10:10; Луқа 10:7; 1Кор. 9:9.
19 Икки яки үч гувачи һазир болмиғичә, ақсақал үстидин қилинған әрзни қобул қилма. «Икки яки үч гувачи һазир болмиғичә, ақсақал үстидин қилинған әрзни қобул қилма» — Тәврат, «Қан.» 17:6, 19:5ни көрүң.  Қан. 19:15. 20 Әгәр ақсақаллардин бириси гуна садир қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн, җамаәт алдида тәнбиһ берип әйиплигин.«Әгәр ақсақаллардин бириси гуна садир қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн, җамаәт алдида тәнбиһ берип әйиплигин» — «башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн...»: — демәк, қалған ақсақаллар ибрәт алсун.
21 Худаниң, Мәсиһ Әйсаниң вә Худа таллиған пәриштиләрниң алдида шуни саңа агаһ қилип тапилаймәнки, сән бу әмирләргә һеч айримичилиқ қилмай, һеч қандақ ишта бир тәрәпкә ян басмай қәтъий әмәл қилғин.Қан. 17:4; 19:18; Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 5:27; 1Тим. 6:13.
22 Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә; башқиларниң гуналириға шерик болма. Өзүңни пак тутқин «Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә» — «бирәвниң учисиға қолуңни қоюш» дегән һәрикәт, бирисини җамаәткә йетәкчилик вәзиписигә тайинлаш, кесәл адәмни сақайтиш яки башқа алаһидә бир дуа қилиш үчүн «Мән Худа алдида бу адәм билән бир болимән» дегәнни ипадиләйду. «башқиларниң гуналириға шерик болма» — бу сөз алдинқи: «Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә» дегән сөзгә бағлиқ. Чүнки ундақ һәрикәт қол қойғучи киши дуа қилинған киши үчүн: «И Худа, мән бу киши билән мәсъулийәттә бир болай» дегән дуани билдүриду. Амма «башқиларниң гуналириға шерик болма» дегәнниң башқа тәрәплири бар, әлвәттә.  Рос. 6:6; 8:17; 13:3; 19:6; 1Тим. 4:14; 2Тим. 1:6. 23 (ашқазиниң яхши болмиғанлиғи, шундақла сән дайим ағрийдиған болғачқа, сула ичивәрмәй, бир аз шарапму ичип бәргин). «ашқазиниң яхши болмиғанлиғи, шундақла сән дайим ағрийдиған болғачқа, сула ичивәрмәй, бир аз шарапму ичип бәргин» — Павлус бу сөзини бәлким жуқуриқи «өзүңни пак тутқин» дегәнлигидә һаҗити болмиған пәрһизләр болмисун дәп Тимотийниң кесилини көзләп ейтиду.  Зәб. 103:15. 24 Бәзи кишиләрниң гуналири бурунла ениқ, шундақла сорақ күнигичә сақлиниду; лекин бәзиләрниңки уларниң кәйнидин әгишип бариду, кейин ашкарә болиду. «Бәзи кишиләрниң гуналири бурунла ениқ, шундақла сорақ күнигичә сақлиниду; лекин бәзиләрниңки уларниң кәйнидин әгишип бариду, кейин ашкарә болиду» — буниң мәнаси бәлким: «Бәзи кишиләрниң гуналирини асанла көрүвалғили болиду һәм уларниң чоқум сораққа тартилиши ениқ. Лекин, бәзи кишиләрниң гуналири болса пәқәт кейин, сорақтила ашкарә болиду». Шуниң үчүн Тимотий башқиларға «қол қоюш»та дайим пәхәс болуп, әтраплиқ ойлиши керәк.  Гал. 5:19. 25 Худди шуниңға охшаш, бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллирини асанла көрүвалғили болиду; һазир ашкарә болмиса кейин ашкариланмай қалмайду.«бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллирини асанла көрүвалғили болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллири сорақтин авал көрүнәрлик болиду».
 
 

5:1 Лав. 19:32.

5:3 «һәқиқий тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал» — «һәқиқий тул аяллар» мошу йәрдә еридин җуда болған, қийинчлиқта турған аялларни көрситиду. «Һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал» грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду.

5:4 Яр. 45:10,11; Мат. 15:4; Мар. 7:10; Әф. 6:1, 2.

5:5 Луқа 2:36; 1Кор. 7:32.

5:8 Гал. 6:10.

5:9 «Тул аял тизимға елинса, йеши атмиштин төвән болмаслиғи, бирла әрниң аяли болған болуши керәк...» — «тул аял тизимға елинса» дегәндики «тизим» бәлким җамаәт ичидики алаһидә ярдәм алғучи тул аялларниң тизимини көрситиду. Уларниң йәнә бәлким алаһидә дуа вә башқа һаҗәтмәнләрни йоқлаш хизмәтлири бар еди; йәнә келип улар қайтидин той қилмаслиққа вәдә қилиши керәк болуши мүмкин (12-айәтни көрүң). «Бирла әрниң аяли болған болуши керәк» дегәнниң «бирла әрлик болған болуши керәк» яки «өз еригә садиқ болған болуши керәк» дегән башқа бир хил чүшәнчиси бар.

5:10 «йәнә гөзәл әмәллири билән тәрипләнгән болуши, ... муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуюп қойған... өзини һәр хил хәйр-сахавәт ишлириға беғишлиғанлар болуши керәк» — «муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуйған»: — оқурмәнләргә аянки, «пут жуюш» Оттура Шәриқтики өрп-адәтләрдин еди, сәпәрдин кәлгән меһманларни қизғинлиқ билән күтүшни билдүрәтти. Бу ишниң өзи бәлким башқа етиқатчиларниң хизмитидә кәмтәрлик билән болушниң яхши бәлгүси еди («Юһ.» 13:1-17ни көрүң).

5:10 Яр. 18:4; 19:2; Луқа 7:38,44; 1Пет. 4:9.

5:12 «... улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәплик әйиплик болиду» — «дәсләп бәргән вәдиси» бәлким уларниң һәр бириниң «Әйса Мәсиһ үчүн җамаәтниң хизмитидә болимән, қайта той қилмаймән» дегәндәк бир вәдисини көрситиши мүмкин. 9-айәтни йәнә көрүң.

5:13 «Униң үстигә улар һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқуруп жүрүшни үгиниду; шундақла һорун болупла қалмай, ғәйвәт қилип, башқиларниң ишлириға чепилғақ болуп налайиқ ишларға валақлайдиғанлардин болуп қелиши мүмкин» — демәк, әгәр ундақ майиллиғи болған тул аялларға җамаәт тәрипидин иқтисадий ярдәм берилгән болса («тизимланса»), улар техиму шундақ йолда меңип кетиши мүмкин.

5:13 Тит. 2:3.

5:14 «бизгә қарши турғучиға бизни һәр қандақ әйипләп-һақарәтләш пурсити чиқмайду» — «бизгә қарши турғучи» Шәйтанниң өзини яки йәр йүзидә Инҗилға қарши чиққанларни көрситиду.

5:14 1Кор. 7:9.

5:16 «Әгәр етиқати бар бир әр яки аял киши...» — бәзи кона көчүрмиләрдә пәқәт «етиқатчи аял киши...» дейилиду.

5:17 «Җамаәтни яхши йетәкләйдиған ақсақаллар, болупму Худаниң сөз-каламини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргәнләр икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун» — Инҗилда «ақсақаллар» дегәнниң башқа хил ипадиси «йетәкчиләр». «Филиппилиқларға»дики «кириш сөз», шундақла «Тебирләр»ниму көрүң. «Икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун» — демәк, һәм җамаәтниң чоңқур иззитигә вә лайиқ болған иқтисадий ярдәмгә муйәссәр болсун (чүнки тәлим бериштә вә җамаәттин хәвәр елишта әстайидил болуш дайим көп вақитлири сәрп қилиниду).

5:17 Рим. 15:27; 1Кор. 9:11; Гал. 6:6; Фил. 2:29; 1Тес. 5:12; Ибр. 13:17.

5:18 «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма» ... «Мәдикар өз һәққини елишқа һәқлиқтур»... — Тәврат, «Қан.» 25:4 вә Инҗил, «Луқа» 10:7.

5:18 Лав. 19:13; Қан. 24:14; 25:4; Мат. 10:10; Луқа 10:7; 1Кор. 9:9.

5:19 «Икки яки үч гувачи һазир болмиғичә, ақсақал үстидин қилинған әрзни қобул қилма» — Тәврат, «Қан.» 17:6, 19:5ни көрүң.

5:19 Қан. 19:15.

5:20 «Әгәр ақсақаллардин бириси гуна садир қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн, җамаәт алдида тәнбиһ берип әйиплигин» — «башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн...»: — демәк, қалған ақсақаллар ибрәт алсун.

5:21 Қан. 17:4; 19:18; Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 5:27; 1Тим. 6:13.

5:22 «Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә» — «бирәвниң учисиға қолуңни қоюш» дегән һәрикәт, бирисини җамаәткә йетәкчилик вәзиписигә тайинлаш, кесәл адәмни сақайтиш яки башқа алаһидә бир дуа қилиш үчүн «Мән Худа алдида бу адәм билән бир болимән» дегәнни ипадиләйду. «башқиларниң гуналириға шерик болма» — бу сөз алдинқи: «Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә» дегән сөзгә бағлиқ. Чүнки ундақ һәрикәт қол қойғучи киши дуа қилинған киши үчүн: «И Худа, мән бу киши билән мәсъулийәттә бир болай» дегән дуани билдүриду. Амма «башқиларниң гуналириға шерик болма» дегәнниң башқа тәрәплири бар, әлвәттә.

5:22 Рос. 6:6; 8:17; 13:3; 19:6; 1Тим. 4:14; 2Тим. 1:6.

5:23 «ашқазиниң яхши болмиғанлиғи, шундақла сән дайим ағрийдиған болғачқа, сула ичивәрмәй, бир аз шарапму ичип бәргин» — Павлус бу сөзини бәлким жуқуриқи «өзүңни пак тутқин» дегәнлигидә һаҗити болмиған пәрһизләр болмисун дәп Тимотийниң кесилини көзләп ейтиду.

5:23 Зәб. 103:15.

5:24 «Бәзи кишиләрниң гуналири бурунла ениқ, шундақла сорақ күнигичә сақлиниду; лекин бәзиләрниңки уларниң кәйнидин әгишип бариду, кейин ашкарә болиду» — буниң мәнаси бәлким: «Бәзи кишиләрниң гуналирини асанла көрүвалғили болиду һәм уларниң чоқум сораққа тартилиши ениқ. Лекин, бәзи кишиләрниң гуналири болса пәқәт кейин, сорақтила ашкарә болиду». Шуниң үчүн Тимотий башқиларға «қол қоюш»та дайим пәхәс болуп, әтраплиқ ойлиши керәк.

5:24 Гал. 5:19.

5:25 «бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллирини асанла көрүвалғили болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллири сорақтин авал көрүнәрлик болиду».