4
Әнди Роһ шуни алаһидә ейтидуки, ахир заманларда бәзиләр етиқаттин йенип, алдамчи роһларға вә җинларниң тәлимлиригә берилип әгишиду.«Әнди Роһ шуни алаһидә ейтидуки,... » — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, Худаниң роһи. «алдамчи роһларға вә җинларниң тәлимлиригә берилип әгишиду» — «алдамчи роһлар» вә «җинлар» бир гәптур.  Мат. 24:23; 2Тес. 2:3; 2Тим. 3:1; 2Пет. 3:3; Йәһ. 18. Бундақ тәлим бәргүчиләр сахтилиқта ялғанчилиқ қилип, худди дағмаллап көйдүрүвәткәндәк өз виҗданини йоқитип қойған;«... худди дағмаллап көйдүрүвәткәндәк өз виҗданини йоқитип қойған» — бәзи алимлар бу сөзни: «Шәйтан уларниң виҗданлирини «мениңки» дәп дағмаллап қойған» дегәндәк чүшиниду. улар никаһлинишни вә бәзи йемәкликләрни истемал қилишни мәнъий қилиду. Амма улар мәнъий қилидиған йемәкликләрни Худа Өзигә етиқат қилған һәм һәқиқәтни билгәнләрниң тәшәккүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан еди.«улар никаһлинишни вә бәзи йемәкликләрни истемал қилишни мәнъий қилиду. Амма улар мәнъий қилидиған йемәкликләрни Худа Өзигә етиқат қилған һәм һәқиқәтни билгәнләрниң тәшәккүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан еди» — бу айәт тоғрилиқ биз «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз.  Яр. 1:29; 9:3; Рим. 14:6; 1Кор. 10:30. Чүнки Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур, улар тәшәккүр билән қобул қилинса, уларниң һеч қайсисини чәкләп рәт қилишқа болмайду.«Чүнки Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур, улар тәшәккүр билән қобул қилинса, уларниң һеч қайсисини чәкләп рәт қилишқа болмайду» — бу сөз пәқәт барлиқ йемәкликләрни әмәс, йәнә у жуқурида тилға алған никаһда болған әр-аяллиқ җинсий мунасивәтни өз ичигә алиду.  Яр. 1:31; Рос. 10:15; Рим. 14:14. Чүнки улар Худаниң сөз-калами вә инсанларниң дуаси билән һалал қилиниду.«Чүнки улар Худаниң сөз-калами вә инсанларниң дуаси билән һалал қилиниду» — грек тилида «инсанларниң дуаси» дегән алаһидә сөз болуп «шу дуалар Худа билән йеқин алақә-мунасивәттә болиду» дегән мәнини пуритип бериду.
 
Әйса Мәсиһниң яхши хизмәткари
Бу несиһәтләрни қериндашларниң сәмигә салсаң, Мәсиһ Әйсаниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла, өзүңниң әстайидил әгәшкән етиқаттики вә сағлам тәлимләрдики сөзләр билән қувәтләндүрүлгәнлигиң аян болиду.2Тим. 1:5; 3:14,15. Амма ихлассизларниң вә момайларниң әпсанилирини чәткә қеқип, өзүңни ихласмәнлик йолида чиниқтуруп йетиштүргин.«... өзүңни ихласмәнлик йолида чиниқтуруп йетиштүргин» — «чиниқтуруп йетиштүргин» дегини грек тилида «гимнастика» («тән һәрикити») билән мунасивәтлик сөз.  1Тим. 1:4; 6:20; 2Тим. 2:16; Тит. 1:14; 3:9. Чүнки «Бәдәнни чиниқтурушниң азрақ пайдиси бар, лекин ихласмәнликтә интилишниң һәртәрәплик пайдиси бар; у һазирқи вә кәлгүси һаят үчүн бәхит елип келиду»Кол. 2:23. — бу сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду. 10 Әмәлийәттә биз буниң үчүн җапалиқ әҗир сиңдүрүватимиз вә хар қилиниватимиз. Чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ.«Әмәлийәттә биз буниң үчүн җапалиқ әҗир сиңдүрүватимиз вә хар қилиниватимиз» — «хар қилиниватимиз» бәзи кона көчүрмиләрдә «күрәш қиливатимиз» дейилиду. «чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ» — «пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси» дегән ибаридә «инсанларниң Қутқузғучиси» дегәнлик бәлким «һәр адәмни сақлиғучи» дегән омомий мәнидә ишлитилиду.
11 Бу ишларни җамаәткә тохтимай тапилиғин вә үгәткин. 12 Һеч кимниң сениң яшлиғиңға сәл қаришиға йол қойма; бәлки сөзлириңдә, әмәллириңдә, меһир-муһәббәт, етиқат вә паклиқта етиқатчиларға нәмунә бол. «һеч кимниң сениң яшлиғиңға сәл қаришиға йол қойма» — Тимотий бәлким оттуз нәччә яшқа киргән. Лекин грек мәдәнийитидә қириқ яшқа киргән оғул балилар техи «яш» «жигит» дәп һесаплиниду.  Тит. 2:7,15; 1Пет. 5:3. 13 Мән йениңға барғичә, өзүңни җамаәткә муқәддәс язмиларни оқуп бериш, җекиләш вә тәлим беришкә беғишлиғин.«өзүңни җамаәткә муқәддәс язмиларни оқуп бериш, җекиләш вә тәлим беришкә беғишлиғин» — «муқәддәс язмиларни оқуп бериш» тоғрилиқ: — шу вақитларда аз санлиқ кишиләр оқуялайтти вә техиму аз кишиләр Муқәддәс Китаптики бирәр қисимларға егә болушқа муйәссәр еди. 14 Җамаитиңниң ақсақаллири қоллирини учаңға қойғанда, Худаниң вәһийиси арқилиқ саңа ата қилиниши билән сәндә болған илтипатқа бепәрвалиқ қилма. «Җамаитиңниң ақсақаллири қоллирини учаңға қойғанда, Худаниң вәһийиси арқилиқ саңа ата қилиниши билән сәндә болған илтипатқа бепәрвалиқ қилма» — җамаәтниң ақсақаллириниң етиқатчини бирәр вәзипигә тайинлиғандә, қоллирини униң учисиға қоюп туруп дуа қилиши Инҗилдики башқа йәрләрдиму көрүниду.
«Илтипат» мошу йәрдә Муқәддәс Роһ ата қилған мәлум бир алаһидә қабилийәтни көрситиду. Бундақ қабилийәтләрниң бәзилири тоғрилиқ «1Кор.» 12-, 14-бапни көрүң. «Қошумчә сөз»имиздә Тимотийға тапшурулған илтипат тоғрилиқ сөзләймиз.
  Рос. 6:6; 8:17; 13:3; 19:6; 1Тим. 5:22; 2Тим. 1:6. 15 Бу ишларға берилип, өзүңни уларға толуқ атиғин. Шуниң билән сениң алға басқанлиғиң һәммәйләнгә аян болиду. 16 Өзүңгә вә бәргән тәлимиңгә изчил көңүл қойғин. Чүнки шундақ қилғанда өзүңниму вә саңа қулақ салғанларниму қутқузисән.
 
 

4:1 «Әнди Роһ шуни алаһидә ейтидуки,... » — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, Худаниң роһи. «алдамчи роһларға вә җинларниң тәлимлиригә берилип әгишиду» — «алдамчи роһлар» вә «җинлар» бир гәптур.

4:1 Мат. 24:23; 2Тес. 2:3; 2Тим. 3:1; 2Пет. 3:3; Йәһ. 18.

4:2 «... худди дағмаллап көйдүрүвәткәндәк өз виҗданини йоқитип қойған» — бәзи алимлар бу сөзни: «Шәйтан уларниң виҗданлирини «мениңки» дәп дағмаллап қойған» дегәндәк чүшиниду.

4:3 «улар никаһлинишни вә бәзи йемәкликләрни истемал қилишни мәнъий қилиду. Амма улар мәнъий қилидиған йемәкликләрни Худа Өзигә етиқат қилған һәм һәқиқәтни билгәнләрниң тәшәккүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан еди» — бу айәт тоғрилиқ биз «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз.

4:3 Яр. 1:29; 9:3; Рим. 14:6; 1Кор. 10:30.

4:4 «Чүнки Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур, улар тәшәккүр билән қобул қилинса, уларниң һеч қайсисини чәкләп рәт қилишқа болмайду» — бу сөз пәқәт барлиқ йемәкликләрни әмәс, йәнә у жуқурида тилға алған никаһда болған әр-аяллиқ җинсий мунасивәтни өз ичигә алиду.

4:4 Яр. 1:31; Рос. 10:15; Рим. 14:14.

4:5 «Чүнки улар Худаниң сөз-калами вә инсанларниң дуаси билән һалал қилиниду» — грек тилида «инсанларниң дуаси» дегән алаһидә сөз болуп «шу дуалар Худа билән йеқин алақә-мунасивәттә болиду» дегән мәнини пуритип бериду.

4:6 2Тим. 1:5; 3:14,15.

4:7 «... өзүңни ихласмәнлик йолида чиниқтуруп йетиштүргин» — «чиниқтуруп йетиштүргин» дегини грек тилида «гимнастика» («тән һәрикити») билән мунасивәтлик сөз.

4:7 1Тим. 1:4; 6:20; 2Тим. 2:16; Тит. 1:14; 3:9.

4:8 Кол. 2:23.

4:10 «Әмәлийәттә биз буниң үчүн җапалиқ әҗир сиңдүрүватимиз вә хар қилиниватимиз» — «хар қилиниватимиз» бәзи кона көчүрмиләрдә «күрәш қиливатимиз» дейилиду. «чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ» — «пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси» дегән ибаридә «инсанларниң Қутқузғучиси» дегәнлик бәлким «һәр адәмни сақлиғучи» дегән омомий мәнидә ишлитилиду.

4:12 «һеч кимниң сениң яшлиғиңға сәл қаришиға йол қойма» — Тимотий бәлким оттуз нәччә яшқа киргән. Лекин грек мәдәнийитидә қириқ яшқа киргән оғул балилар техи «яш» «жигит» дәп һесаплиниду.

4:12 Тит. 2:7,15; 1Пет. 5:3.

4:13 «өзүңни җамаәткә муқәддәс язмиларни оқуп бериш, җекиләш вә тәлим беришкә беғишлиғин» — «муқәддәс язмиларни оқуп бериш» тоғрилиқ: — шу вақитларда аз санлиқ кишиләр оқуялайтти вә техиму аз кишиләр Муқәддәс Китаптики бирәр қисимларға егә болушқа муйәссәр еди.

4:14 «Җамаитиңниң ақсақаллири қоллирини учаңға қойғанда, Худаниң вәһийиси арқилиқ саңа ата қилиниши билән сәндә болған илтипатқа бепәрвалиқ қилма» — җамаәтниң ақсақаллириниң етиқатчини бирәр вәзипигә тайинлиғандә, қоллирини униң учисиға қоюп туруп дуа қилиши Инҗилдики башқа йәрләрдиму көрүниду. «Илтипат» мошу йәрдә Муқәддәс Роһ ата қилған мәлум бир алаһидә қабилийәтни көрситиду. Бундақ қабилийәтләрниң бәзилири тоғрилиқ «1Кор.» 12-, 14-бапни көрүң. «Қошумчә сөз»имиздә Тимотийға тапшурулған илтипат тоғрилиқ сөзләймиз.

4:14 Рос. 6:6; 8:17; 13:3; 19:6; 1Тим. 5:22; 2Тим. 1:6.