3
Етиқатчилар қилишқа тегишлик ишлар
Җамаәттикиләргә шуни әслитип турғинки, улар һөкүмранларға вә һоқуқдарларға бойсунуп, шуларниң сөзини аңлисун, һәр қандақ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр турсун, Рим. 13:1, 3-7; 1Пет. 2:13. һеч кимниң яман гепини қилмисун, җедәлхор болмисун, мулайим болсун, һәммә адәмгә һәр җәһәттә мөминлик көрсәтсун. «һеч кимниң яман гепини қилмисун, җедәлхор болмисун, мулайим болсун, һәммә адәмгә һәр җәһәттә мөминлик көрсәтсун» — Тәврат-Инҗилда «мөминлик»ниң немә мәнаси барлиғи тоғрилиқ «Колоссидикиләргә»дики «қошумчә сөз»имизни (3:12 үстидә тохталғинимизни) көрүң.  Фил. 4:5; 2Тим. 2:24,25.
Чүнки биз өзимизму әслидә надан болуп, итаәтсиз, аздурулған, һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң һәм ләззәтләрниң қули болған, рәзиллик вә һәсәтхорлуқ ичидә яшиған, нәпрәтлик болған һәм бир-биримиздин нәпрәтлинидиғанлардин едуқ. 1Кор. 6:11; Әф. 2:1; Кол. 3:7; 1Пет. 4:3. Бирақ Қутқузғучимиз Худаниң инсанларға болған меһриванлиғи вә меһир-муһәббити аян болуши билән, (өзимизниң қандақтур һәққаний әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқити билән) йеңидин туғулушта жуюшлири вә Муқәддәс Роһта йеңилиши арқилиқ У бизни қутқузди;«... Йеңидин туғулушта жуюшлири вә Муқәддәс Роһта йеңилиши арқилиқ У бизни қутқузди» — «йеңидин туғулушта жуюшлири» грек тилида «йеңидин туғулуштики «дас сүйи»». Тәврат дәвридики заманларда каһинлар ибадәтханида Худаға йеқинлишиш үчүн пүткүл тәнлирини чоң дас («деңиз») ичидә жуюши керәк еди. Бу йәрдә тән әзалирини жуюш әмәс, адәмниң пүткүл роһиниң жуюниши көрситилиду, әлвәттә.  Рос. 15:11; Рим. 3:20, 28; 4:2, 6; 9:11; 11:6; Гал. 2:16; Әф. 1:4; 2:4, 9; 2Тим. 1:9. бу Роһни Худа Ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ вуҗудимизға мол қуйди.Әз. 36:25. Бу арқилиқ, Худаниң меһри-шәпқити билән һәққаний қилинип, мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтини тутқан мирасхорлар болдуқ.
Бу сөзләр ишәшликтур вә бу һәқиқәтләрни алаһидә тәкитлишиңни тәләп қилимән. Шундақ қилғиниңда, Худаға етиқат қилғанлар өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа берилишкә көңүл бөлиду. Бу ишлар инсанлар үчүн гөзәл вә пайдилиқ.
Бирақ әхмиқанә муназириләр, нәсәбнамиләрдики қуруқ гәпләр, җедәл-маҗралар, Тәврат қануниға мунасивәтлик талаш-тартишлардин өзүңни нери тутқин; чүнки булар пайдисиз вә бимәниликтур.1Тим. 1:4; 4:7; 6:20; Тит. 1:14.
10 Ариға бөлгүнчилик қилғучи адәмни болса бир-икки қетим агаһландурғандин кейин униң билән болған барди-кәлдини үзивәт; «Ариға бөлгүнчилик қилғучи адәмни болса бир-икки қетим агаһландурғандин кейин униң билән болған барди-кәлдини үзивәт» — «ариға бөлгүнчилик қилғучи адәм» җамаәтни (бәлким адәмни аздуридиған тәлим билән) бөлмәкчи болиду.  Мат. 18:17; Рим. 16:17; 2Тес. 3:6; 2Тим. 3:5; 2Юһа. 10. 11 чүнки бундақ адәмни һәқиқәттин чәтниди, гуна садир қиливатиду, шундақла өзини өзи җазаға мәһкүм қилған дәп билисән.
 
Ахирқи сөз
12 Артемасни яки Тикикусни саңа маңдурғанда, мүмкин қәдәр тезрәк Никополис шәһиригә мениң йенимға кәлгин, чүнки у йәрдә қишлимақчи болуватимән. Рос. 20:4; Әф. 6:21; 2Тим. 4:12. 13 Адвокат Зенас билән Аполлосниң сәпиригә көңүл бөлүп һиммитиңниң баричә узатқин; кәм-күтилири болса, уларниң һаҗитидин чиққин. Рос. 18:24; 1Кор. 1:12. 14 Бизниң қовмимиз мевисиз қалмаслиғи үчүн һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини гөзәл әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун.
15 Йенимдикиләрниң һәммисидин саңа салам. Етиқатта бизни сөйидиғаларға салам ейт.
Меһри-шәпқәт һәммиңларға яр болғай!

3:1 Рим. 13:1, 3-7; 1Пет. 2:13.

3:2 «һеч кимниң яман гепини қилмисун, җедәлхор болмисун, мулайим болсун, һәммә адәмгә һәр җәһәттә мөминлик көрсәтсун» — Тәврат-Инҗилда «мөминлик»ниң немә мәнаси барлиғи тоғрилиқ «Колоссидикиләргә»дики «қошумчә сөз»имизни (3:12 үстидә тохталғинимизни) көрүң.

3:2 Фил. 4:5; 2Тим. 2:24,25.

3:3 1Кор. 6:11; Әф. 2:1; Кол. 3:7; 1Пет. 4:3.

3:5 «... Йеңидин туғулушта жуюшлири вә Муқәддәс Роһта йеңилиши арқилиқ У бизни қутқузди» — «йеңидин туғулушта жуюшлири» грек тилида «йеңидин туғулуштики «дас сүйи»». Тәврат дәвридики заманларда каһинлар ибадәтханида Худаға йеқинлишиш үчүн пүткүл тәнлирини чоң дас («деңиз») ичидә жуюши керәк еди. Бу йәрдә тән әзалирини жуюш әмәс, адәмниң пүткүл роһиниң жуюниши көрситилиду, әлвәттә.

3:5 Рос. 15:11; Рим. 3:20, 28; 4:2, 6; 9:11; 11:6; Гал. 2:16; Әф. 1:4; 2:4, 9; 2Тим. 1:9.

3:6 Әз. 36:25.

3:9 1Тим. 1:4; 4:7; 6:20; Тит. 1:14.

3:10 «Ариға бөлгүнчилик қилғучи адәмни болса бир-икки қетим агаһландурғандин кейин униң билән болған барди-кәлдини үзивәт» — «ариға бөлгүнчилик қилғучи адәм» җамаәтни (бәлким адәмни аздуридиған тәлим билән) бөлмәкчи болиду.

3:10 Мат. 18:17; Рим. 16:17; 2Тес. 3:6; 2Тим. 3:5; 2Юһа. 10.

3:12 Рос. 20:4; Әф. 6:21; 2Тим. 4:12.

3:13 Рос. 18:24; 1Кор. 1:12.