18
Коринт шәһиридә
Бу ишлардин кейин, Павлус Афина шәһиридин айрилип Коринт шәһиригә барди. У у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир Йәһудий билән униң аяли Прискиллани учратти. Улар Рим императори Клавдиюсниң барлиқ Йәһудийлар Рим шәһиридин чиқип кетиши керәк, дегән ярлиғи сәвәплик йеқинда Италийәдин кәлгән еди. Павлус улар билән тонушуп,Рим. 16:3; 1Кор. 16:19; 2Тим. 4:19. улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти).«улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти)» — Павлусниң хәтлиридә, өзи вә һәмраһлириниң җенини беқиш үчүн җамаәтләрниң қолиға қаримай, бәлки өз қоли билән ишлишини пат-пат тилға алиду. Мошу йәрдә униң кәспи чедирчилиқ екәнлиги көрүниду.  Рос. 20:34; 1Кор. 4:12; 2Кор. 11:9; 12:13; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8. Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти.«Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти» — «муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти» дегән сөзләр грекчидә пәқәт бирла сөз билән ипладилиниду. «Худаниң сөз-каламиға» дегән сөзләрни җүмлини чүшинишкә асан болсун үчүн киргүздуқ.
Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға: — Әйса — Мәсиһниң Өзидур, дәп гувалиқ бәрди.«Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға... гувалиқ бәрди» — Павлусниң бу роһландурулушиға бәлким үч муһим түрткә бар еди: —
(1) у Силас вә Тимотийдин Тесалоникадики қериндашлар етиқатта чиң туруватиду, дегән хуш хәвәрни аңлиди («1Тес.» 3:6);
(2) Македонийәдики җамаәтләр, болупму Филиппи җамаити Худаниң хизмитини илгири сүргүзүш үчүн әвәткән иқтисадий ярдәмни Силас вә Тимотийлар елип кәлгән еди («2Кор.» 1:5; «Фил.» 4:15). Шу ярдәм билән у бәлким пүтүн вақтини хуш хәвәр йәткүзүшкә сәрп қилалайтти.
(3) у Македонийәдә болған вақитлирида көп зиянкәшликкә учриғачқа, һәм Афина шәһәрдикиләрниң сөз-каламға болған соғлуғини көрүп өзиниң аҗизлиғини көп сезивалди («1Кор.» 2:1-4). Лекин Силас вә Тимотийниң һәмраһлиғидин тәсәлли-риғбәт елип көп роһландурулди.
  Рос. 17:15. Лекин, улар униңға қарши чиқип уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға:
— Өз қениңлар өз бешиңларға чүшсун! Мән буниңға җавапкар әмәсмән! Бүгүндин башлап, мән силәрдин бурулуп ят әлликләргә баримән, — деди.«улар униңға қарши чиқип...» — яки «улар өзлиригә қарши чиқип...». «буниң билән Павлус пешини қеқип...» — грек тилида «буниң билән Павлус кийимлирини қеқип...». Павлусниң «пешини қеқиш»и «силәрниң Худаниң сөз-калами билән мунасивитиңлар йоқ» дегән мәнини билдүридиған ишарәт еди. «Өз қениңлар өз бешиңларға чүшсун» — бу дегәнлик, силәр Худаниң ниҗатлиқ йолини рәт қилғандин кейин, өз ақивитиңларға өзүңлар җавапкар» дегән мәнидә.  Мат. 10:14; Рос. 13:51.
Буниң билән Павлус улардин айрилип, Титиюс Юстус исимлиқ, Худадин қорқидиған бир кишиниң өйигә берип турди. Униң өйи синагогниң йенида еди.«Титиюс Юстус исимлиқ, Худадин қорқидиған бир киши» — «Худадин қорқидиған» дегән ибарә тоғрилиқ 13:26дики изаһатни көрүң. Әнди синагогниң чоңи Криспус пүтүн аилисидикиләр билән Рәбгә етиқат қилди. Нурғун Коринтлиқларму бу хәвәрни аңлап, етиқат қилип чөмүлдүрүшни қобул қилди.«Нурғун Коринтлиқларму бу хәвәрни аңлап, етиқат қилип чөмүлдүрүшни қобул қилди» — «бу хәвәр»: (1) синагогниң чоңиниң етиқат қилғанлиғи яки (2) Павлусниң ейтқан сөзлирини көрситиду. Бизниңчә биринчи чүшәнчә тоғридур.  1Кор. 1:14.
Рәб кечидә Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш арқилиқ вәһий йәткүзүп униңға:
— Қорқма, сүкүт қилмай сөзлә, Рос. 23:11. 10 чүнки Мән сән билән биллә. Һеч ким саңа қол селип зәрәр йәткүзмәйду, чүнки Мениң бу шәһәрдә нурғун кишилирим бар, — деди.
11 Шуниң билән Павлус у йәрдә бир жил алтә ай туруп, у йәрдики кишиләр арисида Худаниң сөз-каламини үгәтти.
12-13 Амма Галлийо Ахая өлкисиниң валийси болған вақтида, Йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп Галлийониң «сорақ тәхти»ниң алдиға апирип, униң үстидин:
Бу адәм кишиләрни қанунға хилап һалда Худаға ибадәт қилишқа қайил қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.«Ахая өлкиси» — Гретсийәниң муһим җайлирини өз ичигә алатти. Галлийо шу өлкиниң валийси болған вақти миладийәдин кейинки 51-52-жиллар еди.
14 Павлус ағзини ачай дәп турушиға, валий Галлийо Йәһудийларға:
— Дәрвәқә, и Йәһудийлар, бу шикайитиңлар бирәр наһәқлиқ яки еғир җинайәт тоғрисида болған болса, сәвирчанлиқ билән силәргә қулақ салсам орунлуқ болатти. 15 Бирақ бу иш пәқәт бәзи нам-исимлар, сөзләр вә өзүңларниң Тәврат қануниңлар үстидә талаш-тартишларға четишлиқ екән, уни өзүңлар бир тәрәп қилиңлар! Мән бундақ ишларға сорақчи болмаймән! — деди. 16 Шуниң билән у уларни сорақ тәхти алдидин һайдап чиқарди.
17 Халайиқ синагогниң чоңи Состенисни тутувелип, сорақ тәхтиниң алдида қаттиқ урғили турди. Бирақ валий Галлийо бу ишларниң һеч қайсисиға қилчә писәнт қилмиди.«халайиқ синагогниң чоңи Состенисни тутувелип, сорақ тәхтиниң алдида қаттиқ урғили турди» — Состенисниң Мәсиһкә етиқат қилған вақти намәлум («1Кор.» 1:1ни көрүң). Йәһудийларниң уни ундақ урушиниң сәвәви ениқ әмәс; у Мәсиһгә етиқат қилғучи болғанлиқтин яки синагогтикиләр өз әрзиниң нәтиҗисиз болуп чиққанлиғидин хапа болуп, синагог рәисидин аччиғини чиқиривалмақчи болса керәк.
 
Павлусниң Антакя шәһиригә қайтип келиши
18 Павлус Коринт шәһиридә йәнә көп күнләрни өткүзгәндин кейин, қериндашлар билән хошлишип, Прискилла вә Аквилаларниң һәмраһлиғида кемигә олтирип, Сурийәгә қарап кәтти. Йолға чиқиштин илгири у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди. «Кәнқрия шәһири» — Коринтниң порт шәһири болуп Коринттин йәттә километр жираққа җайлашқан еди. «Йолға чиқиштин илгири у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди» — Павлус немишкә қәсәм қилди? Алимларниң пикирлиридин: (1) у Коринт шәһиридә шунчә көп адәмләр хуш хәвәрни қобул қилғанлиғидин болған хошаллиғидин, Худаға алаһидә рәхмәт ейтиш үчүн; (2) йәнә бир қетим Йерусалим вә Йәһудийәдә туруватқан Йәһудий хәлиқни хуш хәвәргә қайил қилишқа тиришип уларға мошу қәсими арқилиқ өзини «Мана мән силәрдәк Худадин қорқидиған адәм» дәп көрситип уларға йеқинлашмақчи болуп қәсәм қилған. Биз иккинчи пикиргә майилмиз.
Бәзи алимлар қәсәм ичкүчи Аквиладур, дәп қарайду.
  Чөл. 6:18; Рос. 21:23. 19 Улар Әфәсус шәһиригә барғандин кейин, у Прискилла вә Аквилани қалдуруп қоюп өзи шу йәрдики синагогқа кирип, Йәһудийлар билән муназириләшти. 20 Улар уни узунрақ турушқа тәләп қиливиди, у қошулмай, 21 «Мән қандақла болмисун келәр һейтни Йерусалимда өткүзимән; андин Худа буйруса, силәрниң йениңларға йәнә келимән», — дәп улар билән хошлишип, Әфәсустин кемә билән йолға чиқти.«мән қандақла болмисун келәр һейтни Йерусалимда өткүзимән» — бәзи кона көчүрмиләрдә бу сөзләр тепилмай, пәқәт ««Худа буйруса, мән силәрниң йениңларға йәнә келимән», — дәп улар билән хошлишип, Әфәсустин кемә билән йолға чиқти» дейилиду.  1Кор. 4:19; Ибр. 6:3; Яқ. 4:15.
22 У Қәйсәрийә шәһиридә кемидин чүшүп, Йерусалимға чиқип җамаәт билән һал сорашқандин кейин, Антакя шәһиригә чүшүп кәтти. «У Йерусалимға чиқип җамаәт билән һал сорашқандин кейин...» — Инҗилда «Йерусалимға бериш» грек тилида дайим дегидәк пәқәт «Йерусалимға чиқиш» дәйтти. Йәһудий хәлқи үчүн Йерусалимға бериш «чиқиш», униңдин кетиш «чүшүш» билән билдүрүләтти. Павлус қәсимини ада қилип чиқиш үчүнму Йерусалимға берип келиши керәк. 23 Антакяда бир мәзгил турғандин кейин, у йәнә йолға чиқип Галатия вә Фригийә жутлирини бир-бирләп арилап, барғанла йеридә барлиқ мухлисларниң етиқатини қувәтлиди.
 
Аполлосниң Әфәсус вә Коринт шәһәрлиридә тәлим бериши
24 Бу арида, Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир Йәһудий Әфәсус шәһиригә кәлди. У натиқ адәм болуп, муқәддәс язмилардин хеләла чоңқур савати бар адәм еди. «У ... муқәддәс язмилардин хеләла чоңқур савати бар адәм еди» — грек тилида «У ... муқәддәс язмиларда күчлүк бир адәм еди».  1Кор. 1:12. 25 У Рәбниң йоли тоғрилиқ тәлим алған болуп, отлуқ роһ билән Әйса һәққидә әйнән сөзләп тәлим берәтти. Бирақ униң хәвири пәқәт Йәһя пәйғәмбәрниң жүргүзгән чөмүлдүрүши билән чәклинәтти.«униң хәвири пәқәт Йәһя пәйғәмбәрниң жүргүзгән чөмүлдүрүши билән чәклинәтти» — демәк, Аполлосниң тәлими бәлким Йәһя пәйғәмбәрниң «Худаниң падишалиғи йеқинлашти», «Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи, йәни Қутқузғучи-Мәсиһ мениң кәйнимдин келиду» дегән сөзлиридин, шундақла «Мәсиһ Насарәтлик Әйса екән», дегән мәлуматлардин тәркиб тапқан болса керәк. У Әйса Мәсиһниң өлгини, тирилгәнлиги, шундақла униң Муқәддәс Роһни ата қилиши билән йеңи дәвир башлиғанлиғи тоғрилиқ хәвәрсиз қалған еди. 19:1-7 вә изаһатларни көрүң.
26 У синагогда жүрәклик сөзләшкә башлиди. Уни аңлиған Прискилла билән Аквила уни өйигә елип берип, униңға Худаниң йолини техиму тәпсилий чүшәндүрди. «Прискилла билән Аквила уни өйигә елип берип,...» — яки «Прискилла билән Аквила уни айрим елип,...». 27 Кейин, Аполлос Ахая өлкисигә бармақчи болғанда, Әфәсуслуқ қериндашлар Ахаядики мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни бәкму тәләп қилди. У шу йәргә берип, Худаниң меһри-шәпқити арқилиқ етиқат қилғанларға қошулуп, уларға зор ярдәмдә болди. «Кейин, Аполлос Ахая өлкисигә бармақчи болғанда, Әфәсуслуқ қериндашлар Ахаядики мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни бәкму тәләп қилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Кейин, Аполлосни риғбәтләндүрүп, Ахайидики мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни тәләп қилди».  1Кор. 3:6. 28 Чүнки у хәлиқ-аләм алдида Йәһудийлар билән муназирилишип, уларға күчлүк рәддийә берип, муқәддәс язмиларни шәрһлиши билән Мәсиһниң Әйса екәнлигини испатлап бәрди.
 
 

18:2 Рим. 16:3; 1Кор. 16:19; 2Тим. 4:19.

18:3 «улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти)» — Павлусниң хәтлиридә, өзи вә һәмраһлириниң җенини беқиш үчүн җамаәтләрниң қолиға қаримай, бәлки өз қоли билән ишлишини пат-пат тилға алиду. Мошу йәрдә униң кәспи чедирчилиқ екәнлиги көрүниду.

18:3 Рос. 20:34; 1Кор. 4:12; 2Кор. 11:9; 12:13; 1Тес. 2:9; 2Тес. 3:8.

18:4 «Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти» — «муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти» дегән сөзләр грекчидә пәқәт бирла сөз билән ипладилиниду. «Худаниң сөз-каламиға» дегән сөзләрни җүмлини чүшинишкә асан болсун үчүн киргүздуқ.

18:5 «Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға... гувалиқ бәрди» — Павлусниң бу роһландурулушиға бәлким үч муһим түрткә бар еди: — (1) у Силас вә Тимотийдин Тесалоникадики қериндашлар етиқатта чиң туруватиду, дегән хуш хәвәрни аңлиди («1Тес.» 3:6); (2) Македонийәдики җамаәтләр, болупму Филиппи җамаити Худаниң хизмитини илгири сүргүзүш үчүн әвәткән иқтисадий ярдәмни Силас вә Тимотийлар елип кәлгән еди («2Кор.» 1:5; «Фил.» 4:15). Шу ярдәм билән у бәлким пүтүн вақтини хуш хәвәр йәткүзүшкә сәрп қилалайтти. (3) у Македонийәдә болған вақитлирида көп зиянкәшликкә учриғачқа, һәм Афина шәһәрдикиләрниң сөз-каламға болған соғлуғини көрүп өзиниң аҗизлиғини көп сезивалди («1Кор.» 2:1-4). Лекин Силас вә Тимотийниң һәмраһлиғидин тәсәлли-риғбәт елип көп роһландурулди.

18:5 Рос. 17:15.

18:6 «улар униңға қарши чиқип...» — яки «улар өзлиригә қарши чиқип...». «буниң билән Павлус пешини қеқип...» — грек тилида «буниң билән Павлус кийимлирини қеқип...». Павлусниң «пешини қеқиш»и «силәрниң Худаниң сөз-калами билән мунасивитиңлар йоқ» дегән мәнини билдүридиған ишарәт еди. «Өз қениңлар өз бешиңларға чүшсун» — бу дегәнлик, силәр Худаниң ниҗатлиқ йолини рәт қилғандин кейин, өз ақивитиңларға өзүңлар җавапкар» дегән мәнидә.

18:6 Мат. 10:14; Рос. 13:51.

18:7 «Титиюс Юстус исимлиқ, Худадин қорқидиған бир киши» — «Худадин қорқидиған» дегән ибарә тоғрилиқ 13:26дики изаһатни көрүң.

18:8 «Нурғун Коринтлиқларму бу хәвәрни аңлап, етиқат қилип чөмүлдүрүшни қобул қилди» — «бу хәвәр»: (1) синагогниң чоңиниң етиқат қилғанлиғи яки (2) Павлусниң ейтқан сөзлирини көрситиду. Бизниңчә биринчи чүшәнчә тоғридур.

18:8 1Кор. 1:14.

18:9 Рос. 23:11.

18:12-13 «Ахая өлкиси» — Гретсийәниң муһим җайлирини өз ичигә алатти. Галлийо шу өлкиниң валийси болған вақти миладийәдин кейинки 51-52-жиллар еди.

18:17 «халайиқ синагогниң чоңи Состенисни тутувелип, сорақ тәхтиниң алдида қаттиқ урғили турди» — Состенисниң Мәсиһкә етиқат қилған вақти намәлум («1Кор.» 1:1ни көрүң). Йәһудийларниң уни ундақ урушиниң сәвәви ениқ әмәс; у Мәсиһгә етиқат қилғучи болғанлиқтин яки синагогтикиләр өз әрзиниң нәтиҗисиз болуп чиққанлиғидин хапа болуп, синагог рәисидин аччиғини чиқиривалмақчи болса керәк.

18:18 «Кәнқрия шәһири» — Коринтниң порт шәһири болуп Коринттин йәттә километр жираққа җайлашқан еди. «Йолға чиқиштин илгири у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди» — Павлус немишкә қәсәм қилди? Алимларниң пикирлиридин: (1) у Коринт шәһиридә шунчә көп адәмләр хуш хәвәрни қобул қилғанлиғидин болған хошаллиғидин, Худаға алаһидә рәхмәт ейтиш үчүн; (2) йәнә бир қетим Йерусалим вә Йәһудийәдә туруватқан Йәһудий хәлиқни хуш хәвәргә қайил қилишқа тиришип уларға мошу қәсими арқилиқ өзини «Мана мән силәрдәк Худадин қорқидиған адәм» дәп көрситип уларға йеқинлашмақчи болуп қәсәм қилған. Биз иккинчи пикиргә майилмиз. Бәзи алимлар қәсәм ичкүчи Аквиладур, дәп қарайду.

18:18 Чөл. 6:18; Рос. 21:23.

18:21 «мән қандақла болмисун келәр һейтни Йерусалимда өткүзимән» — бәзи кона көчүрмиләрдә бу сөзләр тепилмай, пәқәт ««Худа буйруса, мән силәрниң йениңларға йәнә келимән», — дәп улар билән хошлишип, Әфәсустин кемә билән йолға чиқти» дейилиду.

18:21 1Кор. 4:19; Ибр. 6:3; Яқ. 4:15.

18:22 «У Йерусалимға чиқип җамаәт билән һал сорашқандин кейин...» — Инҗилда «Йерусалимға бериш» грек тилида дайим дегидәк пәқәт «Йерусалимға чиқиш» дәйтти. Йәһудий хәлқи үчүн Йерусалимға бериш «чиқиш», униңдин кетиш «чүшүш» билән билдүрүләтти. Павлус қәсимини ада қилип чиқиш үчүнму Йерусалимға берип келиши керәк.

18:24 «У ... муқәддәс язмилардин хеләла чоңқур савати бар адәм еди» — грек тилида «У ... муқәддәс язмиларда күчлүк бир адәм еди».

18:24 1Кор. 1:12.

18:25 «униң хәвири пәқәт Йәһя пәйғәмбәрниң жүргүзгән чөмүлдүрүши билән чәклинәтти» — демәк, Аполлосниң тәлими бәлким Йәһя пәйғәмбәрниң «Худаниң падишалиғи йеқинлашти», «Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи, йәни Қутқузғучи-Мәсиһ мениң кәйнимдин келиду» дегән сөзлиридин, шундақла «Мәсиһ Насарәтлик Әйса екән», дегән мәлуматлардин тәркиб тапқан болса керәк. У Әйса Мәсиһниң өлгини, тирилгәнлиги, шундақла униң Муқәддәс Роһни ата қилиши билән йеңи дәвир башлиғанлиғи тоғрилиқ хәвәрсиз қалған еди. 19:1-7 вә изаһатларни көрүң.

18:26 «Прискилла билән Аквила уни өйигә елип берип,...» — яки «Прискилла билән Аквила уни айрим елип,...».

18:27 «Кейин, Аполлос Ахая өлкисигә бармақчи болғанда, Әфәсуслуқ қериндашлар Ахаядики мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни бәкму тәләп қилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Кейин, Аполлосни риғбәтләндүрүп, Ахайидики мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни тәләп қилди».

18:27 1Кор. 3:6.