4
Бу дунияни дост тутмаслиқ
Араңлардики уруш вә маҗиралар нәдин келип чиқиду? Бу дәл тән әзалириңлар ичидә җәң қиливатқан арзу-һәвәслириңлардин әмәсму?Рим. 7:23; 1Пет. 2:11. Силәр арзу-һәвәс қилисиләр, лекин арзу-һәвәслириңларға еришмәйсиләр; адәм олтирисиләр, һәсәт қилисиләр, лекин еришәлмәйсиләр; җедәл-маҗира чиқирип җәң қилисиләр. Еришмәйсиләр, чүнки тилимәйсиләр. Тилисәңларму еришәлмәйсиләр, чүнки өз арзу-һәвәслириңларни қандуруш үчүн рәзил нийәтләр билән тиләйсиләр. Мат. 20:22; Рим. 8:26. Әй зинахорлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлийәттә Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмтиңлар? Кимдиким бу дунияни дост тутмақчи болса, өзини Худаниң дүшмини қилиду.«Әй зинахорлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлийәттә Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмтиңлар?» — мошу йәрдики «зинахорлар» шүбһисизки, көчмә мәнидә яки бәлким әйни мәнидә болуши мүмкин. Көчмә мәнидә «Худаға вапасизлар» дегәнни билдүриду. Бу сөз башқа ишлар (пул, байлиқ һоқуқ, мәнсәп, һәр хил һәвәсләр)ни Худаниң орниға қойғанлиқни көрситиду. Бу һәқиқий бутпәрәсликтур, бу Худа алдида зинахорлуққа охшаш болиду.  Юһ. 15:9; Гал. 1:10; 1Юһа. 2:15. Муқәддәс язмиларда: «Худа қәлбимизгә макан қилдурған Роһ начар арзу-һәвәсләрни қиламду?» дегән сөз силәрчә бекар дейилгәнму?«Худа қәлбимиздә макан қилдурған Роһ...» — Өз Муқәддәс Роһини көрситиду. Грек тилида «У қәлбимизгә макан қилдурған Роһ...». «Муқәддәс язмиларда: «Худа қәлбимизгә макан қилдурған Роһ начар арзу-һәвәсләрни қиламду?» дегән сөз силәрчә бекар дейилгәнму?» — бу сөзниң өзи Тәвраттин беваситә тепилмайду, бәлким расул Яқупниң Тәвраттики көп айәтлириниң муҗәссәмләштүрүлгини болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худа қәлбимизгә салған (муқәддәс) Роһ бизниң Худағила садақәтмән болушимизни қаттиқ арзу қилиду».  Чөл. 11:29. Лекин Худа бәргән меһри-шәпқәт буниңдин үстүн туриду. Шуниң түпәйлидин муқәддәс язмиларда: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду» дәп йезилғандур.«Лекин Худа бәргән меһри-шәпқәт буниңдин үстүн туриду» — бу сөзниң мәнаси бәлким «бу яман арзу-һәвәслиримиз, нәпс-тамахорлуғимиз үстидин ғәлибә қилиш үчүн, Худа бизгә көп күч-қудрәт бериду» дегәнлик болуши мүмкин. «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду» — «Пәнд.» 3:34.  Пәнд. 3:34; 1Пет. 5:5.
Шуниң үчүн, Худаға бойсунуңлар. Шәйтанға қарши туруңлар; шундақ қилсаңлар у силәрдин қачиду.Әф. 4:27; 1Пет. 5:9. Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, гунадин қолуңларни жуюңлар; әй үҗмә көңүлләр, қәлбиңларни пак қилиңлар.«Әй гунакарлар, гунадин қолуңларни жуюңлар; әй үҗмә көңүлләр, қәлбиңларни пак қилиңлар» — бу «үҗмә көңүлләр» бәлким Худа билән вә бу дуния билән тәң дост болайли дегүчиләрни көрситиду. Гуналириңларға қайғу-һәсрәт чекиңлар, һаза тутуп жиғлаңлар, күлкәңларни матәмгә, хошаллиғиңларни қайғуға айландуруңлар. Мат. 5:4. 10 Рәбниң алдида өзүңларни төвән тутуңлар вә шундақ қилғанда У силәрни үстүн қилиду.Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 14:11; 18:14; 1Пет. 5:6.
 
Қериндашлар үстидин һөкүм қилмаслиқ
11 И қериндашлар, бир-бириңларни сөкмәңлар. Кимдиким қериндишини сөксә яки униң үстидин һөкүм қилса, Тәврат қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болиду. Шундақ қилип қанун үстидин тоғра-натоғра дәп һөкүм қилсаң, қанунға әмәл қилғучи әмәс, бәлки өзүңни униң үстидин һөкүм қилғучи қиливалған болисән. «кимдиким қериндишини сөксә яки униң үстидин һөкүм қилса, Тәврат қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болиду...» — «Тәврат қануниниму сөккән ... болиду» — мошу йәрдә расул Яқупниң көздә тутқан «Тәврат қануни» болса жуқурида тилға алған униңдики «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән әмир болуши керәк. Бу сөзләр бәзидә «Тәврат қануниниң җәвһири» дейилиду. «Шундақ қилип қанун үстидин тоғра-натоғра дәп һөкүм қилсаң, қанунға әмәл қилғучи әмәс, бәлки өзүңни униң үстидин һөкүм қилғучи қиливалған болисән» — инсанниң бәхитлик несивиси Худаниң сөзи үстидин («тоғра, натоғра!» дәп) һөкүм чиқириш әмәс, бәлки уни иман билән қобул қилип итаәт қилишта тепилиду, әлвәттә! 12 Қутқузушқа вә һалак қилишқа қадир болған, қанун Түзгүчи вә һөкүм Қилғучи пәқәт бирдур! Шундақ екән, сән башқилар үстидин һөкүм қилғидәк зади кимсән?
 
Өзүңни Худа демә!
13 Һәй, «Бүгүн яки әтә палани-пүкүни шәһәргә баримиз, у йәрдә бир жил туруп, тиҗарәт қилип пайда тапимиз» дегүчиләр буниңға қулақ селиңлар! Луқа 12:18. 14 Әй әтә немә болидиғанлиғини билмәйдиғанлар, һаятиңлар немигә охшайду? У худди ғил-пал пәйда болуп йоқап кетидиған бир парчә туман, халас. «У худди ғил-пал пәйда болуп йоқап кетидиған бир парчә туман, халас» — «бир парчә туман» яки «бир парчә ис-түтәк».  Йәш. 40:6; 1Кор. 7:31; Яқ. 1:10; 1Пет. 1:24; 1Юһа. 2:17. 15 Буниң орниға, «Рәб буйруса, һаят болсақ, уни қилимиз, буни қилимиз» дейишиңлар керәк. Рос. 18:21; 1Кор. 4:19; Ибр. 6:3. 16 Лекин әнди силәр һазир ундақ йоған гәплириңлар билән махтинисиләр. Бундақ махтинишларниң һәммиси рәзил иштур. 17 Шуниңдәк кимдиким мәлум яхши ишни қилишқа тегишлик дәп билип туруп қилмиған болса, гуна қилған болиду.Луқа 12:47.
 
 

4:1 Рим. 7:23; 1Пет. 2:11.

4:3 Мат. 20:22; Рим. 8:26.

4:4 «Әй зинахорлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлийәттә Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмтиңлар?» — мошу йәрдики «зинахорлар» шүбһисизки, көчмә мәнидә яки бәлким әйни мәнидә болуши мүмкин. Көчмә мәнидә «Худаға вапасизлар» дегәнни билдүриду. Бу сөз башқа ишлар (пул, байлиқ һоқуқ, мәнсәп, һәр хил һәвәсләр)ни Худаниң орниға қойғанлиқни көрситиду. Бу һәқиқий бутпәрәсликтур, бу Худа алдида зинахорлуққа охшаш болиду.

4:4 Юһ. 15:9; Гал. 1:10; 1Юһа. 2:15.

4:5 «Худа қәлбимиздә макан қилдурған Роһ...» — Өз Муқәддәс Роһини көрситиду. Грек тилида «У қәлбимизгә макан қилдурған Роһ...». «Муқәддәс язмиларда: «Худа қәлбимизгә макан қилдурған Роһ начар арзу-һәвәсләрни қиламду?» дегән сөз силәрчә бекар дейилгәнму?» — бу сөзниң өзи Тәвраттин беваситә тепилмайду, бәлким расул Яқупниң Тәвраттики көп айәтлириниң муҗәссәмләштүрүлгини болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худа қәлбимизгә салған (муқәддәс) Роһ бизниң Худағила садақәтмән болушимизни қаттиқ арзу қилиду».

4:5 Чөл. 11:29.

4:6 «Лекин Худа бәргән меһри-шәпқәт буниңдин үстүн туриду» — бу сөзниң мәнаси бәлким «бу яман арзу-һәвәслиримиз, нәпс-тамахорлуғимиз үстидин ғәлибә қилиш үчүн, Худа бизгә көп күч-қудрәт бериду» дегәнлик болуши мүмкин. «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду» — «Пәнд.» 3:34.

4:6 Пәнд. 3:34; 1Пет. 5:5.

4:7 Әф. 4:27; 1Пет. 5:9.

4:8 «Әй гунакарлар, гунадин қолуңларни жуюңлар; әй үҗмә көңүлләр, қәлбиңларни пак қилиңлар» — бу «үҗмә көңүлләр» бәлким Худа билән вә бу дуния билән тәң дост болайли дегүчиләрни көрситиду.

4:9 Мат. 5:4.

4:10 Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Мат. 23:12; Луқа 14:11; 18:14; 1Пет. 5:6.

4:11 «кимдиким қериндишини сөксә яки униң үстидин һөкүм қилса, Тәврат қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болиду...» — «Тәврат қануниниму сөккән ... болиду» — мошу йәрдә расул Яқупниң көздә тутқан «Тәврат қануни» болса жуқурида тилға алған униңдики «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән әмир болуши керәк. Бу сөзләр бәзидә «Тәврат қануниниң җәвһири» дейилиду. «Шундақ қилип қанун үстидин тоғра-натоғра дәп һөкүм қилсаң, қанунға әмәл қилғучи әмәс, бәлки өзүңни униң үстидин һөкүм қилғучи қиливалған болисән» — инсанниң бәхитлик несивиси Худаниң сөзи үстидин («тоғра, натоғра!» дәп) һөкүм чиқириш әмәс, бәлки уни иман билән қобул қилип итаәт қилишта тепилиду, әлвәттә!

4:13 Луқа 12:18.

4:14 «У худди ғил-пал пәйда болуп йоқап кетидиған бир парчә туман, халас» — «бир парчә туман» яки «бир парчә ис-түтәк».

4:14 Йәш. 40:6; 1Кор. 7:31; Яқ. 1:10; 1Пет. 1:24; 1Юһа. 2:17.

4:15 Рос. 18:21; 1Кор. 4:19; Ибр. 6:3.

4:17 Луқа 12:47.