3
Тилни тизгинлишимиз керәк
Қериндашлирим, араңлардин көп киши тәлим бәргүчи боливалмаңлар! Чүнки силәргә мәлумки, биз тәлим бәргүчиләр башқилардин техиму қаттиқ сораққа тартилимиз.Мат. 7:1; 23:8; Луқа 6:37. Чүнки һәммимиз көп ишларда хаталишип путлишимиз. Һалбуки, әгәр бириси тилда хаталашмиса, у камаләткә йәткән, пүткүл тенини тизгинләлигән адәм болиду.Зәб. 33:14; Яқ. 1:26. Мана, биз атларни өзимизгә беқиндуруш үчүн ағзиға жүгән салимиз; буниң билән пүткүл тәнлирини халиған тәрәпкә буралаймиз. Мана, кемиләргиму қараңлар; шунчилик йоған болсиму, йәнә келип дәһшәтлик шамаллар тәрипидин урулуп һайдилидиған болсиму, лекин рольчи қәйәргә уларни һайдай десә, у кичиккинә бир роль арқилиқ уни халиған тәрәпкә бурайду. Шуниңға охшаш, гәрчә тил тенимизниң кичик бир әзаси болсиму, лекин толиму йоған сөзләйду. Кичиккинә бир от учқуниниң чоң орманға от туташтуралайдиғанлиғини ойлап беқиңлар!Пәнд. 12:18; 15:2. Тил — дәрвәқә бир оттур; у әзалиримиз арисидин орун елип қәбиһликкә толған бир аләм болиду. У пүткүл тәнни булғиғучидур; у дозақ отидин туташтурулуп, пүткүл тәбиәтниң чақиға от туташтуриду!«... у дозақ отидин туташтурулуп, пүткүл тәбиәтниң чақиға от туташтуриду!» — «пүткүл тәбиәт» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «барлиқ инсаний дуния». Чүнки һәртүрлүк һайванлар һәм учар-қанатлар, өмилигүчи һайванлар һәм деңиздики мәхлуқлар инсанийәт тәрипидин көндүрүлмәктә һәмдә көндүрүлгән еди. Амма тилни һеч ким көндүрәлмәйду; у тинимсиз рәзил бир нәрсә болуп, җанға замин болидиған зәһәргә толғандур. Биз тилимиз билән Пәрвәрдигар Атимизға шану-тәшәккүр қайтуримиз, вә йәнә униң билән Худаниң образида яритилған инсанларни қарғаймиз. 10 Демәк, охшаш бир еғиздин һәм тәшәккүр-мубарәк һәм ләнәт-қарғаш чиқиду. И қериндашлирим, бундақ болмаслиғи керәк! 11 Бир булақ охшаш бир көздин бирла вақитта татлиқ һәм қиртақ су чиқирамду? 12 И қериндашлирим, әнҗир дәриғи зәйтунниң мевисини бәрмәйду, яки үзүм тели әнҗирниң мевисини берәләмду? Һәм тузлуқ булақ татлиқ суниму чиқиралмайду.
 
Әрштин кәлгән һәқиқий даналиқ
13 Араңларда ким дана вә пәмлик? Пәзиләтлик жүрүш-турушидин у даналиққа хас болған мөмин-кәмтәрлик билән әмәллирини көрсәтсун! Әф. 5:8. 14 Лекин әгәр қәлбиңларда аччиқ һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болса, әнди ялған сөзләр билән һәқиқәтни йоққа чиқармаңлар, махтанмаңлар. «лекин әгәр қәлбиңларда аччиқ һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болса, әнди ялған сөзләр билән һәқиқәтни йоққа чиқармаңлар, махтанмаңлар» — «махтанмаңлар» дегәнликниң мәнаси болса: ««мәндә даналиқ бар» демәңлар».  Рим. 13:13. 15 Бундақ «даналиқ» әрштин әмәс, бәлки дунияға, инсан тәбиийитигә хас болуп, җин-шәйтандин кәлгәндур. «Бундақ «даналиқ» әрштин әмәс...» — грек тилида «бундақ «даналиқ» жуқуридин әмәс». «бәлки дунияға ... хас болуп...» — грек тилида «йәр-зиминға ... хас болуп» дейилиду. «бундақ «даналиқ» әрштин әмәс, бәлки дунияға, инсан тәбиийитигә хас болуп, җин-шәйтандин кәлгәндур» — «дуния» яки «бу дуния» болса, Тәврат-инҗил бойичә, Худаға қарши чиққан, Шәйтан тәрипидин башқурулған пүткүл бир системини көрситиду (4-бапни көрүң). «Инсан тәбийитигә хас» грек тилида «җанлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Мошу йәрдики грек тилидики «җан» инсан шәхсиниң үч қисми (роһ, җан, тән)ниң бирини көрситиду. Худаға таянмиғачқа, гунакар иснанларниң өзлириниң «җенидин чиққан» әқил-парасәтлири вә ой-пикирлири Худаниң Роһидин чиққан болмиғачқа, һәргиз Худаниң көңлидикидәк болмайду («Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.  1Кор. 2:6, 7. 16 Чүнки һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болғанла йәрдә қалаймиқанчилиқ вә һәр хил рәзилликләр болиду. 1Кор. 3:3; Гал. 5:20. 17 Лекин әрштин кәлгән даналиқ болса, у алди билән пактур, у йәнә течлиқпәрвәр, хуш пеил, башқиларниң пикригә қулиқи очуқ, рәһимдил болуп, яхши мевиләр билән толған, униңда тәрәпбазлиқ яки сахтипәзлик йоқтур. «лекин әрштин кәлгән даналиқ болса,...» — грек тилида «лекин жуқуридин кәлгән даналиқ болса...». 18 Һәққанийлиқ уруқлири течлиқпәрвәрләр арисида чечилип, течлиқ ичидә мевә бериду.«һәққанийлиқ уруқлири течлиқпәрвәрләр арисида чечилип, течлиқ ичидә мевә бериду» — «һәққанийлиқ уруқлири» дегәнлик адәмниң һаятида пәйда болған яки өсидиған һәққанийлиқни көрситиду.
 
 

3:1 Мат. 7:1; 23:8; Луқа 6:37.

3:2 Зәб. 33:14; Яқ. 1:26.

3:5 Пәнд. 12:18; 15:2.

3:6 «... у дозақ отидин туташтурулуп, пүткүл тәбиәтниң чақиға от туташтуриду!» — «пүткүл тәбиәт» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «барлиқ инсаний дуния».

3:13 Әф. 5:8.

3:14 «лекин әгәр қәлбиңларда аччиқ һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болса, әнди ялған сөзләр билән һәқиқәтни йоққа чиқармаңлар, махтанмаңлар» — «махтанмаңлар» дегәнликниң мәнаси болса: ««мәндә даналиқ бар» демәңлар».

3:14 Рим. 13:13.

3:15 «Бундақ «даналиқ» әрштин әмәс...» — грек тилида «бундақ «даналиқ» жуқуридин әмәс». «бәлки дунияға ... хас болуп...» — грек тилида «йәр-зиминға ... хас болуп» дейилиду. «бундақ «даналиқ» әрштин әмәс, бәлки дунияға, инсан тәбиийитигә хас болуп, җин-шәйтандин кәлгәндур» — «дуния» яки «бу дуния» болса, Тәврат-инҗил бойичә, Худаға қарши чиққан, Шәйтан тәрипидин башқурулған пүткүл бир системини көрситиду (4-бапни көрүң). «Инсан тәбийитигә хас» грек тилида «җанлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Мошу йәрдики грек тилидики «җан» инсан шәхсиниң үч қисми (роһ, җан, тән)ниң бирини көрситиду. Худаға таянмиғачқа, гунакар иснанларниң өзлириниң «җенидин чиққан» әқил-парасәтлири вә ой-пикирлири Худаниң Роһидин чиққан болмиғачқа, һәргиз Худаниң көңлидикидәк болмайду («Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.

3:15 1Кор. 2:6, 7.

3:16 1Кор. 3:3; Гал. 5:20.

3:17 «лекин әрштин кәлгән даналиқ болса,...» — грек тилида «лекин жуқуридин кәлгән даналиқ болса...».

3:18 «һәққанийлиқ уруқлири течлиқпәрвәрләр арисида чечилип, течлиқ ичидә мевә бериду» — «һәққанийлиқ уруқлири» дегәнлик адәмниң һаятида пәйда болған яки өсидиған һәққанийлиқни көрситиду.