22
Елифаз йәнә сөз қилиду: — •••• Хата пәрәзләр — Аюпқа қаритилған һуҗумлар
Андин Теманлиқ Елифаз мундақ деди: —
Адәм Худаға қандақму пайда кәлтүрәлисун?
Дана адәмләрму Униңға немә пайда кәлтүрәлисун?
Сән һәққаний болсаңму, Һәммигә Қадирға немә бәһрә берәләйттиң?
Йоллириң әйипсиз болған тәғдирдиму, сән Униңға немә ғәниймәтләрни елип келәләйсән?«... Йоллириң әйипсиз болған тәғдирдиму, сән униңға немә ғәниймәтләрни елип келәләйсән?» — 1-бап, 8-айәттә, Худаниң Аюптин алған разилиғи, хурсәнлиги наһайити рошән баян қилиниду. Йәнә келип, Тәвратниң «Яритилиш» дегән қисмида биз Худаниң инсанларниң гуналлири түпәйлидин болған интайин азаплинидиғанлиғи тоғрисида хәвәрдар болимиз. Шуңа Елифазниң 2-айәт вә 3-айәттики бу сөзлириниң толиму хата екәнлигини билишимиз лазим.
Униң сени әйипләйдиғанлиғи,
Вә Униң саңа шикайәтләр йәткүзидиғини сениң ихласмән болғиниң үчүнму-я?
Сениң рәзиллигиң зор әмәсму?
Сениң гуналириң һесапсиз әмәсму?
Сән қериндашлириңдин сәвәпсиз кепиллик алғансән;
Сән ялаңтүшләрни кийим-кечәклиридин мәһрум қиливәткәнсән.Мис. 22:26, 27; Қан. 24:6, 10-13
Һалсизланғанларға су бәрмидиң,
Ач қалғанларға ашниму аяп бәрмидиң,
Гәрчә сән йәр-зиминлик болған қоли узун адәм болсаңму,
Йәр-зимин тутуп һөрмәтлинип кәлгән адәм болсаңму,
Сән тул хотунларниму қуруқ қол яндурғансән,
Житим-йесирларниң қолиниму янҗитивәткәнсән.«Сән ... житим-йесирларниң қолиниму янҗитивәткәнсән» — шуни чоңқур чүшинишимиз керәкки, Елифазниң бу шикайәтлири пүтүнләй асассиздур.
10  Мана шу сәвәптин әтрапиңда қапқанлар ятиду,
Уштумтут пәйда болған вәһимиму сени басиду.
11  Шу сәвәптинму сени қараңғулуқ бесип көрәлмәс қилди,
Бир кәлкүн келип сени ғәриқ қилди.
12  Тәңри әршаланиң чоққисида туриду әмәсму?
Әң егиз юлтузларниң нәқәдәр алий екәнлигигә қарап бақ!
13  Бирақ сән: «Тәңри немини билиду?
У раст шунчә зулмәт қараңғулуқта бир немини пәриқ етәләмду?!» дәватисән.
14  Йәнә: «Қоюқ булутлар уни тосивалиду,
Шуңа У пәләк үстидә айлинип маңғинида бизни көрмәйду!» — дәйсән.
15  Яман адәмләр маңған кона йолни сәнму тутиверәмсән?
16  Улар вақти тошмай турупла елип кетилгән,
Уларниң һуллири кәлкүн тәрипидин еқитилип кетилгән.«Улар вақти тошмай турупла ..., уларниң һуллири кәлкүн тәрипидин еқитилип кетилгән» — бу йәрдә Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридә топан еқитип кәткән рәзил адәмләр көрстилгән болуши мүмкин.
17  Улар Тәңригә: «Биздин нери бол!»
Һәммигә Қадир бизни немә қилалисун?» — дәйтти.Аюп 21:14
18  Бирақ уларниң өйлирини есил нәрсиләр билән толдурған дәл Униң Өзидур,
Мән болсам яманларниң нәсиһитидин жирақлашқанмән!«Уларниң өйлирини есил нәрсиләр билән толдурған дәл униң өзидур» — Елифаз мошу йәрдә Аюпниң «Яманлар бәзидә бейип аватлишиду» дегән пикриниң тоғрилиғини азрақ қобул қилғандәк қилғини билән йәнила: «Яманлар тез бәрбат болиду» дәйду.  Аюп 21:16
19  Һәққанийлар уларниң бәрбат болғанлиғини көрүп шатлиниду;
Бигуналар уларни мазақ қилип: — Зәб. 106:42
20  «Бизгә қарши чиққучилар шүбһисиз вәйран болиду,
От уларниң байлиқлирини жутувәтмәмду?» — дәйду.
21 Шуңа Худаға бойсунуп Уни тонусаң,
Шу чағдила сән аман болисән;
Шуниң билән саңа амәт келиду.
22  Униң ағзидин кәлгән несиһәтниму қобул қил,
Униң сөзлирини көңлүңгә пүкүп қой.« Худаниң ағзидин кәлгән несиһәтниму қобул қил,...» — Елифаз өзиниң бая дегән гәплирини «Худаниң ағзидин кәлгән несиһәт» дәп қариса керәк.
23  Сән Һәммигә Қадирниң йениға қайтип кәлсәң, муқәррәрки,
Қайтидин қурулуп чиқалайсән;
Әгәр сән қәбиһликни чедирлириңдин жирақлаштурсаң,Аюп 8:5, 6
24  Әгәр сән алтунуңни топа-чаң үстигә ташлалисаң,
Офирдики алтунуңни шиддәтлик еқинниң ташлириға қошувәтсәң,«Әгәр сән ... Офирдики алтунуңни шиддәтлик еқинниң ташлириға қошувәтсәң» — Елифаз бәлким Аюпни алтунларға интайин ач көз адәм дәп қарайду. Униң бу сөзлириниң нурғун адәмләргә пайда йәткүзәләйдиғини билән, Аюп ач көз адәм болмиғачқа, униңға һеч ярдәм бәрмәйду.
Бу айәттә дейилгән «Офирдики алтун» наһайити есил бир хил алтунни көрситиду.
25  Ундақта Һәммигә Қадирниң Өзи саңа алтун болиду.
Сениң үчүн сәрхил күмүчму болиду.
26  У чағда сән Һәммигә Қадирдин сөйүнисән,
Йүзүңни Тәңригә қарап көтирәләйсән.
27  Сән Униңға дуа қилсаң, У қулақ салиду,
Шундақла сәнму ичкән қәсәмлириңгә әмәл қилисән.
28  Сән қарар қилған иш әмәлгә ашиду,
Йоллириң үстигә нур чүшиду.
29  Адәмләр пәс қилинғанда, сән уларға: «Орнуңлардин туруңлар!» дәйсән,
Шуниң билән Худа чирайи сунғанларни қутқузиду.Пәнд. 29:23
30  У һәтта гунайи бар адәмниму қутқузиду,
У қолуңдики һалаллиқтин қутқузулиду. «У һәтта гунайи бар адәмниму қутқузиду, у қолуңдики һалаллиқтин қутқузулиду» — қизиқ иш шуки, Елифазниң өзи ахирда Аюпниң дуаси арқилиқ қутқузулиду (42-бап).
 
 

22:3 «... Йоллириң әйипсиз болған тәғдирдиму, сән униңға немә ғәниймәтләрни елип келәләйсән?» — 1-бап, 8-айәттә, Худаниң Аюптин алған разилиғи, хурсәнлиги наһайити рошән баян қилиниду. Йәнә келип, Тәвратниң «Яритилиш» дегән қисмида биз Худаниң инсанларниң гуналлири түпәйлидин болған интайин азаплинидиғанлиғи тоғрисида хәвәрдар болимиз. Шуңа Елифазниң 2-айәт вә 3-айәттики бу сөзлириниң толиму хата екәнлигини билишимиз лазим.

22:6 Мис. 22:26, 27; Қан. 24:6, 10-13

22:9 «Сән ... житим-йесирларниң қолиниму янҗитивәткәнсән» — шуни чоңқур чүшинишимиз керәкки, Елифазниң бу шикайәтлири пүтүнләй асассиздур.

22:16 «Улар вақти тошмай турупла ..., уларниң һуллири кәлкүн тәрипидин еқитилип кетилгән» — бу йәрдә Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридә топан еқитип кәткән рәзил адәмләр көрстилгән болуши мүмкин.

22:17 Аюп 21:14

22:18 «Уларниң өйлирини есил нәрсиләр билән толдурған дәл униң өзидур» — Елифаз мошу йәрдә Аюпниң «Яманлар бәзидә бейип аватлишиду» дегән пикриниң тоғрилиғини азрақ қобул қилғандәк қилғини билән йәнила: «Яманлар тез бәрбат болиду» дәйду.

22:18 Аюп 21:16

22:19 Зәб. 106:42

22:22 « Худаниң ағзидин кәлгән несиһәтниму қобул қил,...» — Елифаз өзиниң бая дегән гәплирини «Худаниң ағзидин кәлгән несиһәт» дәп қариса керәк.

22:23 Аюп 8:5, 6

22:24 «Әгәр сән ... Офирдики алтунуңни шиддәтлик еқинниң ташлириға қошувәтсәң» — Елифаз бәлким Аюпни алтунларға интайин ач көз адәм дәп қарайду. Униң бу сөзлириниң нурғун адәмләргә пайда йәткүзәләйдиғини билән, Аюп ач көз адәм болмиғачқа, униңға һеч ярдәм бәрмәйду. Бу айәттә дейилгән «Офирдики алтун» наһайити есил бир хил алтунни көрситиду.

22:29 Пәнд. 29:23

22:30 «У һәтта гунайи бар адәмниму қутқузиду, у қолуңдики һалаллиқтин қутқузулиду» — қизиқ иш шуки, Елифазниң өзи ахирда Аюпниң дуаси арқилиқ қутқузулиду (42-бап).