8
Шухалиқ Билдад сөзләйду — Илгәрки дәвирләрдики азап-оқубәтләр тоғрилиқ гувалиқ
Андин Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
«Сән қачанғичә мошуларни сөзләйсән?
Ағзиңдики сөзләр күчлүк шамалдәк қачанғичә чиқиду?
Тәңри адаләтни бурмилиғучиму?
Һәммигә Қадир адиллиқни бурмиламду?Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Дан. 9:14
Сениң балилириң Униң алдида гуна қилған болса,
У уларниму итаәтсизлигиниң җазасиға тапшурған, халас.«Сениң балилириң Униң алдида гуна қилған болса, У уларниму итаәтсизлигиниң җазасиға тапшурған, халас» — Билдадниң бу баяни рәһимсизлик билән қилинған сөзләрдур; бу сөзләр Аюпниң ярисиға туз сепип уни техиму азапқа салиду. Чүнки Аюпниң һәсрити дәл мошу иш түпәйлидин болувататти; бирақ Билдадниң Аюпниң балилириниң өткүзгән бирәр гунайи тоғрисида һеч қандақ испати йоқтур. Биз болсақ, униң балилириниң әмәлийәттә өз гунайи сәвәвидин өлмигәнлигини билимиз.
Бирақ әгәр өзүң һазир чин көңлүңдин Тәңрини издисәңла,
Һәммигә Қадирға илтиҗа қилсаңла,Аюп 22:23
Әгәр сән сап дил һәм дурус болған болсаң,
Шүбһисизки, У сән үчүн ойғиниду,
Чоқум сениң һәққанийлиғиңға толған туралғуңни гүлләндүриду.
Сән дәсләптә етиварсиз қаралған болсаңму,
Бирақ сән ахирида чоқум техиму гүллинисән.
Шуңа сәндин өтүнәйки, өткәнки дәвирләрдин сорап баққин,
Уларниң ата-бовилириниң издинишлиригиму көңүл қойғинҚан. 4:32
(Чүнки биз болсақ түнүгүнла туғулғанмиз;
Күнлиримиз пәқәт бир сайә болғачқа, һеч немини билмәймиз).«Күнлиримиз пәқәт бир сайә...» — Билдадниң бу дегини, униң у дәвридики ата-бовилириниң (өзиниң замани билән селиштурғанда) интайин узун өмүрлүк болғанлиғини көрситиши мүмкин. (Тәвраттики «Яритилиш» қисмиға асасән, Адәм атимиздин башлап Нуһ пәйғәмбәрниң дәвригичә нурғун адәмләр бир нәччә йүз жил яшиған еди).  Яр. 47:9; 1Тар. 29:15; Аюп 7:5, 6, 7; Зәб. 38:6, 14; 101:12; 143:4
10  Саңа көрсәтмә берип үгәтәләйдиған улар әмәсму?
Улар өз көңлидикини саңа сөзлимәмду?
11  Латқа болмиса йекәнләр егиз өсәләмду?
Қомушлуқтики от-чөпләр сусиз өсәләмду?
12  Улар йешил пети болуп, техичә орулмиған болсиму,
Һәр қандақ от-чөптин тез тозуп кетиду.Зәб. 128:5-6; Йәр. 17:6
13  Тәңрини унтуған кишиләрниң һәммисиниң ақивәтлири мана шундақтур;
Ипласларниң үмүти мана шундақ йоққа кетәр.Аюп 11:20; 18:14; Зәб. 111:10; Пәнд. 10:28
14  Чүнки униң таянғини чүрүк бир нәрсә, халас;
Униң ишәнгини болса өмчүкниң торидур, халас.
15  У өз угисиға йөлиниду, бирақ у мәзмут турмайду;
У уни чиң тутувалған болсиму, бирақ у бәрдашлиқ берәлмәйду.
16  У қуяш астида көклигән болсиму,
Униң пиләклири өз беғини қаплиған болсиму,
17  Униң йилтизлири таш догисиға чирмишип кәткән болсиму,
У ташлар арисида орун издигән болсиму,
18  Лекин Худа уни орнидин юливәтсә,
Әшу йәр униңдин тенип: «Мән сени көрмигән!» — дәйду.«... Лекин Худа уни орнидин юливәтсә, әшу йәр униңдин тенип: «Мән сени көрмигән!» — дәйду» — мошу йәрләрдә Билдад Аюп учриған балаю-апәтни шу бир нәччә ишқа охшатқан болуши мүмкин: — авал -15-айәттә, у «яманларниң өйиниң ғулап кетиши» тоғрилиқ сөзләйду; иккинчи, 16-айәттики «пиләкләр» дегән сөз, ибраний тилида «пәрзәнтләр»ниму көрситиду. Үчинчи, мошу айәттә бәлким «әшу йәр» дегән сөз Аюпниң жутдашлирини көрситиду; улар уни чәткә қеқип: «Сәндәк Худа ләнәт қилған адәмни тонумаймиз» дегән мәниләрдиму ейтилған болуши мүмкин.
19  Мана униң йолиниң шатлиғи!
Униңдин кейин орниға башқилири тупрақтин үниду.
20  Қара, Худа дурус адәмни ташлимайду,
Яки яманлиқ қилғучиларниң қолини тутуп уларни йөлимәйду.«... яманлиқ қилғучиларниң қолини тутуп уларни йөлимәйду» — яки «...яманлиқ қилғучиларни қолиға күч бәрмәйду».
21  У йәнә сениң ағзиңни күлкә билән,
Ләвлириңни шатлиқ авазлири билән толдуриду,
22  Саңа нәпрәтләнгәнләргә шәрмәндилик чаплиниду,
Әскиләрниң чедири йоқитилиду».
 
 

8:3 Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Дан. 9:14

8:4 «Сениң балилириң Униң алдида гуна қилған болса, У уларниму итаәтсизлигиниң җазасиға тапшурған, халас» — Билдадниң бу баяни рәһимсизлик билән қилинған сөзләрдур; бу сөзләр Аюпниң ярисиға туз сепип уни техиму азапқа салиду. Чүнки Аюпниң һәсрити дәл мошу иш түпәйлидин болувататти; бирақ Билдадниң Аюпниң балилириниң өткүзгән бирәр гунайи тоғрисида һеч қандақ испати йоқтур. Биз болсақ, униң балилириниң әмәлийәттә өз гунайи сәвәвидин өлмигәнлигини билимиз.

8:5 Аюп 22:23

8:8 Қан. 4:32

8:9 «Күнлиримиз пәқәт бир сайә...» — Билдадниң бу дегини, униң у дәвридики ата-бовилириниң (өзиниң замани билән селиштурғанда) интайин узун өмүрлүк болғанлиғини көрситиши мүмкин. (Тәвраттики «Яритилиш» қисмиға асасән, Адәм атимиздин башлап Нуһ пәйғәмбәрниң дәвригичә нурғун адәмләр бир нәччә йүз жил яшиған еди).

8:9 Яр. 47:9; 1Тар. 29:15; Аюп 7:5, 6, 7; Зәб. 38:6, 14; 101:12; 143:4

8:12 Зәб. 128:5-6; Йәр. 17:6

8:13 Аюп 11:20; 18:14; Зәб. 111:10; Пәнд. 10:28

8:18 «... Лекин Худа уни орнидин юливәтсә, әшу йәр униңдин тенип: «Мән сени көрмигән!» — дәйду» — мошу йәрләрдә Билдад Аюп учриған балаю-апәтни шу бир нәччә ишқа охшатқан болуши мүмкин: — авал -15-айәттә, у «яманларниң өйиниң ғулап кетиши» тоғрилиқ сөзләйду; иккинчи, 16-айәттики «пиләкләр» дегән сөз, ибраний тилида «пәрзәнтләр»ниму көрситиду. Үчинчи, мошу айәттә бәлким «әшу йәр» дегән сөз Аюпниң жутдашлирини көрситиду; улар уни чәткә қеқип: «Сәндәк Худа ләнәт қилған адәмни тонумаймиз» дегән мәниләрдиму ейтилған болуши мүмкин.

8:20 «... яманлиқ қилғучиларниң қолини тутуп уларни йөлимәйду» — яки «...яманлиқ қилғучиларни қолиға күч бәрмәйду».