111
111-күй •••• Худадин әйминидиған киши •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
Һәмдусана!
Пәрвәрдигардин әйминидиған,
Униң әмирлирини зор хурсәнлик дәп билидиған адәм бәхитликтур!«Һәмдусана! Пәрвәрдигардин әйминидиған, Униң әмирлирини зор хурсәнлик дәп билидиған адәм бәхитликтур!...» — бу күй «елипбә тәртивилик» күй. Бирақ ибраний тилини тәрҗимә қилиш җәрянида җүмлә тәртиплирини өзгәртиш керәклиги түпәйлидин, «елипбә тәртивилик» нусхини көрситәлмидуқ.  Зәб. 1:1, 2
Униң нәсли зиминда туруп күч-қудрәтлик болиду;
Дурусларниң дәври бәхитлик болиду.
Униң өйидә дөләт һәм байлиқлар болиду;
Һәққанийлиғи мәңгүгә туриду.
Қараңғулуқта турған дурус адәмгә нур пәйда болиду;
У шәпқәтлик, рәһимдил һәм һәққанийдур.
Хәйрхаһ, өтнә берип туридиған адәмниң бәхити болиду;
У өз ишлирини адиллиқ билән жүргүзиду.«У өз ишлирини адиллиқ билән жүргүзиду» — башқа икки хил тәрҗимиси бар: — «У өз адиллиғи билән өз ишлирини жүрүштүриду» яки «Дәвада болса һөкүм униң тәрипидә болиду». Мүмкинчилиги барки, язғучи бу үч мәниниң һәммисини көздә тутқан.
Бәрһәқ, у әбәдий тәвритилмәйду;
Һәққаний адәм мәңгүгә әслиниду.
У шум хәвәрдин қорқмайду;
Униң көңли тоқ һалда, Пәрвәрдигарға таянған.
Дили мәһкәм қилинған, у қорқмайду;
Ахирида у рәқиплириниң мәғлубийитини көриду.
У өзиниңкини мәртләрчә тарқатқан,
Йоқсулларға бериду;
Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду;
Униң мүңгүзи иззәт-шөһрәт билән көтирилиду.
10 Рәзил адәм буни көрүп чидимайду,
Чишлирини ғуҗурлитиду, у ерип кетиду;
Рәзилләрниң арзу-һәвиси йоқитилиду.
 
 

111:1 «Һәмдусана! Пәрвәрдигардин әйминидиған, Униң әмирлирини зор хурсәнлик дәп билидиған адәм бәхитликтур!...» — бу күй «елипбә тәртивилик» күй. Бирақ ибраний тилини тәрҗимә қилиш җәрянида җүмлә тәртиплирини өзгәртиш керәклиги түпәйлидин, «елипбә тәртивилик» нусхини көрситәлмидуқ.

111:1 Зәб. 1:1, 2

111:5 «У өз ишлирини адиллиқ билән жүргүзиду» — башқа икки хил тәрҗимиси бар: — «У өз адиллиғи билән өз ишлирини жүрүштүриду» яки «Дәвада болса һөкүм униң тәрипидә болиду». Мүмкинчилиги барки, язғучи бу үч мәниниң һәммисини көздә тутқан.