110
110-күй •••• Худаниң улуқлуғини сеғиниш •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
Һәмдусана!
Көңли дурусларниң мәшрипидә,
Һәм җамаәттә туруп,
Пәрвәрдигарға пүтүн қәлбим билән тәшәккүр ейтимән.«Һәмдусана! Көңли дурусларниң мәшрипидә, һәм җамаәттә туруп...» — бу күй «елипбә тәртивилик» күй. Бирақ ибраний тилини тәрҗимә қилиш җәрянида җүмлә тәртиплирини өзгәртиш керәклиги түпәйлидин, «елипбәлик» нусхини көрситәлмидуқ.
Пәрвәрдигарниң ясиғанлири улуқдур;
Булардин хурсән болғанлар издинип уларни сүрүштүрмәктә.
Униң әҗри шәрәп вә һәйвәттур,
Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду.
У Өз мөҗизилирини яд әткүзиду;
Пәрвәрдигар муһәббәтлик һәм рәһимдилликтур.
У Өзидин әйминидиғанларни аш билән тәминләйду;
Өз әһдисини һемишә яд етиду.
У әмәллиридики қудритини Өз хәлқигә көрситип,
Башқа әлләрниң мирас-зиминини уларға тәқдим қилди.
Униң қоли қилғанлири һәқиқәт-садақәт вә адиллиқтур;
Униң барлиқ көрсәтмилири ишәшликтур.
Булар әбәдил-әбәткичә инавәтликтур;
Һәқиқәттә һәм дуруслуқта чиқирилғандур.
У Өз хәлқигә ниҗатлиқ әвәтти;
Өз әһдисини әмир қилип мәңгүгә бекитти;
Муқәддәс һәм сүрлүктур Униң нами.
10 Пәрвәрдигардин қорқуш даналиқниң башлинишидур;
Униң һөкүмлирини тутқанларниң һәммиси йорутулған адәмләрдур;
Униң мәдһийиси мәңгү туриду.
 
 

110:1 «Һәмдусана! Көңли дурусларниң мәшрипидә, һәм җамаәттә туруп...» — бу күй «елипбә тәртивилик» күй. Бирақ ибраний тилини тәрҗимә қилиш җәрянида җүмлә тәртиплирини өзгәртиш керәклиги түпәйлидин, «елипбәлик» нусхини көрситәлмидуқ.