112
112-күй •••• Худа шәпқитини көрситиш үчүн Өзини төвән тутиду
1 Һәмдусана!
Мәдһийиләңлар, и Пәрвәрдигарниң қуллири,
Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар!
2 Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә,
Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!■Дан. 2:20
3 Күн чиқардин күн патарға,
Пәрвәрдигарниң нами мәдһийилинишкә лайиқтур!■Мал. 1:11
4 Пәрвәрдигар әлләрдин жуқури көтирилди;
Шан-шәриви әршләрдин жуқуридур.
5 Кимму Пәрвәрдигар Худайимизға тәң болалисун —
Өз макани жуқурида болсиму,
6 Асманларға һәм йәргә қараш үчүн,
Өзини төвән қилғучиға?
7 Намрат кишини У топа-чаңдин көтириду;
Қиғлиқтин йоқсулни жуқурилитиду;■1Сам. 2:8; Зәб. 106:41
8 Уни есилзадиләр қатариға,
Йәни Өз хәлқиниң есилзадилири арисиға олтарғузиду;
9 У туғмас аялни өйгә орунлаштуруп,
Уни оғулларниң хошал аниси қилиду.
Һәмдусана!