113
113-күй •••• Худаниң Исраил хәлқиниң Мисирдин чиқишида уларға намайән қилған улуқлуғи
1 Исраил Мисирдин,
Яқуп җәмәти ят тиллиқ әлләрдин чиққанда, ■Мис. 13:3
2 Шу чағда Йәһуда Худаниң муқәддәс җайи,
Исраил униң сәлтинити болди,
3 Деңиз буни көрүп бәдәр қачти,
Иордан дәрияси кәйнигә янди;
4 Тағлар қочқарлардәк,
Дөңләр қозилардәк ойнақлиди.
5 Әй деңиз, сән немә болдуң, қачқили?
Иордан дәрияси, йолуңдин янғили?
6 Тағлар қочқарлардәк,
Дөңләр қозилардәк ойнақлиғили?
7 И йәр йүзи, Рәбниң җамалидин,
Яқупниң Худасиниң җамалидин тәврән;
8 У қорам ташни көлчәккә,
Чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду.□«У қорам ташни көлчәккә, чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду» — «чақмақ теши» ташлар ичидә әң қаттиқ таш һесаплиниду. «Қан.» 8:15ни көрүң. ■Мис. 17:6; Чөл. 20:11
113-күй — давами •••• Бутларға чоқунғанлар һәм Худаға ибадәт қилғанлар
9 Бизгә әмәс, и Пәрвәрдигар, бизгә әмәс —
Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн, һәқиқәт-садақитиң үчүн,
Өз намиңға шан-шәрәп кәлтүргәйсән.
10 Әлләр немишкә «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп мазақ қилишиду?
11 Бирақ Худайимиз болса әршләрдидур;
Немини халиса, У шуни қилғандур.
12 Уларниң бутлири болса пәқәт күмүч-алтундин ибарәт,
Инсанниң қоллири ясиғинидур, халас.
13 Уларниң ағзи бар, бирақ сөзләлмәйду;
Көзлири бар, көрмәйду;■Қан. 4:28; Йәр. 10:3, 4, 5, 9-16
14 Қулақлири бар, аңлимайду,
Бурни бар, пуралмайду;
15 Қоллири бар, силалмайду;
Путлири бар, маңалмайду;
Канийидин һеч бир сада чиқармайду.
16 Уларни ясиғанлар уларға охшаштур,
Уларға таянғанларму шундақтур.
17 И Исраил, Пәрвәрдигарға тайиниңлар;
У силәргә ярдәм қилғучиңлар һәм қалқиниңлардур.
18 И Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тайиниңлар;
У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур.□«У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур» — ибраний тилида «У уларға ярдәм қилғучи һәм уларниң қалқиниңлардур» дейилиду. 10-11-айәтләрдиму шундақ.
19 Пәрдәрдигардин әйминидиғанлар, Пәрвәрдигарға тайиниңлар;
У силәргә ярдәм қилғучи һәм қалқиниңлардур.
20 Пәрвәрдигар бизни әсләп кәлди;
У бәхит ата қилиду;
У Исраил җәмәтигә бәхит ата қилиду;
У Һарун җәмәтигә бәхит ата қилиду;
21 Пәрвәрдигардин әйминидиғанларға,
Чоңлири һәм кичиклиригиму бәхит ата қилиду.
22 Пәрвәрдигар силәргә қошлап бериду,
Силәргә һәм пәрзәнтлириңларға;
23 Силәргә Пәрвәрдигар тәрипидин бәхит ата қилинған,
Асман-зиминни Яратқучидин бәрикәтләнгән!
24 Асманлар болса Пәрвәрдигарниң асманлиридур;
Бирақ зиминни болса инсан балилириға тапшурғандур.
25 Өлүкләр Яһни мәдһийиләлмәйду,
Сүкүт дияриға чүшүп кәткәнләрму шундақ;
26 Бирақ бизләр һазирдин башлап Яһқа әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримиз!
Һәмдусана!
□113:8 «У қорам ташни көлчәккә, чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду» — «чақмақ теши» ташлар ичидә әң қаттиқ таш һесаплиниду. «Қан.» 8:15ни көрүң.
■113:13 Қан. 4:28; Йәр. 10:3, 4, 5, 9-16
□113:18 «У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур» — ибраний тилида «У уларға ярдәм қилғучи һәм уларниң қалқиниңлардур» дейилиду. 10-11-айәтләрдиму шундақ.