10
Падиша Сулайманниң һекмәтлик сөзлири
Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —
 
Дана оғул атисини шат қилар;
Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар.Пәнд. 15:20
Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас;
Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар.Пәнд. 11:4
Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас;
Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр.
Һорунлуқ кишини гадай қилар;
Ишчанлиқ болса баяшат қилар.«Һорунлуқ» — ибраний тилида: «қол бошлуғи». «Ишчанлиқ» — ибраний тилида: «әстайидиллиқниң қоли».  Пәнд. 12:24
Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур;
Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур.
Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр;
Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар.«Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Амма яманларниң ағзи зораванлиқни йошурар».
Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур;
Яманларниң нами болса, сесиқ қалар.
Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.Пәнд. 10:10
Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур,
Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду.
10 Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
11 Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур,
Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар.«һаятлиқ булиқи» — бәлким «Ерән бағчиси»дики «һаятлиқ беридиған дәрәқ»кә охшитилғандур. «Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар» — яки «Амма яманниң ағзи зораванлиқни йошурар».  Пәнд. 10:6; 13:14
12 Өчмәнлик җедәл қозғар;
Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар.1Кор. 13:7; 1Пет. 4:8
13 Әқил-идрақлик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар;
Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр.Пәнд. 20:30
14 Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар;
Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар.
15 Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур;
Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур.
16 Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар,
Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур.«...гунанила көпәйтиштур» — яки «...гунайини бекитәр».
17 Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар;
Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур.
18 Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас;
Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур.«Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас» — ибраний тилида: «Адавәт сақлиғучиниң ләвлири ялған болиду».
19 Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас,
Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур.
20 Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч;
Яманниң ойлири толиму әрзимәстур.«Һәққаний адәмниң сөзи» — ибраний тилида: «Һәққаний адәмниң тили». «Яманниң ойлири» — ибраний тилида: «яманниң көңли».
21 Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр;
Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр.
22 Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар;
У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас.
23 Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр;
Амма даналиқ йорутулған кишиниң хурсәнлигидур.«йорутулған» — ибараний тилида «ишни, башқа адәмни убдан чүшинидиған» дегән мәнидә.  Пәнд. 14:9
24 Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар;
Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар.
25 Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар;
Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур.
26 Адәм аччиқ су жутувалғандәк,
Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк,
Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар.«Адәм аччиқ су жутувалғандәк...» — ибраний тилида: «Аччиқ су чишларға тәккәндәк...».
27 Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар,
Яманниң өмри қисқартилар.Пәнд. 9:11
28 Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр;
Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар.Аюп 8:13,14; 11:20; Зәб. 111:10
29 Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур;
Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур.Пәнд. 13:6
30 Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур;
Яманлар зиминда узун турмас.
31 Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар;
Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар.
32 Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар;
Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.
 
 

10:1 Пәнд. 15:20

10:2 Пәнд. 11:4

10:4 «Һорунлуқ» — ибраний тилида: «қол бошлуғи». «Ишчанлиқ» — ибраний тилида: «әстайидиллиқниң қоли».

10:4 Пәнд. 12:24

10:6 «Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Амма яманларниң ағзи зораванлиқни йошурар».

10:8 Пәнд. 10:10

10:11 «һаятлиқ булиқи» — бәлким «Ерән бағчиси»дики «һаятлиқ беридиған дәрәқ»кә охшитилғандур. «Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар» — яки «Амма яманниң ағзи зораванлиқни йошурар».

10:11 Пәнд. 10:6; 13:14

10:12 1Кор. 13:7; 1Пет. 4:8

10:13 Пәнд. 20:30

10:16 «...гунанила көпәйтиштур» — яки «...гунайини бекитәр».

10:18 «Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас» — ибраний тилида: «Адавәт сақлиғучиниң ләвлири ялған болиду».

10:20 «Һәққаний адәмниң сөзи» — ибраний тилида: «Һәққаний адәмниң тили». «Яманниң ойлири» — ибраний тилида: «яманниң көңли».

10:23 «йорутулған» — ибараний тилида «ишни, башқа адәмни убдан чүшинидиған» дегән мәнидә.

10:23 Пәнд. 14:9

10:26 «Адәм аччиқ су жутувалғандәк...» — ибраний тилида: «Аччиқ су чишларға тәккәндәк...».

10:27 Пәнд. 9:11

10:28 Аюп 8:13,14; 11:20; Зәб. 111:10

10:29 Пәнд. 13:6