9
Даналиқниң сөзиниң давами, бузуқ хотунниң сөзлири
1 Даналиқ өзигә бир өй селип,
Униң йәттә түврүгини орнатти.
2 У маллирини союп,
Есил шараплирини арилаштуруп тәйярлап,
Зияпәт дәстихинини яйди;
3 Дедәклирини меһман чақиришқа әвәтти,
Өзи шәһәрниң әң егиз җайлирида туруп:■Пәнд. 8:2
4 «И саддилар, бу йәргә келиңлар, — дәп чақириватиду;
Наданларға:
5 Қени, нанлиримдин еғиз тегип,
Мән арилаштуруп тәйярлиған шараплардин ичиңлар;
6 Наданлар қатаридин чиқип, һаятқа еришиңлар,
Йоруқлуқ йолида меңиңлар», — дәватиду.
7 Һакавурларға тәнбиһ бәргүчи аһанәткә учрайду,
Қәбиһләрни әйиплигүчи өзигә дағ кәлтүриду.
8 Һакавурларни әйиплимә, чүнки у саңа өч болуп қалиду;
Һалбуки, дана кишини әйиплисәң, у сени сөйиду.■Мат. 7:6
9 Дана адәмгә дәвәт қилсаң, әқли техиму толуқ болиду;
Һәққаний адәмгә дурус йол көрсәтсәң,
Билими техиму ашиду.
10 Пәрвәрдигардин әйминиш даналиқниң башлинишидур,
Муқәддәс болғучини тонуш йоруқлуқтур.■Аюп 28:28; Зәб. 110:10; Пәнд. 1:7
11 Мән даналиқ сәндә болсам, күнлириңни узартимән,
Өмрүңниң жиллири көпийәр.■Пәнд. 10:27
12 Сәндә даналиқ болса, пайдини көридиған өзүңсән,
Даналиқни мазақ қилсаң зиян тартидиғанму өзүңсән.
13 Надан хотун ағзи бисәрәмҗан, әқилсиздур,
Һеч немә билмәстур.■Пәнд. 7:11
14 У ишик алдида олтирип,
Шәһәрниң әң егиз җайлирида орун елип,
15 Удул өтүп кетиватқанларға:
16 «Кимки садда болса, бу йәргә кәлсун!» — дәватиду,
Вә әқилсизләрни:
17 «Оғрилиқчә ичкән су татлиқ болиду,
Оғрилап йегән нан тәмлик болиду!» — дәп чарқиватиду.■Пәнд. 20:17
18 Лекин чақирилғучи өлүкләрниң униң өйидә ятқанлиғидин бехәвәрдур,
Униң бурунқи меһманлириниң аллиқачан тәһтисараниң тәглиригә чүшүп кәткәнлигини у сәзмәс.□«тәһтисараниң тәглири» — «тәһтисара» (ибраний тилида «шеол») өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәр. ■Пәнд. 2:18
■9:10 Аюп 28:28; Зәб. 110:10; Пәнд. 1:7
□9:18 «тәһтисараниң тәглири» — «тәһтисара» (ибраний тилида «шеол») өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәр.