Пәнд-несиһәтләр
1
Пәнд-несиһәтләрниң қәдир-қиммити
Исраил падишаси Давутниң оғли Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —1Пад. 4:32; Вәһ. 3:9
Бу пәнд-несиһәтләр саңа әқил-парасәт, әдәп-әхлақни үгитип, сени ибрәтлик сөзләрни чүшинидиған қилиду; саңа даналиқ, һәққанийлиқ, пәм-парасәт вә дуруслуқниң йолйоруқ-тәрбийисини қобул қилдуриду. Бу пәнд-несиһәтләр наданларни зерәк қилип, яшларни билимлик вә сәзгүр қилиду; буларға қулақ селиши билән даналар билимини ашуриду, йорутулған кишиләр техиму дана мәслиһәткә еришиду, «йорутулған киши» — ибараний тилида «ишларни, мәсилиләрни, башқа адәмни убдан чүшинидиған киши» дегән мәнидә. шундақла пәнд-несиһәтләр һәм тәмсилләрниң мәнасини, данишмәнләрниң һекмәтлири һәм тилсим сөзлирини чүшинидиған қилиниду.
 
Яшларға несиһәт
Пәрвәрдигардин қорқуш билимниң башлинишидур;
Ахмақлар даналиқни вә тәрбийини көзгә илмайду.Аюп 28:28; Зәб. 110:10; Пәнд. 9:10; Топ. 12:13
И оғлум, атаңниң тәрбийисигә қулақ сал, анаңниң сөз-несиһәтидин айрилма; чүнки улар сениң бешиңға тақалған гүл чәмбирәк, бойнуңға есилған марҗан болиду.
10 И оғлум, яманлар сени аздурса, уларға әгәшмигин.
11 Әгәр улар: — Жүр, қапқан қуруп адәм өлтүрәйли;
Йошурунивелип, бирәр бегуна кәлгәндә урайли!«...қапқан қуруп адәм өлтүрәйли» — ибраний тилида «...қапқан қуруп қан төкәйли».
12 Тәһтисарадәк уларни жутуветәйли,
Сақ болсиму, һаңға чүшкәнләрдәк уларни жиқитайли;«Тәһтисара» — өлгүчиләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған җай (ибраний тилида «шеол» дегән сөз).
13 Улардин хилму-хил қиммәтлик мал-дунияға егә болуп,
Өйлиримизни олҗа билән толдуримиз.
14 Биз билән шерик бол,
Һәмянимиз бир болсун, десә, —
15 И оғлум, уларға йолдаш болма,
Өзүңни уларниң изидин нери қил!«Өзүңни уларниң изидин нери қил!» — ибраний тилида «Путуңни уларниң йолидин нери қил!».
16 Чүнки уларниң путлири рәзилликкә жүгүриду,
Қолини қан қилиш үчүн алдирайду.Йәш. 59:7; Рим. 3:15
17 Һәр қандақ учарқанат туюп қалғанда қапқан қоюш бекар аваричиликтур;
18 Лекин булар дәл өз қенини төкүш үчүн сақлайду;
Өз җанлириға замин болушни күтиду.
19 Нәпси йоғинап кәткән һәр бир адәмниң йоллириниң ақивити мана шундақ;
Һарам мал-дуния өз егилириниң җенини алиду.Аюп 8:13
 
Даналиқ садаси
20 Бүйүк даналиқ кочида очуқ-ашкарә хитап қилмақта,
Чоң мәйданларда садасини аңлатмақта.«даналиқ» — «Пәнд-несиһәтләр»дә «даналиқ» пәзиләтлик бир аялниң сүпитидә көрүниду. Бу «пәзиләтлик аял» 5:1-14, 6:20-35, 7:6-27, 9:13-18дә баян қилинған «паһишә аял» билән селиштурулуши «пәнд-несиһәтләр»ниң муһим бир темисидур.
21 Коча доқмушлирида адәмләрни чақирмақта,
Шәһәр дәрвазилирида сөзлирини җакалимақта: —
22 И саддилар, қачанғичә мошундақ наданлиққа берилисиләр?
Мәсқирә қилғучилар қачанғичә мәсқириликтин һозур алсун?
Ахмақлар қачанғичә билимдин нәпрәтләнсун?!«саддилар» — «Пәнд-несиһәтләр»дә «саддилар» (яки «наданлар») дегәнниң «үгәнмигәнләр», «саватқа еришмигәнләр» дегән башқа хил тәрҗимилириму бар. «Ахмақлар қачанғичә билимдин нәпрәтләнсун?!» — оқурмәнләр шуниңға диққәт қилған болуши мүмкин, «даналиқ» мошу йәрдә «наданлар»ға («саддилар»ға) беваситә сөз қилсиму, лекин «ахмақлар»гә вә «мәсқирә қилғучилар»ға беваситә сөзлимәйду. Чүнки рәзил йолларни тутқачқа, уларға һеч қандақ беваситә несиһәт тәсир қилмайду (8:4, 9:4, 7-8ниму көрүң).
23 Тәнбиһлиримгә қулақ селип маңған йолуңлардин янған болсаңлар еди!
Роһумни силәргә төкүп берәттим,
Сөзлиримни силәргә билдүргән болаттим.
24 Лекин чақирсам, аңлимидиңлар;
Қолумни узартсам, һеч қайсиңлар қаримидиңлар.Йәш. 65:12; 66:4; Йәр. 13:10
25 Несиһәтлиримниң һәммисигә пәрва қилмидиңлар,
Тәнбиһимни аңлашни қилчә халимидиңлар.
26 Шуңа, бешиңларға балаю-қаза кәлгәндә күлимән,
Вәһимә силәргә йетиши билән мәсқирә қилимән.
27 Һалакәт елип кәлгән вәһимә үстүңләргә чүшкәндә,
Вәйранчилиқ силәргә қуюнтаздәк кәлгәндә,
Силәр еғир қайғуға вә азапқа муптила болғиниңларда —Аюп 27:9; 35:12; Йәш. 1:15; Йәр. 11:11; 14:12; Әз. 8:18; Мик. 3:4
28 У чағда мошу кишиләр мәндин өтүнүп чақириду,
Мән пәрва қилмаймән,
Мени тәлмүрүп издисиму, тапалмайду.
29 Улар билимгә нәпрәтләнгинидин,
Пәрвәрдигардин әйминишни таллимиғинидин,
30 Мениң нәсиһитимни қилчә қобул қилғуси йоқлуғидин,
Тәнбиһимгиму пәрва қилмиғиниңлардин,
31 Улар өз бешини йәйду,
Өз қәстлиридин толуқ азап тартиду;
32 Чүнки саддиларниң йолдин чиқиши өз җениға замин болиду;
Ахмақлар раһәтлик турмушидин өзлирини һалак қилиду.
33 Лекин маңа қулақ салғанлар аман-есән яшайду,
Балаю-қазалардин, ғәм-әндишләрдин халий болуп, хатирҗәм туриду.
 
 

1:1 1Пад. 4:32; Вәһ. 3:9

1:5 «йорутулған киши» — ибараний тилида «ишларни, мәсилиләрни, башқа адәмни убдан чүшинидиған киши» дегән мәнидә.

1:7 Аюп 28:28; Зәб. 110:10; Пәнд. 9:10; Топ. 12:13

1:11 «...қапқан қуруп адәм өлтүрәйли» — ибраний тилида «...қапқан қуруп қан төкәйли».

1:12 «Тәһтисара» — өлгүчиләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған җай (ибраний тилида «шеол» дегән сөз).

1:15 «Өзүңни уларниң изидин нери қил!» — ибраний тилида «Путуңни уларниң йолидин нери қил!».

1:16 Йәш. 59:7; Рим. 3:15

1:19 Аюп 8:13

1:20 «даналиқ» — «Пәнд-несиһәтләр»дә «даналиқ» пәзиләтлик бир аялниң сүпитидә көрүниду. Бу «пәзиләтлик аял» 5:1-14, 6:20-35, 7:6-27, 9:13-18дә баян қилинған «паһишә аял» билән селиштурулуши «пәнд-несиһәтләр»ниң муһим бир темисидур.

1:22 «саддилар» — «Пәнд-несиһәтләр»дә «саддилар» (яки «наданлар») дегәнниң «үгәнмигәнләр», «саватқа еришмигәнләр» дегән башқа хил тәрҗимилириму бар. «Ахмақлар қачанғичә билимдин нәпрәтләнсун?!» — оқурмәнләр шуниңға диққәт қилған болуши мүмкин, «даналиқ» мошу йәрдә «наданлар»ға («саддилар»ға) беваситә сөз қилсиму, лекин «ахмақлар»гә вә «мәсқирә қилғучилар»ға беваситә сөзлимәйду. Чүнки рәзил йолларни тутқачқа, уларға һеч қандақ беваситә несиһәт тәсир қилмайду (8:4, 9:4, 7-8ниму көрүң).

1:24 Йәш. 65:12; 66:4; Йәр. 13:10

1:27 Аюп 27:9; 35:12; Йәш. 1:15; Йәр. 11:11; 14:12; Әз. 8:18; Мик. 3:4