Башқа бир хил тәрҗимиси: «Йәнә келип, сән техи: «Униң ғәзиви һеч җаза бәрмәйду, У асийлиқни һеч нәзәригә алмайду» дәйсән!» ■Аюп 11:6
□35:2 «Сән (Аюп) мошу гепиңни, йәни «Һәққанийлиғим Тәңриниңкидин үстүндур» дегиниңни тоғра дәп қарамсән?» — бу сөзму бәк қаттиқ ейтилған. Аюп әслидә «Мән һәққаний» дегини һәм Худаниң адалитидин бәзи гуманлиқ гәпләрни қилғини билән, әмәлийәттә қап жүрәклик қилип «Һәққанийлиғим Тәңриниңкидин үстүн» дегән гәпни қилип бақмиған. Оқурмәнләр өзилири бир немә десун.
□35:3 «...сән (Аюп): «Һәққанийлиқниң маңа немә пайдиси болсун? Гуна қилмиғинимниң гуна қилғинимға қариғанда артуқчилиғи нәдә?» дәп соридиң» — Елиху жуқурида Аюпни әйипләп: «Сән «Адәм Худадин сөйүнсә, буниң униңға һеч қандақ пайдиси болмайду» дегәнсән» (9:34) дегинини һазир тәкрарлайду.
□35:4 «Саңа һәм сән билән биллә болған үлпәтлириңгә җавап берәй» — «үлпәтлириң» дегән сөз бәлким Аюпниң үч достини әмәс, бәлки униң билән охшаш көзқарашта болғанларни (һазирму Аюпниң йенида олтарғанларни?) көриситиши мүмкин.
□35:7 «Сән һәққаний болған тәғдирдиму, Униңға немә берәләйттиң? У сениң қолуңдин немиму алар-һә?» — Елихуниң бу көзқариши Елифазниңкигә (22:3-айәттики) охшайду. Биз йәнила авалқи айәттики изаһатни тәкрарлаймиз: — «1:8-айәттә, Худаниң Өзидә Аюптин алған разилиғи, хурсәнлиги наһайити гәвдилинип туриду. Шуниң билән бир вақитта биз Тәвраттики «Яритилиш» дегән қисимда Худаниң инсанниң түпәйлидин болған азаплиридин хәвәрдар болимиз. Худа гәрчә улуқлуқ егиси болсиму, У йәнила биздин хурсәнлик издәйду яки биздин рәнҗийду һәм азаплиниду. Шуниң үчүн Елихуниң 5-8-айәттики бу сөзлири интайин хата ейтилған сөзләрдур».
■35:7 Аюп 22:2; Зәб. 15:2; Рим. 11:35
□35:9 «Күчлүкләрниң бесими түпәйлидин...» — ибраний тилида «Күчлүкләрниң билиги түпәйлидин...».
□35:12 «Улар (езилгәнләр) налә-пәряд көтириду, бирақ рәзил адәмләрниң һакавурлуғиниң тәсири түпәйлидин, уни Худа иҗабәт қилмайду» — Елиху бәлким җәмийәт арисидики яманларниң һакавурлуғи мәлум бир дәриҗидин ешип кәткән болса, җәмийәтниң уларни чәклимигән сәһвәнликму бар болуши мүмкин, демәкчи. Ундақта пүткүл җәмийәт, җүмлидин бәзи бегуна кишиләрму уларниң вәҗидин Худаниң тәрбийә-җазалишиға учримай қалмайду, демәкчи. Униң гепиниң орунлуқ йери болуши мүмкин. Бирақ Аюп (мәйли униң һакавур йери болсун) бу «рәзилләр»ниң қатариға кирмәйду.
■35:12 Аюп 27:9; Пәнд. 1:28; 15:29; Йәш. 1:15; Йәр. 11:11; Юһ. 9:31
□35:14 «Дәвайиң техи Униң алдида туриду, шуңа Уни күтүп турғин» — 23:8-10ни көрүң. Елиху алдида ейтқан сөзлири билән Аюпни асассиз әйиплигән болсиму, «Дәвайиң техи Униң алдида туриду, шуңа Уни күтүп турғин» дегән бу сөз, шүбһисизки, Аюпқа дәл җайида қилинған сөздур. Елиху һеч болмиғанда, Аюпниң һәқиқәтән бир «дәваси» барлиғини етирап қилиду. Айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Һәммигә Қадир мошуларға әһмийәт бәрмигән йәрдә (13-айәт), сениң: «Мән Уни көрәлмәймән; дәвайим Униң алдида туриду, мән Уни күтүватимән» дегиниңдин кейин қандақ болар?».
□35:15 «Бирақ У ... Өз ғәзивини техи төкмигән әһвалда, Аюп өзиниң тәкәббурлуғини билмәмдиғанду?» — бу сөзму бәк қаттиқ ейтилған сөз болуп, Аюпни интайин тәкәббур адәм дәп җәзмләштүриду. Бирақ Аюп гәрчә Худаға қарита бәзи аччиқ, азаплиқ гәпләрни қилған болсиму, у йәнила Худадин әйминидиған киши еди. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Йәнә келип, сән техи: «Униң ғәзиви һеч җаза бәрмәйду, У асийлиқни һеч нәзәригә алмайду» дәйсән!»