11
Зофарниң биринчи сөзи — «сахта адәмләрниң ақивити»
Андин Нааматлиқ Зофар җававән мундақ деди: —«Нааматлиқ Зофар» — Аюпқа сөз қилидиған униң үчинчи достидур. Биз Аюпниң бу үч достини селиштуридиған болсақ, Елифаз әдәбликрәк, башқилардин сәл меһривандәк көрүниду; сөз қилиш тәртивидин қариғанда, униң йеши бәлким әң чоң, ахирда сөзләйдиған Зофар әң кичик болуши мүмкин. Елифаз өз тәҗрибисини, йәни өзиниң көргән ғайипанә аламитини бәкрәк тәкитләйду; Билдад болса әнъәничи болуп, илгәрки дәвирдикиләр мәйли немә дегән болмисун, шу тоғра дәп қарайду; Зофар болса һессиятчан, қопал, аммибаб мақал-тәмсилләргә амрақ, «Җамаәтниң пикри бәрибир тоғридур» дәп қарайду (3-айәттиму «көпчилик» дегән сөз тәкитлиниду). Бәзидә униң гәп-сөзлиридин яманларниң җазалинишидин униң наһайити һозур алидиғанлиғи чиқип туриду.
«Гәп мундақ көп турса, уни җавапсиз қалдурғили болмас?
Сөзмән киши өзини ақлиса боламду?
Сениң сәпсәтәлириң көпчиликниң ағзини тувақлиса боламду?
Сән мазақ қилип сөзлигәндин кейин, һеч ким бу ишни йүзүңгә салмисунму?
Чүнки сән: «Мениң әқидилирим саптур,
Мән сән Худаниң алдида пакмән» — дедиң.«Мениң әқидилирим саптур» — әмәлийәттә Аюп бундақ сөз қилмиди.
Аһ, Тәңри гәп қилсиди!
Ағзини ечип сени әйиплисиди!
Шундақ қилип У даналиқниң сирлирини саңа ечип бәрсиди!
Чүнки даналиқ икки тәрәпликтур!
Тәңриниң гунайиңниң хелә бир қисмини көтириветип, улардин өтидиғанлиғини убдан билип қой!«Тәңриниң гунайиңниң хелә бир қисмини көтириветип, улардин өтидиғанлиғини убдан билип қой!» — Зофарниң бу сөзлири: «Худа гуналириңниң бир нәччисини есидин чиқирип, пәқәт уларниң бир қисминиң тегишлик җазасини саңа чүшүрүватиду», дегән мәнини билдүриду.
Сән Тәңрини издигән тәғдирдиму Уни түптин тонуяламсән?!
Һәммигә Қадирниң чәксизлигини чүшинип йетәләмсән?
Бундақ даналиқ асмандин егиздур, униңға еришишкә немә амалиң бар?
У тәһтисарадин чоңқурдур, сән немини биләләйсән?
Униң узунлуғи йәр-зиминдин узундур,
Кәңлиги деңиз-океанлардин кәңдур.
10  У өтүп кетиветип, адәмни қамиса, уни сораққа чақирса, кимму Уни тосалисун?
11  Чүнки У сахта адәмләрни убдан билиду,
У тәкшүрмәй турупла алдамчилиқни аллиқачан көрүп болған.«У тәкшүрмәй турупла алдамчилиқни аллиқачан көрүп болған» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Вә адәмләр байқалмайдиған гунайиниму көрәләйду».  Зәб. 9:32, 35; 34:2-23; 93:11
12  «Инсан туғулуп бир явайи ешәкниң тәхийигә айланғичә,
Надан адәм дана болур!».«Инсан туғулуп бир явайи ешәкниң тәхийигә айланғичә, надан адәм дана болур!» — бу айәтниң йәнә икки хил тәрҗимиси: «Надан киши даналиққа еришмәс, инсан туғулғанда явайи ешәкниң тәхийигә охшаштур, халас» яки «Явайи ешәкниң тәхийи туғулуп инсанға айланғичә, надан бир адәм дана болур». Бу сөз бәлким әшу дәвирдики бир мақал болса керәк.  Аюп 5:8; 22:21; Топ. 3:18
13 Бирақ сән болсаң, әгәр қәлбиңни тоғрилатсаң,
Қолуңни Худаға қарап созсаң,
14  Қолуңдики қәбиһликни өзүңдин нери қилсаң,
Чедирлириңда һеч яманлиқни турғузмисаңла,
15  Сән у чағда йүзүңни қусурсиз көтирип жүрисән,
Тәврәнмәс, қорқунучсиз болисән;
16  Җапайиңни унтуйсән,
Һәтта еқип өтүп кәткән суни ойлиғандәк уларни әсләйсән;
17  Күнлириң чүштики нурдин йоруқ болиду,
Сени һазир қараңғулуқ басқини билән, таңдәк парлақ болисән.Зәб. 36:6; 91:15; 111:4; ; Пәнд. 4:18
18  Үмүтүң бар болғачқа, сән һимайигә егә болисән,
Сән әтрапиңға хатирҗәм қарап арам елип олтирисән.Лав. 26:5
19  Раст, сән ятқиниңда, һеч кимниң вәсвәсиси болмайду,
Әксичә нурғунлиған кишиләр сениң һиммитиңни издәп келиду.«... Әксичә нурғунлиған кишиләр сениң һиммитиңни издәп келиду» — мошу гәпниң әҗайип йери шуки, ахирда Зофарниң өзи Аюпниң һиммитигә һаҗәтмән болиду (42-бап).  Лав. 26:6; Зәб. 3:6-7; 4:9; Пәнд. 3:24
20  Бирақ рәзилләрниң көзлири нуридин кетиду,
Уларға қечишқа һеч йол қалмайду,
Уларниң үмүти нәпәси тохташтин ибарәт болиду, халас». «Уларниң үмүти нәпәси тохташтин ибарәт болиду, халас» — Зофарниң бу сөзи Аюпқа қаритилған һеч қандақ һесдашлиқ болмиған бир агаһландуруш болуп: «Мундақ кетивәрсәң, сәндә пәқәт нәпәсиңни тохтитиштин башқа үмүт қалмайду» дегәнлик.  Аюп 8:13,14; 18:14
 
 

11:1 «Нааматлиқ Зофар» — Аюпқа сөз қилидиған униң үчинчи достидур. Биз Аюпниң бу үч достини селиштуридиған болсақ, Елифаз әдәбликрәк, башқилардин сәл меһривандәк көрүниду; сөз қилиш тәртивидин қариғанда, униң йеши бәлким әң чоң, ахирда сөзләйдиған Зофар әң кичик болуши мүмкин. Елифаз өз тәҗрибисини, йәни өзиниң көргән ғайипанә аламитини бәкрәк тәкитләйду; Билдад болса әнъәничи болуп, илгәрки дәвирдикиләр мәйли немә дегән болмисун, шу тоғра дәп қарайду; Зофар болса һессиятчан, қопал, аммибаб мақал-тәмсилләргә амрақ, «Җамаәтниң пикри бәрибир тоғридур» дәп қарайду (3-айәттиму «көпчилик» дегән сөз тәкитлиниду). Бәзидә униң гәп-сөзлиридин яманларниң җазалинишидин униң наһайити һозур алидиғанлиғи чиқип туриду.

11:4 «Мениң әқидилирим саптур» — әмәлийәттә Аюп бундақ сөз қилмиди.

11:6 «Тәңриниң гунайиңниң хелә бир қисмини көтириветип, улардин өтидиғанлиғини убдан билип қой!» — Зофарниң бу сөзлири: «Худа гуналириңниң бир нәччисини есидин чиқирип, пәқәт уларниң бир қисминиң тегишлик җазасини саңа чүшүрүватиду», дегән мәнини билдүриду.

11:11 «У тәкшүрмәй турупла алдамчилиқни аллиқачан көрүп болған» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Вә адәмләр байқалмайдиған гунайиниму көрәләйду».

11:11 Зәб. 9:32, 35; 34:2-23; 93:11

11:12 «Инсан туғулуп бир явайи ешәкниң тәхийигә айланғичә, надан адәм дана болур!» — бу айәтниң йәнә икки хил тәрҗимиси: «Надан киши даналиққа еришмәс, инсан туғулғанда явайи ешәкниң тәхийигә охшаштур, халас» яки «Явайи ешәкниң тәхийи туғулуп инсанға айланғичә, надан бир адәм дана болур». Бу сөз бәлким әшу дәвирдики бир мақал болса керәк.

11:12 Аюп 5:8; 22:21; Топ. 3:18

11:17 Зәб. 36:6; 91:15; 111:4; ; Пәнд. 4:18

11:18 Лав. 26:5

11:19 «... Әксичә нурғунлиған кишиләр сениң һиммитиңни издәп келиду» — мошу гәпниң әҗайип йери шуки, ахирда Зофарниң өзи Аюпниң һиммитигә һаҗәтмән болиду (42-бап).

11:19 Лав. 26:6; Зәб. 3:6-7; 4:9; Пәнд. 3:24

11:20 «Уларниң үмүти нәпәси тохташтин ибарәт болиду, халас» — Зофарниң бу сөзи Аюпқа қаритилған һеч қандақ һесдашлиқ болмиған бир агаһландуруш болуп: «Мундақ кетивәрсәң, сәндә пәқәт нәпәсиңни тохтитиштин башқа үмүт қалмайду» дегәнлик.

11:20 Аюп 8:13,14; 18:14