4
4-күй •••• Кечидики дуа
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған күй. —
 
Мән нида қилғинимда, маңа җавап бәргәйсән,
И маңа һәққанийлиғим ата қилғучи Худа!
Бесим астида қалғанда Сән мени кәңричиликкә чиқардиң;
Маңа меһри-шәпқәт көрситип, дуайимни аңла!«Нәғмичиләрниң беши» — яки «Баш сазчи». Давут ибадәтханида өзиниң һәм башқиларниң күйлирини оқуш үчүн мәхсус хорчилар һәм сазчиларни орунлаштурған. Мошу йәрдики «баш сазчи» шүбһисизки шуларни башқуридиған адәмни көрситиду. Давут баш сазчиниң мошу күйни өз музикиси билән ибадәтханида оқушини орунлаштуран болса керәк. «И маңа һәққанийлиқ ата қилғучи Худа!» — ибраний тилида: «И һәққанийлиғимниң Худаси!». Башқа бир хил тәрҗимиси: «И мән үчүн адаләтни сориғучи Худа!»
И инсан балилири, силәр мениң шан-шәривимни қачанғичә аһанәткә қалдурисиләр?
Қачанғичә беһудиликни сөйүп,
Ялғанни издәп жүрисиләр?
Селаһ.«Қачанғичә беһудиликни сөйүп, ялғанни издәп жүрисиләр?» — бу айәт бәлким «ялған илаһ»лар, йәни бутлар тоғрилиқ ейтилған. Сөзлигүчиниң «мениң шан-шәривим» дегини болса, Худадур. Мошу адәмләр уни сөйүп, уни издәшниң орнидаБутларни издәйду.
Бирақ шуни билип қоюңларки,
Пәрвәрдигар ихласмәнләрни Өзигә хас қилған;
Мән Униңға нида қилғинимда, Пәрвәрдигар аңлайду.
Аччиғиңларға берилип, гуна қилмаңлар;
Өз орнуңларда йетип, қәлбиңларда чоңқур ойлинип,
Сүкүт қилиңлар.
Селаһ.Әф. 4:26
Һәққанийлиқ билән қурбанлиқларни қилиңлар,
Вә Пәрвәрдигарға тайиниңлар.Қан. 33:19; Зәб. 50:18-21
Көп хәлиқ: — «Ким бизгә яхшилиқ көрситәлисун?» — дәп соримақта;
Җамалиңниң нури үстимизгә чүшсун, и Пәрвәрдигар!
Ашлиқ вә йеңи шараплири молчилиқ болғанларниң хошаллиғидинму,
Мениң қәлбимни бәкрәк хошаллиққа толдурдуң.
Мән ятай, һәм хатирҗәмликтә ухливалай;
Чүнки мени бехәтәрликтә яшатқучи пәқәтла Сән, и Пәрвәрдигар!Лав. 26:5; Қан. 12:10; 33:28; Зәб. 3:7
 
 

4:1-2 «Нәғмичиләрниң беши» — яки «Баш сазчи». Давут ибадәтханида өзиниң һәм башқиларниң күйлирини оқуш үчүн мәхсус хорчилар һәм сазчиларни орунлаштурған. Мошу йәрдики «баш сазчи» шүбһисизки шуларни башқуридиған адәмни көрситиду. Давут баш сазчиниң мошу күйни өз музикиси билән ибадәтханида оқушини орунлаштуран болса керәк. «И маңа һәққанийлиқ ата қилғучи Худа!» — ибраний тилида: «И һәққанийлиғимниң Худаси!». Башқа бир хил тәрҗимиси: «И мән үчүн адаләтни сориғучи Худа!»

4:3 «Қачанғичә беһудиликни сөйүп, ялғанни издәп жүрисиләр?» — бу айәт бәлким «ялған илаһ»лар, йәни бутлар тоғрилиқ ейтилған. Сөзлигүчиниң «мениң шан-шәривим» дегини болса, Худадур. Мошу адәмләр уни сөйүп, уни издәшниң орнидаБутларни издәйду.

4:5 Әф. 4:26

4:6 Қан. 33:19; Зәб. 50:18-21

4:9 Лав. 26:5; Қан. 12:10; 33:28; Зәб. 3:7