27
Аюпниң қайтидин өз һәқ-сәмимийлигини баян қилиши
Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —
«Мениң һәққимни тартивалған Тәңриниң һаяти билән,
Җенимни ағритқан Һәммигә Қадирниң һәққи билән қәсәм қилимәнки,«Мениң һәққимни тартивалған Тәңриниң һаяти билән...» — Аюпниң мошу йәрдә «(Худа) мениң һәққимни тартивалған» дегини бәлким Худаниң һеч сәвәпни көрсәтмәй уни җазалап, униңдин «адаләткә болған һәққи»ни яки униң бу ишлар тоғрилиқ «дәвалишиш» пурситини «тартивалған»лиғини көрситиду.
Тенимдә нәпәс болсила,
Тәңриниң бәргән Роһи димиғимда турсила,
Ләвлиримдин һәққанийсиз сөзләр чиқмайду,
Тилим алдамчилиқ билән һеч шивирлимайду!«Мениң һәққимни тартивалған Тәңриниң һаяти билән, җенимни ағритқан Һәммигә Қадирниң һәққи билән қәсәм қилимәнки, ... ләвлирим... тилим алдамчилиқ билән һеч шивирлимайду!» — бу қәсәм (2-4-айәт) бәлким пүткүл Муқәддәс Китап ичидә әң әҗайип, әң ғәлитә қәсәм һесаплиниши мүмкин. У Худа һәққимни тартивалған һәм җенимни ағритқан дегини билән, йәнила Худаниң һәққидә қәсәм ичиду. Көрүнүштә чоң зиддийәт бардәк қилсиму, бирақ униң һәр бир сөзиниң тегидә униң чоңқур етиқати ипадилинип туриду.
Силәрниңкини тоғра дейиш мәндин жирақ турсун!
Җеним чиққанға қәдәр дуруслуғумни өзүмдин айримаймән!
Адиллиғимни чиң тутуверимән, уни қоюп бәрмәймән,
Виҗданим яшиған һеч бир күнүмдә мени әйиплимисун!«... Виҗданим яшиған һеч бир күнүмдә мени әйиплимисун!» — 5- һәм 6-айәттики баянларниң икки мәнаси бар: — биринчидин, мәйли яманларниң йоллири аватлашқан болсиму, Аюп дурус, диянәтлик болушқа интилишини һәргиз ташлимайду; иккинчидин, униң қаришичә «Һәммә гунайини Худаға етирап қилип товва қилиш билән өз виҗданимға хилаплиқ һеч иш қалмиди; әгәр шундақ қилмиған болсам, ялған ейтаттим» дегән идийисини ипадиләйду.
Мениң дүшминим рәзилләргә охшаш болсун,
Маңа қарши чиққанлар һәққанийсиз дәп қаралсун.«Маңа қарши чиққанлар һәққанийсиз дәп қаралсун» — Аюп «Мени һәққанийсиз дегүчиләр (Худа адил болса) өзлири һәққанийсиз дәп қарилиши керәк» дәп тиләйду. Кона қанунларға асасән, бириси башқа бирәвға ялғандин җинайәт чаплиса, ялғанлиғи испатлиниши билән у дәл шу җинайәткә тегишлик җаза билән җазалиниши керәк еди. Худа Аюпни һәққаний дәп испатлиса, үч достиниң гунайи бар дегәнлик. Шуниң үчүн бу сөз һәм униң бир тилиги һәм достлириға болған сәмимий агаһландуруши болуп қалиду.
Чүнки Тәңри иплас адәмни үзүп ташлиғанда,
Униң җенини алғанда,
Униң йәнә немә үмүти қалар?Мат. 16:26; Луқа 12:20
Балаю-апәт уни бесип чүшкәндә,
Тәңри униң налә-пәрядини аңламду?Аюп 35:12; Зәб. 17:42; 65:18; 108:7; Пәнд. 1:28; 28:9; Йәш. 1:15; 16:12; Йәр. 14:12; Әз. 8:18; Мик. 3:4; Юһ. 9:31; Яқ. 4:3
10  У Һәммигә Қадирдин сөйүнәмду?
У һәрдайим Тәңригә илтиҗа қилаламду?«Рәзил адәм Һәммигә Қадирдин сөйүнәмду? У һәрдайим Тәңригә илтиҗа қилаламду?» — Аюпқа нисбәтән Худаниң униң қешида һазир болғанлиғи, униң Худа билән алақидә болуши униң һаятидики әң бәхитлик иштур. Бу баянида у яманларда ундақ хошаллиқниң йоқлуғини, мундақларниң Худаға илтиҗа қилалмайдиғанлиғини байқиғанлиғини аян қилиду. Диққәт қилишимизға әрзийдуки, Аюп нурғун қетим Худаға илтиҗа қилип сөзләйду, башқиларға сөз қилиштин тохтап туруп Худаға беваситә гәп қилиду. Бирақ униң үч дости (һәм ахирида сөзлигән Елиху) бир қетимму Худаға беваситә сөзлимәйду.
11  Мән Тәңриниң қолиниң қилғанлири тоғрисида силәргә мәлумат берәй;
Һәммигә Қадирда немә барлиғини йошуруп жүрмәймән.
12  Мана силәр аллибурун буларни көрүп чиқтиңлар;
Силәр немишкә ашундақ пүтүнләй қуруқ хияллиқ болуп қалдиңлар?
13  Рәзил адәмләрниң Тәңри бекиткән ақивити шундақки,
Зораванларниң Һәммигә Қадирдин алидиған несивиси шундақки: —Аюп 20:29
14  Униң балилири көпәйсә, қиличлиниш үчүнла көпийиду;
Униң пәрзәнтлириниң нени йетишмәйду.« Рәзил адәмниң балилири көпәйсә, қиличлиниш үчүнла көпийиду; униң пәрзәнтлириниң нени йетишмәйду» — Аюпниң яманларниң ақивитини тәсвирлигән һәм шундақла достлириниң сөзигә сәл қошулғандәк позитсийисини билдүргән бу баяни униң баянлири ичидә чүшинишкә әң тәс болған баянлардур. Чүнки бу сөзләрниң мәнаси ениқ болғини билән, униң илгәрки дегәнлиригә қаримуқарши болуп чиқиду. Илгири у: «Яманлар җазаланмаслиғиниң сәвәви немә? Немишкә шунчә көп рәзилләр һеч җазаланмай мискинләрни халиғанчә езиду? Бәзидә яманлар пешкәлликкә учрайду, бирақ гунасизларму охшашла учрайду; һеч қандақ тәртипни байқиғили болмайду» — дегәндәк сөзләрни қилған еди. Мана бу баянларда «Униң балилири көпәйсә, қиличлиниш үчүнла көпийиду; униң пәрзәнтлириниң нени йетишмәйду...» дегән сөзләр ейтилиду. Бу зади қандақ гәп? Биз бу мәсилигә нисбәтән шундақ қараймизки, Аюпниң реаллиққа йүзлиништики җүръити мошу йәрдә өз-өзигә тәсәлли бериш үчүн сәл аҗизлиқ қилған болуши мүмкин. Биз «қошумчә сөз»имиздә бу иш тоғрилиқ йәнә азрақ тохтилимиз.  Қан. 28:41; Һош. 9:13
15  Униң өзидин кейин қалған адәмлири өлүм билән беваситә дәпнә қилиниду,
Буниң билән қалған тул хотунлири матәм тутмайду.«Қалған адәмлири өлүм билән беваситә дәпнә қилиниду» — «өлүм» мошу йәрдә бәлким бир хил ваба яки бир хил еғир кесәлни көрситиду. «беваситә дәпнә қилиниду» — демәк, һеч қандақ дағдуғисиз тездин дәпнә қилиниду. Бәлким жуқумлуқ кесәл яки ваба билән өлгән болса керәк. «...қалған тул хотунлири матәм тутмайду» — бәлким балаю-апәт уларға йеқинлишиши билән яки охшаш сәвәп билән рәсмий матәм тутушқа үлгүрәлмәйду.
Буниңдин көрүвелишқа болидуки, Аюпниң пәқәт бир аяли бар еди һәм «бир әр, бир хотунлуқ» болушни қувәтлигән (29-бапниму көрүң). Униң дейишичә, яманлар көп хотунлуқ болуши мүмкин.
  Зәб. 77:64
16  У күмүчләрни топа-чаңдәк жиғип догилисиму,
Кийим-кечәкләрни лайдәк көп жиғсиму,
17  Буларниң һәммисини тәйярлисиму,
Бирақ кийимләрни һәққанийлар кийиду;
Бигуналарму күмүчләрни бөлүшиду.Пәнд. 28:8; Топ. 2:26
18  Униң ясиған өйи пәрваниниң ғозисидәк,
Үзүмзарниң күзәтчиси өзигә салған кәпидәк бош болиду.
19  У бай болуп йетип дәм алғини билән,
Бирақ әң ахирқи қетим келидуки,
Көзини ачқанда, әнди түгәштим дәйду.Зәб. 48:17-21
20  Вәһимиләр кәлкүндәк бешиға келиду;
Кәчтә қара қуюн уни чаңгилиға алиду.«Кәчтә қара қуюн уни чаңгилиға алиду» — Аюпниң «қара қуюн»ни тилға елиши шундақ бир қара қуюнниң жирақтин келиватқанлиғини пуритиду. 38-бапта бу қара қуюн уларниң үстигә чүшиду.  Аюп 15:21; 18:11
21  Шәриқ шамили уни учуруп кетиду;
Шиддәт билән уни орнидин елип жираққа етип ташлайду.«Шәриқ шамили уни учуруп кетиду» — Пәләстиндә «шәриқ шамили» әвҗигә чиққан вақтида интайин қорқунучлуқ, әшәддий болуп пүтүн дәрәқләрниму жулуп жирақларға ташливетәләйду.
22  Боран уни һеч айимай, бешиға урулиду;
У униң чаңгилидин қутулуш үчүн һә дәп уруниду;
23  Бирақ шамал униңға қарап чавак чалиду,
Уни орнидин «уш-уш» қилип қоғливетиду».«Бирақ шамал ... уни орнидин «уш-уш» қилип қоғливетиду» — «уш-уш қилиш» мәсқирә қилишни билдүриду.
 
 

27:2 «Мениң һәққимни тартивалған Тәңриниң һаяти билән...» — Аюпниң мошу йәрдә «(Худа) мениң һәққимни тартивалған» дегини бәлким Худаниң һеч сәвәпни көрсәтмәй уни җазалап, униңдин «адаләткә болған һәққи»ни яки униң бу ишлар тоғрилиқ «дәвалишиш» пурситини «тартивалған»лиғини көрситиду.

27:4 «Мениң һәққимни тартивалған Тәңриниң һаяти билән, җенимни ағритқан Һәммигә Қадирниң һәққи билән қәсәм қилимәнки, ... ләвлирим... тилим алдамчилиқ билән һеч шивирлимайду!» — бу қәсәм (2-4-айәт) бәлким пүткүл Муқәддәс Китап ичидә әң әҗайип, әң ғәлитә қәсәм һесаплиниши мүмкин. У Худа һәққимни тартивалған һәм җенимни ағритқан дегини билән, йәнила Худаниң һәққидә қәсәм ичиду. Көрүнүштә чоң зиддийәт бардәк қилсиму, бирақ униң һәр бир сөзиниң тегидә униң чоңқур етиқати ипадилинип туриду.

27:6 «... Виҗданим яшиған һеч бир күнүмдә мени әйиплимисун!» — 5- һәм 6-айәттики баянларниң икки мәнаси бар: — биринчидин, мәйли яманларниң йоллири аватлашқан болсиму, Аюп дурус, диянәтлик болушқа интилишини һәргиз ташлимайду; иккинчидин, униң қаришичә «Һәммә гунайини Худаға етирап қилип товва қилиш билән өз виҗданимға хилаплиқ һеч иш қалмиди; әгәр шундақ қилмиған болсам, ялған ейтаттим» дегән идийисини ипадиләйду.

27:7 «Маңа қарши чиққанлар һәққанийсиз дәп қаралсун» — Аюп «Мени һәққанийсиз дегүчиләр (Худа адил болса) өзлири һәққанийсиз дәп қарилиши керәк» дәп тиләйду. Кона қанунларға асасән, бириси башқа бирәвға ялғандин җинайәт чаплиса, ялғанлиғи испатлиниши билән у дәл шу җинайәткә тегишлик җаза билән җазалиниши керәк еди. Худа Аюпни һәққаний дәп испатлиса, үч достиниң гунайи бар дегәнлик. Шуниң үчүн бу сөз һәм униң бир тилиги һәм достлириға болған сәмимий агаһландуруши болуп қалиду.

27:8 Мат. 16:26; Луқа 12:20

27:9 Аюп 35:12; Зәб. 17:42; 65:18; 108:7; Пәнд. 1:28; 28:9; Йәш. 1:15; 16:12; Йәр. 14:12; Әз. 8:18; Мик. 3:4; Юһ. 9:31; Яқ. 4:3

27:10 «Рәзил адәм Һәммигә Қадирдин сөйүнәмду? У һәрдайим Тәңригә илтиҗа қилаламду?» — Аюпқа нисбәтән Худаниң униң қешида һазир болғанлиғи, униң Худа билән алақидә болуши униң һаятидики әң бәхитлик иштур. Бу баянида у яманларда ундақ хошаллиқниң йоқлуғини, мундақларниң Худаға илтиҗа қилалмайдиғанлиғини байқиғанлиғини аян қилиду. Диққәт қилишимизға әрзийдуки, Аюп нурғун қетим Худаға илтиҗа қилип сөзләйду, башқиларға сөз қилиштин тохтап туруп Худаға беваситә гәп қилиду. Бирақ униң үч дости (һәм ахирида сөзлигән Елиху) бир қетимму Худаға беваситә сөзлимәйду.

27:13 Аюп 20:29

27:14 « Рәзил адәмниң балилири көпәйсә, қиличлиниш үчүнла көпийиду; униң пәрзәнтлириниң нени йетишмәйду» — Аюпниң яманларниң ақивитини тәсвирлигән һәм шундақла достлириниң сөзигә сәл қошулғандәк позитсийисини билдүргән бу баяни униң баянлири ичидә чүшинишкә әң тәс болған баянлардур. Чүнки бу сөзләрниң мәнаси ениқ болғини билән, униң илгәрки дегәнлиригә қаримуқарши болуп чиқиду. Илгири у: «Яманлар җазаланмаслиғиниң сәвәви немә? Немишкә шунчә көп рәзилләр һеч җазаланмай мискинләрни халиғанчә езиду? Бәзидә яманлар пешкәлликкә учрайду, бирақ гунасизларму охшашла учрайду; һеч қандақ тәртипни байқиғили болмайду» — дегәндәк сөзләрни қилған еди. Мана бу баянларда «Униң балилири көпәйсә, қиличлиниш үчүнла көпийиду; униң пәрзәнтлириниң нени йетишмәйду...» дегән сөзләр ейтилиду. Бу зади қандақ гәп? Биз бу мәсилигә нисбәтән шундақ қараймизки, Аюпниң реаллиққа йүзлиништики җүръити мошу йәрдә өз-өзигә тәсәлли бериш үчүн сәл аҗизлиқ қилған болуши мүмкин. Биз «қошумчә сөз»имиздә бу иш тоғрилиқ йәнә азрақ тохтилимиз.

27:14 Қан. 28:41; Һош. 9:13

27:15 «Қалған адәмлири өлүм билән беваситә дәпнә қилиниду» — «өлүм» мошу йәрдә бәлким бир хил ваба яки бир хил еғир кесәлни көрситиду. «беваситә дәпнә қилиниду» — демәк, һеч қандақ дағдуғисиз тездин дәпнә қилиниду. Бәлким жуқумлуқ кесәл яки ваба билән өлгән болса керәк. «...қалған тул хотунлири матәм тутмайду» — бәлким балаю-апәт уларға йеқинлишиши билән яки охшаш сәвәп билән рәсмий матәм тутушқа үлгүрәлмәйду. Буниңдин көрүвелишқа болидуки, Аюпниң пәқәт бир аяли бар еди һәм «бир әр, бир хотунлуқ» болушни қувәтлигән (29-бапниму көрүң). Униң дейишичә, яманлар көп хотунлуқ болуши мүмкин.

27:15 Зәб. 77:64

27:17 Пәнд. 28:8; Топ. 2:26

27:19 Зәб. 48:17-21

27:20 «Кәчтә қара қуюн уни чаңгилиға алиду» — Аюпниң «қара қуюн»ни тилға елиши шундақ бир қара қуюнниң жирақтин келиватқанлиғини пуритиду. 38-бапта бу қара қуюн уларниң үстигә чүшиду.

27:20 Аюп 15:21; 18:11

27:21 «Шәриқ шамили уни учуруп кетиду» — Пәләстиндә «шәриқ шамили» әвҗигә чиққан вақтида интайин қорқунучлуқ, әшәддий болуп пүтүн дәрәқләрниму жулуп жирақларға ташливетәләйду.

27:23 «Бирақ шамал ... уни орнидин «уш-уш» қилип қоғливетиду» — «уш-уш қилиш» мәсқирә қилишни билдүриду.