65
65-күй •••• Ибадәткә түрткә болидиған гувалиқ
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, күй-нахша: —
Пүткүл җаһан, хошаллиқ билән Худаға тәнтәнә қилиңлар!
2 Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар,
Униң мәдһийилирини шәрәплик қилиңлар!
3 Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур!
Қудритиң зор болғач,
Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду;
4 Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип,
Сени күйләп, нахша ейтишиду;
Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар!
Селаһ!
5 Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар;
Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур.
6 У деңизни қуруқлуққа айландурди;
Әҗдатлиримиз дәриядинму пиядә өтти;
Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ. ■Мис. 14:21-31; Йә. 3:14
7 У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду;
Униң көзлири әлләрни күзитип туриду;
Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун!
8 И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар;
Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар!
9 У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән,
Путлиримизни тейилдурушларға йол қоймайду.
10 Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң;
Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң.
11 Сән бизни торға чүшүрдуң;
Белимизгә еғир жүкни жүклидиң.
12 Хәқләрни бешимизға миндүрдүң;
Биз от вә кәлкүнни бесип өттуқ;
Сән ахир бизни кәңричиликкә чиқардиң.
13 Мән көйдүрмә қурбанлиқларни елип өйүңгә кирәй;
Саңа қилған қәсәмлиримгә әмәл қилимән;
14 Бәрһәқ, бешимға күн чүшкәндә ләвлирим чиқарған,
Еғизим ейтқан вәдилиримни әмәлгә ашуримән.
15 Мән Саңа бордақ малларни көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунимән,
Қочқарларниң йеғини хуш пуритип көйдүримән;
Өкүз вә өшкиләрни әкилип сунимән.
Селаһ!
16 Худадин әймингүчи һәммиңлар, келиңлар, қулақ селиңлар!
Униң мән үчүн қилған карамәтлирини баян қилимән;
17 Ағзим ечип униңға пәряд көтәрдим,
Униң улуқлуғини җакалиған мәдһийиләр тилимда болди.
18 Көңлүмдә гунани көзләп жүргән болсам,
Рәб дуайимни аңлимиған болатти.
19 Бирақ Худа аңлиди;
У дуайимға қулақ салди.
20 Худаға тәшәккүр-мәдһийә яғдурулсун!
У мениң дуайимни яндурмиди,
Һәм мәндин өзгәрмәс муһәббитини елип кәтмиди!