64
64-күй •••• Мәдһийә вә тәшәккүр
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй-нахша: —
 
Зионда, мәдһийә сүкүт ичидә Сени күтиду, и Худа;
Саңа қилған вәдә әмәлгә ашурулиду.«Зионда, мәдһийә сүкүт ичидә Сени күтиду, и Худа» — башқа бир хил тәрҗимиси «Зионда, Сениң алдиңда, сүкүт болиду, мәдһийиму болиду».
И, дуа Аңлиғучи, Сениң алдиңға барлиқ әт егилири келиду.
Гуналиқ ишлар, асийлиқлиримиз,
Кәлкүн басқандәк мәндин ғалип келиду;
Лекин Сән уларни йепип кәчүрүм қилисән;«Лекин сән уларни (йәни гуналиқ ишлар, асийлиқлиримизни) йепип кәчүрүм қилисән» — ибраний тилида «уларни йепип кафарәт қилисән». «Кафарәт» дегән иш тоғрилиқ «Мис.» 29:33 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.
Сән таллап Өзүңгә йеқинлаштурған киши немидегән бәхитлик!
У һойлилириңда маканлишиду;
Бизләр Сениң маканиңниң, йәни муқәддәс ибадәтханаңниң бәрикитидин қанаәт тапимиз;
Сән һәққанийлиқни намайән қилидиған карамәт вә дәһшәт ишлар билән бизгә җавап,
И ниҗатлиғимиз болған Худа,
Пүткүл йәр-деңизларниң чәт-чәтлиридикиләргичә таянчи Болғучи!
Белиң қудрәт билән бағланған болуп,
Күчүң билән тағларни бәрпа қилғансән;
Деңизларниң өркәшлигән шавқунлирини,
Долқунларниң шавқунлирини,
Һәмдә әлләрниң чуқанлирини тинҗитқучисән!
Җаһанниң чәт-чәтлиридә туруватқанлар карамәтлириңдин қорқиду;
Сән күнчиқиштикиләрни, күнпетиштикиләрни шатландурисән;
10 Йәр йүзиниң ғемини йәп йоқлап келип, уни суғирисән,
Уни толиму мунбәтләштүрисән.
Худаниң дәрия-ериқлири суға толғандур;
Шундақ қилип суларни тәйярлап,
Кишиләрни ашлиқ билән тәминләйсән.
11 Терилғу етизларниң чөнәклирини суға қандурисән,
Қирлирини тарашлайсән,
Тупрақни мол йеғинлар билән юмшитисән;
Униңда үнгәнләрни бәрикәтләйсән.
12 Сән немәтлириңни жилниң һосулиға таҗ қилип қошуп берисән;
Қәдәмлириңдин баяшатлиқ һәрянға тамиду;
13 Даладики яйлақларғиму тамиду;
Тағ-даванлар шат-хорамлиқни өзлиригә бәлвағ қилиду;
14 Көкләмләр қой падилири билән кийингән,
Җилғилар майсиларға қаплиниду;
Улар хошаллиқ билән тәнтәнә қилиду,
Бәрһәқ, улар нахшиларни яңритишиду!
 
 

64:1-2 «Зионда, мәдһийә сүкүт ичидә Сени күтиду, и Худа» — башқа бир хил тәрҗимиси «Зионда, Сениң алдиңда, сүкүт болиду, мәдһийиму болиду».

64:4 «Лекин сән уларни (йәни гуналиқ ишлар, асийлиқлиримизни) йепип кәчүрүм қилисән» — ибраний тилида «уларни йепип кафарәт қилисән». «Кафарәт» дегән иш тоғрилиқ «Мис.» 29:33 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.