63
63-күй •••• Аманлиқ тиләш дуаси 
  1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —  
И Худа, аһлиримни көтәргәндә, мени аңлиғайсән!  
Һаятимни дүшмәнниң вәһшилигидин қуғдиғайсән!   
 3 Қара нийәтләрниң йошурун сүйқәстлиридин,  
Яманлиқ әйлигүчи қарға-қузғунлардин аман қилғайсән.   
 4-5 Улар тиллирини қиличтәк өткүр билиди;  
Мукәммәл адәмни йошурун җайдин етиш үчүн,  
Улар оқини бәтлигәндәк зәһәрлик сөзини тәйярлиди.  
Улар қилчә әймәнмәй туюқсиз оқ чиқириду.   
 6 Улар бәтнийәттә бир-бирини риғбәтләндүрүп,  
Йошурун қапқан қурушни мәслиһәтлишип,  
«Бизни ким көрәләйтти?» — дейишмәктә.   
 7 Улар қәбиһликкә интилип: —  
«Биз издинип, әтраплиқ бир тәдбир тепип чиқтуқ!» — дәйду;  
Инсанниң ич-бағри вә қәлби дәрвәқә чоңқур вә билип болмас бир нәрсидур!   
 8 Лекин Худа уларға оқ атиду;  
Улар туюқсиз зәхимлиниду.   
 9 Улар өз тили билән путлишиду;  
Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду. ◼«Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «уларни көргәнләрниң һәммиси бешини силкийду».   
 10 Һәммә адәмни қорқунуч басиду;  
Улар Худаниң ишлирини баян қилиду,  
Бәрһәқ, улар униң қилғанлирини ойлинип савақ алиду.   
 11 Һәққанийлар Пәрвәрдигарда хошал болуп,  
Униңға тайиниду;  
Көңли дурус адәмләр роһлинип шатлиниду.   
◼63:9 «Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «уларни көргәнләрниң һәммиси бешини силкийду».