3
Бешарәтләр 2-қатар •••• Йетәкчиләрниң һалиға вай!
Мән мундақ дедим: «Аңлаңлар, и Яқупниң һакимлири,
Исраил җәмәтиниң әмирлири!
Адил һөкүмни билиш силәргә хас әмәсму?«Мән мундақ дедим: «Аңлаңлар, и Яқупниң һакимлири, Исраил җәмәтиниң әмирлири! ... » — 1-4-айәттә сөзлигүчи бәлким пәйғәмбәр өзи.
«Яқуп» вә «Исраил» мошу йәрдә шүбһисизки, икки падишалиқни тәң көрситиду. Мошу айәткә қариғанда, чириклишиш мәмликәтләрниң әң жуқури орунлириға вә сотханилириға сиңип киргән еди; бирақ у падишаси Һәзәкияни тилға алмайду; Һәзәкия ихласмән адәм болуп, у өзи мошу гуналардин халий болған.
2-3 И яхшилиқни өч көргүчи,
Яманлиқни яхши көргүчиләр —
Силәр Өз хәлқимдин терисини,
Устиханлиридин гөшини юлидиған,
Уларниң гөшини йәйдиған,
Териси союлғичә үстидин савайдиған,
Устиханлирини чақидиған,
Уларни қазанға тәйярлиғандәк,
Даш қазандики гөшни тоғриғандәк тоғрайсиләр!
Буниңдин кейин улар Пәрвәрдигарға нида қилиду,
Бирақ У уларни аңлимайду;
Уларниң қилмишлиридики һәр түрлүк қәбиһлиги үчүн,
У чағда У йүзини улардин қачуруп йошуриду!».
 
Сахта пәйғәмбәрләрниң һалиға вай!
Пәрвәрдигар Өз хәлқини аздурғучи пәйғәмбәрләр тоғрилиқ мундақ дәйду: —
(Улар чишлири билән чишләйду,
«Аман-течлиқ!» дәп вақирайду,
Кимәрким уларниң гелини майлимиса,
Шуларға қарши уруш һазирлайду!)«Кимәрким уларниң гелини майлимиса, ...» — ибраний тилида «кимәрким уларниң ағзиға бир нәрсә салмиса,..».  Мик. 2:11
— Шуңа силәрни «аламәт көрүнүш»ни көрмәйдиған бир кечә,
Пал салғили болмайдиған қараңғулуқ басиду;
Пәйғәмбәрләр үчүн қуяш патиду,
Күн улар үстидә қара болиду;Йәр. 15:9; Йо. Yо. 2:10, 31; 3:15; Ам. 8:9
«Аламәт көрүнүшни көргүчиләр» шәрмәндә болиду,
Палчилар йәргә қаритилиду;
Уларниң һәммиси калпуклирини тосуп жүриду;
Чүнки Худадин һеч җавап кәлмәйду.«Уларниң һәммиси калпуклирини тосуп жүриду...» — калпукларни тосуш адәттә хиҗиллиқни билдүрәтти. Униң үстигә, Муса пәйғәмбәргә берилгән муқәддәс қанун бойичә жуқумлуқ кесәл болған адәмләр өзиниң кәлгәнлигини агаһландуруш үчүн калпуклирини тосуп «Напак, напак!» дәп вақириши керәк еди. Бу айәт бу сахта пәйғәмбәрләрниң напак сөзлирини етирап қилиши керәк болидиғанлиғини билдүриду.
Бирақ мән бәрһәқ Пәрвәрдигарниң Роһидин күчкә толғанмән,
Яқупқа өзиниң итаәтсизлигини,
Исраилға униң гунайини җакалаш үчүн,
Тоғра һөкүмләргә һәм қудрәткә толғанмән.
Буни аңлаңлар, өтүнимән, и Яқуп җәмәтиниң һакимлири,
Исраил җәмәтиниң әмирлири!
Адил һөкүмгә өч болғанлар,
Барлиқ адаләтни бурмилайдиғанлар,Ам. 5:7; 6:12
10 Зионни қан төкүш билән,
Йерусалимни һәққанийәтсизлик билән қуридиғанлар!«Зионни қан төкүш билән, Йерусалимни һәққанийәтсизлик билән қуридиғанлар!» — шүбһисизки, Йерусалимда нурғун һәйвәтлик имарәтләр пәйда болған еди. Бирақ һәммиси адаләтсизликкә тайинип ясалған.  Әз. 22:27; Зәф. 3:3
11 Зионниң һакимлири парилар үчүн һөкүм чиқириду,
Каһинлар «иш һәққи» үчүн тәлим бериду;
«Пәйғәмбәрләр» пул үчүн палчилиқ қилиду;
Бирақ улар «Пәрвәрдигарға тайинар»миш техи,
Вә: — «Пәрвәрдигар аримизда әмәсму?
Бизгә һеч яманлиқ чүшмәйду» — дейишиду.««Пәйғәмбәрләр» пул үчүн палчилиқ қилиду;...» — Худаниң пәйғәмбәрлири һәргиз палчилиқ ишлирини қилмайду, әлвәттә. Һәқиқий пәйғәмбәрләрниң хизмәтлири билән «палчилиқ»ниң оттурисидики чоң пәриқләр тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.
12 Шуңа силәрниң вәҗәңлардин Зион теғи етиздәк ағдурулиду,
Йерусалим дөң-төпилик болуп қалиду,
«Өй җайлашқан тағ» болса орманлиқниң оттурисидики жуқури җайлардәкла болиду, халас.««Өй җайлашқан тағ» болса орманлиқниң оттурисидики жуқури җайлардәкла болиду, халас» — Микаһ өз дәвридики «муқәддәс өй» яки «ибадәтхана» демәйду — Уларниң гуналири түпәйлидин у пәқәт аддий бир «өй» болуп қалди.
Бу айәттики бешарәт бәлким Һәзәкия падишани чоңқур тәсирләндүргән болуши мүмкин. Йүз жилдин кейин ордидики әмирләр бешарәтниң Һәзәкияға болған тәсирини тилға елип, өз падишаси Йәһоакимға бешарәтни нәқил кәлтүриду («Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпилик болуп қалиду»), шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр өлүм җазасидин қутулуп қалған (Тәврат, «Йәрәмия» 26-бап).
«Жуқири җайлар» дегини кинайилик гәптур. Чүнки Йәһудадикиләр һәрдайим «жуқури җайлар»да бутханиларни селип шу йәрдә бутларға чоқунған. Лекин шу чағларда Йерусалим бутқа чоқунған җайдәк «һарам» болуп қалиду, шуниңдәк орманлиқниң кишиләрниң көзигә аз-паз челиғидиған бир қисмидин ибарәт болиду, халас!
  Мик. 3:12
 
 

3:1 «Мән мундақ дедим: «Аңлаңлар, и Яқупниң һакимлири, Исраил җәмәтиниң әмирлири! ... » — 1-4-айәттә сөзлигүчи бәлким пәйғәмбәр өзи. «Яқуп» вә «Исраил» мошу йәрдә шүбһисизки, икки падишалиқни тәң көрситиду. Мошу айәткә қариғанда, чириклишиш мәмликәтләрниң әң жуқури орунлириға вә сотханилириға сиңип киргән еди; бирақ у падишаси Һәзәкияни тилға алмайду; Һәзәкия ихласмән адәм болуп, у өзи мошу гуналардин халий болған.

3:5 «Кимәрким уларниң гелини майлимиса, ...» — ибраний тилида «кимәрким уларниң ағзиға бир нәрсә салмиса,..».

3:5 Мик. 2:11

3:6 Йәр. 15:9; Йо. Yо. 2:10, 31; 3:15; Ам. 8:9

3:7 «Уларниң һәммиси калпуклирини тосуп жүриду...» — калпукларни тосуш адәттә хиҗиллиқни билдүрәтти. Униң үстигә, Муса пәйғәмбәргә берилгән муқәддәс қанун бойичә жуқумлуқ кесәл болған адәмләр өзиниң кәлгәнлигини агаһландуруш үчүн калпуклирини тосуп «Напак, напак!» дәп вақириши керәк еди. Бу айәт бу сахта пәйғәмбәрләрниң напак сөзлирини етирап қилиши керәк болидиғанлиғини билдүриду.

3:9 Ам. 5:7; 6:12

3:10 «Зионни қан төкүш билән, Йерусалимни һәққанийәтсизлик билән қуридиғанлар!» — шүбһисизки, Йерусалимда нурғун һәйвәтлик имарәтләр пәйда болған еди. Бирақ һәммиси адаләтсизликкә тайинип ясалған.

3:10 Әз. 22:27; Зәф. 3:3

3:11 ««Пәйғәмбәрләр» пул үчүн палчилиқ қилиду;...» — Худаниң пәйғәмбәрлири һәргиз палчилиқ ишлирини қилмайду, әлвәттә. Һәқиқий пәйғәмбәрләрниң хизмәтлири билән «палчилиқ»ниң оттурисидики чоң пәриқләр тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң.

3:12 ««Өй җайлашқан тағ» болса орманлиқниң оттурисидики жуқури җайлардәкла болиду, халас» — Микаһ өз дәвридики «муқәддәс өй» яки «ибадәтхана» демәйду — Уларниң гуналири түпәйлидин у пәқәт аддий бир «өй» болуп қалди. Бу айәттики бешарәт бәлким Һәзәкия падишани чоңқур тәсирләндүргән болуши мүмкин. Йүз жилдин кейин ордидики әмирләр бешарәтниң Һәзәкияға болған тәсирини тилға елип, өз падишаси Йәһоакимға бешарәтни нәқил кәлтүриду («Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпилик болуп қалиду»), шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр өлүм җазасидин қутулуп қалған (Тәврат, «Йәрәмия» 26-бап). «Жуқири җайлар» дегини кинайилик гәптур. Чүнки Йәһудадикиләр һәрдайим «жуқури җайлар»да бутханиларни селип шу йәрдә бутларға чоқунған. Лекин шу чағларда Йерусалим бутқа чоқунған җайдәк «һарам» болуп қалиду, шуниңдәк орманлиқниң кишиләрниң көзигә аз-паз челиғидиған бир қисмидин ибарәт болиду, халас!

3:12 Мик. 3:12