8
Келидиған җазалар
Рәб Пәрвәрдигар маңа мундақ бир ишни көрсәтти; мана, бир севәт язлиқ мевә.«Рәб Пәрвәрдигар маңа мундақ бир ишни көрсәтти; мана, бир севәт язлиқ мевә» — бу ишни (һәм 7-бап, 4-, 7-айәттики ишларниму) Амос бешарәтлик ғайипанә көрүнүштә көргән болуши мүмкин. Андин У мәндин: Амос, немини көрдуң? — дәп сориди.
Мән: «Бир севәт язлиқ мевини» — дедим.
Пәрвәрдигар маңа: Әнди хәлқим Исраилға завал йәтти; Мән йәнә уларни җазалимай өтүп кәтмәймән, — деди.«Мән: «бир севәт язлиқ мевини» — дедим. Пәрвәрдигар маңа: Әнди хәлқим Исраилға завал йәтти... — деди» — ибраний тилида «язлиқ мевә» билән «завал» дегән сөзләр бир-биригә охшап кетиду.
— Шу күни ордидики қизларниң нахшилири қия-чияларға айлиниду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар; — Җәсәтләр көп болиду; улар җай-җайларда сиртқа ташлиниду. Сүкүт!«Җәсәтләр көп болиду; улар җай-җайларда сиртқа ташлиниду. Сүкүт!» — демәк, шу чағда матәм тутқанда, аваз чиқиришқа болмайду.
Буни аңлаңлар, һәй мискинләрни әзгүчиләр,
Зиминдики аҗиз мөминләрни йоқатмақчи болғанлар —«Һәй мискинләрни әзгүчиләр...» — башқа бир хил тәрҗимиси «Һәй, мискинләрни жутувалғучилар...».
«Ашлиғимизни сатмақчи едуқ, йеңи ай қачанму ахирлишар,
Буғдай яймисини ачаттуқ, шабат күни қачан түгәр?» — дәйдиғанлар,
— Шундақла «әфаһ»ни кичик қилип, «шәкәл»ни чоң елип,
Алдамчилиқ үчүн таразини ялған қилғанлар! «Ашлиғимизни сатмақчи едуқ, йеңи ай қачанму ахирлишар, буғдай яймисини ачаттуқ, шабат күни қачан түгәр?» — «йеңи ай» күнидә һәм «шабат күни» (шәнбә күни)дә Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә дәм елиш керәк еди. Әнди бу кишиләр ачкөзлүктин дәм елишқиму нарази еди. Шундақ болупла қалмай, улар буғдайни өлчәйдиған күрини кичик, тәңгиләрни җиңлайдиған тараза тешини чоң қилип хәқләрни алдайду (кейинки изаһатни көрүң). ««әфаһ»ни кичик қилип, «шәкәл»ни чоң елип,..» — «әфаһ» һәҗим бирлиги, «шәкәл» пулниң яки еғирлиқниң бирлиги еди. Бир «әфаһ» (яки «күрә») 40 литрчә, бир «шәкәл» («мисқал») 14 грам келиду. Бу толуқ айәт содигәрләрниң аддий пухраларни өлчәм бирликлиридин пайдилинип, қақати-соқти қиливатқанлиғини көрситиду.  Һош. 12:8
— Намратларни күмүчкә,
Мискин адәмни бир җүп чоруққа сетивалмақчи болғанлар,
Буғдайни сүпүрүндиси билән қошуп сатмақчи болғанлар!Ам. 2:6
Пәрвәрдигар Яқупниң ғурури билән шундақ қәсәм қилдики,
— Бәрһәқ, Мән һәргиз уларниң қилғанлиридин һеч бирини унтумаймән!«Пәрвәрдигар Яқупниң ғурури билән шундақ қәсәм қилдики,...» — бәзи алимлар: ««Яқупниң ғурури билән» дегәнни «Яқупниң пәхри билән», демәк «Яқупниң пәхри болған Худа билән» дәп чүшиниду. Бирақ 6-бап, 8-айәт бойичә Худа «Яқупниң ғурури» яки «Яқупниң пәхри»гә өч еди. Адәттә қәсәм ичиштә қәсәм қилғучилар наһайити муқим, өзгәрмәс бир нәрсә билән қәсәм ичиду; Худаниң «Яқупниң ғурури билән» қәсәм ичиши болса интайин кинайилик гәп, «Яқупниң ғурури»ниң һеч өзгәрмәс, наһайити җаһил екәнлигини пуритиду.
Зимин бу ишлардин тәвринип кәтмәмду?
Вә униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутмамду?
У Нил дәриясидәк өрләп кетиду,
У Мисир дәриясидәк өркәшләп, андин чөкүп кетиду.«Зимин бу ишлардин тәвринип кәтмәмду? Вә униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутмамду? У Нил дәриясидәк өрләп кетиду, у Мисир дәриясидәк өркәшләп, андин чөкүп кетиду» — мошу айәттә Амос йәр тәврәш тоғрилиқ бешарәт бериду (1:1ни көрүң). Нил дәрияси һәр жили туюқсиз өрләп кетип, бир мәзгил кәлкүн келип, зиминни бесип кетиду. Қанаан (Пәләстин) зиминиму әнди Нил дәриясиға охшаш «өрләп кетиду» (йәр тәврәш билән егиз-пәс болиду).
Шу күни шундақ әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар,
— Қуяшни чүштә патқузимән,
Зиминни шу очуқ күндә қараңғулаштуримән.
10 Һейтлириңларни мусибәткә,
Һәммә нахшилириңларни аһ-зарларға айландуриветимән;
Һәммә адәмниң чатриқи үстини бөз рәхт билән ориғузимән,
Һәр бир адәмниң бешида тақирлиқ пәйда қилимән;
Бу матәмни йәккә-йеганә бир оғулниң матимидәк,
Һейтниң ахирини дәрд-әләмлик бир күн қиливетимән.«Һәммә адәмниң чатриқи үстини бөз рәхт билән ориғузимән» — «бөз рәхт»кә орунивелиш, чачларни чүшүриветиш қаттиқ матәмни яки товва қилишни билдүриду. «Бу матәмни йәккә-йеганә бир оғулниң матимидәк... қиливетимән» — бешарәттә өлгән «йәккә-йеганә оғул» зади кимду? Мәзкур соал Исраил үчүн дәвирдин-дәвиргә башни қатуридиған мәсилә.
 
Сүргүн болуп, Худаниң сөзидин айрилиш
11 Мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар,
Зиминға қәһәтчиликни әвәтимән, —
— Нанға болған қәһәтчилик әмәс, яки суға болған чаңқашму әмәс, бәлки Пәрвәрдигарниң сөз-каламини аңлашқа болған қәһәтчиликни әвәтимән.
12 Шуниң билән улар деңиздин деңизға, шималдин шәриққә кезип маңиду,
Улар Пәрвәрдигарниң сөз-каламини издәп уян-буян жүрүп, уни тапалмайду.«кезип маңиду» — яки «сәрсан болуп маңиду» яки «әләңшип маңиду». «Шуниң билән улар деңиздин деңизға, шималдин шәриққә кезип маңиду, улар Пәрвәрдигарниң сөз-каламини ... тапалмайду» — биринчидин, «деңиздин деңизға» дегәнлик бәлким ««оттура деңиз»дин «өлүк деңиз»ға», йәни «ғәриптин шәриққә» дәп билдүриду. Тексттә «җәнупқа» тилға елинмайду. Бәлким бу Исраилдикиләрниң һакавурлуғини көрситиду — улар Йәһудадин, яки Йәһудадин кәлгән пәйғәмбәрдин (мәсилән, Амостин) һәқиқәтни издимәйду.
Толуқ бешарәт бәлким Йәһудийларниң кейинки дәвирләрдики, болупму һазирқи умумий әһвалини көрсәткән болса керәк — улар Инҗилни, йәни «хуш хәвәр»ни қобул қилмиғачқа, өзлири тартқан азап-оқубәтлиригә һеч чүшәнчә тапалмайду.
13 Шу күни гөзәл қизлар һәм жигитләрму уссузлуқтин һалидин кетиду;
14 Һәм Самарийәниң гунайиниң нами билән қәсәм ичкәнләр,
Йәни «Илаһиңниң тириклиги билән, и Дан», яки «Бәәр-Шебадики илаһий тирик йол билән!» дәп қәсәм ичкәнләр болса —
Улар жиқилиду, орнидин һәргиз қайтидин туралмайду.«Самарийәниң гунайиниң нами билән қәсәм ичкәнләр» — «Самарийәниң гунайи» уларниң бутлиридин бири болса керәк.
«Бәәр-шебадики илаһий тирик йол билән!» — ибраний тилида «Бәәр-Шебадики йолниң тириклиги билән» дейилиду.
«Данниң илаһи» һәм «Бәәр-Шебадики илаһий тирик йол» — шу икки йәрниң бутлирини көрситиду.
«Йол» ибраний тилида «дәрәк» дегән сөз билән ипадилиниду. Уйғур тилидики «тәриқә» вә «тәриқәт» дегән сөзләр әрәб тили арқилиқ мошу сөздин кәлгән.
  Ам. 5:5
 
 

8:1 «Рәб Пәрвәрдигар маңа мундақ бир ишни көрсәтти; мана, бир севәт язлиқ мевә» — бу ишни (һәм 7-бап, 4-, 7-айәттики ишларниму) Амос бешарәтлик ғайипанә көрүнүштә көргән болуши мүмкин.

8:2 «Мән: «бир севәт язлиқ мевини» — дедим. Пәрвәрдигар маңа: Әнди хәлқим Исраилға завал йәтти... — деди» — ибраний тилида «язлиқ мевә» билән «завал» дегән сөзләр бир-биригә охшап кетиду.

8:3 «Җәсәтләр көп болиду; улар җай-җайларда сиртқа ташлиниду. Сүкүт!» — демәк, шу чағда матәм тутқанда, аваз чиқиришқа болмайду.

8:4 «Һәй мискинләрни әзгүчиләр...» — башқа бир хил тәрҗимиси «Һәй, мискинләрни жутувалғучилар...».

8:5 «Ашлиғимизни сатмақчи едуқ, йеңи ай қачанму ахирлишар, буғдай яймисини ачаттуқ, шабат күни қачан түгәр?» — «йеңи ай» күнидә һәм «шабат күни» (шәнбә күни)дә Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә дәм елиш керәк еди. Әнди бу кишиләр ачкөзлүктин дәм елишқиму нарази еди. Шундақ болупла қалмай, улар буғдайни өлчәйдиған күрини кичик, тәңгиләрни җиңлайдиған тараза тешини чоң қилип хәқләрни алдайду (кейинки изаһатни көрүң). ««әфаһ»ни кичик қилип, «шәкәл»ни чоң елип,..» — «әфаһ» һәҗим бирлиги, «шәкәл» пулниң яки еғирлиқниң бирлиги еди. Бир «әфаһ» (яки «күрә») 40 литрчә, бир «шәкәл» («мисқал») 14 грам келиду. Бу толуқ айәт содигәрләрниң аддий пухраларни өлчәм бирликлиридин пайдилинип, қақати-соқти қиливатқанлиғини көрситиду.

8:5 Һош. 12:8

8:6 Ам. 2:6

8:7 «Пәрвәрдигар Яқупниң ғурури билән шундақ қәсәм қилдики,...» — бәзи алимлар: ««Яқупниң ғурури билән» дегәнни «Яқупниң пәхри билән», демәк «Яқупниң пәхри болған Худа билән» дәп чүшиниду. Бирақ 6-бап, 8-айәт бойичә Худа «Яқупниң ғурури» яки «Яқупниң пәхри»гә өч еди. Адәттә қәсәм ичиштә қәсәм қилғучилар наһайити муқим, өзгәрмәс бир нәрсә билән қәсәм ичиду; Худаниң «Яқупниң ғурури билән» қәсәм ичиши болса интайин кинайилик гәп, «Яқупниң ғурури»ниң һеч өзгәрмәс, наһайити җаһил екәнлигини пуритиду.

8:8 «Зимин бу ишлардин тәвринип кәтмәмду? Вә униңда туруватқанларниң һәммиси матәм тутмамду? У Нил дәриясидәк өрләп кетиду, у Мисир дәриясидәк өркәшләп, андин чөкүп кетиду» — мошу айәттә Амос йәр тәврәш тоғрилиқ бешарәт бериду (1:1ни көрүң). Нил дәрияси һәр жили туюқсиз өрләп кетип, бир мәзгил кәлкүн келип, зиминни бесип кетиду. Қанаан (Пәләстин) зиминиму әнди Нил дәриясиға охшаш «өрләп кетиду» (йәр тәврәш билән егиз-пәс болиду).

8:10 «Һәммә адәмниң чатриқи үстини бөз рәхт билән ориғузимән» — «бөз рәхт»кә орунивелиш, чачларни чүшүриветиш қаттиқ матәмни яки товва қилишни билдүриду. «Бу матәмни йәккә-йеганә бир оғулниң матимидәк... қиливетимән» — бешарәттә өлгән «йәккә-йеганә оғул» зади кимду? Мәзкур соал Исраил үчүн дәвирдин-дәвиргә башни қатуридиған мәсилә.

8:12 «кезип маңиду» — яки «сәрсан болуп маңиду» яки «әләңшип маңиду». «Шуниң билән улар деңиздин деңизға, шималдин шәриққә кезип маңиду, улар Пәрвәрдигарниң сөз-каламини ... тапалмайду» — биринчидин, «деңиздин деңизға» дегәнлик бәлким ««оттура деңиз»дин «өлүк деңиз»ға», йәни «ғәриптин шәриққә» дәп билдүриду. Тексттә «җәнупқа» тилға елинмайду. Бәлким бу Исраилдикиләрниң һакавурлуғини көрситиду — улар Йәһудадин, яки Йәһудадин кәлгән пәйғәмбәрдин (мәсилән, Амостин) һәқиқәтни издимәйду. Толуқ бешарәт бәлким Йәһудийларниң кейинки дәвирләрдики, болупму һазирқи умумий әһвалини көрсәткән болса керәк — улар Инҗилни, йәни «хуш хәвәр»ни қобул қилмиғачқа, өзлири тартқан азап-оқубәтлиригә һеч чүшәнчә тапалмайду.

8:14 «Самарийәниң гунайиниң нами билән қәсәм ичкәнләр» — «Самарийәниң гунайи» уларниң бутлиридин бири болса керәк. «Бәәр-шебадики илаһий тирик йол билән!» — ибраний тилида «Бәәр-Шебадики йолниң тириклиги билән» дейилиду. «Данниң илаһи» һәм «Бәәр-Шебадики илаһий тирик йол» — шу икки йәрниң бутлирини көрситиду. «Йол» ибраний тилида «дәрәк» дегән сөз билән ипадилиниду. Уйғур тилидики «тәриқә» вә «тәриқәт» дегән сөзләр әрәб тили арқилиқ мошу сөздин кәлгән.

8:14 Ам. 5:5