48
48-күй •••• Пүтүн инсанға берилгән несиһәт-агаһландуруш
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
 
И барлиқ хәлиқләр, көңүл қоюп аңлаңлар!
Йәр йүзидә туруватқанлар, қулақ селиңлар!
Мәйли аддий пухра, я есилзадиләр,
Я бай, я гадайлар болсун, һәммиңлар аңлаңлар!
Ағзим даналиқни сөзләйду,
Дилим әқилгә уйғун ишларни ойлап чиқиду.«Ағзим даналиқни сөзләйду» — ибраний тилида «Ағзим даналиқларни сөзләйду».
Қулиқим һекмәтлик тәмсилни зән қоюп аңлайду,
Чилтар челип сирлиқ сөзни ечип беримән.Зәб. 77:2; Мат. 13:35
Еғир күнләрдә, мени қилтаққа чүшүрмәкчи болғанларниң қәбиһликлири әтрапимда болсиму,
Мән немишкә қорқидикәнмән?
Улар байлиқлириға тайиниду,
Мал-мүлүклириниң зорлуғи билән чоңчилиқ қилиду;
8-10 Инсан мәңгүгә яшап,
Гөр-һаңни көрмәслиги үчүн,
Һеч ким өз бурадәриниң һаятини пул билән қайтурувалалмайду;
Вә яки Худаға униң җенини қутулдурғидәк бани берәлмәйду;
(Чүнки униң җениниң баһаси интайин қиммәт,
Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур)«Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Вә мошу баһа болса, уни әбәдий төләлмәйду».
11 Һәммигә аянки, данишмән адәмләрму өлиду;
Һәммә адәм билән тәң, надан вә һамақәтләр биллә һалак болиду,
Шундақла улар мал-дуниясини өзгиләргә қалдуруп кетиду.
12 Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки:
«Өй-имаритимиз мәңгүгә,
Макан-туралғулиримиз дәвирдин-дәвиргичә болиду»;
Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду.«Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки: «Өй-имаритимиз мәңгүгә...»; Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду» — толуқ айәтниң йәнә бир хил тәрҗимиси «Улар йәрлиригә өз исимлирини нам қилип қойғини билән, уларниң шу йәрлири дәвирдин-дәвиргичә уларниң ятидиған җайи, йәни уларниң қәбирлири болиду, халас».
13 Бирақ инсан өзиниң нам-иззитидә туривәрмәйду,
У һалак болған һайванлардәк кетиду.
14 Уларниң мошу йоли дәл уларниң наданлиғидур;
Лекин уларниң кәйнидин дунияға кәлгәнләр, йәнила уларниң ейтқан сөзлиригә апирин оқуйду.
Селаһ.
15 Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду;
Өлүм уларни өз озуғи қилиду;
Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду;
Уларниң гөзәллиги чиритилишқа тапшурулиду;
Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур!«Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду» — «әтиси сәһәр» бу йәрдә, шүбһисизки, қиямәт күни, йәни өлүмдин тирилиш күнини көрситиду. «Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду... Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур!» — толуқ айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин.
16 Бирақ Худа җенимни тәһтисараниң илкидин қутқузиду;
Чүнки У мени қобул қилиду.
Селаһ.
17 Бириси бейип кетип,
Аилә-җәмәтиниң абройи өсүп кәтсиму,
Қорқма;
18 Чүнки у өлгәндә һеч нәрсисини елип кетәлмәйду;
Униң шөһрити униң билән биллә гөргә чүшмәйду.
19 Гәрчә у өмүр бойи өзини бәхитлик чағлиған болсиму,
(Бәрһәқ, кишиләр ронақ тапқиниңда, әлвәттә сени һаман махтайду)
20 Ахири берип, у йәнила ата-бовилириниң йениға кетиду;
Улар мәңгүгә йоруқлуқни көрәлмәйду.
21 Инсан иззәт-абройда болуп, лекин йорутулмиса,
Һалак болидиған һайванларға охшаш болиду, халас.
 
 

48:4 «Ағзим даналиқни сөзләйду» — ибраний тилида «Ағзим даналиқларни сөзләйду».

48:5 Зәб. 77:2; Мат. 13:35

48:8-10 «Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Вә мошу баһа болса, уни әбәдий төләлмәйду».

48:12 «Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки: «Өй-имаритимиз мәңгүгә...»; Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду» — толуқ айәтниң йәнә бир хил тәрҗимиси «Улар йәрлиригә өз исимлирини нам қилип қойғини билән, уларниң шу йәрлири дәвирдин-дәвиргичә уларниң ятидиған җайи, йәни уларниң қәбирлири болиду, халас».

48:15 «Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду» — «әтиси сәһәр» бу йәрдә, шүбһисизки, қиямәт күни, йәни өлүмдин тирилиш күнини көрситиду. «Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду... Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур!» — толуқ айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин.