47
47-күй •••• Зион — Худаниң шәһири
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Улуқдур Пәрвәрдигар,
Худайимизниң шәһиридә, Униң муқәддәслиги турған тағда,
У зор мәдһийәләргә лайиқтур!
3 Егизлигидин көркәм, Зион теғи,
Пүткүл җаһанниң хурсәнлигидур;
Шималий тәрәплири гөзәлдур,
Бүйүк падишаниң шәһиридур!□«Шималий тәрәплири гөзәлдур» — йәнә бир хил тәрҗимиси «Зафон теғи чоққилиридәк гөзәлдур». Кона бутпәрәслик ривайәтлири бойичә, «Зафон теғи» дуниядики әң егиз, әң муқәддәс, әң улуқ җай еди. Мүмкинчилиги барки, күй муәллипи мошу йәрдә Зионни униңға охшитиду. ■Мат. 5:35
4 Худа қорғанлирида туриду,
Бу йәрдә У егиз панаһгаһ дәп тонулиду;
5 Мана, падишалар жиғилди,
Улар шәһәрни бесип өтүп, җәм болди.
6 Шәһәрни көрүпла улар алақзадә болди;
Дәккә-дүккигә чүшүп бәдәр қечишти.
7 У йәрдә уларни титрәк басти,
Толғақ йегән аялдәк улар азапланди;
8 Сән Таршиштики кемиләрни шәриқ шамили билән вәйран қиливәттиң.□«Таршиштики кемиләр» — бу айәт бәлким бир бешарәттур. Дуниядики барлиқ падишалар җәм болуп Йерусалимға һуҗум қилмақчи. Уларға Таршиштики кемиләрму (кона заманларда әң күчлүк кемиләр) ярдәм бериду. Бирақ Худа Өз шәһирини қоғдап уларни һалак қилиду.
9 Қулиқимиз аңлиғанни,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шәһиридә,
Худайимизниң шәһиридә,
Биз һазир өз көзимиз билән шундақ көрдуқ;
Худа мәңгүгә уни мустәһкәм қилиду.
Селаһ.
10 Биз сениң муқәддәс ибадәтханаң ичидә туруп, и Худа,
Өзгәрмәс муһәббитиңни сеғиндуқ.
11 Намиңға лайиқтур,
Җаһанниң чәт-чәтлиригичә йәткүзүлгән мәдһийилириң, и Худа;
Сениң оң қолуң һәққанийлиқ билән толған.
12 Сениң адил һөкүмлириңдин,
Зион теғи шатланғай!
Йәһуда қизлири хошал болғай!□«Йәһуда қизлири хошал болғай!» — «Йәһуда қизлири» бу йәрдә Йәһуданиң шәһәр-йезилирини көрситиду.
13 Зион теғини айлинип меңип,
Әтрапида сәйли қилиңлар;
Униң мунарлирини санап беқиңлар;
14 Кейинки әвлатқа уни баян қилиш үчүн,
Сепил-истиһкамлирини көңүл қоюп күзитиңлар,
Қорғанлирини көздин кәчүрүңлар.
15 Чүнки бу Худа әбәдил-әбәт бизниң Худайимиздур;
У өмүрвайәт бизниң йетәкчимиз болиду!
□47:3 «Шималий тәрәплири гөзәлдур» — йәнә бир хил тәрҗимиси «Зафон теғи чоққилиридәк гөзәлдур». Кона бутпәрәслик ривайәтлири бойичә, «Зафон теғи» дуниядики әң егиз, әң муқәддәс, әң улуқ җай еди. Мүмкинчилиги барки, күй муәллипи мошу йәрдә Зионни униңға охшитиду.
□47:8 «Таршиштики кемиләр» — бу айәт бәлким бир бешарәттур. Дуниядики барлиқ падишалар җәм болуп Йерусалимға һуҗум қилмақчи. Уларға Таршиштики кемиләрму (кона заманларда әң күчлүк кемиләр) ярдәм бериду. Бирақ Худа Өз шәһирини қоғдап уларни һалак қилиду.
□47:12 «Йәһуда қизлири хошал болғай!» — «Йәһуда қизлири» бу йәрдә Йәһуданиң шәһәр-йезилирини көрситиду.