20
Зофарму яманларниң ақивити үстидә сөз қилиду
Андин Нааматлиқ Зофар җававән мундақ деди: —
«Мени беарам қилған хияллар җавап беришкә үндәватиду,
Чүнки қәлбим беарамлиқта өртәнмәктә.«Мени беарам қилған хияллар җавап беришкә үндәватиду, чүнки қәлбим беарамлиқта өртәнмәктә» — Зофарниң бир ишларға бәкму җиддийлишип кетидиған характери бу сөзлиридин чиқип туриду.
Мән маңа һақарәт кәлтүрүп, мени әйипләйдиған сөзләрни аңлидим,
Шуңа мениң роһ-зеһним мени җавап беришкә қистиди.
Сән шуни билмәмсәнки,
Йәр йүзидә Адәм атимиз апиридә болғандин бери,
Рәзилләрниң ғалипә тәнтәниси қисқидур,
Ипласларниң хошаллиғи бирдәмликтур.Зәб. 36:35,36
Ундақ кишиниң шан-шәриви асманға йәткән болсиму,
Беши булутларға тақашсиму,
Йәнила өзиниң поқидәк йоқап кетиду;
Уни көргәнләр: «У нәдидур?» дәйду.
У чүштәк учуп кетиду,
Қайта тапқили болмайду;
Кечидики ғайипанә аламәттәк у һайдиветилиду.
Уни көргән көз иккинчи уни көрмәйду,
Униң турған җайи уни қайта учратмайду.
10  Униң оғуллири мискинләргә шәпқәт қилишқа мәҗбурлиниду;
Шуниңдәк у һәтта өз қоли билән байлиқлирини қайтуруп бериду.
11  Униң устиханлири яшлиқ мағдуриға толған болсиму,
Бирақ униң мағдури униң билән биллә топа-чаңда йетип қалиду.
12  Гәрчә рәзиллик униң ағзида татлиқ тетиған болсиму,
У уни тил астиға йошурған болсиму,
13  У уни жутқуси кәлмәй меһрини үзәлмисиму,
У уни ағзида қалдурсиму,«У уни жутқуси кәлмәй меһрини үзәлмисиму,...» — ибраний тилида «уни аяп меһрини үзәлмисиму». Демәк, ағзида қалдуривәрмәкчи болиду. «У уни , йәни рәзилликни ағзида қалдурсиму...» — Зофарниң бу баяни интайин зәһәрхәндиликкә толған болуп, бу сөзләр шүбһисизки, Аюпни беваситә әйипләш үчүн қаритилиду; у: «рәзиллик ағзида татлиқ тетиған» вә «уни тил астиға йошурған», һәм 20-айәттики «Мискинләрни езип, уларни ташливәткән», «өзи салмиған бир өйни өзи егиливалған» дәп тәсвирлигән киши дәл Аюптин башқа киши әмәс еди.
14  Бирақ униң қарнидики тамиғи өзгирип,
Кобра иланниң зәһәригә айлиниду.
15  У байлиқларни жутуветиду, бирақ уларни яндуриду;
Худа уларни ашқазинидин чиқириветиду.
16  У кобра иланниң зәһәрини шорайду,
Чар иланниң нәштири уни өлтүриду.
17  У қайтидин ериқ-өстәңләргә һәвәс билән қаралмайду,
Бал вә сериқ май билән ақидиған дәриялардин һозурлиналмайду.
18 У еришкәнни жуталмай қайтуриду,
Тиҗарәт қилған пайдисидин у һеч һозурлиналмайду.
19  Чүнки у мискинләрни езип, уларни ташливәткән;
У өзи салмиған өйни егиливалған.
20  У ачкөзлүктин әсла зерикмәйду,
У арзулиған нәрсилиридин һеч қайсисини сақлап қалалмайду.«У ачкөзлүктин әсла зерикмәйду» — ибраний тилида: «Униң ашқазини һеч хатирҗәмликни билмәйду». Оқурмәнләр 22-24-айәтләрниң башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин.
21  Униңға жутувалғидәк һеч нәрсә қалмайду,
Шуңа униң баяшатлиғи мәңгүлүк болмайду.
22  Униң тоққузи тәл болғанда, туюқсиз қисилчилиққа учрайду;
Һәр бир езилгүчиниң қоли униңға қарши чиқиду.
23  У қосиғини тойғузиватқинида,
Худа дәһшәтлик ғәзивини униңға чүшүриду;
У ғизалиниватқанда ғәзивини униң үстигә яғдуриду.
24  У төмүр қуралдин қечип қутулсиму,
Бирақ мис оқя уни санҗийду.
25  Тәккән оқ кәйнидин тартип чиқиривелгинидә,
Ялтирақ оқ учи өттин чиқиривелгинидә,
Вәһимиләр уни басиду.«Ялтирақ оқ учи өттин чиқиривелгинидә, вәһимиләр уни басиду» — Зофар яман адәмләрниң кәлгүсидики азаплиридин бәк һозурлинидиғандәк қилатти.
26  Зулмәт қараңғулуқ униң байлиқлирини жутуветишкә тәйяр туриду,
Инсан пүвлимигән от уни жутувалиду,
Униң чедирида қелип қалғанлириниму жутуветиду.«Инсан пүвлимигән от» — Худаниң Өзиниң отини көрсәтсә керәк.
27  Асманлар униң қәбиһлигини ашкарилайду;
Йәр-зиминму униңға қарши қозғилиду.
28  Униң мал-дунияси елип кетилиду,
Худаниң ғәзәплик күнидә кәлкүн улғийип өй-бисатини ғулитиду.«Униң мал-дунияси елип кетилиду» — яки «Кәлкүн өйини еқитип кетиду».
29  Худаниң рәзил адәмгә бәлгүлигән несивиси мана шундақтур,
Бу Худа униңға бекиткән мирастур». «Худаниң рәзил адәмгә бәлгүлигән несивиси мана шундақтур, бу Худа униңға бекиткән мирастур» — Зофарниң баянлири җәмләштүрүлгинидә, у дегән «рәзил адәм» әмәлийәттә төрт-бәш пүтүнләй башқа-башқа йол билән өлгән!
 
 

20:2 «Мени беарам қилған хияллар җавап беришкә үндәватиду, чүнки қәлбим беарамлиқта өртәнмәктә» — Зофарниң бир ишларға бәкму җиддийлишип кетидиған характери бу сөзлиридин чиқип туриду.

20:5 Зәб. 36:35,36

20:13 «У уни жутқуси кәлмәй меһрини үзәлмисиму,...» — ибраний тилида «уни аяп меһрини үзәлмисиму». Демәк, ағзида қалдуривәрмәкчи болиду. «У уни , йәни рәзилликни ағзида қалдурсиму...» — Зофарниң бу баяни интайин зәһәрхәндиликкә толған болуп, бу сөзләр шүбһисизки, Аюпни беваситә әйипләш үчүн қаритилиду; у: «рәзиллик ағзида татлиқ тетиған» вә «уни тил астиға йошурған», һәм 20-айәттики «Мискинләрни езип, уларни ташливәткән», «өзи салмиған бир өйни өзи егиливалған» дәп тәсвирлигән киши дәл Аюптин башқа киши әмәс еди.

20:20 «У ачкөзлүктин әсла зерикмәйду» — ибраний тилида: «Униң ашқазини һеч хатирҗәмликни билмәйду». Оқурмәнләр 22-24-айәтләрниң башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин.

20:25 «Ялтирақ оқ учи өттин чиқиривелгинидә, вәһимиләр уни басиду» — Зофар яман адәмләрниң кәлгүсидики азаплиридин бәк һозурлинидиғандәк қилатти.

20:26 «Инсан пүвлимигән от» — Худаниң Өзиниң отини көрсәтсә керәк.

20:28 «Униң мал-дунияси елип кетилиду» — яки «Кәлкүн өйини еқитип кетиду».

20:29 «Худаниң рәзил адәмгә бәлгүлигән несивиси мана шундақтур, бу Худа униңға бекиткән мирастур» — Зофарниң баянлири җәмләштүрүлгинидә, у дегән «рәзил адәм» әмәлийәттә төрт-бәш пүтүнләй башқа-башқа йол билән өлгән!