150
150-күй •••• Ахирида — пәқәт Һәмдусана!
1 Һәмдусана!
Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар;
Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар;■Йәш. 6:3
2 Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар;
Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар;
3 Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар;
Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар;
4 Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар;
Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар;
5 Уни җараңлиқ чаңлар һәм яңрақ чаңлар билән мәдһийиләңлар;
6 Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилисун!
Һәмдусана!