4
Сулайманниң әмәлдарлири вә хизмәткарлири
1 Сулайман падиша пүткүл Исраилға падиша болди.
2 Униң чоң әмәлдарлири мунулар: — Задокниң оғли Азария каһин еди; 3 Шишаниң оғуллири Елихорәф вә Ахияһ катиплар еди; Аһилудниң оғли Йәһошафат диванбеги еди; 4 Йәһояданиң оғли Беная қошунниң баш сәрдари еди. Задок билән Абиятар каһинлар еди; 5 Натанниң оғли Азария назарәт беги, Натанниң йәнә бир оғли Забуд һәм каһин вә падишаниң мәслиһәтчиси еди. 6 Ахишар ординиң ғоҗидари, Абданиң оғли Адонирам баҗ-алван беги еди.■1Пад. 12:18
7 Пүткүл Исраил зиминида Сулайман падишаниң өзи үчүн вә ордидикилири үчүн йемәк-ичмәк тәминләйдиған, он икки назарәтчи тайинланған еди; уларниң һәр бири жилда бир айдин йемәк-ичмәк тәминләшкә мәсъул еди. 8 Уларниң исми төвәндә хатириләнгән: Әфраим тағлиқ райониға Бән-Хур; 9 Маказ, Шаалбим, Бәйт-Шәмәш вә Елон-Бәйт-Һананға Бән-Дәкәр; 10 Аруботқа Бән-Хәсәд; у йәнә Сокоһ вә Хәфәр дегән барлиқ жутқиму мәсъул еди; □«Сокоһ» — яки «Соко». 11 йәнә Нафат-Дорға Бән-Абинадаб (у Сулайманниң қизи Тафатни хотунлуққа алған); 12 Таанақ, Мәгиддо вә Йизрәәлниң төвәнки тәрипидики Зарәтанниң йенида болған пүткүл Бәйт-Шанға, шундақла Бәйт-Шандин тартип Абәл-Mәһолаһғичә, Җокнеамдин өткичә болған зиминларға Аһилудниң оғли Баана; 13 Рамот-Гилеадқа Бән-Гәбәр; у йәнә Гилеад жутиға җайлашқан, Манассәһниң оғли Яирға тәвә болған кәнтләр вә һәм Башандики жут Аргоб, җүмлидин у йәрдики сепили, мис балдақлиқ қовуқлири болған атмиш чоң шәһәргиму мәсъул еди.
14 Маһанаимға Иддониң оғли Аһинадаб; 15 Нафталиға Ахимааз (у Сулайманниң қизи Басиматни хотунлуққа алған еди). 16 Ашир вә Алотқа Һушайниң оғли Баанаһ; 17 Иссакарға Паруаһниң оғли Йәһошафат; 18 Бинямин зиминиға Еланиң оғли Шимәй; 19 Гилеад зиминиға (әслидә Аморийларниң падишаси Сиһон вә Башанниң падишаси Огниң зимини еди) Уриниң оғли Гәбәр. У шу жутқа бирдин-бир назарәтчи еди.
Сулайманниң дөлити вә шөһрити
20 Йәһуда билән Исраилниң адәмлири деңиз саһилидики қумдәк нурғун еди. Улар йәп-ичип, хошаллиқ қилатти. 21 Вә Сулайман болса Әфрат дәриясидин тартип Филистийләрниң зиминиға вә Мисирниң чегаралириғичә болған һәммә падишалиқларниң үстидә сәлтәнәт қилатти. Улар улпан кәлтүрүп Сулайманниң пүтүн өмридә униң хизмитидә болатти. 22 Сулайманниң ордисиға кетидиған күнлүк тәминат үчүн оттуз кор тасқиған ақ ун, атмиш кор қара ун, □«оттуз кор» — бир кор он литр, 30 кор 300 литр. 23 он бордиған уй, яйлақтин кәлтүрүлгән жигирмә уй, йүз қой кетәтти; буниңдин башқа буғилар, җәрәнләр, кийикләр вә бордиған тохулар лазим еди. 24 Чүнки у Тифсаһдин тартип Газағичә, Әфрат дәриясиниң бу тәрипидики һәммә жутларниң үстидә, йәни Әфрат дәриясиниң бу тәрипидики барлиқ падишаларниң үстидә һөкүм сүрәтти; униң төрт әтрапи тинич еди. 25 Сулайманниң пүткүл күнлиридә Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Йәһуда билән Исраил адәмлириниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғиниң тегидә аман-есән олтиратти.■Лав. 26:5
26 Сулайманниң җәң һарвулириниң атлири үчүн төрт миң атханиси, он икки миң чәвәндизи бар еди.□«төрт миң атханиси» — көп кона көчүрмиләрдә «қириқ миң атханиси» дейилиду. Лекин биз бу санни көчүргүчиләрниң хаталиғи дәп қараймиз. «2Тар.» 9:25дә вә бу текстниң бәзи грек тәрҗимилиридә «төрт миң» дейилиду. «он икки миң чәвәндизи» — яки «он икки миң ети». ■1Пад. 10:26; 2Тар. 1:14; 9:25
27 Мәзкур назарәтчиләрниң һәр бири өзигә бекитилгән айда Сулайман падишаға вә униң дәстихиниға кәлгәнләрниң һәммисиниң йемәк-ичмәклирини кемәйтмәй тәминләйтти. 28 Хәлиқ болса һәр бири өзигә бекитилгән норма бойичә ат-қечирлар үчүн арпа билән саманларни назарәтичиләр бар йәргә елип келәтти.
29 Худа Сулайманға деңиз саһилидики қумдәк даналиқ, интайин мол пәм-парасәт ата қилип, униң қәлбини кәң қилип зор йорутти. □«униң қәлбини кәң қилип зор йорутти» — яки «униң көкси-қарнини бәк кәң қилди». 30 Шуниң билән Сулайманниң даналиғи барлиқ шәриқтикиләрниң даналиғидин вә Мисирдики барлиқ даналиқтин ашти. 31 Чүнки у барлиқ адәмләрдин, җүмлидин әзраһлиқ Етан билән Махолниң оғуллири Һеман, Калкол вә Дарда дегәнләрдин дана еди; вә униң шөһрити әтрапидики һәммә әлләр арисида йейилди. 32 У ейтқан пәнд-несиһәт үч миң еди; униң шеир-күйлири бир миң бәш еди. 33 У Ливандики кедир дәриғидин тартип тамда өсидиған лепәкгүлгичә дәрәқ-гияларниң һәммисини баян қилип хатирилигән еди; у йәнә мал вә һайванлар, қушлар, һашарәт-өмилигүчиләр вә белиқлар тоғрисида баян қилип хатирилигән еди. 34 Сулайманниң даналиқини аңлиғили кишиләр барлиқ әлләрдин келәтти, шундақла униң даналиғи тоғрилиқ хәвәр тапқан йәр йүзидики һәммә падишалардин кишиләр кәлмәктә еди.
□4:10 «Сокоһ» — яки «Соко».
□4:22 «оттуз кор» — бир кор он литр, 30 кор 300 литр.
□4:26 «төрт миң атханиси» — көп кона көчүрмиләрдә «қириқ миң атханиси» дейилиду. Лекин биз бу санни көчүргүчиләрниң хаталиғи дәп қараймиз. «2Тар.» 9:25дә вә бу текстниң бәзи грек тәрҗимилиридә «төрт миң» дейилиду. «он икки миң чәвәндизи» — яки «он икки миң ети».
■4:26 1Пад. 10:26; 2Тар. 1:14; 9:25
□4:29 «униң қәлбини кәң қилип зор йорутти» — яки «униң көкси-қарнини бәк кәң қилди».