5
Ибадәтханини қурушқа материялларни топлаш
2Тар. 2:1-17
Турниң падишаси Һирам Сулайманни атисиниң орниға падиша болушқа мәсиһ қилинған дәп аңлап, өз хизмәткарлирини униң қешиға әвәтти; чүнки Һирам Давутни изчил сөйгүчи еди. 2Сам. 5:11; 1Тар. 14:1 Сулайман Һирамға адәм әвитип мундақ учурни йәткүзди: —
«Өзүң билисәнки, атам Давутниң дүшмәнлирини Пәрвәрдигар униң пути астиға қойғичә, у әтрапида һәр тәрәптә җәң қилғанлиғи түпәйлидин Пәрвәрдигар Худасниң намиға бир ибадәтхана ясалмиди. 1Тар. 28:3 Әнди һазир Пәрвәрдигар Худайим маңа һәммә тәрәптин арам бәрди; һеч бир дүшминим йоқ, һеч бир бала-қаза йоқ. Мана, Пәрвәрдигарниң атам Давутқа: «Мән сениң орнуңға өз тәхтиңгә олтарғузған оғлуң болса, у мениң намимға бир ибадәтхана ясайду» дәп ейтқинидәк, мән Пәрвәрдигар Худайимниң намиға бир ибадәтхана ясай дәп нийәт қилдим; 2Сам. 7:13; 1Тар. 22:10; 2Тар. 1:18 әнди мән үчүн адәмлириңгә Ливандин кедир дәрәқлирини кесиңлар, дәп ярлиқ чүшүргин; мениң хизмәткарлирим сениң хизмәткарлириңға һәмдәмдә болиду. Сениң бекиткиниң бойичә хизмәткарлириңға берилидиған иш һәққини саңа төләймән; чүнки өзүңгә аянки, дәрәқ кесиштә аримизда һеч ким Зидондикиләрдәк уста әмәс».
Һирам Сулайманниң сөзини аңлиғанда интайин хошал болуп: — Бүгүн бу улуқ хәлиқ үстигә һөкүм сүрүшкә Давутқа шундақ дана бир оғул бәргән Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтилсун! — деди. Һирам Сулайманға адәм әвитип: — Сән маңа қойған тәләплириңни аңлап қобул қилдим. Мән сениң кедир яғичи вә арча яғичи тоғрилиқ арзу қилғанлириңниң һәммисини ада қилимән; Мениң хизмәткарлирим шуларни Ливандин деңизға апириду; мән уларни сал қилип бағлап, деңиз билән сән маңа бекиткән йәргә йәткүзимән, андин шу йәрдә уларни йәшкүзимән. Шуниң билән сән уларни тапшурувелип, елип кетисән. Буниң һесавиға сән тәләплирим бойичә ордидикилирим үчүн йемәк-ичмәк тәминлигәйсән, — деди.
10  Шундақ қилип, Һирам Сулайманға барлиқ тәливи бойичә кедир яғачлири вә арча яғачлирини бәрди. 11  Сулайман Һирамға ордидикилириниң йемәк-ичмикигә жигирмә миң кор буғдай вә жигирмә бат сап зәйтун мейини әвәтип бәрди. Һәр жили Сулайман Һирамға шундақ берәтти. «жигирмә бат» — бир «бат» тәхминән 27 литр, 20 бат 540 литр. 12  Пәрвәрдигар Сулайманға вәдә қилғандәк униңға даналиқ бәргән еди. Һирам билән Сулайманниң арисида енақлиқ болуп, иккиси әһдә түзүшти.1Пад. 3:12
13  Сулайман падиша пүтүн Исраилдин һашарға ишләмчиләрни бекитти, уларниң сани оттуз миң еди. 14  У буларни нөвәт билән һәр айда он миңдин Ливанға әвәтәтти; шундақ қилип, улар бир ай Ливанда турса, икки ай өйидә турди. Адонирам һашарчиланиң үстидә туратти. 15  Сулайманниң йәтмиш миң һаммили, тағларда ишләйдиған сәксән миң ташчиси бар еди. 16  Униңдин башқа Сулайманниң мәнсәпдарлиридин иш үстигә қоюлған үч миң үч йүз иш беши бар еди; улар ишләмчиләрни башқуратти.
17  Падиша ярлиқ чүшүрүши билән улар ибадәтханиниң улини селишқа ойулған, чоң вә қиммәтлик ташларни кесип кәлтүрди. 18  Вә Сулайманниң тамчилири билән Һирамниң тамчилири вә Гәбаллиқлар қошулуп ташларни оюп, өйни ясаш үчүн яғач һәм ташларни тәйярлап қойди.«Гәбаллиқлар» — яки «Библослуқлар», яки «гирвәкләрни кәскүчиләр».
 
 

5:1 2Сам. 5:11; 1Тар. 14:1

5:3 1Тар. 28:3

5:5 2Сам. 7:13; 1Тар. 22:10; 2Тар. 1:18

5:11 «жигирмә бат» — бир «бат» тәхминән 27 литр, 20 бат 540 литр.

5:12 1Пад. 3:12

5:18 «Гәбаллиқлар» — яки «Библослуқлар», яки «гирвәкләрни кәскүчиләр».