13
Меһир-муһәббәт һәммидин улуқ
Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму, бирақ мән меһир-муһәббәтсиз болсам, у чағда мән пәқәт бир «даң-даң» қилидиған мис даң, бир «чаң-чаң» қилидиған чаң болуп қалимән, халас.«Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму...» — демәк, «шундақ интайин күчлүк роһий илтипат мәндә болсиму,...». Бу айәттин йәнә шундақ дейәләймизки, һәқиқәтән Худадин кәлгән һәр бир «намәлум тил» әмәлийәттә дуниядики мәлум бир милләтниң тили яки пәриштиләрниң тилидур. Әгәр мән пәйғәмбәрлик қилалисам, барлиқ сирлар, барлиқ билимләрни чүшинип болған болсамму, һәм шуниң билән бир вақитта тағларни йөткәлигидәк толуқ ишәштә болсамму, амма мәндә меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мән һеч нәрсә болмиған болимән.Мат. 7:22; 17:20; 21:21; Мар. 11:23; Луқа 17:6; Рим. 12:7. Әгәр барлиқ мал-мүлкүмни сәдиқигә атап һәм тенимни Худаниң йолида қурбанлиқ сүпитидә көйдүрүлүшкә сунған тәғдирдиму, амма мәндә йәнила меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мениң һеч қандақ пайдам йоқ болған болиду.
Муһәббәт сәвир-тақәтлик болуш һәм меһриванлиқтур;
Муһәббәт һәсәтхорлуқ қилмайду:
Муһәббәт өзини махтимайду,
Тәкәббурлуқ қилмайду,Пәнд. 10:12; 1Пет. 4:8.
Номуссизлиқ қилмайду,
Өз мәнпәәтини көзләп жүрмәйду,
Териктүрүлмәйду,
Көңлидә өчмәнлик сақлимайду;1Кор. 10:24; Фил. 2:4.
Һәққанийсизлиқтин хошал болмайду,
Бәлки әмәлийәттин, һәқиқәттин хошал болиду;2Юһа. 4.
һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду, һәммигә йүзлинип Худаға ишиниду, һәммә ишқа үмид бағлайду, һәммигә чидайду.«Һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду...» — яки «һәммә ишни япиду...» — демәк, мүмкин болса башқиларниң сәһвәнлик-гуналирини читқа яймайду.
Меһир-муһәббәт һәргиз ахирлашмайду. Бешарәтләр болса, карға кәлмәйду: «намәлум тиллар» болса, түгәйду: мөҗизилик билимләрму карға кәлмәйду. Чүнки бизниң билидиғанлиримиз қисмән, бешарәт беридиғанлиримиз қисмән; 10 лекин мукәммәллик кәлгәндә, қисмәнлик йоқилиду. 11 Мән кичигимдә балиларчә сөзлидим, балиларчә ойлидим, балиларчә һесаплидим; чоң болғинимда, мән балилиқни ташлидим. 12 Чүнки биз һазир бир тутуқ деризидин мүҗмәл һалда көримиз, лекин шу чағда йүзму-йүз көримиз: Һазир мән қисмән тонуймән, шу чағда мән Худа мени тонуп келиватқандәк тонуймән.2Кор. 3:18.
13 Һазир ишәш, үмүт, меһир-муһәббәттин ибарәт бу үч нәрсә турупту; булардин әң үстүн туридиғини меһир-муһәббәттур.
 
 

13:1 «Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму...» — демәк, «шундақ интайин күчлүк роһий илтипат мәндә болсиму,...». Бу айәттин йәнә шундақ дейәләймизки, һәқиқәтән Худадин кәлгән һәр бир «намәлум тил» әмәлийәттә дуниядики мәлум бир милләтниң тили яки пәриштиләрниң тилидур.

13:2 Мат. 7:22; 17:20; 21:21; Мар. 11:23; Луқа 17:6; Рим. 12:7.

13:4 Пәнд. 10:12; 1Пет. 4:8.

13:5 1Кор. 10:24; Фил. 2:4.

13:6 2Юһа. 4.

13:7 «Һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду...» — яки «һәммә ишни япиду...» — демәк, мүмкин болса башқиларниң сәһвәнлик-гуналирини читқа яймайду.

13:12 2Кор. 3:18.