38
38-күй •••• Худаниң тәрбийисини чүшинип йетиш
1-2 Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: —
 
«Тилим гуна қилмисун дәп,
Йоллиримға диққәт қилимән;
Рәзилләр көз алдимда болса, мән ағзимға бир көшәк салимән» — дегән едим.«Йәдутун» — Давут пәйғәмбәр «мәдһийә Хори»ниң йетәкчиси дәп бекиткән кишини көрситиду («1Тар.» 16:41ни көрүң).«Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Нәғмичиләрниң йетәкчисигә тапшурулуп, «Йәдутун» (мәдһийиләш дегән мәнидә) аһаңида оқулсун дәп...».
Мән сүкүт қилип, зуван сүрмидим,
Һәтта яхшилиқ тоғрисидики сөзләрниму ағзимдин чиқармидим;
Бирақ дил азавим техиму қозғалди.«Һәтта яхшилиқ тоғрисидики сөзләрниму ағзимдин чиқармидим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Һәр қандақ пайдисиз сөздин қалдим».
Көңлүмдә зәрдәм қайниди,
Ойланғансери от болуп янди;
Андин тилим ихтиярсиз сөзләп кәтти.
И Пәрвәрдигар, өз әҗилимни,
Күнлиримниң қанчилик екәнлигини маңа аян қилғин;
Аҗиз инсан балиси екәнлигимни маңа билдүргин.
Мана, Сән күнлиримни пәқәт нәччә ғеричла қилдиң,
Сениң алдиңда өмрүм йоқ һесавидидур.
Бәрһәқ, барлиқ инсанлар тик турсиму, пәқәт бир тиниқла, халас.
Селаһ. Зәб. 61:10-11; 143:4
Бәрһәқ, һәр бир инсанниң һаяти худди бир көләңгидур,
Уларниң алдирап-салдирашлири беһудә аваричиликтур;
Улар байлиқларни топлайду, лекин кейин бу байлиқларни кимниң қолиға җуғлинидиғанлиғини билмәйду.
И Рәб, әнди мән немини күтимән?
Мениң үмүтүм саңила бағлиқтур.
Мени барлиқ асийлиқлиримдин қутқузғайсән,
Мени һамақәтләрниң мәсқирисигә қалдурмиғайсән.
10 Сүкүт қилип зуван сүрмидим;
Чүнки мана, мошу җазани Өзүң жүргүзгәнсән.
11 Мени салған вабайиңни мәндин нери қилғайсән;
Чүнки қолуңниң зәрбиси билән түгишәй дәп қалдим.
12 Сән тәнбиһлириң билән кишини өз яманлиғи үчүн тәрбийилигиниңдә,
Сән худди нәрсиләргә күйә қурути чүшкәндәк, униң иззәт-ғурурини йоқ қиливетисән;
Бәрһәқ, һәр бир адәм бир тиниқла, халас. Селаһ.
13 И Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән,
Пәрядимға қулақ салғайсән!
Көз яшлиримға сүкүт қилмиғайсән!
Чүнки мән пүткүл ата-бовилиримдәк,
Сениң алдиңда яқа жутлуқ, мусапирмән, халас!Лав. 25:23; 1Тар. 29:15; Зәб. 118:19; Ибр. 11:13; 1Пет. 2:11
14 Маңа тиккән көзүңни мәндин нери қилғайсәнки,
Мән барса кәлмәс җайға кәткичә,
Мени бир аз болсиму раһәттин бәһримән қилғайсән.
 
 

38:1-2 «Йәдутун» — Давут пәйғәмбәр «мәдһийә Хори»ниң йетәкчиси дәп бекиткән кишини көрситиду («1Тар.» 16:41ни көрүң).«Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Нәғмичиләрниң йетәкчисигә тапшурулуп, «Йәдутун» (мәдһийиләш дегән мәнидә) аһаңида оқулсун дәп...».

38:3 «Һәтта яхшилиқ тоғрисидики сөзләрниму ағзимдин чиқармидим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Һәр қандақ пайдисиз сөздин қалдим».

38:6 Зәб. 61:10-11; 143:4

38:13 Лав. 25:23; 1Тар. 29:15; Зәб. 118:19; Ибр. 11:13; 1Пет. 2:11