37
37-күй •••• Еғирчилиқта қалған кишиниң илтиҗа дуаси
1-2 Давут язған күй: —
(Әслимә үчүн)
И Пәрвәрдигар, ғәзивиңдә тәнбиһ бәрмигәйсән,
Қәһриңдә мени җазалимиғайсән! ■Зәб. 6:1-2
3 Чүнки оқлириң мени зәхимләндүрүп санҗиди,
Қолуң үстүмдин қаттиқ басти.
4 Қаттиқ ғәзивиң түпәйлидин әтлиримдә һеч сақлиқ йоқ,
Гунайим түпәйлидин устиханлиримда арам йоқтур.
5 Чүнки гуналирим боюмдин ташти;
Улар көтирәлмигүсиз еғир жүктәк мени бесивалди.
6 Ахмақлиғимдин җараһәтлирим сесип, шәлвәрәп кәтти.
7 Азаптин бәллирим толиму пүкүлүп кәтти,
Күн бойи ғәмгә петип жүримән!
8 Чатирақлирим отқа толди,
Әтлиримниң сақ йери йоқтур.
9 Мән толиму һалсирап, езилип кәттим;
Қәлбимдики азап-қайғу түпәйлидин һөкирәймән.
10 Рәб, барлиқ арзуюм көз алдиңдидур;
Уһ тартишлирим Сәндин йошурун әмәс;
11 Жүригим җиғилдап, һалимдин кәттим;
Көзлиримниң нури өчти.
12 Яр-бурадәрлиримму мени урған ваба түпәйлидин, өзлирини мәндин тартти;
Йеқинлиримму мәндин жирақ қачти.
13 Җенимни алмақчи болғанлар қапқан қуриду;
Маңа зиянни қәстлигәнләр зәһирини чачмақта;
Улар күн бойи һейлә-микирләрни ойлимақта.
14 Лекин мән гас адәмдәк аңлимаймән,
Гача адәмдәк ағзимни ачмаймән;
15 Бәрһәқ, мән аңлалмайдиған гаслардәк болуп қалдим;
Ағзимда қилидиған рәддийә-тәнбиһ йоқ.
16 Чүнки үмүтүмни Сән Пәрвәрдигарға бағлидим;
Рәб Худайим, Сән илтиҗайимға иҗабәт қилисән.
17 Чүнки мән: — «Улар мениң үстүмгә чиқип махтанмиғай;
Болмиса, путлирим тейилип кәткәндә, улар шатлиниду» — дедим мән.
18 Чүнки мән дәлдәңшип, түгишәй дәп қалдим,
Азавим көз алдимдин кәтмәйду.
19 Чүнки мән өз яманлиғимни иқрар қилимән;
Гунайим үстидә қайғуримән. ■Зәб. 31:5
20 Лекин дүшмәнлирим җушқун һәм күчлүктур;
Қара чаплап, маңа нәпрәтләнгәнләрниң сани нурғундур.
21 Вапаға җапа қилидиғанлар болса, мән билән қаршилишиду;
Чүнки мән яхшилиқни көзләп, интилимән.
22 И Пәрвәрдигар, мәндин ваз кәчмигәйсән!
И Худайим, мәндин жирақлашмиғайсән!
23 И Рәб, мениң ниҗатлиғим,
Маңа чапсан ярдәм қилғайсән!