31
31-күй •••• Гунани етирап қилип, Худадин кәчүрүм сораш; •••• Худа җававән бешарәт бериду
Давут язған «Масқил»: —
 
Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған,
Гуналири йепилған киши бәхитликтур! «Давут язған «Масқил»» — «Масқил» дегән сөзниң мәнаси бизгә намәлум; бәзи алимлар уни «тәрбийилик» билдүриду, дәп қарайду; йәни бәзиләр уни «маһирлиқ билән ейтилсун» дегәнни билдүриду, дәп қарайду. «Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, гуналири йепилған киши бәхитликтур!» — ибраний тилида: «Аһ, иитаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, гуналири йепилған кишиниң бәхитликлири!». Бу бәхитликләр төвәндә бир-бирләп тәсвирлиниду.  Рим. 4:6, 7
Пәрвәрдигар рәзилликлири билән һесаплашмайдиған,
Роһида һеч қандақ һейлилик йоқ киши бәхитликтур!
Мән гунайимни иқрар қилмай, сүкүттә турувалған едим,
Күн бойи аһу-пиған ичидә,
Сүйәклирим чирип кәтти;
Чүнки мени басқан қолуң маңа кечә-күндүз еғир болди;
Яздики қурғақчилиқтәк илигим қағҗирап кәтти.
Селаһ! «Селаһ!» — мәнаси ениқ әмәс. Зәбурдики һәр бир күй нахша қилип ейтилған вақитта, «Селаһ» бәлким пәдидики бирдәм тохташни (пауз) көрситип, «тохта, ойлан» дегән мәнада ишлитилиши мүмкин.
Әнди гунайимни Сениң алдиңда етирап қилдим,
Қәбиһлигимни Сәндин йошурувәрмәйдиған болдум;
Мән: «Пәрвәрдигарға асийлиқлиримни етирап қилимән» — дедим,
Шуниң билән Сән мениң рәзил гунайимни кәчүрүм қилдиң.
Селаһ! Зәб. 37:19; 50:5; Пәнд. 28:13; 1Юһ. 1:9
Шуңа Сени тапалайдиған пәйттә,
Һәр бир ихласмән Саңа дуа билән илтиҗа қилсун!
Чоң топанлар өрләп, тешип кәткәндә,
Сулар шу кишигә һәргиз йеқинлашмайду. «Шуңа сени тапалайдиған пәйттә, һәр бир ихласмән Саңа дуа билән илтиҗа қилсун!» — «шуңа» дегән мошу муһим сөз Худаниң кәчүрүмини издигән адәмгә үмүт бериши керәк (5-айәтни көрүң). «Чоң топанлар өрләп тешип кәткәндә, сулар шу кишигә йеқинлашмайду» — мошу сөзләр оқурмәнләргә Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридики топанни әслитиду. Топан келиштин бурун Худани издигәнләр үчүн «Худани тапалайдиған пәйт» болиду; лекин топан бесип кәлгәндин кейин Худани издәйдиған һеч қандақ пурсәт қалмайду.
Сән мениң далда җайимдурсән;
Сән мени зулумдин сақлайсән;
Әтрапимни ниҗатлиқ нахшилири билән қаплайсән!
Селаһ. Зәб. 26:5; 30:21
— «Мән сән меңишқа тегишлик йолда сени йетәкләймән һәм тәрбийләймән;
Мениң көзүм үстүңдә болуши билән саңа несиһәт қилимән. «Мениң көзүм үстүңдә болуши билән...» — (1) Худа Өзини сөйгәнләрни һәрдайим көзидә тутиду; (2) қедимдә падишалар хизмәтчилиригә пәқәт көз ишарити биләнла йол көрситәтти.
Әқли йоқ болған ат яки ешәктәк болма;
Уларни чәкләшкә тизгинләйдиған жүгән болмиса,
Улар һәргиз саңа йеқин кәлмәйду». Пәнд. 26:3; Яқ. 3:3
10 Рәзилләргә чүшүдиған қайғу-һәсрәтләр көптур,
Бирақ меһир-шәпқәтләр Пәрвәрдигарға таянған кишини чөридәйду;
11 И һәққанийлар, Пәрвәрдигар билән шатлинип хурсән болуңлар;
Көңли дуруслар, хошаллиқтин тәнтәнә қилиңлар!
 
 

31:1 «Давут язған «Масқил»» — «Масқил» дегән сөзниң мәнаси бизгә намәлум; бәзи алимлар уни «тәрбийилик» билдүриду, дәп қарайду; йәни бәзиләр уни «маһирлиқ билән ейтилсун» дегәнни билдүриду, дәп қарайду. «Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, гуналири йепилған киши бәхитликтур!» — ибраний тилида: «Аһ, иитаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, гуналири йепилған кишиниң бәхитликлири!». Бу бәхитликләр төвәндә бир-бирләп тәсвирлиниду.

31:1 Рим. 4:6, 7

31:4 «Селаһ!» — мәнаси ениқ әмәс. Зәбурдики һәр бир күй нахша қилип ейтилған вақитта, «Селаһ» бәлким пәдидики бирдәм тохташни (пауз) көрситип, «тохта, ойлан» дегән мәнада ишлитилиши мүмкин.

31:5 Зәб. 37:19; 50:5; Пәнд. 28:13; 1Юһ. 1:9

31:6 «Шуңа сени тапалайдиған пәйттә, һәр бир ихласмән Саңа дуа билән илтиҗа қилсун!» — «шуңа» дегән мошу муһим сөз Худаниң кәчүрүмини издигән адәмгә үмүт бериши керәк (5-айәтни көрүң). «Чоң топанлар өрләп тешип кәткәндә, сулар шу кишигә йеқинлашмайду» — мошу сөзләр оқурмәнләргә Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридики топанни әслитиду. Топан келиштин бурун Худани издигәнләр үчүн «Худани тапалайдиған пәйт» болиду; лекин топан бесип кәлгәндин кейин Худани издәйдиған һеч қандақ пурсәт қалмайду.

31:7 Зәб. 26:5; 30:21

31:8 «Мениң көзүм үстүңдә болуши билән...» — (1) Худа Өзини сөйгәнләрни һәрдайим көзидә тутиду; (2) қедимдә падишалар хизмәтчилиригә пәқәт көз ишарити биләнла йол көрситәтти.

31:9 Пәнд. 26:3; Яқ. 3:3