6
6-күй •••• Қайғу ичидики дуа
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар һәм сәккиз тарлиқ арфа билән оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Пәрвәрдигар, ғәзивиң тутқанда мени әйиплимә;
Қәһриң кәлгәндә мени әдәплимә.«сәккиз тарлиқ арфа» — башқа бир тәрҗимиси «сәккиз әнлик күй».
Маңа шапаәт қилғин, и Пәрвәрдигар, чүнки мән зәиплишип кәттим;
И Пәрвәрдигар, мени сақайтқин, чүнки мениң устиханлирим вәһимигә чүшти.Зәб. 37:4
Мениң җеним дәһшәтлик дәккә-дүккигә чүшти;
И Пәрвәрдигар, қачанғичә шундақ болиду?
Йенимға қайт, и Пәрвәрдигар, җенимни азат қилғайсән,
Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн мени қутқузғин.
Чүнки өлүмдә болса Саңа сеғинишлар йоқ;
Тәһтисарада ким Саңа тәшәккүрләрни ейтсун?«Тәһтисарада ким саңа тәшәккүрләрни ейтсун?» — «тәһтисара» өлгүчиләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған җай (ибраний тилида «шеол» дейилиду).
Мениң уһ тартишлиримдин мағдурум қалмиди;
Түн бойи орун-көрпәмни көлчәк қилимән;
Яшлирим билән каривитимни чөктүримән.
Дәрдләрдин көзүм хирәлишип кәтти;
Барлиқ күшәндилирим түпәйлидин көзүм кардин чиқиватиду.
И қәбиһлик қилғучилар, һәммиңлар мәндин нери болуңлар;
Чүнки Пәрвәрдигар жиға авазимни аңлиди.Мат. 7:23; 25:41; Луқа 13:27
10 Пәрвәрдигар тилавитимни аңлиди;
Пәрвәрдигар дуайимни иҗабәт қилиду;
11 Дүшмәнлиримниң һәммиси йәргә қарап қалиду, улар зор паракәндичиликкә дучар болиду;
Туюқсиз кәйнигә йенип хиҗаләттә қалиду.
 
 

6:1-2 «сәккиз тарлиқ арфа» — башқа бир тәрҗимиси «сәккиз әнлик күй».

6:3 Зәб. 37:4

6:6 «Тәһтисарада ким саңа тәшәккүрләрни ейтсун?» — «тәһтисара» өлгүчиләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған җай (ибраний тилида «шеол» дейилиду).

6:9 Мат. 7:23; 25:41; Луқа 13:27