Оқурмәнләргә аянки, тәмсилләрдә «қушлар» адәттә җин-шәйтанларни билдүриду (мәсилән, 8:5ни көрүң).
Оқурмәнләргә йәнә аянки, тәмсилләрдә «ечитқу» яки «хемиртуруч» адәттә яман тәсирләр (тәкәббурлуқ, сахтипәзлик)ни билдүриду (мәсилән, 12:1ни көрүң). ■Мат. 13:33.
Бу әҗайип һәқиқәтниң көп җәһәтлири бар; бирақ рошәнки, шу күнидә Худа әсли чақирған Йәһудийлар Худаниң падишалиғида хиҗаләткә қалдурулиду вә әсли бутпәрәс болған Йәһудий әмәсләр униңда иззәткә еришиду. ■Мат. 19:30; 20:16; Мар. 10:31.
□13:1 «... валий Пилатусниң ... уларниң қанлирини улар қиливатқан ибадәтханидики қурбанлиқниң қанлири билән арилаштурғанлиғи» — айәттә «ибадәтхана» дегән сөз йоқ. Бирақ қурбанлиқ қилиш башқа йәрдә болмайтти. «қанлири... қурбанлиқниң қанлири билән арилаштурди» — демәк, Пилатус уларни ибадәтханида ибадәт үстидә өлтүрүвәтти.
□13:3 «һәммиңлар охшаш ақивәттә һалак болисиләр» — бу сөз бәлким Рим империйәси миладийә 70-жилида Йерусалим вә башқа шәһәрләрни вәйран қилишини вә шуниң билән тәң дозақниму көрситиши мүмкин. 5-айәтниң мәнасиму шундақ.
□13:4 «Силоам» — (ибраний тилида «Шилоаһ») Йерусалимдики бир мәһәллә. «Нәһ.» 3:15 вә «Йәш.» 8:6ни көрүң. «силәр уларни Йерусалимда туруватқан башқлардин қәбиһ, дәп қарамсиләр?» — «қәбиһ» мошу йәрдә грек тилида «қәриздар» дәп ипадилиниду.
□13:11 «... он сәккиз жилдин бери зәипләштүргүчи бир җин тәрипидин тутулуп...» — «җин» — Грек тилида «роһ». «өрә туралмайдиған бир аял бар еди» — «өрә туралмайдиған» грек тилида «бешини көтирәлмәйдиған».
□13:14 «синагогниң чоңи Әйсаниң шабат күни кесәл сақайтқинидин ғәзәплинип...» — униң ғәзәплинишиниң үч сәвәви бар еди: (1) уларниң қаидә-йосунлири бойичә аял киши синагогниң оттуриға кәлмәслиги керәк еди (улар кәйнидә олтиратти яки туратти); (2) йәнә қаидилири бойичә әр киши аял кишигә һеч тәгмсәлиги керәк, һәтта адәттә натонуш аял кишигә гәп қилмаслиғи керәк еди; (3) Әйса шабат күнидә кесәл сақайтти.
■13:14 Мис. 20:9; Қан. 5:13; Әз. 20:12.
□13:15 «Әй сахтипәзләр! Һәр бириңлар шабат күни топақ вә ешигиңларни оқурдин йешип, суғарғили башлимамсиләр?! » — буни «ишләш» яки «хизмәт қилиш» дәп һесаплашқа болсиму, инсан бу зувансиз һайванларға мошундақ «инсанпәрвәрлик» көрсәтмисә, толиму рәһимсизлик болатти. Ундақта инсанға рәһим көрситишкә болмамду?!
■13:15 Мис. 23:5; Қан. 22:4; Луқа 14:5.
□13:16 «Ибраһимниң бир қизи болған бу аял» — «Ибраһимниң қизи» дегән ибарә аялниң Ибраһимниң әвлади екәнлигини көрситиду, әлвәттә, шундақла бәлким униңда һәқиқий етиқат болғанлиғиниму көрситиши мүмкин.
□13:19 «У , йәни Худаниң падишалиғи гоя бир тал қича уруғиға охшайду» — «қича уруғи» Асиядики барлиқ уруқлар ичидә әң кичиги. «у өсүп йоған дәрәқ болди» — адәттә қича өсүп йетилгәндә 2-3 метрлиқ көчәт болиду. Лекин бу тәмсилдур; Худаниң падишалиғиниң бәзи җәһәтлири адәттин ташқири болиду. Оқурмәнләргә аянки, тәмсилләрдә «қушлар» адәттә җин-шәйтанларни билдүриду (мәсилән, 8:5ни көрүң).
□13:20-21 «үч җавур ун» — (яки «үч күрә ун») грек тилида «үч сатон», ибраний тилида «үч сеаһ». Бир «сатон» 7 килограм еди; бу хелә көп ун болуп, йүз адәмниң тамиғиға йетәтти. «Яр.» 18:6ни көрүң. Оқурмәнләргә йәнә аянки, тәмсилләрдә «ечитқу» яки «хемиртуруч» адәттә яман тәсирләр (тәкәббурлуқ, сахтипәзлик)ни билдүриду (мәсилән, 12:1ни көрүң).
■13:25 Мат. 25:11,12; Луқа 6:46.
■13:27 Зәб. 6:9; Мат. 7:23; 25:12,41.
■13:28 Мат. 8:11, 12; 13:42; 24:51.
□13:29 «кишиләр мәшриқ билән мәғрибтин вә шимал билән җәнуптин келишип, Худаниң падишалиғида дәстиханда олтириду» — «мәшриқ билән мәғрибтин вә шимал билән җәнуптин» кәлгәнләр Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Олтириду» башқа изаһатларда көрситилгәндәк грек тилида «ятиду» дегән сөз билән ипадилиниду.
■13:29 Йәш. 2:2; Мал. 1:11; Мат. 8:11.
□13:30 «алдида турғанлардин арқиға өтидиғанлар, арқида турғанлардин алдиға өтидиғанлар бар болиду» — грек тилида «ахирқилардин биринчиси болидиғанлар бар болиду, биринчиләрдин ахирқиси болидиғанлар бар болиду» дәп ипадилиниду. Бу әҗайип һәқиқәтниң көп җәһәтлири бар; бирақ рошәнки, шу күнидә Худа әсли чақирған Йәһудийлар Худаниң падишалиғида хиҗаләткә қалдурулиду вә әсли бутпәрәс болған Йәһудий әмәсләр униңда иззәткә еришиду.
■13:30 Мат. 19:30; 20:16; Мар. 10:31.
□13:32 «үчинчи күни такамуллаштурулимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «үчинчи күни нишанимға житимән» яки «үчинчи күни ишлиримни тамам қилимән». Лекин ишинимизки, тәрҗимимиз грек тилиға садиқтур. Төвәндики изаһатни көрүң. «Берип шу түлкигә ейтиңлар: Мана мән җинларни һайдиветип, бүгүн вә әтә шипа берәрмән вә үчинчи күни такамуллаштурулимән, дәңлар» — бу сирлиқ гәпниң мәнаси бәлким: «Маңа қалған қисқа вақит ичидә Худа маңа бекиткән плани бойичә сәндин қорқмай ишләверимән. Қисқа вақит ичидә мән Худадин тапшурувалған вәзипәмни тамам қилимән вә шундақла өзүм «такамуллаштурулимән»» дегәндәк болуши мүмкин. Униң үстигә, Мәсиһниң «такамуллаштурулимән» дегән сирлиқ сөзи, шүбһисизки, көп җәһәтликтур. «Ибр.» 2:10дә охшаш һәқиқәт тепилиду вә «ибранийларға»дики «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ азрақ тохтилимиз.
□13:33 «Һалбуки, бүгүн вә әтә вә өгүнлүккә меңип жүрүшүм керәктур» — Әйса бу сөзни қилғанда техи Галилийә өлкисидә еди. Һеродниң Йерусалим билән алақиси йоқ еди, Галилийәни идарә қилатти. Шуңа бу 32-айәттики сөзниң давами: «Мәнки Мәсиһ Йерусалимға беришим керәк, лекин ундақ қилишим Һеродтин қечиш үчүн әмәс, бәлки Худаниң плани болғанлиғи үчүн» дегәндәк мәнидә. «чүнки һеч пәйғәмбәрниң өлтүрүлүши Йерусалимдин башқа һеч қандақ җайда мүмкин болма.» — бу кинайилик, һәҗвий гәп. Бу «капир» Һерод хан Галилийәни башқурғини билән Мәсиһкә хәтири болмайду, лекин «Худаниң гөзәл шәһири»дә туруватқанлар ахир берип Әйсани өлтүриду.Бу җүмлидики «мүмкин болмас» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «әқил йәтмәс».
□13:34 «Әй «Йерусалим, Йерусалим!» — Муқәддәс Китапта, бирисиниң бир адәмниң исмини яки бир җайниң намини тәкрар икки қетим чақириши униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини ипадиләп, униң өзигә әзиз екәнлигини көрситиду. «Мән қанчә қетимлап мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк сениң балилириңни қойнумға алмақчи болдум» — «сениң балилириң» Йерусалимда туруватқан Йәһудий хәлиқни көрситиду, әлвәттә.
■13:34 Зәб. 16:8; 91:4; Мат. 23:37.
□13:35 «Мана өйүңлар ташлинип вәйранә болуп қалиду» — «силәрниң өйүңлар» мошу бешарәттә: (1) муқәддәс ибадәтхана (у кинайилик билән «Худаниң өйи» демәйду): (2) пүткүл Исраил җәмәтини көрситиду. Чүнки римлиқлар миладийә 70-жилида келип, уларниң муқәддәс ибадәтханисини вәйран қилиду вә Йәһудий хәлқини дунияниң һәр бир булуң-пушқақлириға тарқитиветиду. «Пәрвәрдигарниң нами билән кәлгүчигә мубарәк болғай!» — бу болса Йәһудий хәлқиниң Мәсиһни қарши елишида дейишигә тегишлик сөзләрдур. Мәсиһ Йерусалимға киргәндә гәрчә мәлум бир қисим кишиләр шундақ сөзни қилғини билән («Луқа» 19:28-48ни, болупму 38-айәтни көрүң), (1) уларниң ундақ дегәнлири сап етиқаттин болмиған; (2) пүтүн хәлиқ ундақ дегини йоқ, бәлки ишәнмигән. Шуниң билән Әйса Мәсиһниң мошу дунияға қайта келиши, шундақла Йәһудий хәлқиниң уни қайта көрүши үчүн пүткүл хәлиқ авал уни «Мәсиһ-қутқузғучимиз», йәни «Пәрвәрдигарниң нами билән кәлгүчи» дәп етирап қилиши керәктур (бу бешарәт «Рим.» 11:25-27, «Зәк.» 12:7-14 вә башқа йәрләрдә тепилиду).
■13:35 Зәб. 68:26; 117:26; Йәш. 1:7; Йәр. 7:34; Мик. 3:12; Мат. 23:38; Рос. 1:20.