8
Әйсаниң мохо кесилини сақайтиши
Мар. 1:40-45; Луқа 5:12-16
У тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди. Вә мана, мохо кесили бар болған бир киши униң алдиға келип, бешини йәргә уруп тизлинип:
— Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — деди.«мохо кесили бар болған бир киши» — мохо кесили бир хил қорқунучлуқ, жуқумлуқ терә кесили болуп, Тәврат қануни бойичә Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни «напак» дәп һесаплап, уларға тәгмәслиги керәк еди («Лав.» 13-14-баплар). «Тәхсир» — грек тилида бу сөз «куриос» дәп атилиду. У алди-кәйнидики сөзләргә қарап яки «Тәхсир» яки «Рәб»ни билдүриду. Мошу йәрдә мохо кесилигә гириптар адәм Әйсаниң ким екәнлигини техи анчә билмигәчкә, «Тәхсир» дәп тәрҗимә қилишимиз керәк.  Мар. 1:40; Луқа 5:12. Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп:
— Халаймән, пак болғин! — девиди, бу адәмниң мохо кесили шуан пак болуп сақайди. Әйса униңға:
— Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилған һәдийә-қурбанлиқни сунғин, — деди.«удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилған һәдийә-қурбанлиқни сунғин» — Тәврат қануни бойичә бириси мохо кесилидин сақайған болса, муқәддәс ибадәтханидики мәсъул каһинниң алдиға берип өзини «сақ, яки сақ әмәс» дәп тәкшүртүп қурбанлиқ қилиши керәк еди; андин қайтидин җәмийәт билән арилишалайтти. («Лав.» ,13:9, 14:11-13, «Луқа» 5:14ни көрүң). Демисәкму, Мәсиһ кәлгичә бундақ мурасим бир қетимму өткүзүлүп бақмиған.  Лав. 13:2; 14:2; Луқа 5:14.
 
Әйсаниң римлиқ йүз бешиниң чакирини сақайтиши
Луқа 7:1-10; Юһ. 4:43-54
У Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, римлиқ бир йүз беши униң алдиға келип, униңдин йелинип:Луқа 7:1.
— Тәхсир, чакирим паләч болуп қелип, бәк азаплинип өйдә ятиду, — деди.
Мән берип уни сақайтип қояй, — деди Әйса.
Йүз беши җававән:
— Тәхсир, торусумниң астиға киришиңизгә лайиқ әмәсмән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду.Зәб. 106:20. Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, мениң қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду. Қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.«мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән...» — «мәнму» дегән сөзгә диққәт қилишимиз керәк. Демәк, йүз беши Рим императориниң һоқуқи астида туруп өз һоқуқи билән әскәрлиригә буйруқ берәләйтти; Әйса аләм егисиниң һоһуқи астида туруп униң һоқуқи билән аләмниң ишлирини буйруйдиған адәм еди.
10 Әйса бу гәпләрни аңлап, һәйран болди. Өзи биллә кәлгәнләргә:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бундақ ишәшни һәтта Исраиллар арисидиму тапалмиған едим. 11 Силәргә шуни ейтайки, нурғун кишиләр күнчиқиш вә күнпетиштин келип, әрш падишалиғида Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду. Луқа 13:29. 12 Лекин бу падишалиқниң өз пәрзәнтлири болса, сиртта қараңғулуққа ташлинип, у йәрдә жиға-зерәлар көтириду, чишлирини ғучурлитиду, — деди. «күнчиқиш вә күнпетиштин кәлгәнләр ...» — (11-айәт) Йәһудий әмәсләрни, йәни ят әлилкләрни көрситиду. «Падишаһлиқниң өз пәрзәнтлири» болса, әсли Худаниң падишалиғиға мирасхор болуш керәк болған Йәһудийларниң өзлирини көрситиду.  Мат. 13:42; 21:43; 22:13; 24:51; Луқа 13:28. 13 Андин, Әйса йүз бешиға:
— Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк сән үчүн шундақ қилиниду, деди. Һелиқи чакарниң кесили шу пәйттә сақайтилди.
 
Әйсаниң нурғун кесәлләрни сақайтиши
Мар. 1:29-34; Луқа 4:38-41
14 Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинанисиниң қизип орун тутуп йетип қалғинини көрди. Мар. 1:29; Луқа 4:38. 15 У униң қолини тутивиди, униң қизитмиси янди. Аял дәрһал орнидин туруп, Әйсани күтүшкә башлиди.
16 Кәч киргәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни униң алдиға елип келишти. У бир еғиз сөз биләнла җинларни һайдивәтти вә барлиқ кесәлләрни сақайтти. 17 Буниң билән, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән: «У өзи ағриқ-силақлиримизни көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди» дегән сөз әмәлгә ашурулди.Йәш. 53:4; 1Пет. 2:24.
 
Әйсаға әгишишниң бәдәллири
Луқа 9:57-62
18 Әйса өзини оривалған топ-топ кишиләрни көрүп, мухлислириға деңизниң у қетиға өтүп кетишни әмир қилди. 19 Шу чағда, Тәврат устазлиридин бири келип, униңға:
— Устаз, сән қәйәргә барсаң, мәнму саңа әгишип шу йәргә баримән, — деди.Луқа 9:57.
20 Әйса униңға:
— Түлкиләрниң өңкүрлири, асмандики қушларниң угилири бар; бирақ Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.«Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ» — Тәвратта «Инсаноғли» дегән ибарә алдин-ала ейтилған, дунияни қутқузушқа келидиған «Мәсиһ»ни көрсәткән еди (мәсилән, «Дан.» 7:13-14). Тәврат-Зәбур бойичә бу әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән әрштин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Униңдин муһими, бизниңчә, Әйса Мәсиһниң бу намни өзи һәққидә көп ишлитиши өзиниң толуқ инсан екәнлигини, инсанийәт билән бир екәнлигини тәкитләш үчүн еди. Чүнки әрш тәрипидин ейтқанда әҗайип иш шуки, гәрчә у әзәлдин Худаниң Оғли болған болсиму, у һазир йәнә «Инсанниң оғли»му еди. «Тәбирләр»ниму көрүң.
21 Мухлислиридин йәнә бири униңға:
— Рәб, мениң авал берип атамни йәрликкә қоюшумға иҗазәт бәргәйсән, — деди.«Рәб, мениң авал берип атамни йәрликкә қоюшумға иҗазәт бәргәйсән» — бу кишиниң атиси бәлким техи дуниядин кәтмигән еди. Шуниң билән бәзиләр: «Авал берип атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүшүмгә йол қойғайсән» дәп тәрҗимә қилиду.
22 Бирақ Әйса униңға:
— Маңа әгәшкин, вә өлүкләр өз өлүклирини йәрликкә қойсун, — деди.«Өлүкләр өз өлүклирини йәрликкә қойсун» — «өлүкләр» мошу йәрдә шүбһисизки, гуналиридин қутқузулмиғанлиғи түпәйлидин «роһи өлгәнләр»ни көрситиду.  1Тим. 5:6.
 
Әйсаниң боранни тиничлитиши
Мар. 4:35-41; Луқа 8:22-25
23 У кемигә чүшти, мухлислириму чүшүп биллә маңди. Мар. 4:35; Луқа 8:22. 24 Вә мана, деңиз үстидә қаттиқ боран чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемидин һалқип кемини ғәриқ қиливетәй дәп қалди. Лекин у ухлавататти. 25 Мухлислар келип уни ойғитип:
— И устаз, бизни қутулдурғайсән! Биз һалакәт алдида туримиз — деди.
26 — Немишкә қорқисиләр, и ишәши аҗизлар! — деди у вә орнидин туруп, боран-чапқунға вә деңизға тәнбиһ беривиди, һәммиси бирдинла тиничланди.Аюп 26:12; Зәб. 106:29; Йәш. 51:10.
27 Мухлислар интайин һәйран болуп, бир-биригә:
— Бу зади қандақ адәмду? Һәтта боран-чапқунлар вә деңизму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти.
 
Әйсаниң җин чаплашқан икки адәмни азат қилиши
Мар. 5:1-20; Луқа 8:26-39
28 Әйса деңизниң у қетидики Гадаралиқларниң жутиға барғинида, җин чаплашқан икки киши гөрлиридин чиқип униңға алдиға кәлди. Улар шунчә вәһший едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалмайтти. «Гадаралиқлар» — яки «Герасалиқлар» («Луқа» 8:36ни көрүң). «җин чаплашқан икки киши гөрлиридин чиқип униңға алдиға кәлди» — «гөрләрдин» — Қанаанда (Пәләстиндә) көп гөрләр өңкүрләрдин ясилиду.  Мар. 5:1; Луқа 8:26. 29 Уни көргәндә улар:
— И Худаниң Оғли, сениң биз билән немә кариң! Сән вақит-саити кәлмәйла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп товлиди.
30 Шу йәрдин хелә жирақта чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти. 31 Җинлар әнди униңға:
— Әгәр сән бизни қоғливәтмәкчи болсаң, бизни тоңғуз падиси ичигә киргүзүвәткәйсән, — дәп ялвурушти.
32 У уларға:
— Чиқиңлар! — девиди, җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә киривалди. Мана, пүткүл тоңғуз падиси тик ярдин етилип чүшүп, суларда ғәриқ болди.
33 Лекин тоңғуз баққучилар бәдәр қечип, шәһәргә кирип, бу ишниң баш-ахирини, җүмлидин җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа ейтип беришти. 34 Вә мана, пүтүн шәһәрдикиләр Әйса билән көрүшкили чиқти. Улар уни көргәндә, униң өзлириниң шу районидин айрилип кетишини өтүнди.
 
 

8:2 «мохо кесили бар болған бир киши» — мохо кесили бир хил қорқунучлуқ, жуқумлуқ терә кесили болуп, Тәврат қануни бойичә Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни «напак» дәп һесаплап, уларға тәгмәслиги керәк еди («Лав.» 13-14-баплар). «Тәхсир» — грек тилида бу сөз «куриос» дәп атилиду. У алди-кәйнидики сөзләргә қарап яки «Тәхсир» яки «Рәб»ни билдүриду. Мошу йәрдә мохо кесилигә гириптар адәм Әйсаниң ким екәнлигини техи анчә билмигәчкә, «Тәхсир» дәп тәрҗимә қилишимиз керәк.

8:2 Мар. 1:40; Луқа 5:12.

8:4 «удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилған һәдийә-қурбанлиқни сунғин» — Тәврат қануни бойичә бириси мохо кесилидин сақайған болса, муқәддәс ибадәтханидики мәсъул каһинниң алдиға берип өзини «сақ, яки сақ әмәс» дәп тәкшүртүп қурбанлиқ қилиши керәк еди; андин қайтидин җәмийәт билән арилишалайтти. («Лав.» ,13:9, 14:11-13, «Луқа» 5:14ни көрүң). Демисәкму, Мәсиһ кәлгичә бундақ мурасим бир қетимму өткүзүлүп бақмиған.

8:4 Лав. 13:2; 14:2; Луқа 5:14.

8:5 Луқа 7:1.

8:8 Зәб. 106:20.

8:9 «мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән...» — «мәнму» дегән сөзгә диққәт қилишимиз керәк. Демәк, йүз беши Рим императориниң һоқуқи астида туруп өз һоқуқи билән әскәрлиригә буйруқ берәләйтти; Әйса аләм егисиниң һоһуқи астида туруп униң һоқуқи билән аләмниң ишлирини буйруйдиған адәм еди.

8:11 Луқа 13:29.

8:12 «күнчиқиш вә күнпетиштин кәлгәнләр ...» — (11-айәт) Йәһудий әмәсләрни, йәни ят әлилкләрни көрситиду. «Падишаһлиқниң өз пәрзәнтлири» болса, әсли Худаниң падишалиғиға мирасхор болуш керәк болған Йәһудийларниң өзлирини көрситиду.

8:12 Мат. 13:42; 21:43; 22:13; 24:51; Луқа 13:28.

8:14 Мар. 1:29; Луқа 4:38.

8:17 Йәш. 53:4; 1Пет. 2:24.

8:19 Луқа 9:57.

8:20 «Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ» — Тәвратта «Инсаноғли» дегән ибарә алдин-ала ейтилған, дунияни қутқузушқа келидиған «Мәсиһ»ни көрсәткән еди (мәсилән, «Дан.» 7:13-14). Тәврат-Зәбур бойичә бу әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән әрштин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Униңдин муһими, бизниңчә, Әйса Мәсиһниң бу намни өзи һәққидә көп ишлитиши өзиниң толуқ инсан екәнлигини, инсанийәт билән бир екәнлигини тәкитләш үчүн еди. Чүнки әрш тәрипидин ейтқанда әҗайип иш шуки, гәрчә у әзәлдин Худаниң Оғли болған болсиму, у һазир йәнә «Инсанниң оғли»му еди. «Тәбирләр»ниму көрүң.

8:21 «Рәб, мениң авал берип атамни йәрликкә қоюшумға иҗазәт бәргәйсән» — бу кишиниң атиси бәлким техи дуниядин кәтмигән еди. Шуниң билән бәзиләр: «Авал берип атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүшүмгә йол қойғайсән» дәп тәрҗимә қилиду.

8:22 «Өлүкләр өз өлүклирини йәрликкә қойсун» — «өлүкләр» мошу йәрдә шүбһисизки, гуналиридин қутқузулмиғанлиғи түпәйлидин «роһи өлгәнләр»ни көрситиду.

8:22 1Тим. 5:6.

8:23 Мар. 4:35; Луқа 8:22.

8:26 Аюп 26:12; Зәб. 106:29; Йәш. 51:10.

8:28 «Гадаралиқлар» — яки «Герасалиқлар» («Луқа» 8:36ни көрүң). «җин чаплашқан икки киши гөрлиридин чиқип униңға алдиға кәлди» — «гөрләрдин» — Қанаанда (Пәләстиндә) көп гөрләр өңкүрләрдин ясилиду.

8:28 Мар. 5:1; Луқа 8:26.