53
Давами
Бизниң хәвиримизгә кимму ишәнгән?
Һәм «Пәрвәрдигарниң Билиги» болғучи кимгиму аян қилинған?«Бизниң хәвиримизгә кимму ишәнгән? Һәм «Пәрвәрдигарниң Билиги» болғучи кимгиму аян қилинған?» — мошу айәттин көрәләймизки: —
(1) «Пәрвәрдигарниң Билиги» бир шәхс болиду (2-, 3-айәтниму көрүң). Төвәндики 2-12-айәтләргиму қариғанда, «Пәрвәрдигарниң Билиги» билән «Пәрвәрдигарниң қули» бир гәп.
(2) Пәрвәрдигарниң «аян қилиши» яки вәһийси болмиса, һеч ким уни тоналмайду.
  Мис. 6:6; 15:6; Зәб. 96:1; Йәш. 51:5, 9, 10; Юһ. 12:38; Рим. 10:16
У болса Пәрвәрдигарниң алдида худди юмран майсидәк,
Яки худди қағҗирақ тупрақта тартқан бир йилтиздәк өсиду;
Униңда җәзбидарлиқ яки һәйвә йоқ болиду,
Биз уни көргинимиздә, униң бизни җәлб қилғидәк тәқи-турқиму йоқ болиду.«У ... худди қағҗирақ тупрақта тартқан бир йилтиздәк өсиду; униңда җәзбидарлиқ яки һәйвә йоқ болиду, биз уни көргинимиздә, униң бизни җәлб қилғидәк тәқи-турқиму йоқ болиду» — «Пәрвәрдигарниң қули»ниң туғулуши һәм униң өсүп йетилиши гәрчә мөҗизә болсиму, һеч ким униң «Пәрвәрдигарниң Билиги» екәнлигини билмәй, униңға писәнт қилмайду. Әмәлийәттә майса вә йилтизлар қандақму қағҗирақ йәрдин үнүп чиқсун?!  Аюп 8:11
У кишиләр тәрипидин кәмситилиду, улар униңдин жирақлишиду;
У көп дәрд-әләмлик адәм болуп,
Униңға азап-оқубәт яр болиду;
Шуниң билән униңдин йүзләр қачурулиду;
У кәмситилиду, биз уни һеч нәрсигә әрзимәс дәп һесаплидуқ.«У кишиләр тәрипидин кәмситилиду, улар униңдин жирақлишиду,...» — кишиләр: — «Келип чиқиши, турмуши вә турқи җәһәттин мошундақ аддий адәм қандақму «Пәрвәрдигарниң Билиги» болиду?» дәп ойлиши мүмкин.  Зәб. 21:7-9; Йәш. 49:7; 52:14; Мар. 9:12
Бирақ әмәлийәттә болса,
У бизниң қайғу-һәсритимизни көтәрди,
Азап-оқубәтлиримизни өз үстигә алди.
Биз болсақ, бу ишларни у вабаға учриғанлиғидин,
Худа тәрипидин җазалинип урулғанлиғидин,
Шундақла қийин-қистаққа елинғанлиғидин дәп қаридуқ!«Бирақ әмәлийәттә болса, у бизниң қайғу-һәсритимизни көтәрди, азап-оқубәтлиримизни өз үстигә алди. Биз болсақ, бу ишларни у ...Худа тәрипидин җазалинип урулғанлиғидин, шундақла қийин-қистаққа елинғанлиғидин дәп қаридуқ!» — бу бешарәттә пеиллар көпинчә «өткән заман шәклидә» йезилғанлиғи оқурмәнләр үчүн бир аз ғәлитә түюлуши мүмкин. Бу бешарәтләр болса, кәлгүси, йәни техи йүз бәрмигән ишларни алдин-ала ейтқан болса, немишкә «өткән заман шәклидә» ипадилиниду? Ишинимизки, Һәммигә Қадир Худайимиз алдида, кәлгүсидики, йәни техи йүз бәрмигән ишлар худди бурунқи яки бүгүнки ишларға охшашла рошән һәм ениқ туриду, әлвәттә. Бу бешарәтләрдә, Йәшая пәйғәмбәр Муқәддәс Роһниң қабилийити билән кәлгүсидики мәлум бир заманда болуп өткинидәкла, бешарәт берилгән ишларни, аллибурун йүз берип болған ишларни көргәндәк ениқ көриду. Пеилниң «өткән заман шәкли»ни ишлитишниң әһмийити шуни испатлайдуки, Худаниң нәзиридики «Өзиниң қули»ниң өлүми, әлмисақтин буянқи әң әһмийәтлик, әң муһим вә әң улуқ иш, шундақла мәңгүлүк бир пакит.  Мат. 8:17
Лекин у бизниң асийлиқлиримиз түпәйлидин яриланди,
Бизниң гуналиримиз үчүн зәхимләнди;
Униң җазалиниш бәдилигә, биз арам-хатирҗәмлик таптуқ,
Һәм қамчидин болған ярилири арқилиқ биз шипаму таптуқ. «Униң җазалиниш бәдилигә, биз арам-хатирҗәмлик таптуқ» — ибраний тилда «бизгә арам-хатирҗәмлик йәткүзгүчи җаза униң бешиға чүшти».  Рим. 4:25; 1Кор. 15:3; 1Пет. 2:24
Һәммимиз худди қойлардәк йолдин езип,
Һәр биримиз өзимиз халиған йолға маңған едуқ;
Бирақ Пәрвәрдигар һәммимизниң қәбиһлигини униң үстигә жиғип жүклиди.1Пет. 2:25
У қийнилип, азап чәккән болсиму еғиз ачмиди;
У худди боғузлашқа йетиләп меңилған пақландәк боғузлашқа елип меңилди,
Шундақла жуң қирқиғучилар алдида қой үн-тинсиз ятқандәк, у задила еғиз ачмиди. «У қийнилип, азап чәккән болсиму еғиз ачмиди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У қийналди, бирақ өзини төвән тутуп ағзини ачмиди». «У худди боғузлашқа йетиләп меңилған пақландәк боғузлашқа елип меңилди, шундақла жуң қирқиғучилар алдида қой үн-тинсиз ятқандәк, у задила еғиз ачмиди» — мошу пақланлар вә қойлар немә ишниң өз алдида туридиғанлиғини билмәйду, әлвәттә; бирақ қул билиду һәм пүтүн вуҗуди һәм ихтияри билән өзини Пәрвәрдигарниң халиқини шу дәп уни қобул қилип, өзини пида қилиду.  Мат. 26:63; 27:12,14; Мар. 14:61; 15:5; Рос. 8:32
У қамап қоюлуп, һәқ сорақтин мәһрум болуп елип кетилди,
Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?!
Чүнки у тирикләрниң зиминидин елип кетилди,
Мениң хәлқимниң асийлиғи үчүн у ваба билән урулди.«У қамап қоюлуп, һәқ сорақтин мәһрум болуп елип кетилди» — башқа бир-икки хил тәрҗимиси бар: — «У қамап қоюлуп, сораққа тартилиш билән елип кетилди» яки «У рәһимсизлик билән, һеч сораққа тартилмайла елип кетилди», яки «У хар қилинғанда, у (адил) сот қилиниш һоқуқидин мәһрум болди». «Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Өзиниң дәвридикиләр болса, (улар арисида) ким (бу ишларға) әтиварлиди».  Зәб. 21:31; Йәш. 53:10
Кишиләр уни рәзилләр билән ортақ бир гөргә бекиткән болсиму,
Лекин у өлүмидә бир бай билән биллә болди,
Чүнки у һеч қачан зораванлиқ қилип бақмиған,
Униң ағзидин бирәр еғизму һейлә-микирлик сөз тепилмас.«у өлүмидә ...» — ибраний тилида мошу йәрдики «өлүми» дегән сөз, «көплүк шәклидә», «өлүмлири» дәп елинған; бу сөз «қул»ниң өлүминиң дәһшәтлик болғанлиғини, шундақла униң өлүминиң әһмийитиниң көп тәрәплимилик болғанлиғини көрсәтсә керәк. «У өлүмидә бир бай билән биллә болди» — мошу бешарәтниң әмәлгә ашурулуши, Инҗил «Мат.» 27:57-айәттин яки «Юһ.» 19:38-айәттин ениқ тепилиду.  1Пет. 2:22; Мат. 27:57-60
10 Бирақ уни езишни лайиқ көргән Пәрвәрдигардур;
У уни азапқа чөмүлдүргүзди.
Гәрчә у өз җенини гунани жуйидиған қурбанлиқ қилған болсиму,
Лекин у өзиниң уруқ-әвлатлирини чоқум көрүп туриду,
Шундақла униң көридиған күнлири узартилиду;
Вә Пәрвәрдигарниң көңли сөйүнидиған ишлар униң илкидә болуп, раваҗ тепип әмәлгә ашурулиду.«Гәрчә у өз җенини гунани жуйидиған қурбанлиқ қилған болсиму,...» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «Гәрчә у (Худа) униң җенини гунани жуйидиған қурбанлиқ қилған болсиму,...»
Мошу айәттики «гунани жуйидиған қурбанлиқ» (ибраний тилида «ашам» дейилиду), Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән Тәврат 3-қисим, йәни «қурбанлиқнамә» сүпитидә болған «Лавийлар» дегән китапта, мошу хил қурбанлиқ «адәм билән Худа»ни һәмдә «адәм билән адәм»ни енақлаштуридиған, йәни «итаәтсизлик қурбанлиғи» дәп аталған («Лавийлар», 5-бапни көрүң).
«униң көридиған күнлири узартилиду» — Пәрвәрдигарниң қули 8-айәткә асасән пәрзәнтсиз «әвлади йоқ» һалда өлди. Бирақ мошу баянларға асасән у һазир һаят һәмдә униң бир аилиси болиду. Улар ким? Авалқи бабтики 15-айәттә «қан чечилған» нурғун «ят әлләр», йәни төвәндики 11- һәм 12-айәттики өзигә ишәнгән, «һәққанийлиқ йәткүзүлгән» «нурғун кишиләр» болмай ким болсун? У өлгән болса, мошу иш өлүмдин тирилгәндин кейин болуши керәк; демәк, Пәрвәрдигарниң қули өлүмдин тирилиду.
«Пәрвәрдигарниң көңли сөйүнидиған ишлар униң илкидә болуп, ... әмәлгә ашурулиду» — мошу баянға асасән, қул өлүмдин тирилгәндин кейин Худа униң қолиға аләмдики барлиқ ишларни тапшуриду.
  Зәб. 21:31; Йәш. 53:8; Йәш. 8:18: Зәб. 88:27-30; Мат. 1:1; Юһ. 12:24; Рим. 5:18, 19; 1Пет. 2:9
11 У өзи тартқан җапаниң мевисини көрүп мәмнун болиду;
Һәққаний болғучи Мениң қулум өзиниң билимлири билән нурғун кишиләргә һәққанийлиқни йәткүзиду.
Чүнки у уларниң қәбиһликлирини өзигә жүкливалиду.«Һәққаний болғучи Мениң қулум өзиниң билимлири билән нурғун кишиләргә һәққанийлиқни йәткүзиду» — мошу йәрдики «нурғун кишиләр» униңға ишинидиған мөмин бәндиләр, йәни униң (10-айәттики) «уруқ-әвлади» болиду. «Нурғун кишиләр» дейилгини «һәммә адәм» дегәнлик әмәс, әлвәттә.  Ибр.12:2; Рим.5:18, 19
12 Бу ишлири үчүн Мән шу «нурғун кишиләр»ни униңға һәдийә қилип несивиси қилимән,
Шуниң билән у өзи күчлүкләрни ғәнимәт сүпитидә үләштүрүп беридиған болиду;
Чүнки у та өлүшкә қәдәр «шарап һәдийә»ни төккәндәк, өз җенини тутуп бәрди,
Шундақла өзиниң асийлиқ қилғучиларниң қатарида санилишиға йол қойди.
Шуниң билән у нурғун кишиләрниң гунайини өз үстигә алди,
Өзини асийлиқ қилғучиларниң орниға қоюп улар үчүн дуа қилди».«Бу ишлири үчүн Мән шу «нурғун кишиләр»ни униңға һәдийә қилип несивиси қилимән» — «нурғун кишиләр» өзиниң аилиси (10-айәттки) «уруқ-әвлади», Худа униңға бәргән «роһий пәрзәнтлири», «өзиниң адәмлири»дур.
«Шуниң билән у өзи күчлүкләрни ғәнимәт сүпитидә үләштүрүп беридиған болиду» — мошу «күчлүкләр» бәлким 52-бап, 15-айәттики «шаһ-падишалар» қатарлиқларни көрситиши мүмкин. Демәк, Пәрвәрдигарниң қули «Падишаһларниң Падишаси», Шаһиншаһ болиду.
«У та өлүшкә қәдәр «шарап һәдийә»ни төккәндәк, өз җенини тутуп бәрди» — Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилға берилгән «қурбанлиқ түзүми»дә, пүтүнләй Худаға атап көйдүрүлидиған «көйдүрмә қурбанлиқ» үстигә «шарап һәдийә» төкүлиду; бу «қурбанлиқниң толуқлимиси» дәп қарилиду.
«асийлиқ қилғучиларниң қатарида саналди» — бәлким икки мәнаси тәң болуши мүмкин; (1) өзини асийларға вәкил қилип улар үчүн җаза тартти; (2) өзи «җинайәтчи» дәп қаралди (ибраний тилида «асийлиқ қилғучилар» һәм «җинайәтчиләр» бир сөз).
  Мар. 15:28; Луқа 22:37; 23:34; Рос. 28:18; Кол. 2:15; Мат. 20:28
 
 

53:1 «Бизниң хәвиримизгә кимму ишәнгән? Һәм «Пәрвәрдигарниң Билиги» болғучи кимгиму аян қилинған?» — мошу айәттин көрәләймизки: — (1) «Пәрвәрдигарниң Билиги» бир шәхс болиду (2-, 3-айәтниму көрүң). Төвәндики 2-12-айәтләргиму қариғанда, «Пәрвәрдигарниң Билиги» билән «Пәрвәрдигарниң қули» бир гәп. (2) Пәрвәрдигарниң «аян қилиши» яки вәһийси болмиса, һеч ким уни тоналмайду.

53:1 Мис. 6:6; 15:6; Зәб. 96:1; Йәш. 51:5, 9, 10; Юһ. 12:38; Рим. 10:16

53:2 «У ... худди қағҗирақ тупрақта тартқан бир йилтиздәк өсиду; униңда җәзбидарлиқ яки һәйвә йоқ болиду, биз уни көргинимиздә, униң бизни җәлб қилғидәк тәқи-турқиму йоқ болиду» — «Пәрвәрдигарниң қули»ниң туғулуши һәм униң өсүп йетилиши гәрчә мөҗизә болсиму, һеч ким униң «Пәрвәрдигарниң Билиги» екәнлигини билмәй, униңға писәнт қилмайду. Әмәлийәттә майса вә йилтизлар қандақму қағҗирақ йәрдин үнүп чиқсун?!

53:2 Аюп 8:11

53:3 «У кишиләр тәрипидин кәмситилиду, улар униңдин жирақлишиду,...» — кишиләр: — «Келип чиқиши, турмуши вә турқи җәһәттин мошундақ аддий адәм қандақму «Пәрвәрдигарниң Билиги» болиду?» дәп ойлиши мүмкин.

53:3 Зәб. 21:7-9; Йәш. 49:7; 52:14; Мар. 9:12

53:4 «Бирақ әмәлийәттә болса, у бизниң қайғу-һәсритимизни көтәрди, азап-оқубәтлиримизни өз үстигә алди. Биз болсақ, бу ишларни у ...Худа тәрипидин җазалинип урулғанлиғидин, шундақла қийин-қистаққа елинғанлиғидин дәп қаридуқ!» — бу бешарәттә пеиллар көпинчә «өткән заман шәклидә» йезилғанлиғи оқурмәнләр үчүн бир аз ғәлитә түюлуши мүмкин. Бу бешарәтләр болса, кәлгүси, йәни техи йүз бәрмигән ишларни алдин-ала ейтқан болса, немишкә «өткән заман шәклидә» ипадилиниду? Ишинимизки, Һәммигә Қадир Худайимиз алдида, кәлгүсидики, йәни техи йүз бәрмигән ишлар худди бурунқи яки бүгүнки ишларға охшашла рошән һәм ениқ туриду, әлвәттә. Бу бешарәтләрдә, Йәшая пәйғәмбәр Муқәддәс Роһниң қабилийити билән кәлгүсидики мәлум бир заманда болуп өткинидәкла, бешарәт берилгән ишларни, аллибурун йүз берип болған ишларни көргәндәк ениқ көриду. Пеилниң «өткән заман шәкли»ни ишлитишниң әһмийити шуни испатлайдуки, Худаниң нәзиридики «Өзиниң қули»ниң өлүми, әлмисақтин буянқи әң әһмийәтлик, әң муһим вә әң улуқ иш, шундақла мәңгүлүк бир пакит.

53:4 Мат. 8:17

53:5 «Униң җазалиниш бәдилигә, биз арам-хатирҗәмлик таптуқ» — ибраний тилда «бизгә арам-хатирҗәмлик йәткүзгүчи җаза униң бешиға чүшти».

53:5 Рим. 4:25; 1Кор. 15:3; 1Пет. 2:24

53:6 1Пет. 2:25

53:7 «У қийнилип, азап чәккән болсиму еғиз ачмиди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У қийналди, бирақ өзини төвән тутуп ағзини ачмиди». «У худди боғузлашқа йетиләп меңилған пақландәк боғузлашқа елип меңилди, шундақла жуң қирқиғучилар алдида қой үн-тинсиз ятқандәк, у задила еғиз ачмиди» — мошу пақланлар вә қойлар немә ишниң өз алдида туридиғанлиғини билмәйду, әлвәттә; бирақ қул билиду һәм пүтүн вуҗуди һәм ихтияри билән өзини Пәрвәрдигарниң халиқини шу дәп уни қобул қилип, өзини пида қилиду.

53:7 Мат. 26:63; 27:12,14; Мар. 14:61; 15:5; Рос. 8:32

53:8 «У қамап қоюлуп, һәқ сорақтин мәһрум болуп елип кетилди» — башқа бир-икки хил тәрҗимиси бар: — «У қамап қоюлуп, сораққа тартилиш билән елип кетилди» яки «У рәһимсизлик билән, һеч сораққа тартилмайла елип кетилди», яки «У хар қилинғанда, у (адил) сот қилиниш һоқуқидин мәһрум болди». «Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Өзиниң дәвридикиләр болса, (улар арисида) ким (бу ишларға) әтиварлиди».

53:8 Зәб. 21:31; Йәш. 53:10

53:9 «у өлүмидә ...» — ибраний тилида мошу йәрдики «өлүми» дегән сөз, «көплүк шәклидә», «өлүмлири» дәп елинған; бу сөз «қул»ниң өлүминиң дәһшәтлик болғанлиғини, шундақла униң өлүминиң әһмийитиниң көп тәрәплимилик болғанлиғини көрсәтсә керәк. «У өлүмидә бир бай билән биллә болди» — мошу бешарәтниң әмәлгә ашурулуши, Инҗил «Мат.» 27:57-айәттин яки «Юһ.» 19:38-айәттин ениқ тепилиду.

53:9 1Пет. 2:22; Мат. 27:57-60

53:10 «Гәрчә у өз җенини гунани жуйидиған қурбанлиқ қилған болсиму,...» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «Гәрчә у (Худа) униң җенини гунани жуйидиған қурбанлиқ қилған болсиму,...» Мошу айәттики «гунани жуйидиған қурбанлиқ» (ибраний тилида «ашам» дейилиду), Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән Тәврат 3-қисим, йәни «қурбанлиқнамә» сүпитидә болған «Лавийлар» дегән китапта, мошу хил қурбанлиқ «адәм билән Худа»ни һәмдә «адәм билән адәм»ни енақлаштуридиған, йәни «итаәтсизлик қурбанлиғи» дәп аталған («Лавийлар», 5-бапни көрүң). «униң көридиған күнлири узартилиду» — Пәрвәрдигарниң қули 8-айәткә асасән пәрзәнтсиз «әвлади йоқ» һалда өлди. Бирақ мошу баянларға асасән у һазир һаят һәмдә униң бир аилиси болиду. Улар ким? Авалқи бабтики 15-айәттә «қан чечилған» нурғун «ят әлләр», йәни төвәндики 11- һәм 12-айәттики өзигә ишәнгән, «һәққанийлиқ йәткүзүлгән» «нурғун кишиләр» болмай ким болсун? У өлгән болса, мошу иш өлүмдин тирилгәндин кейин болуши керәк; демәк, Пәрвәрдигарниң қули өлүмдин тирилиду. «Пәрвәрдигарниң көңли сөйүнидиған ишлар униң илкидә болуп, ... әмәлгә ашурулиду» — мошу баянға асасән, қул өлүмдин тирилгәндин кейин Худа униң қолиға аләмдики барлиқ ишларни тапшуриду.

53:10 Зәб. 21:31; Йәш. 53:8; Йәш. 8:18: Зәб. 88:27-30; Мат. 1:1; Юһ. 12:24; Рим. 5:18, 19; 1Пет. 2:9

53:11 «Һәққаний болғучи Мениң қулум өзиниң билимлири билән нурғун кишиләргә һәққанийлиқни йәткүзиду» — мошу йәрдики «нурғун кишиләр» униңға ишинидиған мөмин бәндиләр, йәни униң (10-айәттики) «уруқ-әвлади» болиду. «Нурғун кишиләр» дейилгини «һәммә адәм» дегәнлик әмәс, әлвәттә.

53:11 Ибр.12:2; Рим.5:18, 19

53:12 «Бу ишлири үчүн Мән шу «нурғун кишиләр»ни униңға һәдийә қилип несивиси қилимән» — «нурғун кишиләр» өзиниң аилиси (10-айәттки) «уруқ-әвлади», Худа униңға бәргән «роһий пәрзәнтлири», «өзиниң адәмлири»дур. «Шуниң билән у өзи күчлүкләрни ғәнимәт сүпитидә үләштүрүп беридиған болиду» — мошу «күчлүкләр» бәлким 52-бап, 15-айәттики «шаһ-падишалар» қатарлиқларни көрситиши мүмкин. Демәк, Пәрвәрдигарниң қули «Падишаһларниң Падишаси», Шаһиншаһ болиду. «У та өлүшкә қәдәр «шарап һәдийә»ни төккәндәк, өз җенини тутуп бәрди» — Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилға берилгән «қурбанлиқ түзүми»дә, пүтүнләй Худаға атап көйдүрүлидиған «көйдүрмә қурбанлиқ» үстигә «шарап һәдийә» төкүлиду; бу «қурбанлиқниң толуқлимиси» дәп қарилиду. «асийлиқ қилғучиларниң қатарида саналди» — бәлким икки мәнаси тәң болуши мүмкин; (1) өзини асийларға вәкил қилип улар үчүн җаза тартти; (2) өзи «җинайәтчи» дәп қаралди (ибраний тилида «асийлиқ қилғучилар» һәм «җинайәтчиләр» бир сөз).

53:12 Мар. 15:28; Луқа 22:37; 23:34; Рос. 28:18; Кол. 2:15; Мат. 20:28