49
Пәрвәрдигарниң қулиниң сөзи — •••• Худаниң униң тоғрилиқ бәргән гувалиғи
«И араллар, мениң гепимни аңлаңлар,
Жирақтики әл-жутлар, маңа қулақ селиңлар!
Балиятқудики чеғимдин тартип Пәрвәрдигар мени чақирди;
Апамниң қосиғидики чеғимдин тартип У мениң исмимни тилға алди;«Апамниң қосиғидики чеғимдин тартип У мениң исмимни тилға алди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Апамниң қосиғидики чеғимдин тартип У мениң исмимни әсләтти».
У ағзимни өткүр қиличтәк қилди;
Өз қолиниң сайиси астида мени йошуруп кәлди,
Мени силиқланған бир оқ қилди;
У мени оқдениға селип сақлиди,«У ағзимни өткүр қиличтәк қилди ...мени силиқланған бир оқ қилди» — қиличниң тәсири йеқиндикиләргә, оқниң болса жирақтикиләргә болиду.
Вә маңа: «Сән болсаң өзүңдә Мениң гөзәллик-җулалиғим аян қилинидиған Өз қулум Исраилдурсән» — деди».«Сән болсаң өзүңдә Мениң гөзәллик-җулалиғим аян қилинидиған Өз қулум Исраилдурсән» — оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, Худа Яқупқа йеңи бир исим, Исраилни («Худа билән биллә болған әмир» яки «Худаниң ғәлибичисидур» дегән мәнидә) беғишлиған еди. Шуниң билән Худа бовиси Ибраһимға бәргән вәдилирини, җүмлидин әң улуғи: «Сән вә әвладиң дуниядики барлиқ әл-жутларға бәхит йәткүзисән» дегәнни тәкрарлап униңға тапшурған. Бирақ Яқупниң әвлатлири болған Исраиллар Худаға гувалиқ бәрмәй мошу вәзипини әмәлгә ашурмай кәлгән. Мошу йәрдә Худа шу вәзипини һәм вәдисини: «Сән болсаң өзүңдә гөзәллик-җулалиғим аян қилинидиған Өз қулум Исраилдурсән» дәп, пәвқулъаддә «Өз қули»ға тапшурди.
Амма мән: —
«Мениң әҗрим бекарға кәтти,
Һеч немигә еришмәй күч-мағдурумни қуруқ сәрп қилдим;
Шундақтиму баһалинишим болса Пәрвәрдигардиндур,
Мениң әҗримниму Худайимға тапшурдум» — дедим; «Мән: — «Мениң әҗрим бекарға кәтти, һеч немигә еришмәй күч-мағдурумни қуруқ сәрп қилдим; шундақтиму баһалинишим болса Пәрвәрдигардиндур, мениң әҗримниму Худайимға тапшурдум» — дедим» — мошу бешарәтни чүшиниш үчүн 5-13-айәтләрниму көрүш керәк. Қариғанда Худа Өз қулиға «Өз хәлқимни товва қилиш йолида йенимға қайтуруш» вәзиписини тапшурған болсиму, қул вақит-күчини сәрп қилип һеч қандақ нәтиҗигә еришәлмигәндәк көрүниду; демәк, Исраил, йәни «Яқупниң қәбилилири» һеч товва қилмиған. Оқурмәнләр мошундақ ишларниң һәқиқий йүз бәргән-бәрмигәнлигини Инҗилдин көрәләйду.
Әнди мени Өз қули болушқа,
Яқупни товва қилип униң йениға қайтурушқа мени балиятқуда шәкилләндүргән Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
(Исраил қайтурулуп йениға топланмиған болсиму,
Мән йәнила Пәрвәрдигарниң нәзиридә шан-шәрәпкә егә болдум,
Шуниңдәк Худайим мениң күчүмдур)«Исраил қайтурулуп йениға топланмиған» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси «...йәни Исраилни Өзигә қайтуруп жиғиш үчүн... (мени балиятқуда шәкилләндүргән)....»
— У мундақ дәйду: —
«Сениң Яқуп қәбилилирини гунадин қутқузуп турғузушқа,
Һәмдә Исраилдики «сақланған садиқлар»ни бәхиткә қайтурушқа қулум болушуң сән үчүн зәрричилик бир иштур;
Мән техи сени әлләргә нур болушқа,
Йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатим болушуң үчүн сени атидим».«Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң Яқуп қәбилилирини гунадин қутқузуп турғузушқа, һәмдә Исраилдики «сақланған садиқлар»ни бәхиткә қайтурушқа қулум болушуң сән үчүн зәрричилик бир иштур...» — Пәрвәрдигарниң қули «һеч қандақ нәтиҗигә еришмигини билән», йәнила үмүтсизләнмәй дуа қиливәрди. Худа униңға: «Пәқәт Өз хәлқим болған Йәһудийларни қайтурупла қалмай, сән бәлки пүткүл дунияға нур вә ниҗат болуп, Қутқузғучи болисән» дегән җавапни бериду.
Әнди Исраилниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси, униңдики Муқәддәс Болғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Адәмләр ич-ичидин нәпрәтлинидиған кишигә,
Йәни көпчилик ләнитий дәп қариған,
Әмәлдарларға қул қилинған кишигә мундақ дәйду: —
«Сөзидә турғучи Пәрвәрдигар,
Йәни сени таллиған Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң сәвәвидин,
Падишаһлар көзлирини ечип көрүп орнидин туриду, әмәлдарларму баш уриду;«Адәмләр ич-ичидин нәпрәтлинидиған кишигә, йәни көпчилик ләнитий дәп қариған... кишигә..» — мошу йәрдә «көпчилик» ибраний тилида «ят әл» дегәнни ипадиләйду. Лекин мошу йәрдә Исраилни көрситиду. Демәк, Исраил Худаға нисбәтән «ят бир әл» дәп қарилиду. «...падишалар көзлирини ечип көрүп орнидин туриду, әмәлдарларму баш уриду» — мошу бешарәт билән жуқуриқи бешарәтни селиштурсақ, адәмни һәйран қалдуриду. Қул дунияға нур вә ниҗат болғини билән у адәмләрниң нәпрәт-кәмситишигә, чәткә қеқишиға һәм хорлуғиға учрайду; бирақ ахирда һәтта дуниядики падишаларму «көзлирини ечип көрүп» қулға баш уриду. Амма уларниң «немә көргәнлиги» мошу йәрдә дейилмиди; буни билиш үчүн «Йәшая»ни давамлиқ оқуш керәк!
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Шапаәт көрситилидиған бир пәйттә дуайиңни иҗабәт қилишни бекиткәнмән,
Ниҗат-қутқузулуш йәткүзүлидиған бир күнидә Мән саңа ярдәмдә болушумни бекиткәнмән;
Мән сени қоғдаймән,
Сени хәлқимгә әһдә сүпитидә беримән;
Шундақ қилип сән зиминни әслигә кәлтүрисән,
Хәлқимни харабә болуп кәткән мираслириға варислиқ қилдурисән,2Кор. 6:2
Сән мәһбусларға: «Буяққа келиңлар»,
Қараңғулуқта олтарғанларға: «Нурға чиқиңлар» — дәйсән;
Улар йоллар бойидиму отлап жүриду,
Һәтта һәр бир тақир тағлардин озуқлуқ тапиду;
10 Улар ач қалмайду, уссап кәтмәйду;
Томуз иссиқму, қуяш тәптиму уларни урмайду;
Чүнки уларға рәһим Қилғучи уларни йетәкләйду,
У уларға булақларни бойлитип йол башлайду.Вәһ. 7:16
11 Шуниңдәк Мән барлиқ тағлиримни йол қилимән,
Мениң йоллирим болса егиз көтирилиду.«... Шуниңдәк Мән барлиқ тағлиримни йол қилимән, Мениң йоллирим болса егиз көтирилиду» — шүбһисизки, мошу бешарәтләр һәм җисманий җәһәтләр һәм роһий җәһәтлиридиму әмәлгә ашурулиду. «Җисманий җәһәттә» қул Исраил хәлқини дунияниң барлиқ чәт-яқилиридин өз жутиға қайтуруп, Яқупниң «мираси болған» Пәләстинни гүлләндүрүп уларға қайтидин беғишлайду. Мошу ишлар йәнә төвәндики 14-26-айәтләрдә тәсвирлиниду.
Худаниң сөзигә асасән бу ишлар «сән үчүн бу зәрричилик иштур». Униң қули Шәйтанниң вә гунаниң қараңғу зинданлирида узун ятқан барлиқ мәһбуслар үчүн әркинликкә, Худаниң кәчүрүмигә, йеңи, әһмийәтлик һаятқа, җүмлидин җәннәткә еришиштики пурсәтни яритип бериду.
12 Мана, мошу кишиләр жирақтин келиватиду,
Мана, булар болса шималдин вә ғәриптин келиватиду,
Һәм мошулар Синим зиминидинму келиватиду.«Мана, булар болса шималдин вә ғәриптин келиватиду, һәм мошулар Синим зиминидинму келиватиду» — ибраний тилидики «Синим» дегән сөз бәлким қедимки «Чин» мәмликити (қедимки «Чин» һазирқи Җуңго)ни көрситиш мүмкин. Мошу сөз үстидә башқа қарашларму мәвҗут.
13 Хошаллиқтин товлаңлар, и асманлар;
И йәр-зимин, шатлан;
Нахшиларни яңритиңлар, и тағлар;
Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқигә тәсәлли бәрди,
Өзиниң хар болған пеқир-мөминлиригә рәһим қилиду.
14 Бирақ Зион болса: —
«Пәрвәрдигар мәндин ваз кәчти,
Рәббим мени унтуп кәтти!» — дәйду.
15 Ана өзи емитиватқан бовиқини унтуяламду?
Өз қосиғидин туққан оғлиға рәһим қилмай тураламду?
Һәтта улар унтуған болсиму,
Мән сени унтуялмаймән.
16 Мана, Мән сени Өз алқанлиримға оюп пүткәнмән;
Харабә тамлириң һәрдайим көз алдимдидур.
17 Оғул балилириң қайтишқа алдириватиду;
Әслидә сени вәйран қилғанлар, харап қилғанлар сениңдин жирақ кетиватиду;
18 Бешиңни егиз көтирип әтрапиңға қарап бақ!
Уларниң һәммиси җәм болуп қешиңға қайтип келиватиду!
Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Пәрвәрдигар,
Сән уларни өзүңгә зибу-зиннәтләр қилип кийисән;
Тойи болидиған қиздәк сән уларни тақайсән;Йәш. 60:4
19 Чүнки харабә һәм чөлдәрәп кәткән җайлириң,
Вәйран қилинған зиминиң,
Һазир келип, турмақчи болғанлар түпәйлидин саңа тарчилиқ қилиду;
Әслидә сени жутувалғанлар жирақлап кәткән болиду.«... харабә һәм чөлдәрәп кәткән җайлириң... һазир келип, турмақчи болғанлар түпәйлидин саңа тарчилиқ қилиду» — бу хил мәсилә интайин яхши бир мәсилә, әлвәттә. Аниниң йениға қайтип кәлгән балилири шунчә көпки, жутқа патмайду.
20 Сениңдин җуда қилинған балилириң болса саңа: —
«Мошу җай турушумға бәк тарчилиқ қилиду;
Маңа турғидәк бир җайни бошитип бәрсәң!» — дәйду;
21 Сән көңлүңдә: —
«Мән балилиримдин айрилип қалған,
Ғериб-мусапир вә сүргүн болуп, уян-буян һайдиветилгән турсам,
Ким мошуларни маңа туғуп бәрди?
Ким уларни беқип чоң қилди?
Мана, мән ғериб-ялғуз қалдурулғанмән;
Әнди мошулар зади нәдин кәлгәндур?» — дәйсән.
22 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Мана, Мән әлләргә қолумни көтирип ишарәт қилимән,
Әл-милләтләргә көрүнидиған бир туғни тикләймән;
Улар оғуллириңни қучиғида елип келишиду;
Улар қизлириңни һапаш қилип келиду.
23 Падишаһлар болса, «Атақ дадилириң,»
Ханишлар болса иник анилириң болиду;
Улар саңа бешини йәргә тәккүзүп тазим қилип,
Путлириң алдидики чаң-топиниму ялайду;
Шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисән;
Чүнки Маңа үмүт бағлап күткәнләр һәргиз йәргә қарап қалмайду.
24 Олҗини батурлардин еливалғили боламду?
Һәққанийәт җазаси сәвәвидин тутқун қилинған болса қутулдурғили боламду?«Һәққанийәт җазаси сәвәвидин тутқун қилинған болса қутулдурғили боламду?» — буниң мәнаси бәлким Исраиллар яки башқа милләтләр «һәққанийәт җазасиға учриши сәвәвидин тутқун қилинса», ундақта һәққаний болған Худа уларни әркин қилса боламду, боламду? Бу Өзиниң адиллиғиға хилаплиқму? — демәкчи. Төвәндики айәтни һәм изаһатниму көрүң.  Мат. 12:29
25 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Һәтта батурлардин әсирләрниму қайтурувалғили,
Әшәддийләрдин олҗини қутқузивалғили болиду;
Вә сән билән дәвалашқанлар билән Мәнму дәвалишимән,
Шуниң билән балилириңни қутқузуп азат қилимән.«Сән билән дәвалашқанлар билән Мәнму дәвалишимән» — Худаниң бу сөзи бәлким «силәрни әркин қилишимда бириси адиллиғимға дағ чүшүргән болса яки Маңа: «Адилсиз!» дәп әрз қилса, Мән Өзүм егә, буни Өзүм бир тәрәп қилимән» демәкчи. Әнди Униң қандақ қилип «бир тәрәп қилиш»и 53-бапта ашкарилиниду.
26 Сени әзгүчиләрни өз гөши билән өзини озуқландуримән;
Улар йеңи шарап ичкәндәк өз қени билән мәс болуп кетиду;
Шундақ қилип барлиқ әт егилири Мән Пәрвәрдигарниң сениң Қутқузғучиң һәм Һәмҗәмәт-Ниҗаткариң,
Яқуптики қудрәт Егиси екәнлигимни билип йетиду. Вәһ. 16:6
 
 

49:1 «Апамниң қосиғидики чеғимдин тартип У мениң исмимни тилға алди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Апамниң қосиғидики чеғимдин тартип У мениң исмимни әсләтти».

49:2 «У ағзимни өткүр қиличтәк қилди ...мени силиқланған бир оқ қилди» — қиличниң тәсири йеқиндикиләргә, оқниң болса жирақтикиләргә болиду.

49:3 «Сән болсаң өзүңдә Мениң гөзәллик-җулалиғим аян қилинидиған Өз қулум Исраилдурсән» — оқурмәнләрниң есидә болуши керәкки, Худа Яқупқа йеңи бир исим, Исраилни («Худа билән биллә болған әмир» яки «Худаниң ғәлибичисидур» дегән мәнидә) беғишлиған еди. Шуниң билән Худа бовиси Ибраһимға бәргән вәдилирини, җүмлидин әң улуғи: «Сән вә әвладиң дуниядики барлиқ әл-жутларға бәхит йәткүзисән» дегәнни тәкрарлап униңға тапшурған. Бирақ Яқупниң әвлатлири болған Исраиллар Худаға гувалиқ бәрмәй мошу вәзипини әмәлгә ашурмай кәлгән. Мошу йәрдә Худа шу вәзипини һәм вәдисини: «Сән болсаң өзүңдә гөзәллик-җулалиғим аян қилинидиған Өз қулум Исраилдурсән» дәп, пәвқулъаддә «Өз қули»ға тапшурди.

49:4 «Мән: — «Мениң әҗрим бекарға кәтти, һеч немигә еришмәй күч-мағдурумни қуруқ сәрп қилдим; шундақтиму баһалинишим болса Пәрвәрдигардиндур, мениң әҗримниму Худайимға тапшурдум» — дедим» — мошу бешарәтни чүшиниш үчүн 5-13-айәтләрниму көрүш керәк. Қариғанда Худа Өз қулиға «Өз хәлқимни товва қилиш йолида йенимға қайтуруш» вәзиписини тапшурған болсиму, қул вақит-күчини сәрп қилип һеч қандақ нәтиҗигә еришәлмигәндәк көрүниду; демәк, Исраил, йәни «Яқупниң қәбилилири» һеч товва қилмиған. Оқурмәнләр мошундақ ишларниң һәқиқий йүз бәргән-бәрмигәнлигини Инҗилдин көрәләйду.

49:5 «Исраил қайтурулуп йениға топланмиған» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси «...йәни Исраилни Өзигә қайтуруп жиғиш үчүн... (мени балиятқуда шәкилләндүргән)....»

49:6 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң Яқуп қәбилилирини гунадин қутқузуп турғузушқа, һәмдә Исраилдики «сақланған садиқлар»ни бәхиткә қайтурушқа қулум болушуң сән үчүн зәрричилик бир иштур...» — Пәрвәрдигарниң қули «һеч қандақ нәтиҗигә еришмигини билән», йәнила үмүтсизләнмәй дуа қиливәрди. Худа униңға: «Пәқәт Өз хәлқим болған Йәһудийларни қайтурупла қалмай, сән бәлки пүткүл дунияға нур вә ниҗат болуп, Қутқузғучи болисән» дегән җавапни бериду.

49:7 «Адәмләр ич-ичидин нәпрәтлинидиған кишигә, йәни көпчилик ләнитий дәп қариған... кишигә..» — мошу йәрдә «көпчилик» ибраний тилида «ят әл» дегәнни ипадиләйду. Лекин мошу йәрдә Исраилни көрситиду. Демәк, Исраил Худаға нисбәтән «ят бир әл» дәп қарилиду. «...падишалар көзлирини ечип көрүп орнидин туриду, әмәлдарларму баш уриду» — мошу бешарәт билән жуқуриқи бешарәтни селиштурсақ, адәмни һәйран қалдуриду. Қул дунияға нур вә ниҗат болғини билән у адәмләрниң нәпрәт-кәмситишигә, чәткә қеқишиға һәм хорлуғиға учрайду; бирақ ахирда һәтта дуниядики падишаларму «көзлирини ечип көрүп» қулға баш уриду. Амма уларниң «немә көргәнлиги» мошу йәрдә дейилмиди; буни билиш үчүн «Йәшая»ни давамлиқ оқуш керәк!

49:8 2Кор. 6:2

49:10 Вәһ. 7:16

49:11 «... Шуниңдәк Мән барлиқ тағлиримни йол қилимән, Мениң йоллирим болса егиз көтирилиду» — шүбһисизки, мошу бешарәтләр һәм җисманий җәһәтләр һәм роһий җәһәтлиридиму әмәлгә ашурулиду. «Җисманий җәһәттә» қул Исраил хәлқини дунияниң барлиқ чәт-яқилиридин өз жутиға қайтуруп, Яқупниң «мираси болған» Пәләстинни гүлләндүрүп уларға қайтидин беғишлайду. Мошу ишлар йәнә төвәндики 14-26-айәтләрдә тәсвирлиниду. Худаниң сөзигә асасән бу ишлар «сән үчүн бу зәрричилик иштур». Униң қули Шәйтанниң вә гунаниң қараңғу зинданлирида узун ятқан барлиқ мәһбуслар үчүн әркинликкә, Худаниң кәчүрүмигә, йеңи, әһмийәтлик һаятқа, җүмлидин җәннәткә еришиштики пурсәтни яритип бериду.

49:12 «Мана, булар болса шималдин вә ғәриптин келиватиду, һәм мошулар Синим зиминидинму келиватиду» — ибраний тилидики «Синим» дегән сөз бәлким қедимки «Чин» мәмликити (қедимки «Чин» һазирқи Җуңго)ни көрситиш мүмкин. Мошу сөз үстидә башқа қарашларму мәвҗут.

49:18 Йәш. 60:4

49:19 «... харабә һәм чөлдәрәп кәткән җайлириң... һазир келип, турмақчи болғанлар түпәйлидин саңа тарчилиқ қилиду» — бу хил мәсилә интайин яхши бир мәсилә, әлвәттә. Аниниң йениға қайтип кәлгән балилири шунчә көпки, жутқа патмайду.

49:24 «Һәққанийәт җазаси сәвәвидин тутқун қилинған болса қутулдурғили боламду?» — буниң мәнаси бәлким Исраиллар яки башқа милләтләр «һәққанийәт җазасиға учриши сәвәвидин тутқун қилинса», ундақта һәққаний болған Худа уларни әркин қилса боламду, боламду? Бу Өзиниң адиллиғиға хилаплиқму? — демәкчи. Төвәндики айәтни һәм изаһатниму көрүң.

49:24 Мат. 12:29

49:25 «Сән билән дәвалашқанлар билән Мәнму дәвалишимән» — Худаниң бу сөзи бәлким «силәрни әркин қилишимда бириси адиллиғимға дағ чүшүргән болса яки Маңа: «Адилсиз!» дәп әрз қилса, Мән Өзүм егә, буни Өзүм бир тәрәп қилимән» демәкчи. Әнди Униң қандақ қилип «бир тәрәп қилиш»и 53-бапта ашкарилиниду.

49:26 Вәһ. 16:6