23
Әйсаниң валий Пилатусниң алдида сотлиниши
Мат. 27:1-2, 11-14; Мар. 15:1-5; Юһ. 18:28-38
Андин кеңәшмидикиләрниң һәммиси орнидин турушуп, уни валий Пилатусниң алдиға елип беришти.Мат. 27:2; Мар. 15:1; Юһ. 18:28. У йәрдә улар униң үстидин шикайәт қилип:
— Өзини Мәсиһ, йәни падиша дәп ативелип, хәлқимизни аздуруп вә қутритип, Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан бу адәмни байқап уни туттуқ, — дейишти. «Қәйсәр» — Рим императори. «...хәлқимизни аздуруп вә қутритип, Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан бу адәмни байқап уни туттуқ» — «(у) Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан» дегән шикайәт ялған, әлвәттә. 20:20-26ни көрүң. Шикайәт «сиясий җәһәттики» болуп, үч қисимни өз ичигә алиду: (1) у хәлиқни қутритиватиду, «аммивий тәртип»ни бузди; (2) хәлиқниң баҗ-селиқ беришигә йол қоймиди; (3) өзини падиша дәп елан қилди (демәк, Рим императориға қарши чиққан).  Мат. 17:25; 22:21; Мар. 12:17; Луқа 20:25; Рос. 17:7; Рим. 13:7.
Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасимусән? — дәп сориди.
У: — Ейтқиниңдәк, — дәп җавап бәрди.«Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасимусән? — дәп сориди. У: — Ейтқиниңдәк, — дәп җавап бәрди» — «Ейтқиниңдәк» грек тилида бу сөзниң «Шундақ, лекин әмәлийәт дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.  Мат. 27:11; Мар. 15:2; Юһ. 18:33.
Андин Пилатус баш каһинлар билән көпчиликкә:
— Бу адәмдин бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим, — деди.
Лекин улар техиму қәтъий һалда:
— У Галилийәдин тартип таки бу йәргичә, пүткүл Йәһудийәдиму тәлим бериш билән хәлиқни қутритиду.
 
Әйса Һерод ханниң алдида
Пилатус «Галилийә» дегән сөзни аңлап:
— Бу киши Галилийәликму? — дәп сориди вә униң Һерод ханниң идарә килған өлкидин кәлгәнлигидин хәвәр тепип, уни Һеродқа йоллап бәрди (у күнләрдә Һеродму Йерусалимда еди).Луқа 3:1.
Һерод Әйсани көргәндә интайин хошал болди. Чүнки у узундин бери униңға даир көп ишларни аңлап, униңдин бир мөҗизә көрүш үмүтидә болуп, уни көрүш пурситини издәвататти.Луқа 9:7. У Әйсадин көп соалларни сориди, лекин у Һеродқа бир еғизму җавап бәрмиди.
10 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири йеқин туруп униң үстидин һә дәп әрз-шикайәт қиливататти. 11 Һерод хан вә униң ләшкәрлири уни харлап мәсқирә қилишип, униңға шаһанә тон-кийим кийдүрүп, уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтуруп йоллиди.
12 Мана шу күндин башлап, Пилатус билән Һерод дост болуп қалди; чүнки илгири улар арисида адавәт болған еди.Рос. 4:27.
 
Әйсаниң өлүмгә һөкүм қилиниши
Мат. 27:15-26; Мар. 15:6-15; Юһ. 18:39-40; 19:1-16
13 Валий Пилатус баш каһинларни, Йәһудий һөкүмдарларни вә халайиқни жиғип, Мат. 27:23; Мар. 15:14; Юһ. 18:38; 19:4. 14 уларға:
— Силәр бу адәмниң үстидин «Хәлиқни аздуриду вә қутритиду» дәп шикайәт қилип уни алдимға тартип кәлдиңлар. Мана, мән силәрниң алдиңларда уни сорақ қилғиним билән, униңдин силәр шикайәт қилған җинайәтләрдин бириниму тапалмидим. 15 Һеродму тапмиди; чүнки мән силәрни униң алдиға әвәттим. Мана, униңда өлүмгә лайиқ һеч қандақ җинайәт йоқ екән. «Һеродму тапмиди» — яки «Һерод уни (бизгә) қайтуруветипту». 16 Шуңа мән уни җазалап, андин қоюп беримән, — деди «Шуңа мән уни җазалап, андин қоюп беримән» — бу «җазалаш» бәлким қамчилаш болатти. Бу сөзләр оқурмәнләргә ғәлитә туюлиши мүмкин. Бирәвда җинайәт болмиса, немишкә уни җазалайду? Мундақ адаләтсизлик Рим империйәси түзүмидә бәк көп еди. Улар делони сүрүштә қилғандиму адәмни қамчилайтти («Рос.» 22:24ни көрүң). Лекин мошу йәрдә Пилатусниң Әйсани мундақ «қамчилаймән» дейишиниң мәхсити пәқәт Йәһудий чоңларни бир аз рази қилиштин ибарәт еди, халас. 17 (униң һәр қетимлиқ өтүп кетиш һейтида, Йәһудий мәһбуслардин бирини уларға қоюп бериш мәҗбурийити бар еди). Мат. 27:15; Мар. 15:6; Юһ. 18:39. 18 Лекин көпчилик тәңла чуқан селишип:
— Буни йоқитиң! Бизгә Бараббасни қоюп бериң! — дейишти Рос. 3:14. 19 (Бараббас болса шәһәрдә топилаң көтәргәнлиги вә қатиллиқ қилғанлиғи үчүн зинданға ташланған мәһбус еди). 20 Шуниң билән Пилатус Әйсани қоюп беришни халап, көпчиликкә йәнә сөз қилғили турди. 21 Лекин улар җававән йәнә чуқан селишип:
— Крестлигин, уни крестлигин! — дәп вақирашти.
22 Пилатус үчинчи қетим уларға:
— Немишкә? У зади немә яманлиқ қилған? Мән униңдин өлүмгә лайиқ һеч җинайәт тапалмидим. Шуниң үчүн мән уни җазалап, қоюп беримән, — деди.«шуниң үчүн мән уни җазалап, қоюп беримән» — 16-айәттики изаһатни көрүң.
23 Бирақ улар йәнила һә дәп чуқан селишип: «У крестләнсун!» дәп тәләп қилип чиң турувалди. Уларниң һәмдә баш каһинларниң чуқанлири ахир күчлүк кәлди. 24 Пилатус уларниң тәливи бойичә ада қилинсун дәп һөкүм чиқарди. Мат. 27:26; Мар. 15:15; Юһ. 19:16. 25 Вә уларниң тилигинини, йәни топилаң көтириш вә қатиллиқ үчүн зинданға ташланғанни қоюп берип, Әйсани уларниң хаһишиға тапшуруп бәрди.
 
Әйсаниң крестлиниши
Мат. 27:32-44; Мар. 15:21-32; Юһ. 19:17-19
26 Вә улар уни елип кетиватқанда, йолда Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир киши сәһрадин келивататти; улар уни тутувелип, крестни униңға көтәргүзүп, Әйсаниң кәйнидин маңдурди. «Вә улар уни елип кетиватқанда, йолда Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир киши сәһрадин келивататти; улар уни тутувелип, крестни униңға көтәргүзүп, Әйсаниң кәйнидин маңдурди» — башқа Инҗил баянлиридин билимизки, буниң сәвәви Әйсаниң һалсирап кәткәнлигидин еди «Мат.» 27:32, «Мар.» 15:21 вә изаһатларни көрүң. 27 Әйсаниң кәйнидә зор бир топ хәлиқ, шундақла униңға ечинип жиға-зерә көтиришиватқан аялларму әгишип келивататти. 28 Лекин Әйса кәйнигә бурулуп уларға:
— Әй Йерусалимниң қизлири! Мән үчүн жиғлимаңлар, бәлки өзүңлар вә балилириңлар үчүн жиғлаңлар! 29 Чүнки силәргә шундақ еғир күнләр келидуки, кишиләр: «Туғмаслар, бала көтәрмигән қосақлар вә емитмигән әмчәкләр бәхитликтур!» — дейишиду. 30 Шу чағда кишиләр тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңлүкләргә: «үстимизни яп!» дәп нида қилишиду. «Шу чағда кишиләр тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңлүкләргә: «үстимизни яп!» дәп нида қилишиду» — Худаниң ғәзиви шунчә дәһшәтлик болидуки, кишиләр униңдин қечиш үчүн һәр қанчә қорқунучлиқ амал-чарә болсиму, халайду. «Һош.» 10:8 вә «Вәһий» 6:16ни көрүң.  Йәш. 2:19; Һош. 10:8; Вәһ. 6:16; 9:6. 31 Чүнки адәмләр япйешил дәрәққә шундақ ишларни қилған йәрдә, қуруп кәткән дәрәққә немә ишлар болар?! — деди.«Чүнки адәмләр япйешил дәрәққә шундақ ишларни қилған йәрдә, қуруп кәткән дәрәққә немә ишлар болар?!» — бу сирлиқ бешарәт бәлким: «Мән гунасиз, меһриван болуп Худаниң җаза қураллири болған чәтәлликләрниң қолида шунчә көп азап тартқан йәрдә, кәлгүсидә силәрдәк гунаға патқанларни улар қандақ җазалар?» дегәндәк.  Йәр. 25:29; 1Пет. 4:17.
32 Икки җинайәтчиму өлүмгә мәһкүм қилинғили униң билән тәң елип келингән еди. Юһ. 19:18. 33 Вә улар «баш сүйәк» дәп аталған җайға кәлгәндә, у йәрдә уни вә йәнә икки җинайәтчини, бирини униң оң йенида вә йәнә бирини сол йенида кресткә тартти. ««баш сүйәк» дәп аталған җай» — «баш сүйәк» грек тилида «Калварий», ибраний тилида «Голгота».  Мат. 27:33,38; Мар. 15:22; Юһ. 19:18. 34 Әйса:
— И Ата, уларни кәчүргин, чүнки улар өзиниң немә қиливатқанлиғини билмәйду, — деди.
Ләшкәрләр чәк ташлап, униң кийимлирини бөлүшүвалди. Зәб. 21:19; Мат. 27:35; Мар. 15:24; Юһ. 19:23; Рос. 7:60; 1Кор. 4:12. 35 Халайиқ қарап туратти, Йәһудий һөкүмдарларму йенида туруп униңға димиғини қеқип мәсқирә қилип: Башқиларни қутқузуптикән! Әгәр у растин Худаниң Мәсиһи, Униң талливалғини болса, өзини қутқузуп бақсун! — дейишти.
36 Ләшкәрләрму уни мәсқирә қилишип, йениға берип униңға сиркә тәңләп:
37 — Әгәр сән Йәһудийларниң Падишаси болсаң, өзүңни қутқузуп бақ! — дейишти.
38 Униң үстидики тахтайға грекчә, латинчә вә ибранийчә һәрипләр билән: «Бу киши Йәһудийларниң Падишасидур» дәп йезип қоюлған еди.«Униң үстидики тахтайға грекчә, латинчә вә ибранийчә һәрипләр билән: «Бу киши Йәһудийларниң Падишасидур» дәп йезип қоюлған еди» — римлиқлар бу сөзләрни Әйсани мәсқирә қилиш үчүн язған, әлвәттә. Шүбһисизки, Пилатус бу арқилиқ Йәһудийларниму мәсқирә қилмақчи яки әйиплимәкчи болған; бирақ Худа болса бу арқилиқ һәқиқий әһвални көрсәткән («Юһ.» 19:19-22ни, «Зәб.» 75:11ни көрүң).  Мат. 27:37; Мар. 15:26; Юһ. 19:19.
39 Униң билән биллә кресткә тартилған икки җинайәтчиниң бири уни һақарәтләп:
— Сән Мәсиһ әмәсмидиң? Әнди өзүңниму, бизниму қутқузә! — деди.
40 Бирақ йәнә бири униң гепигә тәнбиһ берип: Сән өзүң охшаш һөкүмниң тегидә туруп Худадин қорқмамсән? 41 Бизниң җазалинишимиз һәқлиқ, чүнки өз қилмишлиримизниң тегишлик җазасини тарттуқ; лекин бу киши һеч қандақ натоғра иш қилмиғанғу! — дәп җавап бәрди. 42 Андин, у Әйсаға:
— И Рәб, падишалиғиң билән кәлгиниңдә, мени яд қилғин, — деди.
43 Әйса униңға: — Бәрһәқ, мән саңа ейтайки, бүгүн сән мән билән биллә җәннәттә болисән, — деди.«Бәрһәқ, мән саңа ейтайки, бүгүн сән мән билән биллә җәннәттә болисән» — Рәбниң: «сән «бүгүн» мән билән биллә җәннәттә болисән» дегән мошу сөзи бәзиләрниң: «Әйса өлгәндин кейин дозаққа чүшкән» дегән бидъәт тәлиминиң толиму хата екәнлигини көрситиду. Биз «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ азрақ тохтилимиз.
 
Әйсаниң өлүми
Мат. 27:45-56; Мар. 15:33-41; Юһ. 19:28-30
44 Һазир алтинчи саат болуп, пүтүн зиминни тоққузинчи сааткичә қараңғулуқ басти. «алтинчи саат... тоққузинчи саат» — «алтинчи саат» чүш болуп, «тоққузинчи саат» чүштин кейин саат үч. Йәһудийлар вақитни әтигән саат алтидин башлап һесаплайтти (мәсилән, уларда «биринчи саат» биздә саат йәттә болатти).  Мат. 27:45; Мар. 15:33. 45 Қуяш нурини бәрмиди вә ибадәтханиниң пәрдиси тосаттин оттурисидин житилип икки парчә болуп кәтти. «ибадәтханиниң пәрдиси тосаттин оттурисидин житилип икки парчә болуп кәтти» — «Мат.» 27:51дики изаһатни көрүң.  Мат. 27:51; Мар. 15:38. 46 Әйса қаттиқ аваз билән нида қилғандин кейин: — И Ата! Роһумни қолуңға тапшурдум, — деди-дә, тиниқи тохтап, җан үзди.«Әйса... тиниқи тохтап, җан үзди» — яки «Әйса... роһини чиқарди». Грек тилида «роһ» вә «тиниқ» бир сөз билән ипадилиниду. «Зәб.» 30:6ни көрүң. Мошу айәттики биринчи «қаттиқ аваз билән нида қилиш»и бәлким «Юһ.» 19:30дә хатириләнгән.  Зәб. 30:6; Мат. 27:50; Мар. 15:37; Юһ. 19:30; Рос. 7:59.
47 У йәрдә турған йүз беши йүз бәргән ишларни көрүп: — Бу адәм һәқиқәтән дурус адәм екән! — дәп Худани улуқлиди.Мат. 27:54; Мар. 15:39.
48 Вә бу мәнзирини көрүшкә жиғилған барлиқ хәлиқ йүз бәргән ишларни көрүп көкрәклиригә уруп өйлиригә қайтишти. 49 Вә уни тонуйдиған барлиқ кишиләр вә Галилийәдин униңға әгишип кәлгән аяллар жирақта туруп, бу вақиәләргә қарап турди.
 
Әйсаниң дәпнә қилиниши
Мат. 27:57-61; Мар. 15:42-47; Юһ. 19:38-42
50-51 Вә мана шу йәрдә кеңәшмидикиләрдин Йүсүп исимлиқ бири бар еди. У өзи ақкөңүл вә адил адәм болуп, уларниң мәслиһәтигә вә қилғиниға қошулмиған еди. Өзи Йәһудийә өлкисидики Ариматия дегән бир шәһәрдин болуп, Худаниң падишалиғини тәлмүрүп күтәтти. Мат. 27:57; Мар. 15:43; Юһ. 19:38. 52 У өзи Пилатусниң алдиға берип Әйсаниң җәситини беришни тәләп қилди; 53 Вә уни кресттин чүшүрүп канап билән кепәнләп, қорам таштин оюп ясалған, һеч ким қоюлмиған бир қәбиргә дәпнә қилди. Мат. 12:40; 26:12; 27:59; Мар. 15:46; Йәш.53:9 54 Бу «тәйярлиқ күни» болуп, шабат күни йеқинлишип қалған еди. «Бу «тәйярлиқ күни» болуп, шабат күни йеқинлишип қалған еди» — «тәйярлиқ күни» шабат күни (дәм елиш күни, шәнбә күни)ниң һарпа күнидур. Дәм елиш күнидә кишиләрниң «иш қилмаслиқ»и үчүн һарпа күнидә тамақ етилиши вә башқа керәклик хизмәтләрни алдин-ала қиливелиши керәк еди — шуңа алдинқи күни «тәйярлиқ күни» дәп атилатти.
Тәврат календари бойичә «петир нан һейти»ниңму биринчи күни («Нисан», йәни 1-айниң -15-күни) «шабат күни» дәп һесаплиниши керәк еди («Лав.» 23:6-7). Шуңа униң һарпа күниму «тәйярлиқ күни» дәп атилатти. Бу «Нисан» айниң 14-күни еди.
Шабат күни Йәһудийлар арисида һәптиниң барлиқ күнлиригә охшашла кәчқурун башлиниду.
55 Вә униң билән Галилийәдин кәлгән аяллар Йүсүпкә әгишип, қәбирни вә униң җәсәтиниң қандақ қоюлғинини көрди. Луқа 8:2. 56 Андин йенип берип әтирләр вә хуш пурақлиқ буюмларни тәйяр қилди вә Тәвраттики әмир бойичә шабат күни арам елишти.«аяллар әтирләр вә хуш пурақлиқ буюмларни тәйяр қилди» — «буюмлар» — яки «мәлһәмләр». Бу буюмларниң ишлитилишиниң мәхсити җәсәтниң үстигә чечип униң чирип кетишини астилитиштин ибарәт еди.
 
 

23:1 Мат. 27:2; Мар. 15:1; Юһ. 18:28.

23:2 «Қәйсәр» — Рим императори. «...хәлқимизни аздуруп вә қутритип, Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан бу адәмни байқап уни туттуқ» — «(у) Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан» дегән шикайәт ялған, әлвәттә. 20:20-26ни көрүң. Шикайәт «сиясий җәһәттики» болуп, үч қисимни өз ичигә алиду: (1) у хәлиқни қутритиватиду, «аммивий тәртип»ни бузди; (2) хәлиқниң баҗ-селиқ беришигә йол қоймиди; (3) өзини падиша дәп елан қилди (демәк, Рим императориға қарши чиққан).

23:2 Мат. 17:25; 22:21; Мар. 12:17; Луқа 20:25; Рос. 17:7; Рим. 13:7.

23:3 «Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасимусән? — дәп сориди. У: — Ейтқиниңдәк, — дәп җавап бәрди» — «Ейтқиниңдәк» грек тилида бу сөзниң «Шундақ, лекин әмәлийәт дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.

23:3 Мат. 27:11; Мар. 15:2; Юһ. 18:33.

23:7 Луқа 3:1.

23:8 Луқа 9:7.

23:12 Рос. 4:27.

23:13 Мат. 27:23; Мар. 15:14; Юһ. 18:38; 19:4.

23:15 «Һеродму тапмиди» — яки «Һерод уни (бизгә) қайтуруветипту».

23:16 «Шуңа мән уни җазалап, андин қоюп беримән» — бу «җазалаш» бәлким қамчилаш болатти. Бу сөзләр оқурмәнләргә ғәлитә туюлиши мүмкин. Бирәвда җинайәт болмиса, немишкә уни җазалайду? Мундақ адаләтсизлик Рим империйәси түзүмидә бәк көп еди. Улар делони сүрүштә қилғандиму адәмни қамчилайтти («Рос.» 22:24ни көрүң). Лекин мошу йәрдә Пилатусниң Әйсани мундақ «қамчилаймән» дейишиниң мәхсити пәқәт Йәһудий чоңларни бир аз рази қилиштин ибарәт еди, халас.

23:17 Мат. 27:15; Мар. 15:6; Юһ. 18:39.

23:18 Рос. 3:14.

23:22 «шуниң үчүн мән уни җазалап, қоюп беримән» — 16-айәттики изаһатни көрүң.

23:24 Мат. 27:26; Мар. 15:15; Юһ. 19:16.

23:26 «Вә улар уни елип кетиватқанда, йолда Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир киши сәһрадин келивататти; улар уни тутувелип, крестни униңға көтәргүзүп, Әйсаниң кәйнидин маңдурди» — башқа Инҗил баянлиридин билимизки, буниң сәвәви Әйсаниң һалсирап кәткәнлигидин еди «Мат.» 27:32, «Мар.» 15:21 вә изаһатларни көрүң.

23:30 «Шу чағда кишиләр тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңлүкләргә: «үстимизни яп!» дәп нида қилишиду» — Худаниң ғәзиви шунчә дәһшәтлик болидуки, кишиләр униңдин қечиш үчүн һәр қанчә қорқунучлиқ амал-чарә болсиму, халайду. «Һош.» 10:8 вә «Вәһий» 6:16ни көрүң.

23:30 Йәш. 2:19; Һош. 10:8; Вәһ. 6:16; 9:6.

23:31 «Чүнки адәмләр япйешил дәрәққә шундақ ишларни қилған йәрдә, қуруп кәткән дәрәққә немә ишлар болар?!» — бу сирлиқ бешарәт бәлким: «Мән гунасиз, меһриван болуп Худаниң җаза қураллири болған чәтәлликләрниң қолида шунчә көп азап тартқан йәрдә, кәлгүсидә силәрдәк гунаға патқанларни улар қандақ җазалар?» дегәндәк.

23:31 Йәр. 25:29; 1Пет. 4:17.

23:32 Юһ. 19:18.

23:33 ««баш сүйәк» дәп аталған җай» — «баш сүйәк» грек тилида «Калварий», ибраний тилида «Голгота».

23:33 Мат. 27:33,38; Мар. 15:22; Юһ. 19:18.

23:34 Зәб. 21:19; Мат. 27:35; Мар. 15:24; Юһ. 19:23; Рос. 7:60; 1Кор. 4:12.

23:38 «Униң үстидики тахтайға грекчә, латинчә вә ибранийчә һәрипләр билән: «Бу киши Йәһудийларниң Падишасидур» дәп йезип қоюлған еди» — римлиқлар бу сөзләрни Әйсани мәсқирә қилиш үчүн язған, әлвәттә. Шүбһисизки, Пилатус бу арқилиқ Йәһудийларниму мәсқирә қилмақчи яки әйиплимәкчи болған; бирақ Худа болса бу арқилиқ һәқиқий әһвални көрсәткән («Юһ.» 19:19-22ни, «Зәб.» 75:11ни көрүң).

23:38 Мат. 27:37; Мар. 15:26; Юһ. 19:19.

23:43 «Бәрһәқ, мән саңа ейтайки, бүгүн сән мән билән биллә җәннәттә болисән» — Рәбниң: «сән «бүгүн» мән билән биллә җәннәттә болисән» дегән мошу сөзи бәзиләрниң: «Әйса өлгәндин кейин дозаққа чүшкән» дегән бидъәт тәлиминиң толиму хата екәнлигини көрситиду. Биз «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ азрақ тохтилимиз.

23:44 «алтинчи саат... тоққузинчи саат» — «алтинчи саат» чүш болуп, «тоққузинчи саат» чүштин кейин саат үч. Йәһудийлар вақитни әтигән саат алтидин башлап һесаплайтти (мәсилән, уларда «биринчи саат» биздә саат йәттә болатти).

23:44 Мат. 27:45; Мар. 15:33.

23:45 «ибадәтханиниң пәрдиси тосаттин оттурисидин житилип икки парчә болуп кәтти» — «Мат.» 27:51дики изаһатни көрүң.

23:45 Мат. 27:51; Мар. 15:38.

23:46 «Әйса... тиниқи тохтап, җан үзди» — яки «Әйса... роһини чиқарди». Грек тилида «роһ» вә «тиниқ» бир сөз билән ипадилиниду. «Зәб.» 30:6ни көрүң. Мошу айәттики биринчи «қаттиқ аваз билән нида қилиш»и бәлким «Юһ.» 19:30дә хатириләнгән.

23:46 Зәб. 30:6; Мат. 27:50; Мар. 15:37; Юһ. 19:30; Рос. 7:59.

23:47 Мат. 27:54; Мар. 15:39.

23:50-51 Мат. 27:57; Мар. 15:43; Юһ. 19:38.

23:53 Мат. 12:40; 26:12; 27:59; Мар. 15:46; Йәш.53:9

23:54 «Бу «тәйярлиқ күни» болуп, шабат күни йеқинлишип қалған еди» — «тәйярлиқ күни» шабат күни (дәм елиш күни, шәнбә күни)ниң һарпа күнидур. Дәм елиш күнидә кишиләрниң «иш қилмаслиқ»и үчүн һарпа күнидә тамақ етилиши вә башқа керәклик хизмәтләрни алдин-ала қиливелиши керәк еди — шуңа алдинқи күни «тәйярлиқ күни» дәп атилатти. Тәврат календари бойичә «петир нан һейти»ниңму биринчи күни («Нисан», йәни 1-айниң -15-күни) «шабат күни» дәп һесаплиниши керәк еди («Лав.» 23:6-7). Шуңа униң һарпа күниму «тәйярлиқ күни» дәп атилатти. Бу «Нисан» айниң 14-күни еди. Шабат күни Йәһудийлар арисида һәптиниң барлиқ күнлиригә охшашла кәчқурун башлиниду.

23:55 Луқа 8:2.

23:56 «аяллар әтирләр вә хуш пурақлиқ буюмларни тәйяр қилди» — «буюмлар» — яки «мәлһәмләр». Бу буюмларниң ишлитилишиниң мәхсити җәсәтниң үстигә чечип униң чирип кетишини астилитиштин ибарәт еди.