24
Әйсаниң тирилиши
Мат. 28:1-10; Мар. 16:1-8; Юһ. 20:1-10
Әнди һәптиниң биринчи күнидә таң юрай дәп қалғанда, аяллар өзлири тәйярлиған әтирләрни елип, қәбиргә кәлди.«һәптиниң биринчи күни» — яки «шабаттин кейинки күн», йәни йәкшәнбә. Башқа бир хил тәрҗимиси ««Һәптиләр»ниң биринчи күни». «Петир нан һейти»дин «орма һейти»ғичә 7 һәптә, йәни 49 күн санилиши керәк. Бу вақит «һәптиләр» дәп атилиду, «орма һейти» бәзидә «һәптиләр һейти» дәпму атилиду.  Мат. 28:1; Мар. 16:1; Юһ. 20:1. Улар қәбирниң ағзидики ташниң домилитиветилгәнлигини көрди; вә қәбиргә кирип қаривиди, Рәб Әйсаниң җәсити йоқ туратти. Вә шундақ болдики, улар буниңдин патипарақ болуп турғанда, мана, нур чақнап туридиған кийимләрни кийгән икки зат уларниң йенида туюқсиз пәйда болди.«нур чақнап туридиған кийимләрни кийгән икки зат» — «икки зат» грек тилида «икки әр киши». Булар пәриштиләр болса керәк. Аяллар қаттиқ вәһимгә чүшүп, йүзлирини йәргә йеқишти. Икки зат уларға: — Немә үчүн тирик болғучини өлгәнләрниң арисидин издәйсиләр? 6-7 У бу йәрдә әмәс, бәлки у тирилди! У техи Галилийәдә турған вақтида, униң силәргә немини ейтқинини, йәни: «Инсаноғлиниң гунакар адәмләрниң қолиға тапшурулуп, крестлинип, үчинчи күни қайта тирилиши муқәррәрдур» дегәнлирини әсләп беқиңлар! — деди.Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31.
Вә улар униң дәл шундақ дегинини есигә елишти;Юһ. 2:22. вә қәбирдин қайтип, бу ишларниң һәммисини он бирәйләнгә, шундақла қалған мухлисларниң һәммисигә йәткүзди. Мат. 28:8; Мар. 16:10. 10 Расулларға бу ишларни йәткүзгүчиләр болса Магдаллиқ Мәрйәм, Йоанна вә Яқупниң аниси Мәрйәм һәмдә улар билән биллә болған башқа аяллар еди. 11 Лекин аялларниң бу ейтқанлири уларға әпсанидәк билинди, улар уларниң сөзлиригә ишәнмиди. 12 Бирақ Петрус орнидин туруп, қәбиргә жүгүрүп барди. У еңишип қәбир ичигә қаривиди, ялғуз канап кепәнликниң тилим-тилим парчилирини көрүп, йүз бәргән ишларға тәәҗҗүплинип өйгә қайтип кәтти.Юһ. 20:3, 6.
 
Емаюс йезисиға баридиған йолда меңиватқан сирлиқ мусапир
Мар. 16:12-13
13 Вә мана, шу күндә улардин иккилән Йерусалимдин он бир чақирим жирақлиқтики Емаюс дегән кәнткә кетип баратти. «он бир чақирим» — грек тилида «атмиш стадийон» — бир стадийон тәхминән 185 метр келиду.  Мар. 16:12. 14 Улар йүз бәргән барлиқ ишлар тоғрисида сөзлишип кетивататти. 15 Вә шундақ болдики, улар сөзлишип-мулаһизилишип кетиватқанда, мана Әйса өзи уларға йеқинлишип келип, улар билән биллә маңди; Мат. 18:20; Луқа 24:36. 16 лекин уларниң көзлири уни тонуштин тутулди.
17 У улардин: — Кетиветип немә ишлар тоғрилиқ муназирә қилишиватисиләр? — дәп сориди. Улар қайғулуқ қияпәттә тохтап, 18  улардин Клийопас исимлиқ бири җавап берип: — Йерусалимда турупму, мошу күнләрдә шу йәрдә йүз бәргән вақиәләрдин бирдин-бир хәвәр тапмиған мусапир сән охшимамсән?! — деди.
19 Вә у улардин: — Немә вақиәләр болди? — дәп сориди.
«Насарәтлик Әйсаға мунасивәтлик вақиәләр!» — деди улар, — «У өзи Худаниң алдидиму, барлиқ хәлиқниң алдидиму әмәлдә вә сөздә қудрәтлик бир пәйғәмбәр болуп, Луқа 7:16; Юһ. 4:19; 6:14. 20 баш каһинлар вә һөкүмдарлиримиз уни өлүм һөкүмигә тапшуруп, крестләтти. 21 Биз әслидә уни Исраилға һәмҗәмәт болуп азат қилидиған зат екән, дәп үмүт қилған едуқ. Лекин ишлар шундақ болди, һазир бу вақиәләр йүз бәргинигә үчинчи күн болди; «Биз әслидә уни Исраилға һәмҗәмәт болуп азат қилидиған зат екән, дәп үмүт қилған едуқ» — «һәмҗәмәт-азат қилғучи» яки «һәмҗәмәт-қутқузғучи» тоғрилиқ «Аюп» 19:25 вә изаһат, шундақла «Тәбирләр»ни көрүң.  Рос. 1:6. 22 йәнә келип, аримиздики бир нәччә аял һәм бизни һаң-таң қалдурувәтти. Чүнки улар бүгүн таң сәһәрдә қәбиргә бериптикән, Мат. 28:8; Мар. 16:10; Юһ. 20:18. 23 униң җәситини тапалмай қайтип келип: «Бизгә бир нәччә пәриштә ғайипанә көрүнүштә аян болуп, «У тирик!» деди» дәп ейтипту. 24 Буниң билән аримиздин бир нәччәйлән қәбиргә берип, әһвалниң дәл аялларниң ейтқинидәк екәнлигини байқапту. Лекин уни уларму көрмәпту».
25 Әйса уларға:
— Әй наданлар, пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириниң һәммисигә ишинишкә қәлби галлар! 26 Мәсиһниң өзигә хас шан-шәривигә кириштин бурун, мошу җапа-мушәққәтләрни бешидин өткүзүши муқәррәр әмәсмиди? — деди.Йәш. 50:6; 53:5; Фил. 2:7; Ибр. 12:2; 1Пет. 1:11.
27 Андин пүтүн Тәврат-Зәбурдин, Муса вә башқа барлиқ пәйғәмбәрләрниң язмилиридин башлап у өзи һәққидә алдин пүтүлгәнлирини уларға шәрһ берип чүшәндүрди.Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; Зәб. 131:11; Йәш. 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24-25; Дан. 9:24; Мик. 7:20.
28 Улар баридиған кәнткә йеқинлашқанда, у жирақрақ бир йәргә баридиғандәк туратти. 29 Лекин улар уни тутувелип:
— Кәч кирип қалди, һелила күн олтириду. Биз билән биллә қонуп қалғин, — дәп өтүнди. Шуниң билән у улар билән қонғили өйгә кирди. Яр. 19:3; Рос. 16:15; Ибр. 13:2. 30 Вә шундақ болдики, у улар билән дәстиханда олтарғанда, нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти, андин нанни уштуп уларға тутти. «у улар билән дәстиханда олтарғанда, нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти, андин нанни уштуп уларға тутти» — «нан уштуш» адәттә буни меһман әмәс, бәлки саһибхана қилиши керәк еди. 31 Уларниң көзлири шуан ечилип, уни тонуди; шуниң билән у уларниң алдидин ғайип болди. 32 Улар бир-биригә:
— У йолда биз билән параңлишип, бизгә муқәддәс язмиларға шәрһ бәргәндә, жүрәк-бағримиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти.
33-34 Вә улар шу һаман туруп Йерусалимға қайтип кәлди. Улар иккиси он бирәйлән билән уларниң һәмраһлириниң бир йәргә жиғилип турғининиң үстигила чүшти, улар: «Рәб растин тирилипту. У Симонға көрүнүпту!» дейишивататти. «улар шу һаман туруп Йерусалимға қайтип кәлди» — грек тилида «улар шу сааттила туруп Йерусалимға қайтип кәлди». 35 Шуниң билән улар иккиләнму йолда йүз бәргән ишларни вә у нанни уштуватқанда униң өзлиригә қандақ тонулғинини көпчиликкә сөзләп бәрди.
 
Әйсаниң мухлислириға йәнә көрүнүши
Мат. 28:16-20; Мар. 16:14-18; Юһ. 20:19-23; Рос. 1:6-8
36 Вә улар бу ишлар үстидә сөзлишиватқанда, Әйса өзи тосаттин уларниң оттурисида пәйда болуп:
— Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.«Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай!» — ибраний тилида «шалом әләйкум», әрәб тилида «әссаламуәләйкум» дегән сөз билән ипадилиниду.  Мар. 16:14; Юһ. 20:19; 1Кор. 15:5.
37 Улар бирәр роһни учраттуқму немә, дәп хиял қилип, алақзадә болушуп вәһимигә чүшти.
38 У уларға:
— Немигә шунчә алақзадә болуп кәттиңлар? Немишкә қәлбиңларда шәк-гуман чиқип туриду? 39 Қоллиримға вә путлиримға қарап беқиңлар! Мениң өзүм екәнлигимни билиңлар! Мени тутуп көрүңлар, роһниң әт билән сүйиги йоқ, лекин мәндә барлиғини көрисиләр, — деди.
40 Вә шундақ дегәч уларға пут-қолини көрсәтти. 41 Улар хушлуқтин көзлиригә ишәнгүси кәлмәй һәйрануһәс турғинида у улардин:
— Силәрниң бу йәрдә йегидәк нәрсәңлар барму? — дәп сориди. Юһ. 21:10. 42 Улар бир парчә белиқ кавиви вә бир парчә һәсәл көнигини униңға сунувиди, 43 у елип уларниң алдида йеди.
44 Андин у уларға:
— Мана бу мән силәр билән болған вақтимда силәргә ейтқан: «Муса хатирилигән Тәврат қануни, пәйғәмбәрләрниң язмилири вә Зәбурда мениң тоғрамда пүтүлгәнниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулмай қалмайду» дегән сөзлирим әмәсму? — деди.Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:6.
45 Шуниң билән у муқәддәс язмиларни чүшиниши үчүн уларниң зеһинлирини ачти 46 вә уларға мундақ деди:
Муқәддәс язмиларда шундақ алдин пүтүлгәнки вә шу иш Мәсиһниң өзигә тоғра кәлдики, у азап чекип, үчинчи күнидә өлгәнләр арисидин тирилиду, Зәб. 15:10; 12:7. 23; Рос. 17:3. 47 андин униң нами билән «Товва қилиңлар, гуналарниң кәчүрүмигә муйәссәр болуңлар» дегән хәвәр Йерусалимдин башлап барлиқ әлләргә җакалиниду. Рос. 13:38; 1Юһа. 2:12. 48 Силәр әнди бу ишларға гувачидурсиләр. 49 Вә мана, мән Атамниң вәдә қилғинини вуҗудуңларға әвәтимән. Лекин силәр жуқуридин чүшидиған күч-қудрәт билән кийгүзүлгичә, шәһәрдә күтүп туруңлар».«мән Атамниң вәдә қилғинини вуҗудуңларға әвәтимән» — «Атамниң вәдә қилғини» Өзиниң Муқәддәс Роһи. Худа уларни «қудрәт билән кийгүзиду». «Лекин силәр жуқуридин чүшидиған күч-қудрәт билән кийгүзүлгичә, шәһәрдә күтүп туруңлар» — «шәһәр» — Йерусалим.  Юһ. 14:26; 15:26; 16:7; Рос. 1:4.
 
Әйсаниң асманға көтирилиши
Мар. 16:19-20; Рос. 1:9-11
50 Вә у уларни Бәйт-Ания йезисиғичә башлап барди вә қоллирини көтирип уларни бәрикәтлиди. Рос. 1:12. 51 Вә шундақ болдики, уларни бәрикәтлигәндә у улардин айрилип асманға көтирилди. Мар. 16:19 Рос. 1:9. 52 Улар униңға сәҗдә қилишти вә зор хошал-хурамлиқ ичидә Йерусалимға қайтип келип, 53 һәрдайим ибадәтханида туруп Худаға шүкүр-сана оқушуп турди.«...вә шундақ болдики, у уларни бәрикәтлигәндә у улардин айрилип асманға көтирилди... улар һәрдайим ибадәтханида туруп Худаға шүкүр-сана оқушуп турди» — бу 36-53-айәтләргә қариғанда, бу Мәсиһниң мухлислириға ахирқи көрүнүши еди. Бирақ униң тирилишини баян қилидиған башқа хатириләр билән селиштурғанда, бу биринчи йәкшәнбидики көрүнүштин кейин Әйса йәнә бир нәччә қетим мухлислириға аян болди. Луқаниң бу хатириси Әйсаниң мухлисларға биринчи күнидики көрүнишлиридин бирақла қириқинчи күнидики көрүнүшигә атлап өткән болса керәк (45-айәттә яки 50-айәттә «атлап өтиду»). Шуңа Инҗилдики «төрт баян»да һеч қандақ зит йәрләр йоқ, дәп қараймиз.
«Луқа»ниң давами «Расулларниң паалийәтлири»дур, әлвәттә.

24:1 «һәптиниң биринчи күни» — яки «шабаттин кейинки күн», йәни йәкшәнбә. Башқа бир хил тәрҗимиси ««Һәптиләр»ниң биринчи күни». «Петир нан һейти»дин «орма һейти»ғичә 7 һәптә, йәни 49 күн санилиши керәк. Бу вақит «һәптиләр» дәп атилиду, «орма һейти» бәзидә «һәптиләр һейти» дәпму атилиду.

24:1 Мат. 28:1; Мар. 16:1; Юһ. 20:1.

24:4 «нур чақнап туридиған кийимләрни кийгән икки зат» — «икки зат» грек тилида «икки әр киши». Булар пәриштиләр болса керәк.

24:6-7 Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31.

24:8 Юһ. 2:22.

24:9 Мат. 28:8; Мар. 16:10.

24:12 Юһ. 20:3, 6.

24:13 «он бир чақирим» — грек тилида «атмиш стадийон» — бир стадийон тәхминән 185 метр келиду.

24:13 Мар. 16:12.

24:15 Мат. 18:20; Луқа 24:36.

24:19 Луқа 7:16; Юһ. 4:19; 6:14.

24:21 «Биз әслидә уни Исраилға һәмҗәмәт болуп азат қилидиған зат екән, дәп үмүт қилған едуқ» — «һәмҗәмәт-азат қилғучи» яки «һәмҗәмәт-қутқузғучи» тоғрилиқ «Аюп» 19:25 вә изаһат, шундақла «Тәбирләр»ни көрүң.

24:21 Рос. 1:6.

24:22 Мат. 28:8; Мар. 16:10; Юһ. 20:18.

24:26 Йәш. 50:6; 53:5; Фил. 2:7; Ибр. 12:2; 1Пет. 1:11.

24:27 Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; Зәб. 131:11; Йәш. 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24-25; Дан. 9:24; Мик. 7:20.

24:29 Яр. 19:3; Рос. 16:15; Ибр. 13:2.

24:30 «у улар билән дәстиханда олтарғанда, нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти, андин нанни уштуп уларға тутти» — «нан уштуш» адәттә буни меһман әмәс, бәлки саһибхана қилиши керәк еди.

24:33-34 «улар шу һаман туруп Йерусалимға қайтип кәлди» — грек тилида «улар шу сааттила туруп Йерусалимға қайтип кәлди».

24:36 «Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай!» — ибраний тилида «шалом әләйкум», әрәб тилида «әссаламуәләйкум» дегән сөз билән ипадилиниду.

24:36 Мар. 16:14; Юһ. 20:19; 1Кор. 15:5.

24:41 Юһ. 21:10.

24:44 Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:6.

24:46 Зәб. 15:10; 12:7. 23; Рос. 17:3.

24:47 Рос. 13:38; 1Юһа. 2:12.

24:49 «мән Атамниң вәдә қилғинини вуҗудуңларға әвәтимән» — «Атамниң вәдә қилғини» Өзиниң Муқәддәс Роһи. Худа уларни «қудрәт билән кийгүзиду». «Лекин силәр жуқуридин чүшидиған күч-қудрәт билән кийгүзүлгичә, шәһәрдә күтүп туруңлар» — «шәһәр» — Йерусалим.

24:49 Юһ. 14:26; 15:26; 16:7; Рос. 1:4.

24:50 Рос. 1:12.

24:51 Мар. 16:19 Рос. 1:9.

24:53 «...вә шундақ болдики, у уларни бәрикәтлигәндә у улардин айрилип асманға көтирилди... улар һәрдайим ибадәтханида туруп Худаға шүкүр-сана оқушуп турди» — бу 36-53-айәтләргә қариғанда, бу Мәсиһниң мухлислириға ахирқи көрүнүши еди. Бирақ униң тирилишини баян қилидиған башқа хатириләр билән селиштурғанда, бу биринчи йәкшәнбидики көрүнүштин кейин Әйса йәнә бир нәччә қетим мухлислириға аян болди. Луқаниң бу хатириси Әйсаниң мухлисларға биринчи күнидики көрүнишлиридин бирақла қириқинчи күнидики көрүнүшигә атлап өткән болса керәк (45-айәттә яки 50-айәттә «атлап өтиду»). Шуңа Инҗилдики «төрт баян»да һеч қандақ зит йәрләр йоқ, дәп қараймиз. «Луқа»ниң давами «Расулларниң паалийәтлири»дур, әлвәттә.