14
Әйса сөзини давам қилиду — «Йол, һәқиқәт вә һаятлиқтурмән»
Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар! Худаға ишинисиләр, маңиму ишиниңлар. Атамниң өйидә нурғун маканлар бар. Болмиған болса, буни силәргә ейтқан болаттим; чүнки мән һәр бириңларға орун тәйярлаш үчүн шу йәргә кетип баримән.«Атамниң өйидә нурғун маканлар бар» — бу сөзләр җәннәтни көрситәмду? Оқурмәнләрниң есидә барки, Әйса 2-бапта өз тенини «Худаниң өйи» (ибадәтхана) дәп сүрәтлиди, шундақла 8:35дә «Худаниң өйи»ни роһий җәһәттин тилға алди. Буниңға қариғанда «туралғу-макан»ни роһий җәһәттин чүшиниш керәк. «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрисида тохтилимиз. Мән силәргә орун тәйярлиғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни өзүмгә алимән; шуниң билән, мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр.«Мән силәргә орун тәйярлиғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни өзүмгә алимән; шуниң билән, мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр» — Мәсиһниң бу «қайтип келиш»и Мәсиһниң қиямәттә дунияға келиши яки Муқәддәс Роһниң әвәтилишини көрситәмду? Бу үчинчи айәт үстидиму «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Юһ. 12:26; 17:24. Силәр мениң қәйәргә кетидиғанлиғимни вә у йәргә баридиған йолни билисиләр.
Томас униңға: — И Рәб, сениң қәйәргә кетидиғанлиғиңни билмәймиз. Шундақ екән, йолни қандақ билимиз? — деди.
Әйса униңға:
— Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ өзүмдурмән. Мениңсиз һеч ким Атиниң йениға баралмайду.«Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ өзүмдурмән. Мениңсиз һеч ким атиниң йениға баралмайду» — Мәсиһ үчүн Атиниң йениға баридиған йол кресттики өлүм арқилиқ болатти; өзигә етиқат қилғучиларға нисбәтән, Мәсиһниң өзи Атиниң алдиға баридиған йолдур.  Юһ. 1:4, 17; 10:9; 11:25; Ибр. 9:8. Әгәр мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуған болаттиңлар. Һазирдин башлап уни тонудуңлар һәм уни көрдүңлар, — деди.
— И Рәб, Атини бизгә көрситип қойсаңла, шу купайә, — деди Филип.
Әйса униңға мундақ деди: — «И Филип, силәр билән биргә болғинимға шунчә вақит болди, мени техичә тонумидиңму? Мени көргән киши Атини көргән болиду. Шундақ туруқлуқ, сән немишкә йәнә: «Бизгә Атини көрсәткәйсән» дәйсән? Юһ. 10:30. 10 Мән Атида, Ата мәндә екәнлигигә ишәнмәмсән? Силәргә ейтқан сөзлиримни өзлүгүмдин ейтқиним йоқ; бәлки мәндә туруватқан Ата Өз әмәллирини қиливатиду. Юһ. 5:17; 7:16; 8:28; 10:38; 12:49; 16:13; 17:21. 11 Мениң Атида болғанлиғимға, Атиниң мәндә болғанлиғиға ишиниңлар. Яки һеч болмиғанда, мениң қилған әмәллиримдин маңа ишиниңлар.«... һеч болмиғанда, мениң қилған әмәллиримдин маңа ишиниңлар» — 11- вә 12-айәтләрдә «әмәлләр» Әйса яратқан мөҗизилик аламәтләр.
12 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа ишәнгән киши мениң қиливатқан әмәллиримни қилалайду; вә булардинму техиму улуқ әмәлләрни қилиду, чүнки мән Атиниң йениға қайтип кетимән. «маңа ишәнгән киши мениң қиливатқан әмәллиримни қилалайду; вә булардинму техиму улуқ әмәлләрни қилиду, чүнки мән Атиниң йениға қайтип кетимән» — бу «техиму улуқ әмәлләр» үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Мат. 21:21; Луқа 17:6; Рос. 5:12; 19:11. 13 Вә Атиниң Оғулда улуқлиниши үчүн, һәр немини мениң намим билән тилисәңлар, шуларни иҗабәт қилимән. Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 15:7; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22. 14 Мениң намим билән һәр қандақ нәрсини тилисәңлар, мән силәргә шуни иҗабәт қилимән».
 
Әйсаниң Муқәддәс Роһни әвәтиши; Униң қилидиған ишлири
15 — «Мени сөйсәңлар, әмирлиримгә әмәл қилисиләр. Юһ. 14:21, 23; 15:10; 1Юһа. 5:3. 16 Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду. У силәр билән әбәткичә биргә болиду. «Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду» — муһим сөз «башқа бир Ярдәмчи»дур. Биринчи «Ярдәмчи» болса Әйса Мәсиһниң өзи, әлвәттә. «Ярдәмчи» грек тилидики «параклетос» дегән сөзниң мәнасини толуқ ипадиләп берәлмәйду. Грек тилидики «параклетос»ниң толуқ мәнаси «мәлум бирәвниң йениға ярдәм беришкә чақирилғучи», йәни «тәсәлли бәргүчи», «һәмраһ», «мәслиһәтчи», «күчәйткүчи», «адвокат-ақлиғучи» қатарлиқлардур. «Башқа бир...» дегини бизгә шуни көрситидуки, Әйса мухлислар билән биргә болған вақтида, уларға қандақ җәһәтләрдин «Ярдәмчи» болған болса, у улардин айрилғанда, Муқәддәс Роһ уларға Әйсаниң толуқ вәкили болуп, иккинчи «Ярдәмчи» рольида болиду, дегән қиммәтлик вәдини билдүриду. 17 У болсиму Һәқиқәтниң Роһидур. Уни бу дуниядикиләр қобул қилалмайду, чүнки Уни нә көрмәйду, нә тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У силәр билән биллә туруватиду һәм силәрдә макан қилиду.«У болсиму Һәқиқәтниң Роһидур» — «Һәқиқәтниң Роһи» — яки «һәқиқәткә башлиғучи Роһ». «силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У силәр билән биллә туруватиду» — улар қайси йол билән Муқәддәс Роһни тонуйду? У шу чағда қандақ йол билән «улар билән биллә туриду»? Җавап шүбһисизки, улар Әйсани тонуғачқа, Муқәддәс Роһниму тонуған болиду; Әйса улар билән биллә турғачқа, Муқәддәс Роһму улар билән биллә турувататти. Лекин Әйса улардин айрилғандин кейин Муқәддәс Роһ уларниң «ичидә, қәлбидә, роһида» макан қилиду.
18 Мән силәрни житим қалдурмаймән, йениңларға йәнә қайтип келимән. Мат. 28:20. 19 Азғина вақиттин кейин, бу дуния мени көрмәйду, лекин силәр көрүсиләр. Мән һаят болғанлиғим үчүн, силәрму һаят болисиләр. 20 Шу күндә мениң Атамда болғанлиғим, силәрниң мәндә болғанлиғиңлар вә мәнму һәм силәрдә болғанлиғимни билисиләр. 21 Ким әмирлиримгә егә болуп уларни тутса, мени сөйгүчи шу болиду. Мени сөйгүчини Атамму сөйиду, мәнму уни сөйимән вә өзүмни униңға аян қилимән». 22 Йәһуда (Йәһуда Ишқарийот әмәс) униңдин:
— И Рәб, сән өзүңни бу дуниядикиләргә аян қилмай, бизгила аян қилишиң қандақ иш? — дәп сориди.«И Рәб, сән өзүңни бу дуниядикиләргә аян қилмай, бизгила аян қилишиң қандақ иш?» — шүбһисизки, мухлислар уни дәрһал өзини пүткүл дунияға аян қилиду, дәп ойлатти.
23 Әйса униңға җававән мундақ деди:
— «Бирким мени сөйсә, сөзүмни тутиду; Атамму уни сөйиду вә Атам билән иккимиз униң йениға берип, униң билән биллә макан қилимиз. «Атам билән иккимиз униң йениға берип, униң билән биллә макан қилимиз» — «Атам билән иккимиз» грек тилида «биз». 24 Мени сөймәйдиған киши сөзлиримни тутмайду; вә силәр аңлаватқан бу сөз болса мениң әмәс, бәлки мени әвәткән Атиниңкидур. Юһ. 7:16; 8:28; 12:49; 14:10; 16:13. 25 Мән силәр билән биллә болуватқан чеғимда, буларни силәргә ейттим. 26 Лекин Ата мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Муқәддәс Роһ силәргә һәммини үгитиду һәм мениң силәргә ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға кәлтүриду.Луқа 24:49; Юһ. 15:26; 16:7, 13; Рос. 2:4.
27 Силәргә хатирҗәмлик қалдуримән, өз хатирҗәмлигимни силәргә беримән; мениң силәргә бәргиним бу дуниядикиләрниң бәргинидәк әмәстур. Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар вә җүръәтсиз болмаңлар.«мениң силәргә бәргиним бу дунияниң адәмлириниң бәргинидәк әмәстур» — бу дуниядики адәмләр бир нәрсә бәргинидә дайим дегидәк халап бәрмәйду — алдамчилиқ, ялғанчилиқ вә нурғун шәртләр билән бериду. Лекин Худа бизгә бир нәрсә бәрсә уни қайтурғузмайду.  Фил. 4:7.
28 Силәр мениң: «Мән силәрдин айрилип кетимән, кейин йениңларға йәнә қайтип келимән» дегинимни аңлидиңлар. Мени сөйгән болсаңлар, Атиниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хурсән болаттиңлар. Чүнки Ата мәндин улуқдур. Юһ. 14:3. 29 Силәрниң бу ишлар йүз бәргинидә ишинишиңлар үчүн бу ишлар йүз бериштин авал силәргә ейттим. «Силәрниң бу ишлар йүз бәргинидә ишинишиңлар үчүн бу ишлар йүз бериштин авал силәргә ейттим» — «бу ишлар» — Әйсаниң тутулуп өлтүрүлүши («силәрдин айрилип кетишим») уларниң етиқатиға дәһшәтлик зәрб болиду.  Юһ. 13:19; 16:4. 30 Мундин кейин силәр билән көп сөзләшмәймән; чүнки бу дунияниң һөкүмдари келиш алдида туриду вә мәндин киргидәк һеч йочуқ тапалмайду. «бу дунияниң һөкүмдари келиш алдида туриду вә мәндин киргидәк һеч йочуқ тапалмайду» — «бу дунияниң һөкүмдари» Шәйтан, Иблисни көрситиду.  Юһ. 12:31; 16:11; Әф. 2:2. 31 Лекин бу дунияниң адәмлириниң мениң Атини сөйидиғанлиғимни билиши үчүн Ата маңа немә әмир қилған болса, мән дәл шуни әмәлгә ашуримән. Туруңлар, бу җайдин кетәйли».«Ата маңа немә әмир қилған болса, мән дәл шуни әмәлгә ашуримән» — 30-айәт билән зич бағлиниду. Демәк, Әйсаниң өзиниң тутулуши, сотлиниши, һақарәтлиниши андин крестлинишини ихтияри билән қобул қилишиниң түп мәхсити болса, Иблисниң үстидин қандақтур бир һоқуққа егә болуш үчүн әмәс, бәлки Атиниң ирадиси үчүн болиду.  Юһ. 10:18; Ибр. 10:5.
 
 

14:2 «Атамниң өйидә нурғун маканлар бар» — бу сөзләр җәннәтни көрситәмду? Оқурмәнләрниң есидә барки, Әйса 2-бапта өз тенини «Худаниң өйи» (ибадәтхана) дәп сүрәтлиди, шундақла 8:35дә «Худаниң өйи»ни роһий җәһәттин тилға алди. Буниңға қариғанда «туралғу-макан»ни роһий җәһәттин чүшиниш керәк. «қошумчә сөз»имиздә бу тоғрисида тохтилимиз.

14:3 «Мән силәргә орун тәйярлиғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни өзүмгә алимән; шуниң билән, мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр» — Мәсиһниң бу «қайтип келиш»и Мәсиһниң қиямәттә дунияға келиши яки Муқәддәс Роһниң әвәтилишини көрситәмду? Бу үчинчи айәт үстидиму «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

14:3 Юһ. 12:26; 17:24.

14:6 «Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ өзүмдурмән. Мениңсиз һеч ким атиниң йениға баралмайду» — Мәсиһ үчүн Атиниң йениға баридиған йол кресттики өлүм арқилиқ болатти; өзигә етиқат қилғучиларға нисбәтән, Мәсиһниң өзи Атиниң алдиға баридиған йолдур.

14:6 Юһ. 1:4, 17; 10:9; 11:25; Ибр. 9:8.

14:9 Юһ. 10:30.

14:10 Юһ. 5:17; 7:16; 8:28; 10:38; 12:49; 16:13; 17:21.

14:11 «... һеч болмиғанда, мениң қилған әмәллиримдин маңа ишиниңлар» — 11- вә 12-айәтләрдә «әмәлләр» Әйса яратқан мөҗизилик аламәтләр.

14:12 «маңа ишәнгән киши мениң қиливатқан әмәллиримни қилалайду; вә булардинму техиму улуқ әмәлләрни қилиду, чүнки мән Атиниң йениға қайтип кетимән» — бу «техиму улуқ әмәлләр» үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

14:12 Мат. 21:21; Луқа 17:6; Рос. 5:12; 19:11.

14:13 Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 15:7; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22.

14:15 Юһ. 14:21, 23; 15:10; 1Юһа. 5:3.

14:16 «Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду» — муһим сөз «башқа бир Ярдәмчи»дур. Биринчи «Ярдәмчи» болса Әйса Мәсиһниң өзи, әлвәттә. «Ярдәмчи» грек тилидики «параклетос» дегән сөзниң мәнасини толуқ ипадиләп берәлмәйду. Грек тилидики «параклетос»ниң толуқ мәнаси «мәлум бирәвниң йениға ярдәм беришкә чақирилғучи», йәни «тәсәлли бәргүчи», «һәмраһ», «мәслиһәтчи», «күчәйткүчи», «адвокат-ақлиғучи» қатарлиқлардур. «Башқа бир...» дегини бизгә шуни көрситидуки, Әйса мухлислар билән биргә болған вақтида, уларға қандақ җәһәтләрдин «Ярдәмчи» болған болса, у улардин айрилғанда, Муқәддәс Роһ уларға Әйсаниң толуқ вәкили болуп, иккинчи «Ярдәмчи» рольида болиду, дегән қиммәтлик вәдини билдүриду.

14:17 «У болсиму Һәқиқәтниң Роһидур» — «Һәқиқәтниң Роһи» — яки «һәқиқәткә башлиғучи Роһ». «силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У силәр билән биллә туруватиду» — улар қайси йол билән Муқәддәс Роһни тонуйду? У шу чағда қандақ йол билән «улар билән биллә туриду»? Җавап шүбһисизки, улар Әйсани тонуғачқа, Муқәддәс Роһниму тонуған болиду; Әйса улар билән биллә турғачқа, Муқәддәс Роһму улар билән биллә турувататти. Лекин Әйса улардин айрилғандин кейин Муқәддәс Роһ уларниң «ичидә, қәлбидә, роһида» макан қилиду.

14:18 Мат. 28:20.

14:22 «И Рәб, сән өзүңни бу дуниядикиләргә аян қилмай, бизгила аян қилишиң қандақ иш?» — шүбһисизки, мухлислар уни дәрһал өзини пүткүл дунияға аян қилиду, дәп ойлатти.

14:23 «Атам билән иккимиз униң йениға берип, униң билән биллә макан қилимиз» — «Атам билән иккимиз» грек тилида «биз».

14:24 Юһ. 7:16; 8:28; 12:49; 14:10; 16:13.

14:26 Луқа 24:49; Юһ. 15:26; 16:7, 13; Рос. 2:4.

14:27 «мениң силәргә бәргиним бу дунияниң адәмлириниң бәргинидәк әмәстур» — бу дуниядики адәмләр бир нәрсә бәргинидә дайим дегидәк халап бәрмәйду — алдамчилиқ, ялғанчилиқ вә нурғун шәртләр билән бериду. Лекин Худа бизгә бир нәрсә бәрсә уни қайтурғузмайду.

14:27 Фил. 4:7.

14:28 Юһ. 14:3.

14:29 «Силәрниң бу ишлар йүз бәргинидә ишинишиңлар үчүн бу ишлар йүз бериштин авал силәргә ейттим» — «бу ишлар» — Әйсаниң тутулуп өлтүрүлүши («силәрдин айрилип кетишим») уларниң етиқатиға дәһшәтлик зәрб болиду.

14:29 Юһ. 13:19; 16:4.

14:30 «бу дунияниң һөкүмдари келиш алдида туриду вә мәндин киргидәк һеч йочуқ тапалмайду» — «бу дунияниң һөкүмдари» Шәйтан, Иблисни көрситиду.

14:30 Юһ. 12:31; 16:11; Әф. 2:2.

14:31 «Ата маңа немә әмир қилған болса, мән дәл шуни әмәлгә ашуримән» — 30-айәт билән зич бағлиниду. Демәк, Әйсаниң өзиниң тутулуши, сотлиниши, һақарәтлиниши андин крестлинишини ихтияри билән қобул қилишиниң түп мәхсити болса, Иблисниң үстидин қандақтур бир һоқуққа егә болуш үчүн әмәс, бәлки Атиниң ирадиси үчүн болиду.

14:31 Юһ. 10:18; Ибр. 10:5.