2
Муқәддәс Роһниң етиқатчиларға келиши
Әнди «орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда, буларниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди.««орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда,..» — яки «орма һейт күни әмәлгә ашурулғанда,...». Бу тәрҗимә тоғра болса «орма һейт күни»ниң өзи бир хил бешарәт яки «бешарәтлик рәсим» болиду. «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имиздики «һейтлар» тоғрилиқ мәзмунни көрүң.
«Орма һейт» — «өтүп кетиш һейти»дин кейинки әллигинчи күни келидиған һейт, шуңлашқа бәзи вақитларда грек тилида «Әллигинчи күндики һейт» («пентекост») дәп атилиду (бәлким Майниң беши әтрапида).
  Лав. 23:15; Қан. 16:9; Рос. 1:14. Асмандин туюқсиз күчлүк шамал соққандәк бир аваз аңлинип, улар олтириватқан өйни бир алди. От ялқунидәк тиллар уларға көрүнүп, уларниң һәр бириниң үстигә тарқилип қонди. Уларниң һәммиси Муқәддәс Роһқа толдурулуп, Роһ уларға сөз ата қилиши билән улар намәлум тилларда сөзлигили турди.Мат. 3:11; Мар. 1:8; 16:17; Луқа 3:16; Юһ. 14:26; 15:26; 16:13; Рос. 10:46; 11:15; 19:6.
У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди.«У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди» — мошу әрләр бәлким һейтни тәбрикләшкә кәлгән еди. Әнди етиқатчиларниң бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти һәмдә етиқатчиларниң өзлири турушлуқ җайдики тилларда сөзлишиватқанлиғини аңлап, теңирқап қелишти.«Әнди етиқатчиларниң бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти...» — «аваз» дегән сөз тоғрилиқ үч чүшәнчә бар: (1) 2-айәттә тилға елинған «асмандин (чүшкән)... аваз»; (2) тәрҗимимиздәк, барлиқ етиқатчилар намәлум тил билән Худани мәдһийәлигән чоң авази; (3) грек тилида бәзи вақитта «аваз» дегән сөз «хәвәр»ни билдүргәчкә, мошу йәрдики «аваз» «нурғун адәмләрниң туюқсиз көп тилларда сөзлисишиватқанлиғи тоғрисидики хәвәр»ни билдүрүшиму мүмкин. Улар һәйран болуп тәәҗҗүплинип:
— Қараңлар, сөзлишиватқанларниң һәммиси Галилийәликләрғу? Қандақларчә уларниң бизниң ана жутимиздики тиллиримизда сөзлишиватқанлиғини аңлаватқандимиз? Аримизда Партиялар, Медиалар, Еламлар, шундақла Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия, 10-11 Фригийә һәм Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Куринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, шуниңдәк мошу йәрдә мусапир болуп туруватқан Рим шәһиридин кәлгәнләр — Йәһудийлар болсун, Тәврат етиқатиға киргәнләр болсун, Кретлар вә Әрәбләр болсун, һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ әмәллирини бизниң ана тиллиримизда сөзләватқанлиғини аңлаватимиз! — дейишти.
12 Улар һаң-таң қелип алақзадилик билән бир-биригә:
— Бу зади қандақ ишту? — дейишти.
13 Амма бәзиләр:
— Булар йеңи шарап билән убданла мәс болуп қапту! — дәп мәсқирә қилишти.
 
Петрусниң чүшәндүрүши, Әйса Мәсиһни җар қилиши
14 Амма Петрус қалған он бирәйлән билән орнидин туруп, авазини көтирип көпчиликкә мундақ деди:
— Әй Йәһудийәдикиләр вә Йерусалимда барлиқ туруватқанлар! Бу иш силәргә мәлум болғайки, сөзлиримгә қулақ селиңлар! 15 Булар силәр ойлиғандәк мәс әмәс, чүнки һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди. «һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди» — Йәһудийларниң вақит өлчими бойичә «күнниң үчинчи саити». 16 Әмәлийәттә бу дәл Йоел пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған шу иштур:
17 — «Худа мундақ деди:
«Мән ахирқи күнләрдә Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән;
Силәрниң оғул-қизлириңлар вәһийлик бешарәт йәткүзиду,
Силәрниң жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду;
Силәрниң қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду;«Мән ахирқи күнләрдә өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән» — «ахирқи күнләр» яки «ахир заман» адәттә Инҗил дәвриниң өзини көрситиду; демәк, Мәсиһниң биринчи қетим дунияға келишидин тартип иккинчи қетим келишигичә болған вақитни көрситиду. «Роһумни» грек тилида мошу йәрдә «Роһумдин» дегән сөз билән ипадилиниду.  Йәш. 44:3; Әз. 11:19; 36:27; Йо. 2:27-29; Зәк. 12:10; Луқа 2:36; Юһ. 7:3; Рос. 10:45; 21:9.
18 Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән, улар бешарәт йәткүзиду.«шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән...» — «Роһумни» грек тилида мошу йәрдә «Роһумдин» дегән сөз билән ипадилиниду.
19 Мән жуқурида асманларда карамәт ишлар, төвәндә, зиминда мөҗизилик аламәтләрни,
Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән.
20 Рәбниң улуқ һәм карамәт-шәрәплик күни болмиғичә,
Қуяш қараңғулуққа,
Ай қанға айландурулиду.Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Вәһ. 6:12-13
21 Һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки,
Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду».«...һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду» — (17-21-айәт) «Йо.» 2:28-32ни көрүң.  Йо. 2:30-32; Рим. 10:13.
 
22 Әй Исраиллар, мошу сөзләрни аңлаңлар. Насарәтлик Әйса болса, Худа араңларда у арқилиқ көрсәткән қудрәтлик әмәлләр, карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр билән силәргә тәстиқлиған бир зат — бу ишлар һәммиңларға мәлум — 23 у киши Худаниң бекиткән мәхсити вә алдин-ала билиши бойичә сатқунлуққа учрап тутуп берилгәндин кейин, силәр уни Тәврат қанунисиз жүргән адәмләрниң қоли арқилиқ крестләп өлтүргүздүңлар. «Тәврат қанунисиз жүргән адәмләр»... — мошу йәрдә ят әлликләр, болупму римлиқларни көрситиду.  Рос. 4:28; 5:30. 24 Лекин Худа уни өлүмниң азапларниң илкидин азат қилип қайта тирилдүрди. Чүнки өлүмниң уни тутқун қилиши һәргиз мүмкин әмәс. Рос. 10:40. 25 Давут Зәбурда у тоғрилиқ мундақ алдин-ала ейтқан:
«Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимда көрүп келиватимән;
У оң йенимда болғачқа,
Мән һәргиз тәврәнмәймән.Зәб. 15:8-11.
26 Шуңа мениң қәлбим хошалланди,
Мениң тилим шатлинип яйриди;
Мениң теним үмүт-арзу ичидә туриду;
27 Чүнки Сән җенимни тәһтисарада қалдурмайсән,
Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучуңға чиришләрни көргүзмәйсән.
28 Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән;
Һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».«...Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».» — (25-28-айәт) «Зәб.» 15:8-11ни көрүң.  Зәб. 15:8-11.
 
29 Қериндашлар, мән атимиз падиша Давут тоғрилиқ һеч иккиләнмәй шуни ейтимәнки, у өлди вә униң қәбри бүгүнки күнгичә аримизда бар. 1Пад. 2:10; Рос. 13:36. 30 Әнди у пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә олтиришқа өз пуштидин бирәйләнни турғузушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти. «өз пуштидин бирәйлән...» — грек тилида «униң чатириқидин чиққандин бирәйлән...».  2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Луқа 1:32; Рос. 13:23; Рим. 1:3; 2Тим. 2:8. 31 У Мәсиһниң өлгәндин кейин тирилдүрүлидиғинини алдин-ала көрүп йәткән вә бу мунасивәт билән Мәсиһниң тәһтисарада қалдурулмайдиғинини вә тениниң чиримәйдиғинини тилға алған. Зәб. 15:10; Рос. 13:35. 32 Худа дәл бу Әйсани өлүмдин тирилдүрди, вә һәммимиз бу ишниң гувачилиримиз. Юһ. 15:27; Рос. 1:8. 33 У Худаниң оң йенида шан-шәрәп ичидә олтарғузулуп, шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип, һазир көрүватқан һәм аңлаватқанлириңларни төкүп бизләргә чүшүрди. «шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип,...» — яки «шундақла Атидин Муқәддәс Роһ ата қилиш вәдисини тапшурувелип,...».  Рос. 1:4; 5:31; 10:45; Фил. 2:9. 34-35 Чүнки Давут өзи әршкә чиққан әмәс; лекин у муну сәзләрни Зәбурда ейтқан: —
«Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: —
«Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә,
Мениң оң йенимда олтарғин!»».«Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»» — «Зәб.» 119:1.  Зәб. 109:1; 1Кор. 15:25; Әф. 1:20; Ибр. 1:13.
36 Шуниң үчүн, пүткүл Исраил җәмәтидикиләр шуни қәтъий билсунки, Худа силәр крестлигән дәл ушбу Әйсани һәм Рәб һәм Мәсиһ қилип тиклиди!».
37 Бу сөзләр аңлиғанларниң жүригигә санҗилғандәк қаттиқ тәккән болуп улар Петрус вә башқа расуллардин:
— И қериндашлар, ундақта биз немә қилишимиз керәк? — дәп сорашти.Зәк. 12:10; Луқа 3:10; Рос. 9:6; 16:30.
38 Петрус уларға: — Товва қилиңлар, һәр бириңлар Әйса Мәсиһниң намида гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар вә шундақ қилсаңлар Худаниң илтипати болған Муқәддәс Роһ силәргә ата қилиниду. 39 Чүнки бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду.«бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду» — «бу вәдә» Муқәддәс Роһни көрситиду.  Йо. 2:30-32; Әф. 2:13.
40 Петрус йәнә нурғун башқа сөзләр билән уларни агаһландуруп уларға:
— Силәр өзүңларни бу иплас дәвирдин қутқузуңлар! — дәп җекилиди. 41 Шуниң билән униң сөзини қобул қилғанлар чөмүлдүрүлүшти. Шу күни җамаәткә қошулғанлар үч миңчә киши еди. 42 Улар өзлирини изчил һалда расулларниң тәлимигә, етиқатчиларниң бирлик-һәмдәмлигигә, нанни уштушқа вә дуаларға беғишлиди. «етиқатчиларниң бирлик-һәмдәмлиги» — бу алаһидә мәнидә болуп, грек тилида «ортақлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөз һәм Худа билән болған алақини, һәм етиқатчиларниң бир-бири билән болған зич алақисини вә Худаниң шапаитидин ортақ несивә болушни билдүриду. «нан уштуш» — шүбһисизки, уларниң Әйсаниң өлүмини хатириләш үчүн нан уштушини көрситиду («Мат.» 26:26-28, «1Кор.» 11-бап, 17-34ни көрүң).
 
Етиқатчилар арисидики енақлиқ
43 Вә қорқунуч уларниң һәр бириниң үстигә чүшти вә расулларниң вастиси билән нурғун карамәтләр вә мөҗизилик аламәтләр йүз бәрди. Мар. 16:17; Рос. 5:12. 44 Пүтүн етиқатчилар давамлиқ җәм болуп биллә яшап, барлиғини ортақ тутушти.Қан. 15:4; Рос. 4:32.
45 Улар мал-мүлүклирини сетип, пулини һәр кимниң еһтияҗиға қарап һәммисигә тәқсим қилишатти. Йәш. 58:7; Рос. 4:35. 46 Улар һәр күни ибадәтхана һойлисиға бир нийәттә җәм болушатти, өй-өйләрдә хошал-хурамлиқ вә ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип, «улар һәр күни ... ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип,...» — 2:42дики изаһатни көрүң. 47 Худаға мәдһийә оқушатти; улар пүткүл халайиқниң иззитигә сазавәр болди. Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни җамаәткә қошатти.«...Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни җамаәткә қошатти» — яки «...Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни уларниң арисиға қошатти».  Рос. 5:14; 11:21.
 
 

2:1 ««орма һейт» күниниң вақти-саити тошқанда,..» — яки «орма һейт күни әмәлгә ашурулғанда,...». Бу тәрҗимә тоғра болса «орма һейт күни»ниң өзи бир хил бешарәт яки «бешарәтлик рәсим» болиду. «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имиздики «һейтлар» тоғрилиқ мәзмунни көрүң. «Орма һейт» — «өтүп кетиш һейти»дин кейинки әллигинчи күни келидиған һейт, шуңлашқа бәзи вақитларда грек тилида «Әллигинчи күндики һейт» («пентекост») дәп атилиду (бәлким Майниң беши әтрапида).

2:1 Лав. 23:15; Қан. 16:9; Рос. 1:14.

2:4 Мат. 3:11; Мар. 1:8; 16:17; Луқа 3:16; Юһ. 14:26; 15:26; 16:13; Рос. 10:46; 11:15; 19:6.

2:5 «У чағда, асман астидики барлиқ әлләрдин кәлгән нурғун ихласмән Йәһудий әрләрму Йерусалимда туруватқан еди» — мошу әрләр бәлким һейтни тәбрикләшкә кәлгән еди.

2:6 «Әнди етиқатчиларниң бу авази аңлинип, топ-топ адәмләр шу йәргә җәм болушти...» — «аваз» дегән сөз тоғрилиқ үч чүшәнчә бар: (1) 2-айәттә тилға елинған «асмандин (чүшкән)... аваз»; (2) тәрҗимимиздәк, барлиқ етиқатчилар намәлум тил билән Худани мәдһийәлигән чоң авази; (3) грек тилида бәзи вақитта «аваз» дегән сөз «хәвәр»ни билдүргәчкә, мошу йәрдики «аваз» «нурғун адәмләрниң туюқсиз көп тилларда сөзлисишиватқанлиғи тоғрисидики хәвәр»ни билдүрүшиму мүмкин.

2:15 «һазир пәқәт әтигән саат тоққуз болди» — Йәһудийларниң вақит өлчими бойичә «күнниң үчинчи саити».

2:17 «Мән ахирқи күнләрдә өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән» — «ахирқи күнләр» яки «ахир заман» адәттә Инҗил дәвриниң өзини көрситиду; демәк, Мәсиһниң биринчи қетим дунияға келишидин тартип иккинчи қетим келишигичә болған вақитни көрситиду. «Роһумни» грек тилида мошу йәрдә «Роһумдин» дегән сөз билән ипадилиниду.

2:17 Йәш. 44:3; Әз. 11:19; 36:27; Йо. 2:27-29; Зәк. 12:10; Луқа 2:36; Юһ. 7:3; Рос. 10:45; 21:9.

2:18 «шу күнләрдә қуллирим үстигиму, дедәклирим үстигиму Роһумни қуйимән...» — «Роһумни» грек тилида мошу йәрдә «Роһумдин» дегән сөз билән ипадилиниду.

2:20 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Вәһ. 6:12-13

2:21 «...һәм шу чағда шундақ әмәлгә ашурулидуки, Рәбниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду» — (17-21-айәт) «Йо.» 2:28-32ни көрүң.

2:21 Йо. 2:30-32; Рим. 10:13.

2:23 «Тәврат қанунисиз жүргән адәмләр»... — мошу йәрдә ят әлликләр, болупму римлиқларни көрситиду.

2:23 Рос. 4:28; 5:30.

2:24 Рос. 10:40.

2:25 Зәб. 15:8-11.

2:28 «...Сән маңа һаят йоллирини көрсәткәнсән; һозуруң билән мени шат-хурамлиққа толуп ташқузисән».» — (25-28-айәт) «Зәб.» 15:8-11ни көрүң.

2:28 Зәб. 15:8-11.

2:29 1Пад. 2:10; Рос. 13:36.

2:30 «өз пуштидин бирәйлән...» — грек тилида «униң чатириқидин чиққандин бирәйлән...».

2:30 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Луқа 1:32; Рос. 13:23; Рим. 1:3; 2Тим. 2:8.

2:31 Зәб. 15:10; Рос. 13:35.

2:32 Юһ. 15:27; Рос. 1:8.

2:33 «шундақла Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни қобул қилип,...» — яки «шундақла Атидин Муқәддәс Роһ ата қилиш вәдисини тапшурувелип,...».

2:33 Рос. 1:4; 5:31; 10:45; Фил. 2:9.

2:34-35 «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»» — «Зәб.» 119:1.

2:34-35 Зәб. 109:1; 1Кор. 15:25; Әф. 1:20; Ибр. 1:13.

2:37 Зәк. 12:10; Луқа 3:10; Рос. 9:6; 16:30.

2:39 «бу вәдә силәргә вә силәрниң балилириңларға, жирақта туруватқанларниң һәммисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайимиз өзигә чақирғанларниң һәммисигә ата қилиниду» — «бу вәдә» Муқәддәс Роһни көрситиду.

2:39 Йо. 2:30-32; Әф. 2:13.

2:42 «етиқатчиларниң бирлик-һәмдәмлиги» — бу алаһидә мәнидә болуп, грек тилида «ортақлиқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөз һәм Худа билән болған алақини, һәм етиқатчиларниң бир-бири билән болған зич алақисини вә Худаниң шапаитидин ортақ несивә болушни билдүриду. «нан уштуш» — шүбһисизки, уларниң Әйсаниң өлүмини хатириләш үчүн нан уштушини көрситиду («Мат.» 26:26-28, «1Кор.» 11-бап, 17-34ни көрүң).

2:43 Мар. 16:17; Рос. 5:12.

2:44 Қан. 15:4; Рос. 4:32.

2:45 Йәш. 58:7; Рос. 4:35.

2:46 «улар һәр күни ... ақ көңүллүк билән ортақ ғизалинишип, нанни уштуп йейишип,...» — 2:42дики изаһатни көрүң.

2:47 «...Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни җамаәткә қошатти» — яки «...Рәб һәр күни қутқузулуватқанларни уларниң арисиға қошатти».

2:47 Рос. 5:14; 11:21.