3
Йәһя пәйғәмбәрниң тәлим бериши
Мат. 3:1-12; Мар. 1:1-8; Юһ. 1:19-28
Рим императори Тибериус Қәйсәрниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили, Понтиус Пилатус Йәһудийә өлкисиниң валийси, Һерод хан Галилийә өлкисиниң һакими, Һерод ханниң иниси Филип хан Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаняс хан Абилиний өлкисиниң һакими болғанда,«Рим императори Тибериус Қәйсәрниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили» — бизниң һесаплишимизчә Тибериус Қәйсәр миладийә 13-жили 27-Июн император дәп җакаланған. Шуңа Йәһя пәйғәмбәрниң Исраилға Худаниң падишалиғини, шундақла Мәсиһниң кәлгәнлигини җар селишқа башлиғанлиғи миладийә 28-жили болса керәк еди. «Һерод хан Галилийә өлкисиниң һакими, Һерод ханниң иниси Филип хан Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаняс хан Абилиний өлкисиниң һакими болғанда...» — мошу айәттә үч қетим ишлитилгән «һаким» дегән сөз грек тилида «тетрарқ» дегән сөз билән ипадилиниду. «тетрарқ» дегәнниң толуқ мәнаси «(зиминниң) төрттин бир қисми үстидики һаким». «тетрарқ» дегән мәртивә «валий»дин төвән еди.  


Хәритә - Мәсиһниң дәвридә, Қанаан (Исраилийә) зимини
Һаннас һәм Қаяфа баш каһинлиқ қиливатқанда, Худаниң сөз-калами чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһяға кәлди.«... Һаннас һәм Қаяфа баш каһинлиқ қиливатқанда, Худаниң сөз-калами чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһяға кәлди» — бу 1-2-айәттә Худа чақчақ қиливатқандәк — дунияда шунчә муһтәрәм әрбаблар болғини билән, У Өз сөз-каламини уларниң һеч қайсисиға аманәт қилған әмәс, бәлки чөлдә яшаватқан намәлум бир Йәһудийға тапшурди.  Рос. 4:6. У Иордан дәрияси вадисидики барлиқ районларни кезип, кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»ни җакалашни башлиди.«Йәһя пәйғәмбәр... кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»ни җакалашни башлиди» — «кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»: — башқичә ейтқанда, «Гуналиқ йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилғанлиғиңларни билдүрүш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду!» — дегәндәк.  Мат. 3:1; Мар. 1:4. Худди Тәвраттики Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлири хатириләнгән қисимда пүтүлгәндәк:
 
«Баяванда товлиғучи бир кишиниң:
Рәбниң йолини тәйярлаңлар,
Униң йоллирини түз қилиңлар! — дегән авази аңланди.Йәш. 40:3-5; Мат. 3:3; Мар. 1:3; Юһ. 1:23.
Барлиқ җилғилар толдурулиду,
Барлиқ тағ-дөңләр пәслитилиду;
Әгир-тоқай җайлар түзлиниду,
Оңғул-доңғул йәрләр тәкши йоллар қилиниду.
Шундақ қилип, барлиқ әт егилири Худаниң ниҗатини көрәләйдиған болиду! — дәп товлайду».«барлиқ әт егилири Худаниң ниҗатини көрәләйдиған болиду!» — «Йәш.» 40:3-5.  Зәб. 97:2-3; Йәш. 40:3-5; 52:10.
 
Йәһя әнди алдиға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа чиққан топ-топ халайиққа:
— Әй зәһәрлик илан балилири! Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!«Әй зәһәрлик илан балилири! Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!» — бу кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә; мәнаси бәлким «Товва қилмай, чөмүлдүрүшни қобул қилиш бизни Худаниң келидиған ғәзәптин қутқузиду, дегиниңлар қандақ гәп?!» дегәндәк.  Мат. 3:7; 23:33. Әнди товиға лайиқ мевиләрни кәлтүрүңлар! Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял әйлимәңлар; чүнки мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду.«Әнди товиға лайиқ мевиләрни кәлтүрүңлар!» — «товиға лайиқ мевиләр» тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» — демәк, «Биз улуқ Ибраһимниң әвлатлири болған «улуқ Йәһудий миллити» болуп, биз һеч немә қилмисақму Худа алдида пак туриверимиз» дегән позитсийини билдүриду.  Мат. 3:9; Юһ. 8:39; Рос. 13:26. Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қандақ дәрәқләр кесип отқа ташлиниду!» — деди.«Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди» — Йәһя пәйғәмбәрниң бу улуқ сөзи «Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида» дегән асасий мәнини билдүриду. Бу сөз тоғрилиқ вә 12-айәттики кейинки бешарити тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мат. 3:10; 7:19.
10 Униң әтрапиға топлашқан кишиләр әнди униңдин:
— Ундақта, биз қандақ қилишимиз керәк? — дәп сориди.Рос. 2:37.
11 У җававән: — Икки қур чапини бар киши бирини йоқ кишигә бәрсун, йәйдиғини бар кишиму шундақ қилсун, — деди.Яқ. 2:13,15; 1Юһа. 3:17.
12 Бәзи баҗгирларму чөмүлдүрүшни қобул қилғили униң алдиға келип:
— Устаз, биз қандақ қилимиз? — дәп сориди.
13 У уларға: — Бәлгүләнгәндин артуқ баҗ алмаңлар, — деди.
14 Андин бәзи ләшкәрләрму униңдин:
— Бизчу, қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти.
У уларға:
— Башқиларниң пулини зораванлиқ билән еливалмаңлар, һеч кимгә ялғандин шикайәт қилмаңлар вә иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.«һеч кимгә ялғандин шикайәт қилмаңлар» — бәлким пул үндүрүвелиш мәхситидә қилинған шикайәтни көрситиши мүмкин.
15 Әнди хәлиқ тәқәззалиқта болуп һәммәйлән көңлидә Йәһя тоғрилиқ «Мәсиһ мошу кишимиду?» дәп ойлашти. «хәлиқ тәқәззалиқта болуп...» — демәк, тәққәзалиқ билән Қутқузғучи-Мәсиһни күткинидә. 16 Йәһя һәммәйләнгә җававән: — Мән силәрни дәрвәқә суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин қудрәтлик болған бириси келиду; мән һәтта кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән! У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду. Йәш. 44:3; Йо. 2:27,28; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 11:16; 2:4; 11:15; 19:4. 17 Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини топа-самандин тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.Мат. 3:12.
18 Әнди шундақ көп башқа несиһәтләр билән Йәһя хуш хәвәрни хәлиққә йәткүзди. 19 Кейин, һаким Һерод өгәй акисиниң аяли Һеродийәни тартивалғанлиғи түпәйлидин вә шуниңдәк униң барлиқ башқа рәзил қилмишлири үчүн Йәһя тәрипидин әйипләнгән, «һаким Һерод» — «һаким» герк тилида «тетрарк». Бу сөз «төртниң бирини идарә қилғучи» дегәнни билдүриду; Һерод Рим империйәсиниң һөкүмранлиғи астида болуп, Пәләстинниң төрттин бир қисмиға (Галилийәгә) «падиша» яки «хан» болған.  Мат. 14:3; Мар. 6:18. 20 Һерод бу барлиқ рәзиллигиниң үстигә йәнә шуни қилдики, Йәһяни зинданға ташлиди.
 
Әйсаниң чөмүлдүрүлүшни қобул қилиши
Мат. 3:13-17; Мар. 1:9-11
21 Шундақ болдики, һәммә хәлиқ Йәһядин чөмүлдүрүшни қобул қилғанда, Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асманлар йерилип, Мат. 3:13; Мар. 1:9; Юһ. 1:32. 22 Муқәддәс Роһ кәптәр сияқида чүшүп униң үстигә қонди. Шуниң билән асмандин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди.«Муқәддәс Роһ кәптәр сияқида чүшүп униң үстигә қонди» — «кәптәр сияқида» яки «пахтәк сияқида». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «Перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду. «...шуниң билән асмандин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди» — Әйсаниң Йәһя пәйғәмбәр тәрипидин чүмүлдүрүлүши униң зинданға ташлинишидин бурун, әлвәттә.  Йәш. 42:1; Мат. 17:5; Мар. 9:7; Луқа 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
 
Әйсаниң нәсәбнамиси
Мат. 1:1-17
23 Әйса өз хизмитини башлиғанда, оттузға кирип қалған еди. У (хәқниң нәзиридә) Йүсүпниң оғли еди; Йүсүп Хеләйниң оғли, «Әйса өз хизмитини башлиғанда, оттузға кирип қалған еди» — «оттузға кирип қалған еди» грек тилида «оттузчә яшқа киргән еди» — Грекшунас Профессор Рамсайниң дейишичә бу ибарә (1) оттуз яш (жигирмә тоққуз яки оттуз бир яш әмәс); (2) дәл оттуз яшқа киргән күни дегән мәнидә. Каһинлар вә Лавийлар дәл оттуз яшқа киргәндә хизмитини башлайтти («Чөл.» 4:3, «Яр.» 41:46ниму көрүң).  Мат. 13:55; Юһ. 6:42. 24 Хеләй Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли, Лавий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Яннайниң оғли, Яннай Йүсүпниң оғли, 25 Йүсүп Маттатияниң оғли, Маттатия Амосниң оғли, Амос Наһумниң оғли, Наһум Һеслиниң оғли, Һесли Наггайниң оғли, 26 Наггай Маһатниң оғли, Маһат Маттатияниң оғли, Маттатия Семәйниң оғли, Семәй Йүсүпниң оғли, Йүсүп Юданиң оғли, «Йүсүп» — яки «Йосех». «Юда» — «Йәһуда»ниң қисқа шәкли. 27 Юда Йоананниң оғли, Йоанан Ресаниң оғли, Реса Зәруббабәлниң оғли, Зәруббабәл Салатийәлниң оғли, Салатийәл Нерийниң оғли, «Салатийәл» — «Мат.» 1:12ни көрүң. Тәвратта, мәсилән «Әзра» 3:2дә «Шеалтиәл» дейилиду. 28 Нерий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Аддиниң оғли, Адди Қосамниң оғли, Қосам Елмадамниң оғли, Елмадам Ерниң оғли, 29 Ер Йосәниң оғли, Йосә Әлиезәрниң оғли, Әлиезәр Йоримниң оғли, Йорим Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли, 30 Лавий Симеонниң оғли, Симеон Йәһуданиң оғли, Йәһуда Йүсүпниң оғли, Йүсүп Йонанниң оғли, Йонан Әлиақимниң оғли, «Йәһуда» — грек тилида мошу йәрдә «Юда» дейилиду. 31 Әлиақим Мелеаһниң оғли, Мелеаһ Мәннаниң оғли, Мәнна Маттатаниң оғли, Маттата Натанниң оғли, Натан Давутниң оғли, 32 Давут Йәссәниң оғли, Йәссә Обәдниң оғли, Обәд Боазниң оғли, Боаз Салмонниң оғли, Салмон Наһшонниң оғли, Наһшон Амминадабниң оғли, 33 Амминадаб Арамниң оғли, Арам Һезронниң оғли, Һезрон Пәрәзниң оғли, Пәрәз Йәһуданиң оғли, «Арам» — «Рут» 4:20 вә «1Тар.» 2:10дә «Рам». «Һезрон» — грек тилида «Әсром». «Пәрәз» — грек тилида «Парәс». 34 Йәһуда Яқупниң оғли, Яқуп Исһақниң оғли, Исһақ Ибраһимниң оғли, Ибраһим Тәраһниң оғли, Тәраһ Наһорниң оғли, Яр. 11:10. 35 Наһор Серугниң оғли, Серуг Рағуниң оғли, Рағу Пәләгниң оғли, Пәләг Ебәрниң оғли, Ебәр Шелаһниң оғли, «Серуг» — грек тилида «Серух». «Рағу» — грек тилида «Рағав». Ибранийчә «Рәу». «Пәләг» — грек тилида «Паләг». «Шелаһ» — грек тилида «Салаһ». 36 Шелаһ Қаинанниң оғли, Қаинан Арпахшадниң оғли, Арпахшад Шәмниң оғли, Шәм Нуһниң оғли, Нуһ Ләмәхниң оғли, «Қаинан» — грек тилида «Қаинам». «Шәм» — грек тилида «Сем». «Ләмәх» — грек тилида «Ламәх». 37 Ләмәх Мәтушәлаһниң оғли, Мәтушәлаһ Һанохниң оғли, Һанох Ярәдниң оғли, Ярәд Маһалалилниң оғли, Маһалалил Қенанниң оғли, 38 Қенан Еношниң оғли, Енош Сетниң оғли, Сет Адәм атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди.«...Қенан Еношниң оғли, Енош Сетниң оғли, Сет Адәм -атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди» — бу нәсәбнамә вә «Матта»да хатириләнгән нәсәбнамә үстидә «Матта»дики «қошумчә сөз»имиз һәмдә «Йәрәмия»дики (22:30 тоғрисида) қошумчә сөзимизни көрүң. Бизниңчә Луқа бәргән бу нәсәбнамә Мәсиһниң аниси Мәрйәмниң нәсәбнамисидур.  Яр. 5:3.
 
 

3:1 «Рим императори Тибериус Қәйсәрниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили» — бизниң һесаплишимизчә Тибериус Қәйсәр миладийә 13-жили 27-Июн император дәп җакаланған. Шуңа Йәһя пәйғәмбәрниң Исраилға Худаниң падишалиғини, шундақла Мәсиһниң кәлгәнлигини җар селишқа башлиғанлиғи миладийә 28-жили болса керәк еди. «Һерод хан Галилийә өлкисиниң һакими, Һерод ханниң иниси Филип хан Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаняс хан Абилиний өлкисиниң һакими болғанда...» — мошу айәттә үч қетим ишлитилгән «һаким» дегән сөз грек тилида «тетрарқ» дегән сөз билән ипадилиниду. «тетрарқ» дегәнниң толуқ мәнаси «(зиминниң) төрттин бир қисми үстидики һаким». «тетрарқ» дегән мәртивә «валий»дин төвән еди.

3:2 «... Һаннас һәм Қаяфа баш каһинлиқ қиливатқанда, Худаниң сөз-калами чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһяға кәлди» — бу 1-2-айәттә Худа чақчақ қиливатқандәк — дунияда шунчә муһтәрәм әрбаблар болғини билән, У Өз сөз-каламини уларниң һеч қайсисиға аманәт қилған әмәс, бәлки чөлдә яшаватқан намәлум бир Йәһудийға тапшурди.

3:2 Рос. 4:6.

3:3 «Йәһя пәйғәмбәр... кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»ни җакалашни башлиди» — «кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»: — башқичә ейтқанда, «Гуналиқ йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилғанлиғиңларни билдүрүш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду!» — дегәндәк.

3:3 Мат. 3:1; Мар. 1:4.

3:4 Йәш. 40:3-5; Мат. 3:3; Мар. 1:3; Юһ. 1:23.

3:6 «барлиқ әт егилири Худаниң ниҗатини көрәләйдиған болиду!» — «Йәш.» 40:3-5.

3:6 Зәб. 97:2-3; Йәш. 40:3-5; 52:10.

3:7 «Әй зәһәрлик илан балилири! Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!» — бу кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә; мәнаси бәлким «Товва қилмай, чөмүлдүрүшни қобул қилиш бизни Худаниң келидиған ғәзәптин қутқузиду, дегиниңлар қандақ гәп?!» дегәндәк.

3:7 Мат. 3:7; 23:33.

3:8 «Әнди товиға лайиқ мевиләрни кәлтүрүңлар!» — «товиға лайиқ мевиләр» тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» — демәк, «Биз улуқ Ибраһимниң әвлатлири болған «улуқ Йәһудий миллити» болуп, биз һеч немә қилмисақму Худа алдида пак туриверимиз» дегән позитсийини билдүриду.

3:8 Мат. 3:9; Юһ. 8:39; Рос. 13:26.

3:9 «Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди» — Йәһя пәйғәмбәрниң бу улуқ сөзи «Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида» дегән асасий мәнини билдүриду. Бу сөз тоғрилиқ вә 12-айәттики кейинки бешарити тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

3:9 Мат. 3:10; 7:19.

3:10 Рос. 2:37.

3:11 Яқ. 2:13,15; 1Юһа. 3:17.

3:14 «һеч кимгә ялғандин шикайәт қилмаңлар» — бәлким пул үндүрүвелиш мәхситидә қилинған шикайәтни көрситиши мүмкин.

3:15 «хәлиқ тәқәззалиқта болуп...» — демәк, тәққәзалиқ билән Қутқузғучи-Мәсиһни күткинидә.

3:16 Йәш. 44:3; Йо. 2:27,28; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 11:16; 2:4; 11:15; 19:4.

3:17 Мат. 3:12.

3:19 «һаким Һерод» — «һаким» герк тилида «тетрарк». Бу сөз «төртниң бирини идарә қилғучи» дегәнни билдүриду; Һерод Рим империйәсиниң һөкүмранлиғи астида болуп, Пәләстинниң төрттин бир қисмиға (Галилийәгә) «падиша» яки «хан» болған.

3:19 Мат. 14:3; Мар. 6:18.

3:21 Мат. 3:13; Мар. 1:9; Юһ. 1:32.

3:22 «Муқәддәс Роһ кәптәр сияқида чүшүп униң үстигә қонди» — «кәптәр сияқида» яки «пахтәк сияқида». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «Перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду. «...шуниң билән асмандин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди» — Әйсаниң Йәһя пәйғәмбәр тәрипидин чүмүлдүрүлүши униң зинданға ташлинишидин бурун, әлвәттә.

3:22 Йәш. 42:1; Мат. 17:5; Мар. 9:7; Луқа 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.

3:23 «Әйса өз хизмитини башлиғанда, оттузға кирип қалған еди» — «оттузға кирип қалған еди» грек тилида «оттузчә яшқа киргән еди» — Грекшунас Профессор Рамсайниң дейишичә бу ибарә (1) оттуз яш (жигирмә тоққуз яки оттуз бир яш әмәс); (2) дәл оттуз яшқа киргән күни дегән мәнидә. Каһинлар вә Лавийлар дәл оттуз яшқа киргәндә хизмитини башлайтти («Чөл.» 4:3, «Яр.» 41:46ниму көрүң).

3:23 Мат. 13:55; Юһ. 6:42.

3:26 «Йүсүп» — яки «Йосех». «Юда» — «Йәһуда»ниң қисқа шәкли.

3:27 «Салатийәл» — «Мат.» 1:12ни көрүң. Тәвратта, мәсилән «Әзра» 3:2дә «Шеалтиәл» дейилиду.

3:30 «Йәһуда» — грек тилида мошу йәрдә «Юда» дейилиду.

3:33 «Арам» — «Рут» 4:20 вә «1Тар.» 2:10дә «Рам». «Һезрон» — грек тилида «Әсром». «Пәрәз» — грек тилида «Парәс».

3:34 Яр. 11:10.

3:35 «Серуг» — грек тилида «Серух». «Рағу» — грек тилида «Рағав». Ибранийчә «Рәу». «Пәләг» — грек тилида «Паләг». «Шелаһ» — грек тилида «Салаһ».

3:36 «Қаинан» — грек тилида «Қаинам». «Шәм» — грек тилида «Сем». «Ләмәх» — грек тилида «Ламәх».

3:38 «...Қенан Еношниң оғли, Енош Сетниң оғли, Сет Адәм -атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди» — бу нәсәбнамә вә «Матта»да хатириләнгән нәсәбнамә үстидә «Матта»дики «қошумчә сөз»имиз һәмдә «Йәрәмия»дики (22:30 тоғрисида) қошумчә сөзимизни көрүң. Бизниңчә Луқа бәргән бу нәсәбнамә Мәсиһниң аниси Мәрйәмниң нәсәбнамисидур.

3:38 Яр. 5:3.