Юһанна
1
«Йуһанна баян қилған хуш хәвәр» •••• Әйса Мәсиһниң әйни салаһийити — «Худаниң Калами»дур
Муқәддәмдә «Калам» бар еди; Калам Худа билән биллә еди һәм Калам Худа еди.«Муқәддәмдә» — башқа бир ипадилиниши «һәммидин бурун» («аләм яритилиштин бурунла») Калам (аллиқачан) бар еди».  «Калам» — «сөз», шундақла «Худаниң сөзи» дегән мәнидә болуп, Әйсаниң бир намидур; көрситидиған мәнаси интайин чоңқурдур. «қошумчә сөз»имизни көрүң.  «Калам Худа билән биллә еди...» — Мошу йәрдики «билән биллә» дегән грек тилида йәнә «интайин йеқин мунасивәттә», «(Худаға) қарап уни сөйидиған» дегән мәниниму пуритиду. «һәм Калам Худа еди» — бу муһим баян каламниң Худалиқ тәбиитини көрситиду.  Пәнд. 8:22; Кол. 1:17; 1Юһа. 1:1, 2. У муқәддәмдә Худа билән биллә еди.Юһ. 17:5. У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди вә барлиқ яритилғанларниң һеч бири униңсиз яритилған әмәс.«У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди вә барлиқ яритилғанларниң һеч бири униңсиз яритилған әмәс» — бу йәрдә көздә тутулғини Калам өзи һеч яритилған әмәс, бәлки әзәлдин Худа билән биллә мәвҗут екәнлигидур. «Яритилған» грек тилида, мошу йәрдә «барлиққа кәлтүрүлгән» «вуҗудқа кәлтүрүлгән» дегән сөз билән ипадилиниду. Шуниңдәк башқа хил ипадилиниши: — «Һәммә нәрсә униң вастиси билән болди вә болған нәрсиләрдин һеч бири униңсиз болмиди».  Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Әф. 3:9; Кол. 1:16; Ибр. 1:2. Униңда һаятлиқ бар еди вә шу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди.«шу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди» — яки «шу һаятлиқ инсанларниң нури еди».  Юһ. 5:26; 8:12; 9:5; 12:46; 1Юһа. 1:5; 2:8-11; 5:11. Вә нур қараңғулуқта парлайду вә қараңғулуқ болса нурни һеч бесип чүшәлигән әмәс.«қараңғулуқ болса нурни һеч бесип чүшәлигән әмәс» — мошу сөз икки бислиқ сөз болуп, йәни «қараңғулуқ болса нурни һеч чүшәнгән әмәс» яки «қараңғулуқ болса нурни қобул қилған әмәс» дегәнниму билдүриду.  Юһ. 3:19.
Бир адәм Худадин кәлди. Униң исми Йәһя еди.«Бир адәм Худадин кәлди» — грек тилида «Бир адәм Худадин әвәтилди».  «Униң исми Йәһя еди» — Йәһя пәйғәмбәрни көрситиду. «Йәһя» дегән исим грек тилида һәм ибраний тилида «Юһанна» — «Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқити» дегән мәнини билдүриду.  Мал. 3:1; Мат. 3:1; Мар. 1:2, 4; Луқа 3:3; 7:27; Юһ. 1:33. У гувалиқ бериш үчүн, йәни һәммә инсан өзи арқилиқ ишәндүрүлсун, дәп нурға гувачи болушқа кәлгән еди. Йәһяниң өзи шу нур әмәс, бәлки пәқәт шу нурға гувалиқ беришкә кәлгән еди.
Һәқиқий нур, йәни пүткүл инсанни йорутқучи нур дунияға келиватқан еди.«Һәқиқий нур, йәни пүткүл инсанни йорутқучи нур дунияға келиватқан еди» — «келиватқан еди» дегәнни қандақ йол билән чүшәнгили болиду? Бизниңчә, бу бир җәрянни көрситиду — йәни бәлким авал Мәрйәмниң балиятқусиға пәйда болуп, туғулуп андин Йәһя пәйғәмбәрниң өзигә болған гувалиғи билән өзиниң хизмитикә кириш җәряни арқилиқ «келивататти». Башқа бир хил тәрҗимиси «Бу болса дунияға келидиған һәр бир инсанни йорутидиған һәқиқий нурдур».  Юһ. 8:12; 9:5; 12:46. 10 У дунияда болған вә дуния у арқилиқ барлиққа кәлтүрүлгән болсиму, лекин дуния уни тонумиди. Ибр. 1:2; 11:3. 11 У өзиниңкиләргә кәлгән болсиму, бирақ уни өз хәлқи қобул қилмиди. «У өзиниңкиләргә кәлгән болсиму, бирақ уни өз хәлқи қобул қилмиди» — «өзиниңкиләр» дегәнлик аләм вә униңда бар болған нәрсиләрниң һәммисини көрситиду. Һәммиси Мәсиһниңкидур, чүнки Худа аләмниң һәммисини у арқилиқ яратқан еди, шундақла униң башқурушиға тапшурған еди. «өз хәлқи»  — Исраил хәлқи, йәни Йәһудий хәлқи, грек тилида «өзидикиләр» билән ипадилиниду. 12 Шундақтиму, у өзини қобул қилғанлар, йәни өз намиға етиқат қилғанларниң һәммисигә Худаниң пәрзәнти болуш һоқуқини ата қилди. Йәш. 56:5; Рим. 8:15; Гал. 3:26; 2Пет. 1:4; 1Юһа. 3:1. 13 Уни қобул қилған мошулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду.«Уни қобул қилған мошулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду» —
(1) «қандин ... төрәлгән әмәс» (грек тилида «қанлардин әмәс») — демәк, мәлум бир милләттин болғанлиғидин әмәс. Мәсилән, бәзи адәмләр: «Мән Худа алаһидә таллиған хәлиқ болған Йәһудийлардин (яки «каһин аилиси» қатарлиқлардин) болғачқа Худаниң пәрзәнтимән» дәп хата ойлайду («Рос.» 17:26ни көрүң).
(2) «әтләрдин ... төрәлгән әмәс» — бизниңчә бу ибарә инсанниң өз тиришиш-тирмишишлирини көрситиду. Мәсилән көп адәмләр: «Мән Худаниң Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қануниға әмәл қилишқа тиришип, Худаниң пәрзәнти болимән» дәп хата ойлайду. «римлиқларға»дики «кириш сөз»имиздики «әтләр» тоғрилиқ изаһатимизни көрүң.
(3) «инсанниң (грек тилида «әркәк инсан»ниң) хаһишидин ... төрәлгән әмәс» — демәк, һәр қандақ бир инсан (мәйли пәйғәмбәр, мәйли каһин мәйли җамаәттики бирәр әрбаб болушидин қәтъийнәзәр), башқа бир инсанни Худаниң пәрзәнти қилалмайду. Униңдин башқа, һеч ким «өз ирадиси билән» өзини Худаниң пәрзәнти қилалмайду.
(4) «Худадин төрилиш», йәни «қайта туғулуш» тоғрилиқ 3:1-22-айәтни көрүң.
14 Калам инсан болди һәм аримизда маканлашти вә биз униң шан-шәривигә қаридуқ; у шан-шәрәп болса, Атиниң йенидин кәлгән, меһри-шәпқәт вә һәқиқәткә толған бирдин-бир йеганә Оғлиниңкидур. «Калам инсан болди» — «инсан» мошу йәрдә «әт егиси» яки «тән» билән ипадилиниду. «Калам инсан болди һәм аримизда маканлашти» — грек тилида «Калам тән (әт) болди вә аримизда чедир тикти». «Чедир» дегән сөз мошу йәрдә шүбһисизки, Әйсаниң инсанларниң арисида һазир болуши Муса пәйғәмбәрниң дәвридә Худа Өзиниң «муқәддәс чедир»ида туруп, Өз хәлқи арисида һазир болғиниға охшаш екәнлигини көрситиду. «биз униң шан-шәривигә қаридуқ; у шан-шәрәп болса, Атиниң йенидин кәлгән, меһри-шәпқәт вә һәқиқәткә толған бирдин-бир йеганә оғлиниңкидур» — «Ата» мошу йәрдә ХудаАтини көрситиду, әлвәттә.  Йәш. 7:14; Мат. 1:16; 17:2; Луқа 1:31; 2:7; Кол. 1:19; 2:9; 2Пет. 1:17. 15 (Йәһя униңға гувалиқ берип: — Мана, мән силәргә: «Мәндин кейин кәлгүчи мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияға келиштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур! — дәп җар қилди) «Мәндин кейин кәлгүчи мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияға келиштин бурунла болғанид» — демисәкму, Йәһя пәйғәмбәр Әйса Мәсиһдин алтә ай бурун туғулған («Луқа» 1:26-45ни көрүң); лекин Мәсиһ «униң болғинидин илгири болған».  Мат. 3:11; Мар. 1:7; Луқа 3:16; Юһ. 1:26,30. 16 Чүнки һәммимиз униңдики толуп ташқанлардин илтипат үстигә илтипат алдуқ.«һәммимиз униңдики толуп ташқанлиридин илтипат үстигә илтипат алдуқ» — мәнаси бәлким «униңдики толуп ташқан меһри-шәпқәт вә һәқиқәттин илтипат үстигә илтипат алдуқ» дегәнликтур. 17-айәтни көрүң. «Илтипат үстигә илтипат» дегән ибарә Мусаниң «Мис.» 33:3дә ейтқан сөзидин елинған.  Кол. 2:10.
17 Чүнки Тәврат қануни Муса пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән еди; лекин меһри-шәпқәт вә һәқиқәт Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди. «меһри-шәпқәт вә һәқиқәт Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди» — «Мәсиһ» болса пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтишичә, Худа тәрипидин әвәтилгән, һаман бир күни келип мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Падишаһни вә Қутқузғучи-Ниҗаткарни көрситиду. «Тәбирләр»ни көрүңлар.  Мис. 20:1. 18 Худани һеч ким көрүп баққан әмәс; бирақ Атиниң қучиғида турғучи, йәни бирдин-бир Оғул Уни аян қилди.«Атиниң қучиғида турғучи, йәни бирдин-бир Оғул Уни аян қилди» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Атиниң қучиғида турғучи, йәни Өзи бирдин-бир Худа болғучи Уни аян қилди» дейилиду. Бу икки вариянтниң әмәлийәттә чоң пәрқи йоқ (1:1-4ни көрүң. «Худаниң Оғли»да немила болмисун худалиқ тәбиити бардур.  Мис. 33:20; Қан. 4:12; Мат. 11:27; Юһ. 6:46; 1Тим. 6:16; 1Юһа. 4:12.
 
Йәһя пәйғәмбәрниң гувалиғи
Мат. 3:1-12; Мар. 1:2-8; Луқа 3:15-17
19 Йерусалимдики Йәһудийлар Йәһядин «Сән кимсән?» дәп сүрүштә қилишқа каһинлар билән Лавийларни униң йениға әвәткәндә, униң уларға җававән бәргән гувалиғи мундақ еди:  «Йерусалимдики Йәһудийлар» — бәлким Йәһудийларниң ақсақаллири вә мөтивәрлири көрситиду. «Сән кимсән?» — бу соалниң «Сән өзүң тоғрилиқ немә дәйсән? Пәйғәмбәрмусән яки Худа әвәтидиған Мәсиһ-қутқузғучимусән» дегәндәк ички мәнаси бар еди. Лекин улар униң бәргән җававиға ишинишкә тәйяр әмәс еди. Мәсилән, «Мат.» 21:25-27ни көрүң. «каһинлар билән Лавийлар» — «каһинлар» ибадәтханида қурбанлиқ хизмитини қилғучилар еди; «Лавийлар» («Лавий» қәбилисидин болғанлар) каһинларға Ярдәмчи рольда еди. «Тәбирләр»ни көрүң.  Юһ. 5:33.
20 У етирап қилип, һеч иккиләнмәй: — «Мән Мәсиһ әмәсмән» — дәп ениқ етирап қилди.«У етирап қилип, һеч иккиләнмәй... дәп ениқ етирап қилди» — «һеч иккиләнмәй» грек тилида «инкар қилмай» дегән сөз билән ипадилиниду.  Юһ. 3:28; Рос. 13:25.
21 Улар униңдин:
— Ундақта өзүң ким болисән? Иляс пәйғәмбәрмусән? — дәп сориди.
— Яқ, мән у әмәсмән, — деди у.
— Әмисә, сән һелиқи пәйғәмбәрмусән? — дәп сориди улар.
У йәнә: — Яқ! — деди.«сән һелиқи пәйғәмбәрмусән?» — бу соал Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан, өзиниң орнини басидиған, шундақла өзидин жуқури турған пәйғәмбәрни көрситиду («Қан.» 18:15-22). Әмәлийәттә болса, Мусаниң «шу пәйғәмбәр» тоғрилиқ бешарити Мәсиһниң өзидә әмәлгә ашурулди.
22 Шуңа улар униңдин:
— Ундақта, сән зади ким болисән? Бизни әвәткәнләргә җавап беришимиз үчүн, бизгә ейтқин, өзүң тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сориди.
23 Йәһя мундақ җавап бәрди:
— Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқандәк, чөлдә «Рәбниң йолини түз қилиңлар» дәп товлайдиған аваздурмән!«Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқандәк, чөлдә «Рәбниң йолини түз қилиңлар» дәп товлайдиған аваздурмән!» — Йәшая өз китавидики 40:3-айәттә баян қилған «Пәрвәрдигарниң йоли» яки «Рәбниң йоли» болса, Қутқузғучи-Мәсиһниң йолини көрситиду. Демәк, Йәһяниң хизмити Рәб Әйса үчүн товва қилидиған хәлиқни тәйярлаштин ибарәт еди. У һәтта кәмтәрлик билән өзи тоғрилиқ «Мән пәйғәмбәр» демәйду, «Мән наһайити бир авазмән, халас» дәйду.  Йәш. 40:3; Мат. 3:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4.
24-25 Әнди Йерусалимдин әвәтилгәнләр Пәрисийләрдин еди. Улар йәнә Йәһядин:
— Сән я Мәсиһ, я Иляс яки һелиқи пәйғәмбәр болмисаң, немә дәп кишиләрни суға чөмүлдүрисән? — дәп сориди.«Йерусалимдин әвәтилгәнләр Пәрисийләрдин еди» — «Пәрисийләр» Йәһудий диниға тәвә болған, Тәврат түзүмлиригә қаттиқ риайә қилишқа тиришидиған мәзһәптики кишиләр. «немә дәп кишиләрни суға чөмүлдүрисән?» — Йәһудий хәлқиниң арисидики «Раббилар» (устазлар) хелә бурун мундақ бир адәт бекиткәнки, әгәр башқа милләтләр («ят әлләр»)дин болғанлар «Тәврат-Зебур етиқати»ни қобул қилай десә, авал хәтнә қилиниши, андин бир хил «суға чөмүлдүрүш» қобул қилиши керәк еди. Лекин һазир «суға чөмүлдүрүш» қобул қилиши керәк болғанлар бутпәрәс «ят әлләр» әмәс, бәлки өзлири қобул қилиши керәк!
Йәһя пәйғәмбәр жүргүзгән «суға чөмүлдүрүш» кишиләрниң өз гуналириға болған иқрар-товисини, шундақла Қутқузғучи-Мәсиһниң келишигә болған етиқатини ипадиләш йоли еди (мәсилән, «Мат.» 3:2-12ни көрүң).
  Қан. 18:18.
26 Йәһя уларға мундақ дәп җавап бәрди:
— Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда турғучи силәр тонумиған бириси бар; Мат. 3:11; Мар. 1:7; Луқа 3:16; Рос. 1:5; 11:16; 19:4. 27 у мәндин кейин кәлгүчи болуп, мән һәтта униң кәшиниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән!
28 Бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйт-Ания йезисида, йәни Йәһя пәйғәмбәр кишиләрни суға чөмүлдүрүватқан йәрдә йүз бәргән еди.
 
Худаниң қозиси
29 Әтиси, Йәһя Әйсаниң өзигә қарап келиватқанлиғини көрүп мундақ деди:
— Мана, пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған Худаниң қозиси! «пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған...» — грек тилида «пүткүл дунияниң гунайини елип ташлайдиған ...». «пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған Худаниң қозиси!» — Тәвраттики қурбанлиқлар Мәсиһ билән ахирлишиду, чүнки у әң ахирқи «қурбанлиқ қоза»дур. Бу тоғрилиқ «Яр.» 22:7-8, «Мис.» 12:1-3, «Йәш.» 53:7 вә Тәвраттики башқа йәрләрдә бешарәт берилгән.  Йәш. 53:5, 7; Юһ. 1:36. 30 Мана, мән силәргә: «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур! «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди» — демисәкму, Йәһя пәйғәмбәр Әйса Мәсиһдин алтә ай бурун туғулған («Луқа» 1:26-45ни көрүң); лекин Мәсиһ «униң болғинидин илгири болған». 31 Мән бурун уни билмисәмму, лекин уни Исраилға аян болсун дәп, кишиләрни суға чөмүлдүргили кәлдим.
32 Йәһя йәнә гувалиқ берип мундақ деди:
— Мән Роһниң пахтәк һалитидә асмандин чүшүп, униң үстигә қонғанлиғини көрдүм. «Мән Роһниң пахтәк һалитидә асмандин чүшүп, униң үстигә қонғанлиғини көрдүм» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи.  Мат. 3:16; Мар. 1:10; Луқа 3:22. 33 Мән әслидә уни билмигән едим; лекин мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи маңа: «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!» дегән еди. мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи — «Йәһяни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи» — Худадур. «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң,...» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи. «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!» — Йәһяниң мошу гувалиғи Мәсиһни көрстиду; чүнки Мәсиһ Муқәддәс Роһини төкүши билән ниҗат елип келидиған «йеңи әһдә»ни түзгүчидур («Йәр.» 31:31-34, «Әз.» 36:25-27, «Йәш.» 32:15-20 вә башқилар). 34 Мән дәрвәқә шу ишни көрдүм, шуңа униң һәқиқәтән Худаниң Оғли екәнлигигә гувалиқ бәрдим!«Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду. «Тәбирләр»ниму көрүң.
«Худаниң Оғли» бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Худаниң таллиғини» дейилиду.
 
Әйсаниң дәсләпки мухлислири
35 Әтиси, Йәһя икки мухлиси билән йәнә шу йәрдә туратти. 36 У у йәрдин меңип кетиватқан Әйсани көрүп:
— Қараңлар! Худаниң қозиси! — деди.Йәш. 53:7; Юһ. 1:29; Рос. 8:32 37 Униң бу сөзини аңлиған икки мухлис Әйсаниң кәйнидин меңишти. 38 Әйса кәйнигә бурулуп, уларниң әгишип келиватқинини көрүп улардин:
— Немә издәйсиләр? — дәп сориди.
Улар:
— Рабби (бу ибранийчә сөз болуп, «устаз» дегән мәнидә), қәйәрдә турисән? — деди.
39 — Берип көрүңлар, — деди у. Шуниң билән, улар берип униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди вә у күни униң билән биллә турди (бу вақит шу күнниң онинчи саити еди).«онинчи саат» — Юһанна баянида «Рим вақти»ни ишлитиду (буниңға испат бар). Шуңа бу вақит әтигән саат он болса керәк.
40 Йәһя пәйғәмбәрниң жуқуриқи сөзини аңлап, Әйсаниң кәйнидин маңған иккиләнниң бири Симон Петрусниң иниси Андрияс еди. 41 Андрияс авал өз акиси Симонни тепип, униңға:
— Биз «Мәсиһ»ни таптуқ! — деди («Мәсиһ» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәп тәрҗимә қилиниду) ««Мәсиһ» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «христос» дәп тәрҗимә қилиниду» — «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәрвәқә грек тилида «мәсиһ қилинған», «май сүрүлгән» дегән мәнидә. Кейин, дунияви етиқатчи җамаәтниң бәзлири Әйсани «Әйса Мәсиһ», башқа бәзилири (грек тилидики тәләппузға әгишип) «Йәйсус Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәйду. Йәһудий етиқатичлар: «Йәшуа Мешияһ» дәйду. 42 вә акисини Әйсаниң алдиға елип барди. Әйса униңға қарап:
Сән Юнусниң оғли Симон; буниңдин кейин «Кифас» дәп атилисән, — деди (мәниси «таш»тур).«Сән Юнусниң оғли Симон» — «Юнус» грек тилида «Йонаһ». Бәзи кона көчүрмиләрдә «Юһанна» шәклидә көрүлиду. «кейин «Кифас» дәп атилисән» — «Кифас» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «Петрус» дәп тәрҗимә қилиниду; лекин «Кифас» ибраний тилида һәр түрлүк ташни билдүриду, «Петрос» грек тилида һәр хил кичик ташни билдүриду.  Мат. 16:18.
 
Филип вә Натанийәлниң чақиртилиши
43 Әтиси, Әйса Галилийә өлкисигә йол алмақчи еди. У Филипни тепип, униңға:
— Маңа әгишип маң! — деди 44 (Филип Бәйт-Саидалиқ болуп, Андрияс билән Петрусниң жутдиши еди). Юһ. 12:21. 45 Филип Натанийәлни тепип, униңға:
— Муса пәйғәмбәр Тәвратта вә башқа пәйғәмбәрләрму язмилирида бешарәт қилип язған затни таптуқ. У болса Йүсүпниң оғли Насарәтлик Әйса екән! — деди.«Филип Натанийәлни тепип,...» — «Натанийәл» Инҗилдики башқа баянларда «Бартоломай» (Толмайниң оғли) дәп елиниду.  Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:18; 2Сам. 7:12; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10, 11; 53:1-12; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; Дан. 9:24; Зәк. 6:12; 9:9.
46 Бирақ Натанийәл:
— Насарәт дегән җайдин яхши бир немә чиқамду?! — деди.
Келип көрүп бақ! — деди Филип.
47 Әйса Натанийәлниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ:
— Мана, ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир Исраиллиқ! — деди.
48 Натанийәл: — Мени қәйеримдин билдиң? — дәп сориди.
Әйса униңға җавап берип: — Филип сени чақириштин авал, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғанлиғиңни көргән едим, — деди.
49 Натанийәл җававән: — Устаз, сән Худаниң Оғли, Исраилниң Падишасисән! — деди.«Устаз» — грек тилида «рабби».
50 Әйса униңға җававән:
— Сени әнҗир дәриғиниң түвидә көргәнлигимни ейтқанлиғим үчүн ишиниватамсән? Буниңдинму чоң ишларни көрисән! — деди 51 вә йәнә:
— Бәрһәқ, бәрһәқ силәргә ейтип қояйки, силәр асманлар ечилип, Худаниң пәриштилириниң Инсаноғлиниң үстидин чиқип-чүшүп жүридиғанлиғини көрисиләр! — деди.«Инсаноғли» — Муқәддәс язмиларда (Тәвратта) «Инсаноғли» дегән ибарә алдин-ала ейтилған, дунияни қутқузузқа келидиған «Мәсиһ»ни көрсәткән еди (мәсилән, «Дан.» 7:13-14). Тәврат-Зәбур бойичә, бу Әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән әрштин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Униңдин муһими, бизниңчә, Әйса Мәсиһниң бу намни өзи һәққидә көп ишлитиши өзиниң толуқ инсан екәнлигини, инсанийәт билән бир екәнлигини тәкитләш үчүн еди. Чүнки әрш тәрипидин ейтқанда әҗайип иш шуки, гәрчә у әзәлдин «Худаниң Оғли» болған болсиму, у һазир йәнә «инсанниң оғли»му еди. «Тәбирләр»ни көрүң. «силәр асманлар ечилип, Худаниң пәриштилириниң Инсаноғлиниң үстидин чиқип-чүшүп жүридиғанлиғини көрисиләр!» — мошу йәрдә бизниңчә Мәсиһ «Яр.» 28:12ни көздә тутиду. Һәзрити Яқуп аламәтлик бир чүшни көргән. Чүштә у йәр үстидә туруп асманға йетидиған бир пәләмпәйни көргән, пәриштиләр униң үстидин «чиқип-чүшүп туратти». Демәк, Әйса Мәсиһ өзи дәл шу «асманға йетидиған пәләмпәй»дур.  Яр. 28:12.
 
 

1:1 «Муқәддәмдә» — башқа бир ипадилиниши «һәммидин бурун» («аләм яритилиштин бурунла») Калам (аллиқачан) бар еди».  «Калам» — «сөз», шундақла «Худаниң сөзи» дегән мәнидә болуп, Әйсаниң бир намидур; көрситидиған мәнаси интайин чоңқурдур. «қошумчә сөз»имизни көрүң.  «Калам Худа билән биллә еди...» — Мошу йәрдики «билән биллә» дегән грек тилида йәнә «интайин йеқин мунасивәттә», «(Худаға) қарап уни сөйидиған» дегән мәниниму пуритиду. «һәм Калам Худа еди» — бу муһим баян каламниң Худалиқ тәбиитини көрситиду.

1:1 Пәнд. 8:22; Кол. 1:17; 1Юһа. 1:1, 2.

1:2 Юһ. 17:5.

1:3 «У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди вә барлиқ яритилғанларниң һеч бири униңсиз яритилған әмәс» — бу йәрдә көздә тутулғини Калам өзи һеч яритилған әмәс, бәлки әзәлдин Худа билән биллә мәвҗут екәнлигидур. «Яритилған» грек тилида, мошу йәрдә «барлиққа кәлтүрүлгән» «вуҗудқа кәлтүрүлгән» дегән сөз билән ипадилиниду. Шуниңдәк башқа хил ипадилиниши: — «Һәммә нәрсә униң вастиси билән болди вә болған нәрсиләрдин һеч бири униңсиз болмиди».

1:3 Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Әф. 3:9; Кол. 1:16; Ибр. 1:2.

1:4 «шу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди» — яки «шу һаятлиқ инсанларниң нури еди».

1:4 Юһ. 5:26; 8:12; 9:5; 12:46; 1Юһа. 1:5; 2:8-11; 5:11.

1:5 «қараңғулуқ болса нурни һеч бесип чүшәлигән әмәс» — мошу сөз икки бислиқ сөз болуп, йәни «қараңғулуқ болса нурни һеч чүшәнгән әмәс» яки «қараңғулуқ болса нурни қобул қилған әмәс» дегәнниму билдүриду.

1:5 Юһ. 3:19.

1:6 «Бир адәм Худадин кәлди» — грек тилида «Бир адәм Худадин әвәтилди».  «Униң исми Йәһя еди» — Йәһя пәйғәмбәрни көрситиду. «Йәһя» дегән исим грек тилида һәм ибраний тилида «Юһанна» — «Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқити» дегән мәнини билдүриду.

1:6 Мал. 3:1; Мат. 3:1; Мар. 1:2, 4; Луқа 3:3; 7:27; Юһ. 1:33.

1:9 «Һәқиқий нур, йәни пүткүл инсанни йорутқучи нур дунияға келиватқан еди» — «келиватқан еди» дегәнни қандақ йол билән чүшәнгили болиду? Бизниңчә, бу бир җәрянни көрситиду — йәни бәлким авал Мәрйәмниң балиятқусиға пәйда болуп, туғулуп андин Йәһя пәйғәмбәрниң өзигә болған гувалиғи билән өзиниң хизмитикә кириш җәряни арқилиқ «келивататти». Башқа бир хил тәрҗимиси «Бу болса дунияға келидиған һәр бир инсанни йорутидиған һәқиқий нурдур».

1:9 Юһ. 8:12; 9:5; 12:46.

1:10 Ибр. 1:2; 11:3.

1:11 «У өзиниңкиләргә кәлгән болсиму, бирақ уни өз хәлқи қобул қилмиди» — «өзиниңкиләр» дегәнлик аләм вә униңда бар болған нәрсиләрниң һәммисини көрситиду. Һәммиси Мәсиһниңкидур, чүнки Худа аләмниң һәммисини у арқилиқ яратқан еди, шундақла униң башқурушиға тапшурған еди. «өз хәлқи»  — Исраил хәлқи, йәни Йәһудий хәлқи, грек тилида «өзидикиләр» билән ипадилиниду.

1:12 Йәш. 56:5; Рим. 8:15; Гал. 3:26; 2Пет. 1:4; 1Юһа. 3:1.

1:13 «Уни қобул қилған мошулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду» — (1) «қандин ... төрәлгән әмәс» (грек тилида «қанлардин әмәс») — демәк, мәлум бир милләттин болғанлиғидин әмәс. Мәсилән, бәзи адәмләр: «Мән Худа алаһидә таллиған хәлиқ болған Йәһудийлардин (яки «каһин аилиси» қатарлиқлардин) болғачқа Худаниң пәрзәнтимән» дәп хата ойлайду («Рос.» 17:26ни көрүң). (2) «әтләрдин ... төрәлгән әмәс» — бизниңчә бу ибарә инсанниң өз тиришиш-тирмишишлирини көрситиду. Мәсилән көп адәмләр: «Мән Худаниң Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қануниға әмәл қилишқа тиришип, Худаниң пәрзәнти болимән» дәп хата ойлайду. «римлиқларға»дики «кириш сөз»имиздики «әтләр» тоғрилиқ изаһатимизни көрүң. (3) «инсанниң (грек тилида «әркәк инсан»ниң) хаһишидин ... төрәлгән әмәс» — демәк, һәр қандақ бир инсан (мәйли пәйғәмбәр, мәйли каһин мәйли җамаәттики бирәр әрбаб болушидин қәтъийнәзәр), башқа бир инсанни Худаниң пәрзәнти қилалмайду. Униңдин башқа, һеч ким «өз ирадиси билән» өзини Худаниң пәрзәнти қилалмайду. (4) «Худадин төрилиш», йәни «қайта туғулуш» тоғрилиқ 3:1-22-айәтни көрүң.

1:14 «Калам инсан болди» — «инсан» мошу йәрдә «әт егиси» яки «тән» билән ипадилиниду. «Калам инсан болди һәм аримизда маканлашти» — грек тилида «Калам тән (әт) болди вә аримизда чедир тикти». «Чедир» дегән сөз мошу йәрдә шүбһисизки, Әйсаниң инсанларниң арисида һазир болуши Муса пәйғәмбәрниң дәвридә Худа Өзиниң «муқәддәс чедир»ида туруп, Өз хәлқи арисида һазир болғиниға охшаш екәнлигини көрситиду. «биз униң шан-шәривигә қаридуқ; у шан-шәрәп болса, Атиниң йенидин кәлгән, меһри-шәпқәт вә һәқиқәткә толған бирдин-бир йеганә оғлиниңкидур» — «Ата» мошу йәрдә ХудаАтини көрситиду, әлвәттә.

1:14 Йәш. 7:14; Мат. 1:16; 17:2; Луқа 1:31; 2:7; Кол. 1:19; 2:9; 2Пет. 1:17.

1:15 «Мәндин кейин кәлгүчи мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияға келиштин бурунла болғанид» — демисәкму, Йәһя пәйғәмбәр Әйса Мәсиһдин алтә ай бурун туғулған («Луқа» 1:26-45ни көрүң); лекин Мәсиһ «униң болғинидин илгири болған».

1:15 Мат. 3:11; Мар. 1:7; Луқа 3:16; Юһ. 1:26,30.

1:16 «һәммимиз униңдики толуп ташқанлиридин илтипат үстигә илтипат алдуқ» — мәнаси бәлким «униңдики толуп ташқан меһри-шәпқәт вә һәқиқәттин илтипат үстигә илтипат алдуқ» дегәнликтур. 17-айәтни көрүң. «Илтипат үстигә илтипат» дегән ибарә Мусаниң «Мис.» 33:3дә ейтқан сөзидин елинған.

1:16 Кол. 2:10.

1:17 «меһри-шәпқәт вә һәқиқәт Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди» — «Мәсиһ» болса пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтишичә, Худа тәрипидин әвәтилгән, һаман бир күни келип мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Падишаһни вә Қутқузғучи-Ниҗаткарни көрситиду. «Тәбирләр»ни көрүңлар.

1:17 Мис. 20:1.

1:18 «Атиниң қучиғида турғучи, йәни бирдин-бир Оғул Уни аян қилди» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Атиниң қучиғида турғучи, йәни Өзи бирдин-бир Худа болғучи Уни аян қилди» дейилиду. Бу икки вариянтниң әмәлийәттә чоң пәрқи йоқ (1:1-4ни көрүң. «Худаниң Оғли»да немила болмисун худалиқ тәбиити бардур.

1:18 Мис. 33:20; Қан. 4:12; Мат. 11:27; Юһ. 6:46; 1Тим. 6:16; 1Юһа. 4:12.

1:19 «Йерусалимдики Йәһудийлар» — бәлким Йәһудийларниң ақсақаллири вә мөтивәрлири көрситиду. «Сән кимсән?» — бу соалниң «Сән өзүң тоғрилиқ немә дәйсән? Пәйғәмбәрмусән яки Худа әвәтидиған Мәсиһ-қутқузғучимусән» дегәндәк ички мәнаси бар еди. Лекин улар униң бәргән җававиға ишинишкә тәйяр әмәс еди. Мәсилән, «Мат.» 21:25-27ни көрүң. «каһинлар билән Лавийлар» — «каһинлар» ибадәтханида қурбанлиқ хизмитини қилғучилар еди; «Лавийлар» («Лавий» қәбилисидин болғанлар) каһинларға Ярдәмчи рольда еди. «Тәбирләр»ни көрүң.

1:19 Юһ. 5:33.

1:20 «У етирап қилип, һеч иккиләнмәй... дәп ениқ етирап қилди» — «һеч иккиләнмәй» грек тилида «инкар қилмай» дегән сөз билән ипадилиниду.

1:20 Юһ. 3:28; Рос. 13:25.

1:21 «сән һелиқи пәйғәмбәрмусән?» — бу соал Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан, өзиниң орнини басидиған, шундақла өзидин жуқури турған пәйғәмбәрни көрситиду («Қан.» 18:15-22). Әмәлийәттә болса, Мусаниң «шу пәйғәмбәр» тоғрилиқ бешарити Мәсиһниң өзидә әмәлгә ашурулди.

1:23 «Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқандәк, чөлдә «Рәбниң йолини түз қилиңлар» дәп товлайдиған аваздурмән!» — Йәшая өз китавидики 40:3-айәттә баян қилған «Пәрвәрдигарниң йоли» яки «Рәбниң йоли» болса, Қутқузғучи-Мәсиһниң йолини көрситиду. Демәк, Йәһяниң хизмити Рәб Әйса үчүн товва қилидиған хәлиқни тәйярлаштин ибарәт еди. У һәтта кәмтәрлик билән өзи тоғрилиқ «Мән пәйғәмбәр» демәйду, «Мән наһайити бир авазмән, халас» дәйду.

1:23 Йәш. 40:3; Мат. 3:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4.

1:24-25 «Йерусалимдин әвәтилгәнләр Пәрисийләрдин еди» — «Пәрисийләр» Йәһудий диниға тәвә болған, Тәврат түзүмлиригә қаттиқ риайә қилишқа тиришидиған мәзһәптики кишиләр. «немә дәп кишиләрни суға чөмүлдүрисән?» — Йәһудий хәлқиниң арисидики «Раббилар» (устазлар) хелә бурун мундақ бир адәт бекиткәнки, әгәр башқа милләтләр («ят әлләр»)дин болғанлар «Тәврат-Зебур етиқати»ни қобул қилай десә, авал хәтнә қилиниши, андин бир хил «суға чөмүлдүрүш» қобул қилиши керәк еди. Лекин һазир «суға чөмүлдүрүш» қобул қилиши керәк болғанлар бутпәрәс «ят әлләр» әмәс, бәлки өзлири қобул қилиши керәк! Йәһя пәйғәмбәр жүргүзгән «суға чөмүлдүрүш» кишиләрниң өз гуналириға болған иқрар-товисини, шундақла Қутқузғучи-Мәсиһниң келишигә болған етиқатини ипадиләш йоли еди (мәсилән, «Мат.» 3:2-12ни көрүң).

1:24-25 Қан. 18:18.

1:26 Мат. 3:11; Мар. 1:7; Луқа 3:16; Рос. 1:5; 11:16; 19:4.

1:29 «пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған...» — грек тилида «пүткүл дунияниң гунайини елип ташлайдиған ...». «пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған Худаниң қозиси!» — Тәвраттики қурбанлиқлар Мәсиһ билән ахирлишиду, чүнки у әң ахирқи «қурбанлиқ қоза»дур. Бу тоғрилиқ «Яр.» 22:7-8, «Мис.» 12:1-3, «Йәш.» 53:7 вә Тәвраттики башқа йәрләрдә бешарәт берилгән.

1:29 Йәш. 53:5, 7; Юһ. 1:36.

1:30 «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди» — демисәкму, Йәһя пәйғәмбәр Әйса Мәсиһдин алтә ай бурун туғулған («Луқа» 1:26-45ни көрүң); лекин Мәсиһ «униң болғинидин илгири болған».

1:32 «Мән Роһниң пахтәк һалитидә асмандин чүшүп, униң үстигә қонғанлиғини көрдүм» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи.

1:32 Мат. 3:16; Мар. 1:10; Луқа 3:22.

1:33 мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи — «Йәһяни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи» — Худадур. «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң,...» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи. «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!» — Йәһяниң мошу гувалиғи Мәсиһни көрстиду; чүнки Мәсиһ Муқәддәс Роһини төкүши билән ниҗат елип келидиған «йеңи әһдә»ни түзгүчидур («Йәр.» 31:31-34, «Әз.» 36:25-27, «Йәш.» 32:15-20 вә башқилар).

1:34 «Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду. «Тәбирләр»ниму көрүң. «Худаниң Оғли» бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Худаниң таллиғини» дейилиду.

1:36 Йәш. 53:7; Юһ. 1:29; Рос. 8:32

1:39 «онинчи саат» — Юһанна баянида «Рим вақти»ни ишлитиду (буниңға испат бар). Шуңа бу вақит әтигән саат он болса керәк.

1:41 ««Мәсиһ» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «христос» дәп тәрҗимә қилиниду» — «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәрвәқә грек тилида «мәсиһ қилинған», «май сүрүлгән» дегән мәнидә. Кейин, дунияви етиқатчи җамаәтниң бәзлири Әйсани «Әйса Мәсиһ», башқа бәзилири (грек тилидики тәләппузға әгишип) «Йәйсус Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәйду. Йәһудий етиқатичлар: «Йәшуа Мешияһ» дәйду.

1:42 «Сән Юнусниң оғли Симон» — «Юнус» грек тилида «Йонаһ». Бәзи кона көчүрмиләрдә «Юһанна» шәклидә көрүлиду. «кейин «Кифас» дәп атилисән» — «Кифас» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «Петрус» дәп тәрҗимә қилиниду; лекин «Кифас» ибраний тилида һәр түрлүк ташни билдүриду, «Петрос» грек тилида һәр хил кичик ташни билдүриду.

1:42 Мат. 16:18.

1:44 Юһ. 12:21.

1:45 «Филип Натанийәлни тепип,...» — «Натанийәл» Инҗилдики башқа баянларда «Бартоломай» (Толмайниң оғли) дәп елиниду.

1:45 Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:18; 2Сам. 7:12; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10, 11; 53:1-12; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; Дан. 9:24; Зәк. 6:12; 9:9.

1:49 «Устаз» — грек тилида «рабби».

1:51 «Инсаноғли» — Муқәддәс язмиларда (Тәвратта) «Инсаноғли» дегән ибарә алдин-ала ейтилған, дунияни қутқузузқа келидиған «Мәсиһ»ни көрсәткән еди (мәсилән, «Дан.» 7:13-14). Тәврат-Зәбур бойичә, бу Әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән әрштин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Униңдин муһими, бизниңчә, Әйса Мәсиһниң бу намни өзи һәққидә көп ишлитиши өзиниң толуқ инсан екәнлигини, инсанийәт билән бир екәнлигини тәкитләш үчүн еди. Чүнки әрш тәрипидин ейтқанда әҗайип иш шуки, гәрчә у әзәлдин «Худаниң Оғли» болған болсиму, у һазир йәнә «инсанниң оғли»му еди. «Тәбирләр»ни көрүң. «силәр асманлар ечилип, Худаниң пәриштилириниң Инсаноғлиниң үстидин чиқип-чүшүп жүридиғанлиғини көрисиләр!» — мошу йәрдә бизниңчә Мәсиһ «Яр.» 28:12ни көздә тутиду. Һәзрити Яқуп аламәтлик бир чүшни көргән. Чүштә у йәр үстидә туруп асманға йетидиған бир пәләмпәйни көргән, пәриштиләр униң үстидин «чиқип-чүшүп туратти». Демәк, Әйса Мәсиһ өзи дәл шу «асманға йетидиған пәләмпәй»дур.

1:51 Яр. 28:12.