3
— Мана әнди Мән Өз әлчимни әвәтимән, у Мениң алдимда йол тәйярлайду; силәр издигән Рәб, йәни силәр хурсәнлик дәп билгән әһдә Әлчиси Өз ибадәтханисиға туюқсиз кириду; мана, У келиватиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.«Мана әнди Мән Өз әлчимни әвәтимән» — ибраний тилида «Мана, Мән! Мән Өз әлчимни әвәтимән,...». «силәр издигән Рәб, йәни силәр хурсәнлик дәп билгән әһдә Әлчиси Өз ибадәтханисиға туюқсиз кириду» — бәзиләр «йәни»ни «вә» дәп тәрҗимә қилип «силәр издигән Рәб вә силәр хурсәнлик дәп билгән әһдә әлчиси өз ибадәтханисиға туюқсиз кириду» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин ундақ тәрҗимә тоғра болса, демәк иккинчи әлчи Рәб Өзи болмиса, ибадәтханини қандақму униң «Өз ибадәтханиси» дегили болсун?
Алимларниң көпинчисиниң пикричә, шундақла бизниңчә, бу айәт бойичә икки әлчи келиду; (1) Рәбниң йолини тәйяр қилидиған әлчи («Мениң әлчим») вә (2) униңдин кейинки Рәб Өзи; Рәб йәнә «Әһдә Әлчиси» дәпму атилиду. Бу икки әлчи, шундақла «Әһдә Әлчиси»ниң мәнаси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
Бу әлчиниң әвәтилиши Худаниң хәлиқләрниң етиқатисиз әрз-дадлириға болған җававидур. Шуңа «силәр издигән» вә «силәр хурсәнлик дәп билгән» дегәнләрни кинайилик гәп дәп чүшинишимиз керәк.
  Мис. 23:20-22; Йәр. 31:31-34; Әз. 36:26-28; Мат. 3: 11-12; 11:10; 24:12-16; Мар. 1:2; Луқа 1:76; 7:27; Йуһ. 2:13-17; Йәш. 40:3; Ибр. 8:6; 12:24
— Бирақ Униң кәлгән күнидә ким чидиялисун? У көрүнгәндә ким туралисун? Чүнки У тавлиғучиниң оти, кирчиниң ақартқуч шолтисидәк болиду; У күмүчни тавлиғучи һәм ериғдиғучидәк тавлап олтириду; Лавийниң балилирини саплаштуриду, уларни алтун-күмүчни тавлиғандәк тавлайду; шуниң билән улар Пәрвәрдигарға һәққанийлиқта қилинған қурбанлиқ-һәдийәни суниду. Рос. 6:7
Андин Йәһуда һәм Йерусалимниң қурбанлиқ-һәдийилири Пәрвәрдигарға кона заманлардикидәк, илгәрки вақитлардикидәк шерин болиду. Мән һесап елишқа силәргә йеқин келимән; Мән сеһиргәрләргә, зинахорларға, ялған қәсәм ичкүчиләргә, мәдикарларниң һәққини тутувелип бозәк қилғучиларға, тул хотунлар һәм житим-йесирларни харлиғучиларға, ят адәмләрни өз һәққидин айривәткүчиләргә, шуниңдәк Мәндин һеч қорқмиғанларға тездин әйиплигүчи гувачи болимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар. «тездин әйиплигүчи гувачи болимән» — башқа бир хил тәрҗимиси «маһир әйиплигүчи гувачи болимән».  Мис. 20:7; 22:22; Қан. 24:17; Ам. 2:7 Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар өзгәрмәстурмән; шуңа силәр, и Яқупниң оғуллири, түгәшмигәнсиләр.«Мәнки Пәрвәрдигар өзгәрмәстурмән» — Худа өзгәрмәс болса, Униң Ибраһим пәйғәмбәргә әвлатлири Исраил тоғрилиқ болған вәдилириму өзгәрмәстур. «шуңа силәр, и Яқупниң оғуллири, түгәшмигәнсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шуңа силәр, и Яқуп оғуллириму һеч өзгәрмигән».  Зәб. 32:11-12; Пәнд. 19:21; Йәш. 14:26, 27; 25:9; 46:10.
— Ата-бовилириңларниң күнлиридин тартип силәр бәлгүлимилиримдин чәтнәп, уларни һеч тутмиғансиләр. Мениң йенимға қайтип келиңлар, Мән йениңларға қайтимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — бирақ силәр: «Биз қандақму қайтип келимиз?» — дәйсиләр. Зәк. 1:3 Адәм Худаниңкини булиса боламду? — Бирақ Маңа Мениңкини булап кәлдиңлар. Силәр йәнә: «Биз қандақсигә Саңа булаңчилиқ қиливатимиз» — дәйсиләр. Силәр «ондин бир» үлүш өшрилириңларни һәм «көтәрмә һәдийәләр»ни сунғиниңларда шундақ қилисиләр! «көтәрмә һәдийә» — мошу хил қурбанлиқ бир тәрәптин бәзи қурбанлиқлардин каһинлар үчүн айриветилгән бир қисмини, йәнә бир тәрәптин Худаға атап беғишлиған һәр хил (мәйли муқәддәс қанун бекиткән яки ихтияри билән болған) нәрсиләрни тәсвирләйду. Силәр еғир бир ләнәткә қалдиңлар, чүнки Маңа булаңчилиқ қиливатисиләр — силәр бу пүткүл «ят әл» шундақ қиливатисиләр! «Силәр бу пүткүл «ят әл» шундақ қиливатисиләр» — «ят әл» мошу йәрдә Худаниң интайин кинайилик гепи. Хәлиқ Униңға ят болуп, бутпәрәс бир әлгә охшайду. 10 Әнди өйүмдә ашлиқ болуш үчүн пүткүл «ондин бир» үлүш өшрини амбарға елип келиңлар вә шундақла Мени синап беқиңлар, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Мән асманниң деризилирини чоң ечип силәргә патқузалмиғидәк бир бәрикәтни төкүп беридиғанлиғимни көрүп бақмамсиләр? 11 Шундақ болғандила Мән силәрни дәп йәнә ялмиғучини әйипләймән, у топриқиңлардики мевиләрни вәйран қилмаймән; силәрниң бағ-етизлириңлардики тал үзүмләр вақитсиз төкүлүп кәтмәйду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.«мән силәрни дәп йәнә ялмиғучини әйипләймән» — «ялмиғучи» болса һәр хил зиянлиқ һашарәт-һайванларни (мәсилән, чекәткини) көрситиши мүмкин.
12 — Шуниң билән барлиқ әлләр силәрни бәхитлик дәп атайду, чүнки йериңлар адәмни һозурландуридиған бир зимин болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
 
Халайиқ йәнә қаршилиқ көрситиду
13 — Силәрниң сөзлириңлар Маңа қаттиқ тәгди, дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ силәр йәнә: «Биз сән билән қаршилишидиған немә сөз қилдуқ?» — дәйсиләр. Аюп 21:14, 15.
14 — Силәр: «Худаниң хизмитидә болуш беһудиликтур» һәм: «Униң тапшуруғини чиң тутушимиз вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар алдида матәм тутқан кишиләрдәк жүрүшимизниң немә пайдиси?» — дәйсиләр, 15 һәм шуниңдәк: «Тәкәббурларни бәхитлик дәп атаймиз; рәзиллик қилғучилар ронақ тапиду; улар бәрһәқ Худани синайду, бирақ қутулуп кетиду» — дәйсиләр.
 
16 Пәрвәрдигардин әйминидиғанлар буни аңлап пат-пат бир-бири билән муңдашти; Пәрвәрдигар уни нәзиригә алди, сөзлирини аңлиди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдида Униңдин қорқуп, Униң намини сеғинғанлар үчүн әсләтмә болған бир хатирә китап йезилди.«Шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдида Униңдин қорқуп, Униң намини сеғинғанлар үчүн әсләтмә болған бир хатирә китап йезилди» — бу китапни қәйәрдә, асманда яки зиминда, яки ким язғанлиғи дейилмигән.
17 — Бу кишиләр болса Өзүмниң алаһидә гөһәримни жиққан күнидә Мениңки болиду — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — вә Мән худди адәм өз хизмитидә болған оғлиға ичини ағритқандәк уларға ичимни ағритимән. Мис. 19:5; Юһ. 10:29; Йәш. 62:3; Фил. 4:1; 1Тес. 2:19 18 Силәр қайтип келисиләр вә һәққанийлар билән рәзилләрни, Худаниң хизмитидә болғанлар билән болмиғанларни пәриқ етәләйсиләр.«Силәр қайтип келисиләр» — ахирқи заманда, Исраилларниң қалдисиниң өз зиминиға қайтип келиши яки өлүмдин тирилишини көрситиду.
 
 

3:1 «Мана әнди Мән Өз әлчимни әвәтимән» — ибраний тилида «Мана, Мән! Мән Өз әлчимни әвәтимән,...». «силәр издигән Рәб, йәни силәр хурсәнлик дәп билгән әһдә Әлчиси Өз ибадәтханисиға туюқсиз кириду» — бәзиләр «йәни»ни «вә» дәп тәрҗимә қилип «силәр издигән Рәб вә силәр хурсәнлик дәп билгән әһдә әлчиси өз ибадәтханисиға туюқсиз кириду» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин ундақ тәрҗимә тоғра болса, демәк иккинчи әлчи Рәб Өзи болмиса, ибадәтханини қандақму униң «Өз ибадәтханиси» дегили болсун? Алимларниң көпинчисиниң пикричә, шундақла бизниңчә, бу айәт бойичә икки әлчи келиду; (1) Рәбниң йолини тәйяр қилидиған әлчи («Мениң әлчим») вә (2) униңдин кейинки Рәб Өзи; Рәб йәнә «Әһдә Әлчиси» дәпму атилиду. Бу икки әлчи, шундақла «Әһдә Әлчиси»ниң мәнаси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. Бу әлчиниң әвәтилиши Худаниң хәлиқләрниң етиқатисиз әрз-дадлириға болған җававидур. Шуңа «силәр издигән» вә «силәр хурсәнлик дәп билгән» дегәнләрни кинайилик гәп дәп чүшинишимиз керәк.

3:1 Мис. 23:20-22; Йәр. 31:31-34; Әз. 36:26-28; Мат. 3: 11-12; 11:10; 24:12-16; Мар. 1:2; Луқа 1:76; 7:27; Йуһ. 2:13-17; Йәш. 40:3; Ибр. 8:6; 12:24

3:3 Рос. 6:7

3:5 «тездин әйиплигүчи гувачи болимән» — башқа бир хил тәрҗимиси «маһир әйиплигүчи гувачи болимән».

3:5 Мис. 20:7; 22:22; Қан. 24:17; Ам. 2:7

3:6 «Мәнки Пәрвәрдигар өзгәрмәстурмән» — Худа өзгәрмәс болса, Униң Ибраһим пәйғәмбәргә әвлатлири Исраил тоғрилиқ болған вәдилириму өзгәрмәстур. «шуңа силәр, и Яқупниң оғуллири, түгәшмигәнсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шуңа силәр, и Яқуп оғуллириму һеч өзгәрмигән».

3:6 Зәб. 32:11-12; Пәнд. 19:21; Йәш. 14:26, 27; 25:9; 46:10.

3:7 Зәк. 1:3

3:8 «көтәрмә һәдийә» — мошу хил қурбанлиқ бир тәрәптин бәзи қурбанлиқлардин каһинлар үчүн айриветилгән бир қисмини, йәнә бир тәрәптин Худаға атап беғишлиған һәр хил (мәйли муқәддәс қанун бекиткән яки ихтияри билән болған) нәрсиләрни тәсвирләйду.

3:9 «Силәр бу пүткүл «ят әл» шундақ қиливатисиләр» — «ят әл» мошу йәрдә Худаниң интайин кинайилик гепи. Хәлиқ Униңға ят болуп, бутпәрәс бир әлгә охшайду.

3:11 «мән силәрни дәп йәнә ялмиғучини әйипләймән» — «ялмиғучи» болса һәр хил зиянлиқ һашарәт-һайванларни (мәсилән, чекәткини) көрситиши мүмкин.

3:13 Аюп 21:14, 15.

3:16 «Шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдида Униңдин қорқуп, Униң намини сеғинғанлар үчүн әсләтмә болған бир хатирә китап йезилди» — бу китапни қәйәрдә, асманда яки зиминда, яки ким язғанлиғи дейилмигән.

3:17 Мис. 19:5; Юһ. 10:29; Йәш. 62:3; Фил. 4:1; 1Тес. 2:19

3:18 «Силәр қайтип келисиләр» — ахирқи заманда, Исраилларниң қалдисиниң өз зиминиға қайтип келиши яки өлүмдин тирилишини көрситиду.