14
Бабилниң жиқилиши билән Исраил Худаниң рәһимини көриду. Бабилниң падишасиниң тәһтисараға чүшүши
Чүнки Пәрвәрдигар Яқупқа рәһимдиллик көрситиду,
Йәнә Исраилни таллайду;
У уларни өз жут-зиминида маканлаштуриду.
Шуниң билән ят адәмләр улар билән бирлишип,
Яқуп җәмәтигә қошулиду. «Пәрвәрдигар Яқупқа рәһимдиллик көрситиду, Йәнә Исраилни таллайду ...» — оқурмәнләр Тәвраттики «Яритилиш» дегән қисимни оқуған болса есидә бар болидуки, Худа һәзрити Яқупниң исмини «Исраил»ға өзгәрткән. Йәһудий хәлқи (Исраиллар) Яқупниң әвлатлиридин ибарәт. Шуңа «Йәшая» китавида, «Яқуп» яки «Исраил» адәттә Йәһудийлар, йәни Исраил хәлқини көрситиду. Әгәр текст һәзрити Яқуп (Исраил)ниң өзини көрсәткән болса, изаһат беримиз. Һәр қайси әл-милләтләр уларни елип өз жутиға апириду;
Исраил җәмәти болса Пәрвәрдигарниң зиминида уларға қул вә дедәк сүпитидә егидарчилиқ қилиду;
Улар өзлирини тутқун қилғанларни тутиду;
Өзлирини әзгәнләрниң үстидин идарә қилиду.
Вә шундақ болидуки,
Пәрвәрдигар силәргә азаптин, сарасимидин вә әсир болуп мәҗбурланған мушәққәтлик қуллуқтин арамлиқ бәргән күнидә,Қан. 28:48
Силәр Бабил падишаси тоғрисида мундақ мақал-тәмсилни ейтисиләр: —
«Қара, бу җазанихор қандақ һалак болди,
Талан-тараҗ қилип алтун топлиғучи қандақ йоқалди!
Пәрвәрдигар рәзилләрниң һасисини,
Һакимларниң закон тайиғини,
Йәни хәлиқ-милләтләрни аччиғи билән үзлүксиз урғанни,
Әлләргә ғәзәп қилип тизгинсиз зиянкәшлик қилғанни сундурувәтти.
Пүткүл йәр йүзи арам тепип тиничлиниду;
Улар нахша ейтип тәнтәнә қилиду.
Қариғайлар болса һалиңдин шатлиниду,
Ливандики кедирларму: — «Сән гөрүңдә ятқузулғандин кейин,
Һеч бир кәскүчи бизни қорқатмайду!» — дәйду.«қариғайлар» вә «кедирлар» — шүбһисизки, һәр хил падишалар яки падишалиқларни көристиду. Кедир дәриғи болса йоған, интайин чирайлиқ дәрәқ болуп, улуқ падишаларни яки падишалиқларни билдүриду.
Сән чүшүшүң билән тәһтисарадикиләр сени қарши елишқа сарасимә болуп кетиду;
Сән үчүн өлүкләрниң роһлири,
Җаһандики җимики «өшкә җинлар» қозғилиду;
Әлләрниң һәммә падишалири тәхтлиридин турғузулиду;
10 Уларниң һәммиси саңа қарап мундақ дәйду: —
«Сениң һалиңму бизләрниңкидәк бошап кәттиму?
Бизгә охшаш болуп қалдиңмусән?!»«Уларниң һәммиси (өлүкләрниң роһлири) саңа қарап мундақ дәйду: — «Сениң һалиңму бизләрниңкидәк бошап кәттиму?» — Худаға етиқат қилмиған, тәһтисарада ятқан өлүкләрниң роһлириниң әһвали мошу йәрдә аян қилиниду. Улар бу аләмдикиләргә һеч қандақ ярдәм берәлмәйду; чүнки уларниң һали аллиқачан «бошап кәткән» болиду.
11 Сениң шану-һәйвитиң чилтарилириңниң авазлири билән биллә тәһтисараға чүшүрүлүп түгиди;
Астиңда чивин қурути мижилдап кетиду,
Үстүңни сазаңлар қаплап кетиду.
12 И Чолпан, Сәһәр балиси,
Сән қандақ қилип асмандин жиқилип чүшкәнсән!
И техи өткәндила әлләрни йәргә жиқитқучи,
Сән йәр йүзигә ташливетилдиң!«И Чолпан, Сәһәр балиси, сән қандақ қилип асмандин жиқилип чүшкәнсән!» — мошу айәтләрдики бешарәтләрдә, көрүнгән мәнзирә Бабил падишасидин дәҗҗал вә дәҗҗалниң кәйнидики күч-йөләнчүки болған Шәйтанға йөткилиду. Дәҗҗал бәлким кәлгүсидә Бабилниң падишасиму болиду. Шәйтанниң әслидә чирайлиқ, күчлүк, парлақ бир пәриштә, йәнә «Чолпан» болғанлиғи көрүниду. Мошу айәтләрдиму юлтузлар вә пәриштиләрниң бир-бири билән мунасивәтлик болғанлиғи көрүниду. «Сән йәр йүзигә ташливетилдиң!» — ибраний тилида «сән йәр йүзигә кесиветилдиң».
13 Сән әслидә көңлүңдә: — «Мән асманларға чиқимән,
Тәхтимни Худаниң юлтузлиридин үстүн қилимән;
Мән җамаәтниң теғида,
Йәни шимал тәрәпләрдиму олтиримән;«җамаәтниң теғида»... «шимал тәрәпләрдә» — бәлким пәриштиләрниң самави җамаитини яки Исраилниң җамаитини билдүриду — демәк, Шәйтан Худаға мәнсуп болған җамаәтниң тегишлик ибадитини өзигә қаритивелишқа қизиқиду.  Зәб. 47:3
14 Мән булутларниң егиз җайлиридин жуқуриға өрләймән;
Һәммидин Алий билән тәң болимән!» — дедиң. «юлтузлар... булутлар...» — 13- вә 14-айәттики «юлтузлар» вә «булутлар» бәлким пәриштиләр, асмандики самави қошунларни көрситиду.
15 Һалбуки сән тәһтисараға,
Чоңқур һаңниң тегилиригә чүшүрүлдуң».
16 Сени көргәнләр саңа йеқиндин синчилап қарап: —
«Җаһанни зил-зилигә кәлтүргән, падишалиқларни титрәткән адәм мошумиду?
17 Йәр йүзини чөл-баяван қилип,
Униңдики шәһәрләрни ғулатқан,
Тутқан әсирләрни өз жутиға һеч қоюп бәрмигән мошумиду?» — дейишиду.
18 Мана әлләрниң шаһлири бириму қалмай «шан-шәрәп»тә, қараңғулуқтики өз өйидә йетишиду,«қараңғулуқтики өз өйи» — һәм йәр йүзидики мазари һәм тәхтисарада ятқан җайниму көрситиду.
19 Бирақ сән кәмситилгән чиригән бир шах кәби,
Өлтүрүлгәнләрниң догиси астида,
Қилич билән санҗилған, һаңниң тәһтигә чүшидиғанларға охшаш,
Аяқ астида дәссәп-чәйләнгән өлүктәк,
Өз гөрүңдин мәһрум болуп ташливетилдиң.«һаңниң тәһтигә...» — ибраний тилида «һаңниң ташлириға».
20 Сән әшу падишалар билән биргә дәпнә қилинмайсән,
Чүнки өз жутуңни вәйран қилғансән,
Өз хәлқиңни өлтүрүвәткәнсән;
Рәзиллик қилғучиларниң нәсли һәргиз йәнә тилға елинмайду.Аюп 18:19; Зәб. 20:11; 37:28; 109:13
21 Ата-бовилириниң қәбиһликлири түпәйлидин,
Униң оғуллирини қәтл қилишқа тәйяр қилиңлар;
Шундақ қилғанда, улар орнидин туруп йәр-җаһанни ишғал қилмайду,
Йәр йүзини шәһәргә тошқузуветәлмәйду.«улар орнидин туруп йәр-җаһанни ишғал қилмайду, йәр йүзини шәһәргә тошқузуветәлмәйду» — мошу сөзләр тунҗа «Бабил» шәһири, йәни «Бабил мунари» җайлашқан шәһәр билән мунасивәтлик. Уларниң мәхсити өзлириниң намини чоң көрситип, өз шәһирини пүткүл йәз-зиминни башқуридиған қилиштин ибарәт еди («Яр.» 11-бапни көрүң).  Мис. 20:5; Мат. 23:25
22 Чүнки Мән уларға қарши чиқимән,
— дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
— Мән Бабилдин униң намини вә униң қалдуқлирини, нәсил-пәрзәнтлирини үзүп ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар,Аюп 18:19; Зәб. 20:11; 36:28
23 — Вә уни һувқушниң маканиға, сазлиқларға айландуримән;
Һалакәт сүпүргиси билән уни сүпүрүп ташлаймән,
— дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.«һувқуш» — башқичә тәрҗимиси болуши мүмкин; у чоқум хилвәт җайларда туридиған бир җанивар.  Йәш. 34:11; Зәф. 2:14
24 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ қәсәм ичкәнки,
— Мән қандақ ойлисам, шундақ болиду;
Қандақ мәхсәтни көңлүмгә пүксәм, шу тиклиниду,
25 Мәхситим Өз зиминимда Асурийәликни қийма-чийма қилиштин ибарәт;
Өз тағлиримда уни дәссәп-чәйләймән;
У салған боюнтуруқ хәлқимниң бойнидин,
У артқан жүк мүрисидин елип ташлиниду.«Өз зиминимда ... Өз тағлиримда...» — Худаниң «Өз зимини», «Өз тағлири» болса Исраилниң зимини Пәләстиндур.
26 Мана бу пүткүл йәр йүзи тоғрилиқ ирадә қилинған мәхсәттур,
Мана бу барлиқ әлләрниң үстигә узартилған қолдур.
27 Пәрвәрдигар мундақ мәхсәтни пүккән екән,
Ким уни тосалисун?
Униң қоли узартилған екән, ким уни яндуралисун?2Тар. 20:6; Аюп 9:12; Пәнд. 21:30; Дан. 4:32
 
Филистийә тоғрилиқ бир сөз
28 Аһаз падиша өлгән жилида мундақ вәһий жүкләнди: — 2Пад. 16:20
29 И Филистийә, һәммиңлар,
«Бизни урған таяқ сунди» дәп шатланмаңлар;
Чүнки иланниң йилтизидин зәһәрлик бир илан чиқиду,
Униң нәсли болса дәһшәтлик учар илан болиду.«иланниң йилтизидин зәһәрлик бир илан чиқиду, униң нәсли болса дәһшәтлик учар илан болиду» — Аһаз өлгәндә, Филистийләрниң бәш шәһәр иттипақдиши Асурийәгә қарши Йәһуда билән бир иттипақни бәрпа қилмақчи болиду. Шуңа улар Йәһуданиң йеңи падишаси Һәзәкияға әлчиләрни әвәткән. Бешарәт шу чағда берилгән (32-айәтни көрүң). Йәшая пәйғәмбәр мошу бешарәттә, иттипақлишишни рәт қилиш, пәқәт Пәрвәрдигарғила тайиниш керәк, демәкчи (йәнә 32-айәтни көрүң).
«Таяқ», йәни «илан» бәлким Аһазниң өзи болуши мүмкин. Филистийә Исраилниң зиминидин бир қисмини ишғал қилған еди. Аһаз падиша бәлким улар билән әшу зимин үстидин урушқан болуши мүмкин (Тәвраттики «2Тар.» 28-бапни көрүң). Униң оғли Һәзәкия болса Филистийәгә тақабил туруп Исраилниң зиминини қайтурувалиду (Тәвраттики «2Пад.» 18-бапни көрүң). Шуңа Һәзәкия бәлким бешарәттики «зәһәрлик илан» болуши мүмкин. «Дәһшәтлик учар илан» болса, әң хәтәрлик илан болуп, кәлгүсидә Исраилни барлиқ дүшмәнлиридин толуқ қутқузидиған Мәсиһни көрситиду.
30 Шуниң билән йоқсулларниң тунҗа балилири озуқлиниду,
Мөминләр болса теч-аманлиқта ятиду;
Бирақ Мән йилтизиңни ачарчилиқ билән йоқитимән
Қалған қисмиңму у тәрәптин өлтүрүлиду.«Қалған қисмиңму у тәрәптин өлтүрүлиду» — демәк, охшашла ачарчилиқтин өлтүрүлиду.
31 Шуңа и қовуқ, налә көтәргин,
И шәһәр, пәряд чәккин!
И Филистийә, сән болсаң ерип кәткәнсән!
Чүнки шимал тәрәптин ис-түтәклик бир түврүк өрләйду;
Униң жиғилған қошунлирида һеч ким сәпсиз қалмайду.«ис-түтәклик бир түврүк өрләйду» — бәлким дүшмән қошунлири пурқиритидиған чаң-тозаңларни көрситиши мүмкин. Мошу айәтниң ибраний тилидикисини чүшиниш тәс.
32 Әнди бу әлниң әлчилиригә қандақ җавап бериш керәк? —
«Зионни тиклигүчи Пәрвәрдигардур;
Униң хәлқи ичидики езилгүчиләр униңдин башпанаһ тапиду» — дегин!» «бу әлниң әлчилири» — Филистийләрниң әлчилири болса керәк.
 
 

14:1 «Пәрвәрдигар Яқупқа рәһимдиллик көрситиду, Йәнә Исраилни таллайду ...» — оқурмәнләр Тәвраттики «Яритилиш» дегән қисимни оқуған болса есидә бар болидуки, Худа һәзрити Яқупниң исмини «Исраил»ға өзгәрткән. Йәһудий хәлқи (Исраиллар) Яқупниң әвлатлиридин ибарәт. Шуңа «Йәшая» китавида, «Яқуп» яки «Исраил» адәттә Йәһудийлар, йәни Исраил хәлқини көрситиду. Әгәр текст һәзрити Яқуп (Исраил)ниң өзини көрсәткән болса, изаһат беримиз.

14:3 Қан. 28:48

14:8 «қариғайлар» вә «кедирлар» — шүбһисизки, һәр хил падишалар яки падишалиқларни көристиду. Кедир дәриғи болса йоған, интайин чирайлиқ дәрәқ болуп, улуқ падишаларни яки падишалиқларни билдүриду.

14:10 «Уларниң һәммиси (өлүкләрниң роһлири) саңа қарап мундақ дәйду: — «Сениң һалиңму бизләрниңкидәк бошап кәттиму?» — Худаға етиқат қилмиған, тәһтисарада ятқан өлүкләрниң роһлириниң әһвали мошу йәрдә аян қилиниду. Улар бу аләмдикиләргә һеч қандақ ярдәм берәлмәйду; чүнки уларниң һали аллиқачан «бошап кәткән» болиду.

14:12 «И Чолпан, Сәһәр балиси, сән қандақ қилип асмандин жиқилип чүшкәнсән!» — мошу айәтләрдики бешарәтләрдә, көрүнгән мәнзирә Бабил падишасидин дәҗҗал вә дәҗҗалниң кәйнидики күч-йөләнчүки болған Шәйтанға йөткилиду. Дәҗҗал бәлким кәлгүсидә Бабилниң падишасиму болиду. Шәйтанниң әслидә чирайлиқ, күчлүк, парлақ бир пәриштә, йәнә «Чолпан» болғанлиғи көрүниду. Мошу айәтләрдиму юлтузлар вә пәриштиләрниң бир-бири билән мунасивәтлик болғанлиғи көрүниду. «Сән йәр йүзигә ташливетилдиң!» — ибраний тилида «сән йәр йүзигә кесиветилдиң».

14:13 «җамаәтниң теғида»... «шимал тәрәпләрдә» — бәлким пәриштиләрниң самави җамаитини яки Исраилниң җамаитини билдүриду — демәк, Шәйтан Худаға мәнсуп болған җамаәтниң тегишлик ибадитини өзигә қаритивелишқа қизиқиду.

14:13 Зәб. 47:3

14:14 «юлтузлар... булутлар...» — 13- вә 14-айәттики «юлтузлар» вә «булутлар» бәлким пәриштиләр, асмандики самави қошунларни көрситиду.

14:18 «қараңғулуқтики өз өйи» — һәм йәр йүзидики мазари һәм тәхтисарада ятқан җайниму көрситиду.

14:19 «һаңниң тәһтигә...» — ибраний тилида «һаңниң ташлириға».

14:20 Аюп 18:19; Зәб. 20:11; 37:28; 109:13

14:21 «улар орнидин туруп йәр-җаһанни ишғал қилмайду, йәр йүзини шәһәргә тошқузуветәлмәйду» — мошу сөзләр тунҗа «Бабил» шәһири, йәни «Бабил мунари» җайлашқан шәһәр билән мунасивәтлик. Уларниң мәхсити өзлириниң намини чоң көрситип, өз шәһирини пүткүл йәз-зиминни башқуридиған қилиштин ибарәт еди («Яр.» 11-бапни көрүң).

14:21 Мис. 20:5; Мат. 23:25

14:22 Аюп 18:19; Зәб. 20:11; 36:28

14:23 «һувқуш» — башқичә тәрҗимиси болуши мүмкин; у чоқум хилвәт җайларда туридиған бир җанивар.

14:23 Йәш. 34:11; Зәф. 2:14

14:25 «Өз зиминимда ... Өз тағлиримда...» — Худаниң «Өз зимини», «Өз тағлири» болса Исраилниң зимини Пәләстиндур.

14:27 2Тар. 20:6; Аюп 9:12; Пәнд. 21:30; Дан. 4:32

14:28 2Пад. 16:20

14:29 «иланниң йилтизидин зәһәрлик бир илан чиқиду, униң нәсли болса дәһшәтлик учар илан болиду» — Аһаз өлгәндә, Филистийләрниң бәш шәһәр иттипақдиши Асурийәгә қарши Йәһуда билән бир иттипақни бәрпа қилмақчи болиду. Шуңа улар Йәһуданиң йеңи падишаси Һәзәкияға әлчиләрни әвәткән. Бешарәт шу чағда берилгән (32-айәтни көрүң). Йәшая пәйғәмбәр мошу бешарәттә, иттипақлишишни рәт қилиш, пәқәт Пәрвәрдигарғила тайиниш керәк, демәкчи (йәнә 32-айәтни көрүң). «Таяқ», йәни «илан» бәлким Аһазниң өзи болуши мүмкин. Филистийә Исраилниң зиминидин бир қисмини ишғал қилған еди. Аһаз падиша бәлким улар билән әшу зимин үстидин урушқан болуши мүмкин (Тәвраттики «2Тар.» 28-бапни көрүң). Униң оғли Һәзәкия болса Филистийәгә тақабил туруп Исраилниң зиминини қайтурувалиду (Тәвраттики «2Пад.» 18-бапни көрүң). Шуңа Һәзәкия бәлким бешарәттики «зәһәрлик илан» болуши мүмкин. «Дәһшәтлик учар илан» болса, әң хәтәрлик илан болуп, кәлгүсидә Исраилни барлиқ дүшмәнлиридин толуқ қутқузидиған Мәсиһни көрситиду.

14:30 «Қалған қисмиңму у тәрәптин өлтүрүлиду» — демәк, охшашла ачарчилиқтин өлтүрүлиду.

14:31 «ис-түтәклик бир түврүк өрләйду» — бәлким дүшмән қошунлири пурқиритидиған чаң-тозаңларни көрситиши мүмкин. Мошу айәтниң ибраний тилидикисини чүшиниш тәс.

14:32 «бу әлниң әлчилири» — Филистийләрниң әлчилири болса керәк.