20
20-күй •••• Худа тиклигән падиша тоғрилиқ бир күй
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Падиша қудритиңдин шатлиниду, и Пәрвәрдигар;
Ғәлибә-ниҗатлиғиңдин у нәқәдәр хурсән болиду!
3 Сән униң көңүл тилигини униңға ата қилдиң,
Ләвлириниң тәливини рәт қилған әмәссән.
Селаһ!
4 Чүнки Сән есил бәрикәтләр билән уни қарши алдиң;
Униң бешиға сап алтун таҗ кийдүрдүң.
5 У Сәндин өмүр тилисә, Сән униңға бәрдиң,
Йәни узун күнләрни, таки әбәдил-әбәткичә бәрдиң.
6 У Сениң бәргән ғәлибә-ниҗатлиғиңдин зор шәрәп қучти;
Сән униңға иззәт-һәйвәт һәм шану-шәвкәт қондурдуң.
7 Сән униң өзини мәңгүлүк бәрикәтләр қилдиң;
8 Чүнки падиша Пәрвәрдигарға тайиниду;
Һәммидин Алий Болғучиниң өзгәрмәс муһәббити билән у һеч тәврәнмәйду.
9 Сениң қолуң барлиқ дүшмәнлириңни тепип, ашкарә қилиду;
Оң қолуң Саңа өчмәнлик қилғанларни тепип ашкарә қилиду;□«Сениң қолуң барлиқ дүшмәнлириңни тепип, ... Оң қолуң Саңа өчмәнлик қилғанларни тепип ашкарә қилиду...» — 8-айәттин башлап, бешарәтлик сөзләр беваситә падишаға ейтилған болса керәк. Рошәнки, бу айәтләр падиша Давутниң әвлади болған, кәлгүсидики Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду.
10 Сениң дидариң көрүнгән күндә, уларни ялқунлуқ хумданға салғандәк көйдүрисән;
Пәрвәрдигар дәрғәзәп билән уларни жутуветиду;
От уларни көйдүрүп түгитиду.
11 Уларниң тухумини җаһандин,
Нәсиллирини кишилик дуниядин қуритисән;
12 Чүнки улар Саңа яманлиқ қилишқа урунди;
Улар рәзил бир нәйрәңни ойлап чиққини билән,
Амма ғәлибә қилалмиди.
13 Чүнки Сән уларни кәйнигә бурулушқа мәҗбур қилдиң;
Сән уларниң йүзигә қарап оқяйиңни чәнләйсән.
14 И Пәрвәрдигар, Өз күчүң билән улуқлуғуңни намайән қилғайсән;
Шуниң билән биз нахша ейтип қудритиңни мәдһийиләймиз.
□20:7 «Сән униң өзини мәңгүлүк бәрикәтләр қилдиң» — бу сөз бәлким Давутниң әвлади болған, кәлгүсидики Қутқузғучи-Мәсиһниң Худаниң Ибраһимға бәргән әң улуқ вәдисини әмәлгә ашуридиғанлиғини көрситиши мүмкин. Шу вәдә: «Сән өзүң башқиларға бәхит-бәрикәт болисән ... Сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә вә қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду» дейилиду («Яр.» 12:1-3дә хатириләнгән). Башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән униңға мәңгүлүк бәрикәтләрни бекиттиң».
□20:9 «Сениң қолуң барлиқ дүшмәнлириңни тепип, ... Оң қолуң Саңа өчмәнлик қилғанларни тепип ашкарә қилиду...» — 8-айәттин башлап, бешарәтлик сөзләр беваситә падишаға ейтилған болса керәк. Рошәнки, бу айәтләр падиша Давутниң әвлади болған, кәлгүсидики Қутқузғучи-Мәсиһни көрситиду.